< Йәшуа 8 >
1 Пәрвәрдигар Йәшуаға: — Сән һеч қорқма, һәм һодуқмиғин. Туруп, барлиқ җәңчиләрни өзүң билән елип, Айи шәһиригә чиққин. Мана, Мән Айиниң падишаси, хәлқи, шәһири вә зиминини қошуп сениң қолуңға тапшурдум.
Jehovah said to Joshua, "Do not be afraid, neither be dismayed. Take all the people of war with you, and arise, go up to Ai. Look, I have given into your hand the king of Ai, with his people, his city, and his land.
2 Сән Йерихо билән униң падишасиға қандақ қилған болсаң Айи шәһири билән униң падишасиғиму шундақ қилисән. Пәқәт силәр бу қетим шәһәрдин олҗа вә чарпайларни алсаңлар болиду. Әнди сән шәһәрниң кәйни тәрипигә һуҗум қилишқа пистирма қойғин, — деди.
You shall do to Ai and her king as you did to Jericho and her king, except its spoil and its livestock, you shall take for a plunder for yourselves. Set an ambush for the city behind it."
3 Шуниң билән, Йәшуа билән һәммә җәңчиләр қозғилип, айиға һуҗум қилишқа чиқти. Йәшуа оттуз миң батур җәңчини илғап кечидә уларни маңдурди
So Joshua arose, and all the people of war, to go up to Ai. Joshua chose thirty thousand men, the mighty men of valor, and sent them out by night.
4 вә уларға мундақ тапилиди: — «Силәр агаһ болуп, шәһәрдин бәк нери кәтмәй шәһәрниң кәйнидә мөкүнүп туруп, һәммиңлар бөктүрмә һуҗумға тәйяр туруңлар.
He commanded them, saying, "Look, you shall lie in ambush against the city, behind the city. Do not go very far from the city, but all of you be ready.
5 Мән өзүм билән қалған һәммә кишиләрни елип шәһәргә йеқин баримән; шундақ болидуки, улар балдурқидәк алдимизға чиқип һуҗум қилғанда, биз уларниң алдидин қачимиз;
I, and all the people who are with me, will approach to the city. It shall happen, when they come out against us, as at the first, that we will flee before them.
6 улар җәзмән бизниң кәйнимиздин қоғлайду; улар: «Исраиллар балдурқидәк алдимиздин қечип кәтти» дәп ойлайду, биз уларни аздуруп шәһәрдин жирақ елип чиқимиз. Шуниң үчүн биз уларниң алдидин қачимиз.
They will come out after us, until we have drawn them away from the city; for they will say, 'They flee before us, like the first time.' So we will flee before them,
7 У вақитта силәр бөктүрмидин қопуп чиқип, шәһәрни ишғал қилиңлар; чүнки Пәрвәрдигар Худайиңлар бу шәһәрни силәрниң қолуңларға тапшуриду.
and you shall rise up from the ambush, and take possession of the city; for Jehovah your God will deliver it into your hand.
8 Шәһәрни ишғал қилғандин кейин Пәрвәрдигарниң тапилиғини бойичә у шәһәрни от йеқип көйдүриветиңлар. Мана, мән силәргә әмир бәрдим».
It shall be, when you have seized on the city, that you shall set the city on fire. You shall do this according to the word of Jehovah. Look, I have commanded you."
9 Йәшуа уларни йолға салди, улар берип Бәйт-Әл билән Айиниң оттурисида, Айиниң ғәрип тәрипидә бөктүрмә селип марап олтарди. Йәшуа болса у кечиси хәлиқниң арисида қонди.
Joshua sent them out; and they went to set up the ambush, and stayed between Bethel and Ai, on the west side of Ai; but Joshua stayed among the people that night.
10 Әтиси сәһәр Йәшуа қопуп, хәлиқни жиғип тәкшүрди; андин у Исраилниң ақсақаллири билән биллә хәлиқниң алдида Айиға қарши маңди.
Joshua rose up early in the morning, mustered the people, and went up, he and the elders, before the people to Ai.
11 Униң билән биллә болған һәммә җәңчиләрму униң билән чиқип, шәһәрниң алдиға йеқин берип, Айиниң шимал тәрипидә чедир тикти. Улар чүшкән җай билән Айиниң оттурисида бир җилға бар еди.
All the people, even the men of war who were with him, went up, and drew near, and came before the city, and camped on the north side of Ai. Now there was a valley between him and Ai.
12 Йәшуа бәш миңчә адәмни таллап елип берип, Бәйт-Әл билән Айиниң оттурисида, шәһәрниң ғәрип тәрипидә бөктүрмә турғузған еди.
He took about five thousand men, and set them in ambush between Bethel and Ai, on the west side of the city.
13 Шундақ қилип, барлиқ хәлиқ, йәни шәһәрниң шимал тәрипидики баргаһтики қошун билән ғәрип тәрипидики пистирма қошун орунлаштуруп бөлүнди. Шу кечиси Йәшуа өзи җилғиниң оттурисиға чүшти.
So they set the people, even all the army who was on the north of the city, and their ambush on the west of the city; and Joshua went that night into the midst of the valley.
14 Айиниң падишаси шу әһвални көрди вә шәһәрдикиләр алдирап сәһәр қопушти; падиша билән барлиқ хәлқи Исраил билән соқушуш үчүн бәлгүләнгән вақитта Арабаһ түзләңлигигә чиқти. Лекин падишаниң шәһәрниң кәйнидики пистирма қошундин хәвири йоқ еди.
And it happened, when the king of Ai saw it, that he hurried and rose up early, and the men of the city went out to engage them directly in battle, he and all his people, to the meeting place in front of the Arabah; but he did not know that there was an ambush against him behind the city.
15 Йәшуа билән барлиқ Исраил болса өзлирини улардин йеңилгәнгә селип, чөл тәрәпкә қачти.
Joshua and all Israel made as if they were beaten before them, and fled by the way of the wilderness.
16 Шәһәрдә бар хәлиқниң һәммиси уларни қоғлашқа чақирилди; улар келип Йәшуани қоғлиғанда, улар аздурулуп шәһәрдин жирақ қилинди.
All the people who were in the city were called together to pursue after them. They pursued Joshua, and were drawn away from the city.
17 Айи билән Бәйт-Әлниң ичидә Исраилни қоғлашқа чиқмиған һеч бир әр киши қалмиди; улар шәһәрни очуқ қоюп, һәммиси Исраилни қоғлап чиқип кәтти.
There was not a man left in Ai or Beth El who did not go out after Israel. They left the city open, and pursued Israel.
18 У вақитта Пәрвәрдигар Йәшуаға: — Қолуңдики нәйзини айиға қаритип узатқин; чүнки Мән уни сениң қолуңға тапшурдум, — девиди, Йәшуа қолидики нәйзини шәһәргә қаритип узатти.
Jehovah said to Joshua, "Stretch out the javelin that is in your hand toward Ai, for I will give it into your hand." Joshua stretched out the javelin that was in his hand toward the city.
19 У қолидики нәйзини узатқан һаман пистирмида ятқанлар җайидин тезла чиқип, жүгүргиничә шәһәргә етилип кирип, уни ишғал қилип шуан от йеқип көйдүрүвәтти.
The ambush arose quickly out of their place, and they ran as soon as he had stretched out his hand, and entered into the city, and took it. They hurried and set the city on fire.
20 Айиниң адәмлири бурулуп қаривиди, мана шәһәрдин асман-пәләк өрләватқан түтүнни көрди, я у яққа я бу яққа қачайли десә, һеч һали қалмиған еди; чөл тәрәпкә қачқан Исраиллар бурулуп өзлирини қоғлап келиватқанларға һуҗум қилди.
When the men of Ai looked behind them, they saw, and look, the smoke of the city ascended up to heaven, and they had no power to flee this way or that way. The people who fled to the wilderness turned back on the pursuers.
21 Йәшуа билән барлиқ Исраил пистирма қошунниң шәһәрни елип болғанлиғини, шундақла шәһәрдин түтүнниң өрләп чиққинини көрүп, йенип келип, Айиниң адәмлирини өлтүргили турди.
When Joshua and all Israel saw that the ambush had taken the city, and that the smoke of the city ascended, then they turned again, and killed the men of Ai.
22 Шуниң билән бир вақитта шәһәрни алғанларму шәһәрдин чиқип уларға һуҗум қилди. Шуниң билән улар Исраилларниң оттурисида, бәзилири бу тәрәптин, бәзилири у тәрәптин қапсилип қалди. Исраиллар уларниң һеч бирини қоймай, һәммисини өлтүрүвәтти.
The others came out of the city against them, so they were in the midst of Israel, some on this side, and some on that side. They struck them, so that they let none of them remain or escape.
23 Улар Айиниң падишасини тирик тутуп, Йәшуаниң алдиға елип барди.
They captured the king of Ai alive, and brought him to Joshua.
24 Исраил далада учриған барлиқ айилиқларни, йәни өзлирини чөлгичә қоғлап кәлгәнләрни қирип йоқатқандин кейин (уларниң һәммиси қиличлинип йоқитилған еди), барлиқ Исраил Айиға йенип келип, у йәрдикиләрни қиличлап өлтүрди.
And it came to pass when Israel had made an end of killing all the inhabitants of Ai in the plains, and on the mountain on the slope, where they pursued them, and they had all fallen by the edge of the sword until they were destroyed, then all Israel returned to Ai and struck it with the edge of the sword.
25 Шундақ болдики, шу күнидә өлтүрүлгән әр-аяллар, йәни айилиқларниң һәммиси он икки миң адәм еди.
All that fell that day, both of men and women, were twelve thousand, even all the men of Ai.
26 Чүнки Йәшуа Айида туруватқан һәммә адәм йоқитилмиғичә қолидики узутуп турған нәйзисини жиғмиған еди.
For Joshua did not draw back his hand, with which he stretched out the javelin, until he had utterly destroyed all the inhabitants of Ai.
27 Һалбуки, Пәрвәрдигарниң Йәшуаға буйруған сөзи бойичә Исраиллар шәһәрдики чарпай билән олҗини өзлири үчүн алди.
Only the livestock and the spoil of that city Israel took for prey to themselves, according to the word of Jehovah which he commanded Joshua.
28 Андин Йәшуа Айи шәһирини көйдүрүп, уни әбәткичә Харабилик догисиға айландурувәтти; таки бүгүнгичә у шундақ турмақта.
So Joshua burnt Ai, and made it a heap forever, even a desolation, to this day.
29 Айиниң падишасини болса, у бир дәрәққә астуруп, у йәрдә кәчкичә турғузди. Күн патқанда Йәшуа әмир қиливиди, кишиләр униң өлүгини дәрәқтин чүшүрүп, уни шәһәрниң қовуқиниң алдиға ташлап, үстигә чоң бир дога ташни догиливәтти; бу таш догиси бүгүнгичә турмақта.
He hanged the king of Ai on a tree until the evening, and at the sundown Joshua commanded, and they took his body down from the tree, and threw it at the entrance of the gate of the city, and raised a great heap of stones on it that remains to this day.
30 Андин Йәшуа Ебал теғида Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарға қурбангаһ ясиди.
Then Joshua built an altar to Jehovah, the God of Israel, on Mount Ebal,
31 Пәрвәрдигарниң қули Мусаниң Исраилға буйруғини бойичә, Мусаға назил қилинған қанун китавида пүтүлгәндәк, қурбангаһ һеч бир төмүр әсвап тәккүзүлмигән пүтүн ташлардин ясалған еди. Униң үстидә хәлиқ Пәрвәрдигарға атап көйдүрмә қурбанлиқлар вә енақлиқ қурбанлиқлири сунуп турди.
as Moses the servant of Jehovah commanded the children of Israel, as it is written in the book of the law of Moses, "an altar of uncut stones, on which no man has touched with an iron tool." They offered burnt offerings on it to Jehovah, and sacrificed peace offerings.
32 Шу йәрдә Йәшуа униң ташлириниң үстигә пүткүл Исраилниң алдида Муса пүткән қанунни көчүрүп пүтүп қойди.
He wrote there on the stones a copy of the Law of Moses, which he wrote in the presence of the children of Israel.
33 Андин пүткүл Исраил хәлқи, уларниң ақсақаллири, әмәлдарлири билән һакимлири, мәйли мусапирлар болсун яки уларниң арисида туғулғанлар болсун, һәммиси Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғиниң икки тәрипидә, әһдә сандуғини көтәргән каһинлар болған Лавийларниң алдида өрә турди; Пәрвәрдигарниң қули Мусаниң дәсләптә буйруғини бойичә, Исраилларниң бәхит-бәрикитини тиләшкә хәлиқниң йерими Гәризим теғи алдида, йәнә бир йерими Ебал теғи алдида турди.
All Israel, and their elders and officers, and their judges, stood on this side of the ark and on that side before the priests the Levites, who carried the ark of Jehovah's covenant, the foreigner as well as the native; half of them in front of Mount Gerizim, and half of them in front of Mount Ebal, as Moses the servant of Jehovah had commanded at the first, that they should bless the children of Israel.
34 Андин Йәшуа қанун китавида пүтүлгәнниң һәммисигә мувапиқ қанундики һәммә сөзләрни, җүмлидин бәхит-бәрикәт сөзлири вә ләнәт сөзлирини оқуп бәрди.
Afterward he read all the words of the law, the blessing and the curse, according to all that is written in the book of the law.
35 Йәшуа буларни пүткүл Исраил җамаитигә, җүмлидин аяллар, балилар вә уларниң арисида туруватқан мусапирларға оқуп бәрди; Мусаниң барлиқ буйруғанлиридин һеч бир сөзни қалдурмиди.
There was not a word of all that Moses commanded, which Joshua did not read before all the assembly of Israel, with the women, the little ones, and the foreigners who were among them.