< Йәшуа 7 >
1 Лекин Исраил «һарам» нәрсиләр үстидә итаәтсизлик қилди; чүнки Йәһуда қәбилисидин болған Зәраһниң әвриси, Забдиниң нәвриси, Карминиң оғли Ақан дегән киши һарам дәп бекитилгән нәрсиләрдин алған еди. Буниң билән Пәрвәрдигарниң ғәзиви Исраилға қозғалди.
Lékin Israil «haram» nersiler üstide itaetsizlik qildi; chünki Yehuda qebilisidin bolghan Zerahning ewrisi, Zabdining newrisi, Karmining oghli Aqan dégen kishi haram dep békitilgen nersilerdin alghanidi. Buning bilen Perwerdigarning ghezipi Israilgha qozghaldi.
2 Йәшуа Йериходин Бәйт-Әлниң шәриқ тәрипидики Бәйт-Авәнниң йенида болған Айи шәһиригә бир нәччә адәм әвәтип уларға: — У йәргә чиқип у зиминни чарлап келиңлар, дәп буйруди. Шуниң билән у адәмләр чиқип Айи зиминини чарлап кәлди.
Yeshua Yérixodin Beyt-Elning sherq teripidiki Beyt-Awenning yénida bolghan Ayi shehirige birnechche adem ewetip ulargha: — U yerge chiqip u zéminni charlap kélinglar, dep buyrudi. Shuning bilen u ademler chiqip Ayi zéminini charlap keldi.
3 Улар қайтип келип, Йәшуаға: — Һәммә хәлиқниң у йәргә беришиниң һаҗити йоқ екән, икки-үч миңчә адәм болсила айиға һуҗум қилип [уни егиләләйду; ] у йәрдә олтиришлиқ кишиләр аз болғачқа, пүткүл хәлиқни аварә қилип у йәргә әвәтмигин, — деди.
Ular qaytip kélip, Yeshuagha: — Hemme xelqning u yerge bérishining hajiti yoq iken, ikki-üch mingche adem bolsila ayigha hujum qilip [uni igiliyeleydu; ] u yerde olturushluq kishiler az bolghachqa, pütkül xelqni aware qilip u yerge ewetmigin, — dédi.
4 Шуниң билән хәлиқтин үч миңчә киши у йәргә чиқти; лекин булар Айиниң адәмлири алдидин қечип кетишти.
Shuning bilen xelqtin üch mingche kishi u yerge chiqti; lékin bular Ayining ademliri aldidin qéchip kétishti.
5 Айиниң адәмлири улардин оттуз алтичә кишини уруп өлтүрди; қалғанларни сепил қовуқиниң алдидин Шебаримғичә қоғлап берип, у йәрдики даванда уларни уруп мәғлуп қилди. Андин хәлиқниң жүриги су болуп, қаттиқ сарасимгә чүшти.
Ayining ademliri ulardin ottuz altiche kishini urup öltürdi; qalghanlarni sépil qowuqining aldidin Shébarimghiche qoghlap bérip, u yerdiki dawanda ularni urup meghlup qildi. Andin xelqning yüriki su bolup, qattiq sarasimge chüshti.
6 Йәшуа кийимлирини житип, Исраилниң ақсақаллири Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғиниң алдида йәргә дүм жиқилип, башлириға топиларни чечип, у йәрдә кәч киргичә йетип қалди.
Yeshua kiyimlirini yirtip, Israilning aqsaqalliri Perwerdigarning ehde sanduqining aldida yerge düm yiqilip, bashlirigha topilarni chéchip, u yerde kech kirgüche yétip qaldi.
7 Йәшуа: — Аһ, Рәб Пәрвәрдигар, сән бизни Аморийларниң қолиға тапшуруп һалак қилиш үчүн, бу хәлиқни немишкә Иордан дәриясиниң бу тәрипигә өткүзгәнсән? Биз Иордан дәриясиниң у тәрипидә турувәргән болсақ боптикән!
Yeshua: — Ah, Reb Perwerdigar, sen bizni Amoriylarning qoligha tapshurup halak qilish üchün, bu xelqni némishqa Iordan deryasining bu teripige ötküzgensen? Biz Iordan deryasining u teripide turuwergen bolsaq boptiken!
8 Әй Рәббим! Исраил өз дүшмәнлириниң алдидин бурулуп қачқан йәрдә мән немиму дейәләймән?
Ey Rebbim! Israil öz düshmenlirining aldidin burulup qachqan yerde men némimu déyeleymen?
9 Ⱪананийлар, шундақла зиминда барлиқ туруватқанлар буни аңлиса бизни қапсивелип йәр йүзидин намимизни үзүп ташлайду; шу чағда Сән улуқ нам-шөһритиң үчүн немиләрни қилисән?! — деди.
Qanaaniylar, shundaqla zéminda barliq turuwatqanlar buni anglisa bizni qapsiwélip yer yüzidin namimizni üzüp tashlaydu; shu chaghda Sen ulugh nam-shöhriting üchün némilerni qilisen?! — dédi.
10 Лекин Пәрвәрдигар Йәшуаға җавап берип мундақ деди: — «Орнуңдин қоп! Немишкә шундақ дүм ятисән?
Lékin Perwerdigar Yeshuagha jawab bérip mundaq dédi: — «Ornungdin qop! Némishqa shundaq düm yatisen?
11 Исраил гуна қилди! Улар йәнә Мән уларға тапилиған әһдәмгә хилаплиқ қилип, һарам дәп бекитилгән нәрсиләрдин елип, оғрилиқ қилип, алдамчилиқ қилип һәм һарам бекитилгәнни өз маллириниң арисиға тиқип қойди.
Israil gunah qildi! Ular yene Men ulargha tapilighan ehdemge xilapliq qilip, haram dep békitilgen nersilerdin élip, oghriliq qilip, aldamchiliq qilip hem haram békitilgenni öz mallirining arisigha tiqip qoydi.
12 Шуңа Исраиллар дүшмәнлириниң алдида тик туралмайду; улар өзлирини «һарам» қилип бекитип, мутләқ йоқитилишқа йүзләнгәчкә, дүшмәнлириниң алдидин бурулуп арқисиға қачиду. Әгәр силәр «һарам» дәп бекитилгәнни араңлардин тамамән йоқ қилмисаңлар, мундин кейин мән силәр билән биллә болмаймән.
Shunga Israillar düshmenlirining aldida tik turalmaydu; ular özlirini «haram» qilip békitip, mutleq yoqitilishqa yüzlen’gechke, düshmenlirining aldidin burulup arqisigha qachidu. Eger siler «haram» dep békitilgenni aranglardin tamamen yoq qilmisanglar, mundin kéyin men siler bilen bille bolmaymen.
13 Әнди сән туруп хәлиқни пак-муқәддәс қилип уларға: — «Әтә үчүн өзүңларни пак қилиңлар; чүнки Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар шундақ дәйду: — Әй Исраил, сәндә «һарам» дәп бекитилгән нәрсә бардур; бу һарам нәрсини араңлардин йоқ қилмиғичилик дүшмәнлириңларниң алдида тик туралмайсиләр.
Emdi sen turup xelqni pak-muqeddes qilip ulargha: — «Ete üchün özünglarni pak qilinglar; chünki Israilning Xudasi Perwerdigar shundaq deydu: — Ey Israil, sende «haram» dep békitilgen nerse bardur; bu haram nersini aranglardin yoq qilmighuchilik düshmenliringlarning aldida tik turalmaysiler.
14 Әтә сәһәрдә силәр қәбилә бойичә һазир қилинисиләр; шундақ болидуки, Пәрвәрдигар бекиткән қәбилә җәмәт-җәмәти бойичә бирдин-бирдин алдиға кәлсун; Пәрвәрдигар бекиткән җәмәт аилә-аилә бойичә бирдин-бирдин һазир болуп алдиға кәлсун; андин Пәрвәрдигар бекиткән аилидики әркәкләр бирдин-бирдин алдиға келип һазир болсун.
Ete seherde siler qebile boyiche hazir qilinisiler; shundaq boliduki, Perwerdigar békitken qebile jemet-jemeti boyiche birdin-birdin aldigha kelsun; Perwerdigar békitken jemet aile-aile boyiche birdin-birdin hazir bolup aldigha kelsun; andin Perwerdigar békitken ailidiki erkekler birdin-birdin aldigha kélip hazir bolsun.
15 Шундақ болидуки, һарам дәп бекитилгән нәрсини өз йенида сақлиған киши тепилғанда, Пәрвәрдигарниң әһдисигә хилаплиқ қилғанлиғи үчүн һәм шундақла Исраил ичидә рәзиллик садир қилғини үчүн у вә униңға барлиқ тәвә болғанлар отта көйдүрүлсун, — дәйду», дәп ейтқин».
Shundaq boliduki, haram dep békitilgen nersini öz yénida saqlighan kishi tépilghanda, Perwerdigarning ehdisige xilapliq qilghanliqi üchün hem shundaqla Israil ichide rezillik sadir qilghini üchün u we uninggha barliq tewe bolghanlar otta köydürülsun, — deydu», dep éytqin».
16 Йәшуа әтиси таң сәһәрдә туруп Исраилни алдиға жиғип, қәбилә-қәбилини һазир қиливиди, Йәһуда қәбилиси бекитилди;
Yeshua etisi tang seherde turup Israilni aldigha yighip, qebile-qebilini hazir qiliwidi, Yehuda qebilisi békitildi;
17 у Йәһуданиң җәмәтлирини һазир қиливиди, Зарһийлар җәмәти бекитилди. У Зарһийлар җәмәтини аилә-аилә бойичә алдиға кәлтүрүвиди, Забди дегән киши бекитилди.
u Yehudaning jemetlirini hazir qiliwidi, Zarhiylar jemeti békitildi. U Zarhiylar jemetini aile-aile boyiche aldigha keltürüwidi, Zabdi dégen kishi békitildi.
18 Забди өз аилисидики әркәкләрни бирдин-бирдин һазир қиливиди, Йәһуда қәбилисидин Зәраһниң әвлади, Забдиниң нәвриси, Карминиң оғли Ақан бекитилди.
Zabdi öz ailisidiki erkeklerni birdin-birdin hazir qiliwidi, Yehuda qebilisidin Zerahning ewladi, Zabdining newrisi, Karmining oghli Aqan békitildi.
19 Шуниң билән Йәшуа Ақанға: — Әй оғлум, Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарға шан-шәрәпни қайтуруп берип, [Униң һөрмити үчүн] қилғанлириңни иқрар қилғин; мәндин һеч немини йошурмай, қилғиниңниң һәммисини маңа ейтқин, деди.
Shuning bilen Yeshua Aqan’gha: — Ey oghlum, Israilning Xudasi Perwerdigargha shan-sherepni qayturup bérip, [Uning hörmiti üchün] qilghanliringni iqrar qilghin; mendin héchnémini yoshurmay, qilghiningning hemmisini manga éytqin, dédi.
20 Ақан Йәшуаға җавап берип: — Мән дәрвәқә Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар алдида гуна қилип, мундақ-мундақ қилдим:
Aqan Yeshuagha jawab bérip: — Men derweqe Israilning Xudasi Perwerdigar aldida gunah qilip, mundaq-mundaq qildim:
21 мән олҗиниң арисидин Шинарда чиққан чирайлиқ бир тонға, икки йүз шәкәл күмүч, әллик шәкәл еғирлиқтики алтун тахтиға көзүм қизирип уларни еливалдим. Мана, бу нәрсиләрни чедиримниң оттурисидики йәргә көмүп қойдум, күмүч уларниң астида, — деди.
men oljining arisidin Shinarda chiqqan chirayliq bir ton’gha, ikki yüz shekel kümüsh, ellik shekel éghirliqtiki altun taxtigha közüm qizirip ularni éliwaldim. Mana, bu nersilerni chédirimning otturisidiki yerge kömüp qoydum, kümüsh ularning astida, — dédi.
22 Шуларни девиди, Йәшуа әлчиләрни әвәтти, улар чедирға жүгүрүп барди вә мана, нәрсиләр дәрвәқә чедирда йошуруқлуқ болуп, күмүч буларниң астида еди.
Shularni déwidi, Yeshua elchilerni ewetti, ular chédirgha yügürüp bardi we mana, nersiler derweqe chédirda yoshuruqluq bolup, kümüsh bularning astida idi.
23 Улар бу нәрсиләрни чедирдин елип чиқип Йәшуаға, шундақла барлиқ Исраилларниң қешиға кәлтүрүп, Пәрвәрдигарниң алдиға қойди.
Ular bu nersilerni chédirdin élip chiqip Yeshuagha, shundaqla barliq Israillarning qéshigha keltürüp, Perwerdigarning aldigha qoydi.
24 Андин Йәшуа билән пүткүл Исраил җамаити қопуп Зәраһниң оғли Ақанни, күмүч, тон вә алтун тахта билән қошуп, униң оғуллири билән қизлирини, уйлири билән ешәклири, қойлири, чедири билән барлиқ тәвәликлирини елип Ақор җилғисиға кәлтүрди.
Andin Yeshua bilen pütkül Israil jamaiti qopup Zerahning oghli Aqanni, kümüsh, ton we altun taxta bilen qoshup, uning oghulliri bilen qizlirini, uyliri bilen éshekliri, qoyliri, chédiri bilen barliq teweliklirini élip Aqor jilghisigha keltürdi.
25 Йәшуа Ақанға: — Сән бешимизға қанчилик апәт кәлтүрдүң! Мана, бүгүн Пәрвәрдигар сениң үстүңгә апәт кәлтүриду, — деди. Андин пүткүл Исраил җамаити уни чалма-кесәк қилип өлтүрди. Улар аилисидикиләрниму чалма-кесәк қилип өлтүргәндин кейин, һәммини отта көйдүрүвәтти.
Yeshua Aqan’gha: — Sen béshimizgha qanchilik apet keltürdüng! Mana, bügün Perwerdigar séning üstüngge apet keltüridu, — dédi. Andin pütkül Israil jamaiti uni chalma-kések qilip öltürdi. Ular ailisidikilernimu chalma-kések qilip öltürgendin kéyin, hemmini otta köydürüwetti.
26 Андин халайиқ бир чоң дога ташни униң үстигә догилап қойди. Бүгүнгә қәдәр у у йәрдә турмақта. Буниң билән Пәрвәрдигарниң ғәзиви янди. Шуниң билән шу йәргә «Апәт җилғиси» [«(Ақор җилғиси)»] дәп нам қоюлди вә бу күнгичә шундақ аталмақта.
Andin xalayiq bir chong döwe tashni uning üstige döwilep qoydi. Bügün’ge qeder u u yerde turmaqta. Buning bilen Perwerdigarning ghezipi yandi. Shuning bilen shu yerge «Apet jilghisi» [«(Aqor jilghisi)»] dep nam qoyuldi we bu kün’giche shundaq atalmaqta.