< Йәшуа 6 >

1 Йерихо сепилиниң қовуқ-дәрвазилири Исраилларниң сәвәвидин мәһкәм етилип, һеч ким чиқалмайтти, һеч ким кирәлмәйтти.
耶利哥的城門因以色列人就關得嚴緊,無人出入。
2 Пәрвәрдигар Йәшуаға сөз қилип: — Мана, Мән Йерихо шәһирини, падишасини һәмдә батур җәңчилирини қолуңға тапшурдум.
耶和華曉諭約書亞說:「看哪,我已經把耶利哥和耶利哥的王,並大能的勇士,都交在你手中。
3 Әнди силәр, йәни барлиқ җәңчиләр шәһәрни бир қетим айлинип меңиңлар; алтә күнгичә һәр күни шундақ қилиңлар.
你們的一切兵丁要圍繞這城,一日圍繞一次,六日都要這樣行。
4 Һәмдә йәттә каһин әһдә сандуғиниң алдида қочқар мүңгүзидин етилгән йәттә бурғини көтирип маңсун; йәттинчи күнигә кәлгәндә силәр шәһәрни йәттә қетим айлинисиләр; каһинлар бурғиларни чалсун.
七個祭司要拿七個羊角走在約櫃前。到第七日,你們要繞城七次,祭司也要吹角。
5 Шундақ болидуки, улар қочқар бурғилири билән созуп бир аваз чиқарғинида, барлиқ кишиләр бурғиниң авазини аңлап, қаттиқ тәнтәнә қилип товлисун; буниң билән шәһәрниң сепиллири тегидин өрүлүп чүшиду, һәр бир адәм алдиға қарап етилип кириду, — деди.
他們吹的角聲拖長,你們聽見角聲,眾百姓要大聲呼喊,城牆就必塌陷,各人都要往前直上。」
6 Шуниң билән Нунниң оғли Йәшуа каһинларни чақирип уларға: — Силәр әһдә сандуғини көтирип меңиңлар; йәттә каһин Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғиниң алдида йәттә қочқар бурғисини көтирип маңсун, деди
嫩的兒子約書亞召了祭司來,吩咐他們說:「你們抬起約櫃來,要有七個祭司拿七個羊角走在耶和華的約櫃前」;
7 У хәлиққә: — Чиқип шәһәрни айлиниңлар; қураллиқ ләшкәрләр Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғиниң алдида маңсун, деди.
又對百姓說:「你們前去繞城,帶兵器的要走在耶和華的約櫃前。」
8 Йәшуа буни хәлиққә буйруғандин кейин, Пәрвәрдигарниң алдида йәттә қочқар бурғисини көтәргән йәттә каһин алдиға меңип бурғиларни чалди; Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғи болса уларниң кәйнидин елип меңилди.
約書亞對百姓說完了話,七個祭司拿七個羊角走在耶和華面前吹角;耶和華的約櫃在他們後面跟隨。
9 Қураллиқ ләшкәрләр бурға челиватқан каһинларниң алдида маңди; әһдә сандуғиниң арқидин қоғдиғучи қошун әгишип маңди. Каһинлар маңғач бурға чалатти.
帶兵器的走在吹角的祭司前面,後隊隨着約櫃行。祭司一面走一面吹。
10 Йәшуа хәлиққә буйруп: — Мән силәргә: «Товлаңлар» демигичә нә товлимаңлар, нә авазиңларни чиқармаңлар, нә ағзиңлардин һеч бир сөзму чиқмисун; лекин силәргә «Товлаңлар» дегән күнидә, шу чағда товлаңлар, — дегән еди.
約書亞吩咐百姓說:「你們不可呼喊,不可出聲,連一句話也不可出你們的口,等到我吩咐你們呼喊的日子,那時才可以呼喊。」
11 Шу тәриқидә улар Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини көтирип шәһәрни бир айланди. Халайиқ чедиргаһқа қайтип келип, чедиргаһда қонди.
這樣,他使耶和華的約櫃繞城,把城繞了一次;眾人回到營裏,就在營裏住宿。
12 Әтиси Йәшуа таң сәһәрдә қопти, каһинларму Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини йәнә көтәрди;
約書亞清早起來,祭司又抬起耶和華的約櫃。
13 Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғиниң алдида йәттә қочқар бурғисини көтәргән йәттә каһин алдиға меңип тохтимай челип маңатти; [каһинлар] маңғач бурға чалғанда, қураллиқ ләшкәрләр уларниң алдида маңди, арқидин қоғдиғучи қошун әгишип маңди.
七個祭司拿七個羊角在耶和華的約櫃前,時常行走吹角;帶兵器的在他們前面走,後隊隨着耶和華的約櫃行。祭司一面走一面吹。
14 Иккинчи күниму улар шәһәрниң әтрапини бир қетим айлинип, йәнә чедиргаһқа йенип кәлди. Улар алтә күнгичә шундақ қилип турди.
第二日,眾人把城繞了一次,就回營裏去。六日都是這樣行。
15 Йәттинчи күни улар таң сәһәрдә қопуп, охшаш һаләттә йәттә қетим шәһәрниң әтрапини айланди; пәқәт шу күнила улар шәһәрниң әтрапини йәттә қетим айланди.
第七日清早,黎明的時候,他們起來,照樣繞城七次;惟獨這日把城繞了七次。
16 Йәттинчи қетим айлинип болуп, каһинлар бурға чалғанда Йәшуа хәлиққә: — Әнди товлаңлар! Чүнки Пәрвәрдигар шәһәрни силәргә тапшуруп бәрди!
到了第七次,祭司吹角的時候,約書亞吩咐百姓說:「呼喊吧,因為耶和華已經把城交給你們了!
17 Лекин шәһәр вә униң ичидики барлиқ нәрсиләр Пәрвәрдигарға мутләқ аталғанлиғи үчүн [силәргә] «һарам»дур; пәқәт паһишә аял Раһаб билән униң пүтүн өйидикиләрла аман қалсун; чүнки у биз әвәткән әлчилиримизни йошуруп қойған еди.
這城和其中所有的都要在耶和華面前毀滅;只有妓女喇合與她家中所有的可以存活,因為她隱藏了我們所打發的使者。
18 Лекин силәр қандақла болмисун «һарам» дәп бекитилгән нәрсиләрдин өзүңларни тартиңлар; болмиса, «һарам» қилинған нәрсиләрдин елишиңлар билән өзүңларни һарам қилип, Исраилниң чедиргаһиниму һарам қилип униң үстигә апәт чүшүрисиләр.
至於你們,務要謹慎,不可取那當滅的物,恐怕你們取了那當滅的物就連累以色列的全營,使全營受咒詛。
19 Амма барлиқ алтун-күмүч, мис вә төмүрдин болған нәрсиләр болса Пәрвәрдигарға муқәддәс қилинсун; улар Пәрвәрдигарниң ғәзнисигә киргүзулсун, — деди.
惟有金子、銀子,和銅鐵的器皿都要歸耶和華為聖,必入耶和華的庫中。」
20 Шуниң билән хәлиқ товлишип, каһинлар бурға чалди. Шундақ болдики, хәлиқ бурға авазини аңлиғинида интайин қаттиқ товливиди, сепил тегидин өрүлүп чүшти; хәлиқ униң үстидин өтүп, һәр бири өз алдиға атлинип кирип, шәһәрни ишғал қилди.
於是百姓呼喊,祭司也吹角。百姓聽見角聲,便大聲呼喊,城牆就塌陷,百姓便上去進城,各人往前直上,將城奪取;
21 Улар әр-аял болсун, қери-яш болсун, қой-кала вә ешәкләр болсун шәһәр ичидики һәммини қиличлап йоқатти.
又將城中所有的,不拘男女老少,牛羊和驢,都用刀殺盡。
22 Йәшуа у зиминни чарлап кәлгән икки адәмгә: — Силәр у паһишә хотунниң өйигә кирип, униңға бәргән қәсимиңлар бойичә уни вә униңға тәвә болғанларниң һәммисини елип чиқиңлар, деди.
約書亞吩咐窺探地的兩個人說:「你們進那妓女的家,照着你們向她所起的誓,將那女人和她所有的都從那裏帶出來。」
23 Шуниң билән икки чарлиғучи яш жигит кирип, Раһабни ата-аниси билән қериндашлириға қошуп һәммә нәрсилири билән елип чиқти; улар униң барлиқ уруқ-туққанлирини елип келип, уларни Исраилниң чедиргаһиниң сиртиға орунлаштуруп қойди.
當探子的兩個少年人就進去,將喇合與她的父母、弟兄,和她所有的,並她一切的親眷,都帶出來,安置在以色列的營外。
24 Халайиқ шәһәрни вә шәһәр ичидики һәммә нәрсиләрни от йеқип көйдүрүвәтти. Пәқәт алтун-күмүч, мис вә төмүрдин болған қача-қуча әсвапларни жиғип, Пәрвәрдигарниң өйиниң ғәзнисигә әкирип қойди.
眾人就用火將城和其中所有的焚燒了;惟有金子、銀子,和銅鐵的器皿都放在耶和華殿的庫中。
25 Лекин Йәшуа паһишә аял Раһабни, ата җәмәтидикиләрни вә униңға тәвә болғанлириниң һәммисини тирик сақлап қалди; у бүгүнгичә Исраил арисида туруватиду; чүнки у Йәшуа Йерихони чарлашқа әвәткән әлчиләрни йошуруп қойған еди.
約書亞卻把妓女喇合與她父家,並她所有的,都救活了;因為她隱藏了約書亞所打發窺探耶利哥的使者,她就住在以色列中,直到今日。
26 У чағда Йәшуа агаһ-бешарәт берип: — Бу Йерихо шәһирини қайтидин ясашқа қопқан киши Пәрвәрдигарниң алдида қарғиш астида болиду; у шәһәрниң улини салғанда тунҗа оғлидин айрилиду, шәһәрниң қовуқлирини орунлаштуридиған чағда кичик оғлидинму айрилиду, — деди.
當時,約書亞叫眾人起誓說:「有興起重修這耶利哥城的人,當在耶和華面前受咒詛。 他立根基的時候,必喪長子, 安門的時候,必喪幼子。」
27 Пәрвәрдигар Йәшуа билән биллә еди; униң нам-шөһрити пүткүл зиминға кәң тарқалди.
耶和華與約書亞同在,約書亞的聲名傳揚遍地。

< Йәшуа 6 >