< Йәшуа 5 >
1 Шундақ болдики, Иордан дәриясиниң ғәрип тәрипидики Аморийларниң һәммә падишалири билән деңизниң йенидики Ⱪананийларниң һәммә падишалири Пәрвәрдигарниң Исраиллар өтүп кәткичә уларниң алдидин Иордан сулирини қандақ қурутуп бәргинини аңлиғанда, жүрәклири су болуп, Исраилларниң сәвәвидин уларниң роһи чиқай дәп қалди.
2 У вақитта Пәрвәрдигар Йәшуаға сөз қилип: — Сән чақмақ ташлиридин пичақларни ясап, Исраилларни иккинчи қетим хәтнә қилғин, деди.
3 Шуниң билән Йәшуа чақмақ ташлиридин пичақларни ясап, Исраилларни «Хәтнилик дөңлүги»дә хәтнә қилди.
4 Йәшуаниң уларни хәтнә қилишиниң сәвәви шу едики, Мисирдин чиққан җәңгә яриғидәк һәммә әркәкләр Мисирдин чиққандин кейин чөллүкниң йолида өлүп түгигән еди.
5 Чүнки Мисирдин чиққан барлиқ хәлиқ хәтнә қилинған болсиму, лекин Мисирдин чиқип чөллүкниң йолида жүргән вақитта Исраил арисида туғулғанларниң һәммиси хәтнисиз қалған еди;
6 Чүнки әслидә Пәрвәрдигарниң авазиға қулақ салмиған, Мисирдин чиққан хәлиқ ичидики җәңгә яриғидәк барлиқ әркәкләр өлүп түгигичә Исраиллар қириқ жил чөлдә жүргән еди; Пәрвәрдигар уларға: — Силәрни Мән ата-бовилириңларға беришкә қәсәм билән вәдә қилған зиминни, йәни сүт билән һәсәл ақидиған жутни көргүчиләр қилмаймән, дәп қәсәм қилған еди.
7 Лекин Пәрвәрдигар уларниң орнини бастурған әвлатлири болса, йолда хәтнә қилинмиғачқа, Йәшуа өзи уларни хәтнә қилди.
8 Барлиқ хәлиқ хәтнә қилинип, сақайғичилик чедирлирида, өз орунлиридин чиқмай турди.
9 У вақитта Пәрвәрдигар Йәшуаға: — Бүгүн Мән Мисирниң ар-номусини үстүңлардин жумилитивәттим, деди. Шуниң билән у җайға «Гилгал» дәп нам қоюлуп, таки бүгүнгичә шундақ аталмақта.
10 Шуниң билән Исраиллар Гилгалда чедир тикип турди. Биринчи айниң он төртинчи күни ахшими Йерихо дияриниң түзләңликлиридә «өтүп кетиш һейти»ни өткүзди.
11 «Өтүп кетиш һейти»ниң әтиси улар шу йәрниң ашлиқ мәһсулатлиридин йеди, җүмлидин шу күни петир нанларни вә қомачларни йеди.
12 Улар шу зиминниң ашлиқ мәһсулатлиридин йегәндин кейин, әтиси «манна»ниң чүшүши тохтиди. Шу вақиттин тартип Исраилларға һеч манна болмиди; шу жилда улар Қанаан зимининиң мәһсулатлиридин йеди.
13 Амма Йәшуа Йерихоға йеқин кәлгәндә, бешини көтирип қаривиди, мана униң алдида суғурулған қилични тутуп турған бир адәм туратти. Йәшуа униң қешиға берип униңдин: — Сән биз тәрәптиму, яки дүшмәнлиримиз тәрәптиму? — дәп сориди.
14 У җавап берип: — Яқ, ундақ әмәс, бәлки Мән Пәрвәрдигарниң қошунлириниң Сәрдари болуп кәлдим» — деди. Йәшуа йәргә дүм жиқилип сәҗдә қилип униңға: — Рәббимниң қулиға немә тапшуруқлири баркин? дәп сориди.
15 Пәрвәрдигарниң қошуниниң Сәрдари Йәшуаға: — Путуңдики кәшиңни салғин, чүнки сән турған йәр муқәддәс җайдур, девиди, Йәшуа шундақ қилди.