< Йәшуа 4 >
1 Пүткүл хәлиқ Иордан дәриясидин тамамән өтүп болғанда, Пәрвәрдигар Йәшуаға сөз қилип: —
Pütkül xelq Iordan deryasidin tamamen ötüp bolghanda, Perwerdigar Yeshuagha söz qilip: —
2 Хәлиқниң арисидин он икки адәмни таллиғин, һәр қәбилидин бирдин адәм болсун,
Xelqning arisidin on ikki ademni tallighin, her qebilidin birdin adem bolsun,
3 уларға: — Силәр Иордан дәриясиниң оттурисидин, каһинларниң путлири мәзмут турған җайдин он икки ташни елип, уларни көтирип келип өзүңлар бүгүн кечә баргаһ тикидиған йәргә қоюңлар, дегин, деди.
ulargha: — Siler Iordan deryasining otturisidin, kahinlarning putliri mezmut turghan jaydin on ikki tashni élip, ularni kötürüp kélip özünglar bügün kéche bargah tikidighan yerge qoyunglar, dégin, dédi.
4 Шуниң билән Йәшуа һәр қәбилидин бирдин адәмни, йәни Исраиллар арисидин таллиған он икки кишини чақирди;
Shuning bilen Yeshua her qebilidin birdin ademni, yeni Israillar arisidin tallighan on ikki kishini chaqirdi;
5 андин Йәшуа уларға: — Силәр Иордан дәриясиниң оттурисиға чүшүп Пәрвәрдигар Худайиңларниң әһдә сандуғиниң алдиға берип, Исраилниң он икки қәбилисиниң саниға мас һалда бирдин ташни елип мүрәңләргә қоюңлар.
andin Yeshua ulargha: — Siler Iordan deryasining otturisigha chüshüp Perwerdigar Xudayinglarning ehde sanduqining aldigha bérip, Israilning on ikki qebilisining sanigha mas halda birdin tashni élip mürenglerge qoyunglar.
6 Чүнки бу араңларда бир әсләтмә-бәлгү болиду; кәлгүсидә балилириңлар: — Бу ташларниң силәргә немә әһмийити бар? — дәп сорап қалса, силәр уларға: —
Chünki bu aranglarda bir esletme-belge bolidu; kelgüside baliliringlar: — Bu tashlarning silerge néme ehmiyiti bar? — dep sorap qalsa, siler ulargha: —
7 Иордан дәриясиниң сулири Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғиниң алдида үзүп қоюлди; [әһдә сандуғи] Иордан дәриясидин өткүзүлгәндә Иордан дәриясиниң сулири үзүп қоюлди; шуңа бу ташлар Исраилларға мәңгүлүк бир әсләтмә-бәлгү болиду, — дәп җавап берисиләр.
Iordan deryasining suliri Perwerdigarning ehde sanduqining aldida üzüp qoyuldi; [ehde sanduqi] Iordan deryasidin ötküzülgende Iordan deryasining suliri üzüp qoyuldi; shunga bu tashlar Israillargha menggülük bir esletme-belge bolidu, — dep jawap bérisiler.
8 Шуниң билән Исраиллар Йәшуа уларға буйруғандәк қилди. Пәрвәрдигарниң Йәшуаға қилған әмри бойичә Исраилниң қәбилилириниң саниға мувапиқ Иордан дәриясиниң оттурисидин он икки ташни елип, қонидиған җайға көтирип берип, шу йәрдә қоюп қойди.
Shuning bilen Israillar Yeshua ulargha buyrughandek qildi. Perwerdigarning Yeshuagha qilghan emri boyiche Israilning qebililirining sanigha muwapiq Iordan deryasining otturisidin on ikki tashni élip, qonidighan jaygha kötürüp bérip, shu yerde qoyup qoydi.
9 Буниңдин башқа Йәшуа Иордан дәриясиниң оттурисида әһдә сандуғини көтәргән каһинларниң путлири мустәһкәм турған җайда он икки ташни тикләп қойди. Бу ташлар болса бүгүнгичә шу йәрдә туриду.
Buningdin bashqa Yeshua Iordan deryasining otturisida ehde sanduqini kötürgen kahinlarning putliri mustehkem turghan jayda on ikki tashni tiklep qoydi. Bu tashlar bolsa bügün’giche shu yerde turidu.
10 Пәрвәрдигар Йәшуаға хәлиққә ейтишқа тапилиған барлиқ ишлар орунланғичилик, йәни Муса әслидә Йәшуаға буйруғанлириниң һәммиси беҗа кәлтүрүлгичә, әһдә сандуғини көтәргән каһинлар Иордан дәриясиниң оттурисида тохтап турди. Хәлиқ шу йәрдин тездин өтүвататти.
Perwerdigar Yeshuagha xelqqe éytishqa tapilighan barliq ishlar orunlan’ghuchilik, yeni Musa eslide Yeshuagha buyrughanlirining hemmisi beja keltürülgüche, ehde sanduqini kötürgen kahinlar Iordan deryasining otturisida toxtap turdi. Xelq shu yerdin tézdin ötüwatatti.
11 Шундақ болдики, барлиқ хәлиқ тамамән өтүп болғанда, Пәрвәрдигарниң [әһдә] сандуғи билән каһинлар хәлиқниң алдидин өтти.
Shundaq boldiki, barliq xelq tamamen ötüp bolghanda, Perwerdigarning [ehde] sanduqi bilen kahinlar xelqning aldidin ötti.
12 Рубәнләр билән Гадлар вә Манассәһниң йерим қәбилисидикиләрму Мусаниң уларға буйруғинидәк сәптә түзүп Исраилларниң алдида дәриядин өтти.
Rubenler bilen Gadlar we Manassehning yérim qebilisidikilermu Musaning ulargha buyrughinidek septe tüzüp Israillarning aldida deryadin ötti.
13 Җәмий болуп қириқ миңчә қуралланған киши Пәрвәрдигарниң алдидин өтүп, Йерихо түзләңликлиригә келип, җәң қилишқа тәйяр турди.
Jemiy bolup qiriq mingche qorallan’ghan kishi Perwerdigarning aldidin ötüp, Yérixo tüzlengliklirige kélip, jeng qilishqa teyyar turdi.
14 У күни Пәрвәрдигар Йәшуани пүткүл Исраилниң нәзиридә чоң қилди; улар униң пүтүн өмридә Мусадин қорққандәк униңдинму қорқти.
U küni Perwerdigar Yeshuani pütkül Israilning neziride chong qildi; ular uning pütün ömride Musadin qorqqandek uningdinmu qorqti.
15 Пәрвәрдигар Йәшуаға сөз қилип: —
Perwerdigar Yeshuagha söz qilip: —
16 Һөкүм-гувалиқ сандуғини көтәргән каһинларға: — Иордан дәриясидин чиқиңлар, дәп буйруғин, деди.
Höküm-guwahliq sanduqini kötürgen kahinlargha: — Iordan deryasidin chiqinglar, dep buyrughin, dédi.
17 Шуңа Йәшуа каһинларға: — Иордан дәриясидин чиқиңлар, дәп буйруди.
Shunga Yeshua kahinlargha: — Iordan deryasidin chiqinglar, dep buyrudi.
18 Шундақ болдики, Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини көтәргән каһинлар Иордан дәриясиниң оттурисидин чиқип, путлириниң тапини қуруқлуқни дәссиши биләнла, Иордан дәриясиниң сүйи йәнә өз җайиға қайтип келип, авалқидәк икки қирғиқиғичә тешип еқишқа башлиди.
Shundaq boldiki, Perwerdigarning ehde sanduqini kötürgen kahinlar Iordan deryasining otturisidin chiqip, putlirining tapini quruqluqni dessishi bilenla, Iordan deryasining süyi yene öz jayigha qaytip kélip, awwalqidek ikki qirghiqighiche téship éqishqa bashlidi.
19 Хәлиқ болса биринчи айниң онинчи күни Иордан дәриясидин өтүп, Йерихониң шәрқиниң әң чәт тәрипидики Гилгалға келип чедиргаһ тикти.
Xelq bolsa birinchi ayning oninchi küni Iordan deryasidin ötüp, Yérixoning sherqining eng chet teripidiki Gilgalgha kélip chédirgah tikti.
20 Улар Иордан дәриясидин алғач кәлгән он икки ташни болса, Йәшуа уларни Гилгалда тикләп қойди;
Ular Iordan deryasidin alghach kelgen on ikki tashni bolsa, Yeshua ularni Gilgalda tiklep qoydi;
21 андин Исраилларға: — Кейин балилириңлар өз атилиридин: — Бу ташларниң әһмийити немә, дәп сориса,
andin Israillargha: — Kéyin baliliringlar öz atiliridin: — Bu tashlarning ehmiyiti néme, dep sorisa,
22 силәр балилириңларға мундақ уқтуруп қоюңлар: — «Исраил илгири қуруқ йәрни дәссәп Иордан дәриясидин өткән еди;
siler baliliringlargha mundaq uqturup qoyunglar: — «Israil ilgiri quruq yerni dessep Iordan deryasidin ötkenidi;
23 чүнки Пәрвәрдигар Худайиңлар биз Қизил Деңиздин өткичә алдимизда униң сулирини қурутуп бәргәндәк, Пәрвәрдигар Худайиңлар силәр өткичә алдиңларда Иордан дәриясиниң сүйини қурутуп бәрди;
chünki Perwerdigar Xudayinglar biz Qizil Déngizdin ötküche aldimizda uning sulirini qurutup bergendek, Perwerdigar Xudayinglar siler ötküche aldinglarda Iordan deryasining süyini qurutup berdi;
24 йәр йүзидики барлиқ әлләр Пәрвәрдигарниң қолиниң қанчилик күчлүклүгини билсун, шундақла силәрниң Пәрвәрдигар Худайиңлардин һемишә қорқушуңлар үчүн У шундақ қилди» — деди.
yer yüzidiki barliq eller Perwerdigarning qolining qanchilik küchlüklükini bilsun, shundaqla silerning Perwerdigar Xudayinglardin hemishe qorqushunglar üchün U shundaq qildi» — dédi.