< Йәшуа 3 >
1 Йәшуа әтиси таң сәһәрдә туруп, пүткүл Исраил билән Шиттимдин айрилип Иордан дәриясиға кәлди; улар дәриядин өткичә шу йәрдә баргаһ тикип турди.
2 Үч күн тошуп, сәрдарлар чедиргаһтин өтүп,
3 хәлиққә әмир қилип: — Силәр Пәрвәрдигар Худайиңларниң әһдә сандуғини, йәни Лавийларниң уни көтирип маңғинини көргән һаман, турған орнуңлардин қозғилип, әһдә сандуғиниң кәйнидин әгишип меңиңлар.
4 Лекин униң билән силәрниң арилиғиңларда икки миң гәз арилиқ қалсун; қайси йол билән маңидиғиниңларни билишиңлар үчүн, униңға йеқинлашмаңлар; чүнки силәр илгири мошу йол билән меңип бақмиғансиләр, — деди.
5 Йәшуа хәлиққә: — Өзүңларни пак-муқәддәс қилиңлар, чүнки әтә Пәрвәрдигар араңларда мөҗизә-карамәтләрни көрситиду, — деди.
6 Андин Йәшуа каһинларға: — Әһдә сандуғини көтирип хәлиқниң алдида дәриядин өтүңлар, дәп буйрувиди, улар әһдә сандуғини елип хәлиқниң алдида маңди.
7 Пәрвәрдигар Йәшуаға сөз қилип: — Һәммә Исраилниң Мениң Муса билән биллә болғинимдәк, сениң биләнму биллә болидиғанлиғимни билиши үчүн бүгүндин етиварән сени уларниң нәзиридә чоң қилимән.
8 Әнди сән әһдә сандуғини көтәргән каһинларға: — Силәр Иордан дәриясиниң сүйиниң бойиға йетип кәлгәндә, Иордан дәрияси ичидә туруңлар, — дегин, — деди.
9 Йәшуа Исраилларға: — Бу яққа келиңлар, Пәрвәрдигар Худайиңларниң сөзини аңлаңлар, деди.
10 Андин Йәшуа: — Мана, силәр шу иш арқилиқ мәңгүлүк һаят Тәңриниң араңларда екәнлигини, шундақла Униң силәрниң алдиңлардин Һиттийлар, Гиргашийлар, Аморийлар, Ⱪананийлар, Пәриззийлар, Һивийлар, Йәбусийларни һайдиветидиғанлиғини билисиләр — пүткүл йәр-зиминниң егисиниң әһдә сандуғи силәрниң алдиңларда Иордан дәрияси ичидин өткүзүлиду.
11
12 әнди Исраилниң қәбилилиридин он икки адәмни таллаңлар, һәр қайси қәбилидин бирдин болсун;
13 шундақ болидуки, пүткүл йәр-зиминниң Егиси болған Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини көтәргән каһинларниң тапини Иордан дәриясиниң сүйигә тәккәндә, Иордан дәриясиниң сүйи, йәни баш еқинидин еқип кәлгән сулар үзүп ташлинип, дәрия көтирилип дөң болиду, — деди.
14 Әнди шундақ болдики, хәлиқ чедирлиридин чиқип Иордан дәриясидин өтмәкчи болғанда, әһдә сандуғини көтәргән каһинлар хәлиқниң алдида маңди;
15 әһдә сандуғини көтәргүчиләр Иордан дәриясиға йетип келип, путлири суға тегиши биләнла (орма вақтида Иордан дәриясиниң сүйи дәрияниң икки қирғиқидин тешип чиқиду),
16 жуқури еқиндики сулар хелә жирақтила, Зарәтанниң йенидики Адәм шәһириниң йенида тохтап, дөң болди; Арабаһ түзләңлиги бойидики деңизға, йәни «Шор Деңизи»ға еқип чүшүватқан кейинки еқими үзүлүп қалди; хәлиқ болса Йерихо шәһириниң удулидин [дәриядин] өтүп маңди.
17 Пүткүл Исраил қуруқ йәрни дәссәп, барлиқ хәлиқ Иордан дәриясидин пүтүнләй өтүп болғичилик, Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини көтәргән каһинлар Иордан дәриясиниң оттурисида қуруқ йәрдә мәзмут турди.