< Йәшуа 23 >
1 Пәрвәрдигар Исраилға әтрапидики дүшмәнлиридин арам берип узун заманлар өтүп, шундақла Йәшуа қерип, йешиму чоңийип қалғанда,
Pǝrwǝrdigar Israilƣa ǝtrapidiki düxmǝnliridin aram berip uzun zamanlar ɵtüp, xundaⱪla Yǝxua ⱪerip, yeximu qongiyip ⱪalƣanda,
2 Йәшуа пүткүл Исраилни, уларниң ақсақаллирини, башлиқлири, һаким-сорақчилири билән бәг-әмәлдарлирини чақирип уларға мундақ деди: — «Мән қерип қалдим, йешимму чоңийип қалди.
Yǝxua pütkül Israilni, ularning aⱪsaⱪallirini, baxliⱪliri, ⱨakim-soraⱪqiliri bilǝn bǝg-ǝmǝldarlirini qaⱪirip ularƣa mundaⱪ dedi: — «Mǝn ⱪerip ⱪaldim, yeximmu qongiyip ⱪaldi.
3 Пәрвәрдигар Худайиңларниң силәр үчүн мошу йәрдики барлиқ таипиләргә қандақ ишларни қилғинини өзүңлар көрдүңлар; чүнки силәр тәрәптә туруп җәң қилғучи Пәрвәрдигар Худайиңлар Өзидур.
Pǝrwǝrdigar Hudayinglarning silǝr üqün muxu yǝrdiki barliⱪ taipilǝrgǝ ⱪandaⱪ ixlarni ⱪilƣinini ɵzünglar kɵrdünglar; qünki silǝr tǝrǝptǝ turup jǝng ⱪilƣuqi Pǝrwǝrdigar Hudayinglar Ɵzidur.
4 Мана, мән өзүм йоқатқан һәммә әлләрниң зиминлири билән қалған бу таипиләрниң зиминлирини қошуп қәбилә-җәмәтиңлар бойичә чәк ташлап Иордан дәриясидин тартип күн петиш тәрәптики Улуқ Деңизғичә, силәргә мирас қилип тәқсим қилип бәрдим.
Mana, mǝn ɵzüm yoⱪatⱪan ⱨǝmmǝ ǝllǝrning zeminliri bilǝn ⱪalƣan bu taipilǝrning zeminlirini ⱪoxup ⱪǝbilǝ-jǝmǝtinglar boyiqǝ qǝk taxlap Iordan dǝryasidin tartip kün petix tǝrǝptiki Uluƣ Dengizƣiqǝ, silǝrgǝ miras ⱪilip tǝⱪsim ⱪilip bǝrdim.
5 Пәрвәрдигар Худайиңлар Өзи уларни алдиңлардин қоғлап чиқирип, көзүңлардин нери қилип, Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә ейтқинидәк силәр уларниң зиминиға егә болисиләр.
Pǝrwǝrdigar Hudayinglar Ɵzi ularni aldinglardin ⱪoƣlap qiⱪirip, kɵzünglardin neri ⱪilip, Pǝrwǝrdigar Hudayinglar silǝrgǝ eytⱪinidǝk silǝr ularning zeminiƣa igǝ bolisilǝr.
6 Шуңа силәр толиму қәйсәр болуп Мусаниң қанун китавида пүтүлгәнниң һәммисини тутуп, оң я солға чәтнәп кәтмәй, униңға әмәл қилишқа көңүл бөлүңлар;
Xunga silǝr tolimu ⱪǝysǝr bolup Musaning ⱪanun kitabida pütülgǝnning ⱨǝmmisini tutup, ong ya solƣa qǝtnǝp kǝtmǝy, uningƣa ǝmǝl ⱪilixⱪa kɵngül bɵlünglar;
7 шундақ қилип, араңларда қелип қалған бу таипиләр билән барди-кәлди қилмаңлар; шуниңдәк уларниң илаһлириниң намлирини тилға алмаңлар яки уларниң нами билән қәсәм қилмаңлар; уларға ибадәт қилмаңлар, уларға баш урмаңлар;
xundaⱪ ⱪilip, aranglarda ⱪelip ⱪalƣan bu taipilǝr bilǝn bardi-kǝldi ⱪilmanglar; xuningdǝk ularning ilaⱨlirining namlirini tilƣa almanglar yaki ularning nami bilǝn ⱪǝsǝm ⱪilmanglar; ularƣa ibadǝt ⱪilmanglar, ularƣa bax urmanglar;
8 бәлки бүгүнгичә қилғиниңлардәк, Пәрвәрдигар Худайиңларға бағлинип туруңлар.
bǝlki bügüngiqǝ ⱪilƣininglardǝk, Pǝrwǝrdigar Hudayinglarƣa baƣlinip turunglar.
9 Чүнки Пәрвәрдигар алдиңлардин чоң-чоң вә күчлүк әлләрни қоғлап чиқиривәткәндур; бүгүнгичә һеч қандақ адәм алдиңларда пут тирәп туралмиди.
Qünki Pǝrwǝrdigar aldinglardin qong-qong wǝ küqlük ǝllǝrni ⱪoƣlap qiⱪiriwǝtkǝndur; bügüngiqǝ ⱨeqⱪandaⱪ adǝm aldinglarda put tirǝp turalmidi.
10 Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә ейтқини бойичә силәр тәрәптә туруп җәң қилғини үчүн силәрдин бир адимиңлар уларниң миң адимини тирипирән қилиду.
Pǝrwǝrdigar Hudayinglar silǝrgǝ eytⱪini boyiqǝ silǝr tǝrǝptǝ turup jǝng ⱪilƣini üqün silǝrdin bir adiminglar ularning ming adimini tiripirǝn ⱪilidu.
11 Шуңа Пәрвәрдигар Худайиңларни сөйүш үчүн өз көңлүңларға қаттиқ сәгәк болуңлар!
Xunga Pǝrwǝrdigar Hudayinglarni sɵyüx üqün ɵz kɵnglünglarƣa ⱪattiⱪ sǝgǝk bolunglar!
12 Чүнки әгәр силәр Униңдин йүз өрүп араңларда қалған бу әлләр билән арилишип-бағлинип, улар билән қода-баҗа болуп, улар билән бериш-келиш қилсаңлар,
Qünki ǝgǝr silǝr Uningdin yüz ɵrüp aranglarda ⱪalƣan bu ǝllǝr bilǝn arilixip-baƣlinip, ular bilǝn ⱪoda-baja bolup, ular bilǝn berix-kelix ⱪilsanglar,
13 ундақта силәргә шу иш аян болсунки, Пәрвәрдигар Худайиңлар алдиңлардин бу әлләрни иккинчи қоғлап чиқармайду, бәлки булар силәргә қапқан вә қилтақ болуп, биқиниңларға қамча болуп чүшүп, көзүңләргә тикән болуп санҗилиду; ахирда Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә бәргән бу яхши зиминдин мәһрум болуп йоқилисиләр.
undaⱪta silǝrgǝ xu ix ayan bolsunki, Pǝrwǝrdigar Hudayinglar aldinglardin bu ǝllǝrni ikkinqi ⱪoƣlap qiⱪarmaydu, bǝlki bular silǝrgǝ ⱪapⱪan wǝ ⱪiltaⱪ bolup, biⱪininglarƣa ⱪamqa bolup qüxüp, kɵzünglǝrgǝ tikǝn bolup sanjilidu; ahirda Pǝrwǝrdigar Hudayinglar silǝrgǝ bǝrgǝn bu yahxi zemindin mǝⱨrum bolup yoⱪilisilǝr.
14 Мана, мән бүгүн барлиқ адәмләр муқәррәр бесип өтидиған йолни маңимән; силәрниң пүтүн дилиңлар вә вуҗудуңларға шу рошәнки, Пәрвәрдигар Худайиңларниң силәр тоғрилиқ қилған мубарәк вәдилириниң һеч бири әмәлгә ашурулмай қалмиди; һәммиси силәр үчүн беҗа кәлтүрүлүп, һеч қайсиси йәрдә қалмиди.
Mana, mǝn bügün barliⱪ adǝmlǝr muⱪǝrrǝr besip ɵtidiƣan yolni mangimǝn; silǝrning pütün dilinglar wǝ wujudunglarƣa xu roxǝnki, Pǝrwǝrdigar Hudayinglarning silǝr toƣruluⱪ ⱪilƣan mubarǝk wǝdilirining ⱨeqbiri ǝmǝlgǝ axurulmay ⱪalmidi; ⱨǝmmisi silǝr üqün bǝja kǝltürülüp, ⱨeqⱪaysisi yǝrdǝ ⱪalmidi.
15 Лекин силәр Пәрвәрдигар Худайиңларниң силәргә әмир қилип тохтатқан әһдисини бузғанда, Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә вәдә қилған һәммә бәрикәт үстүңләргә чүшүрүлгәндәк, шундақ болидуки, Пәрвәрдигар Худайиңлар силәрни Өзи силәргә бәргән зиминдин йоқатқичә барлиқ агаһ қилған ишни чүшүриду; силәр берип, [униң әһдисини бузуп] башқа илаһларға ибадәт қилип баш урсаңлар, Пәрвәрдигарниң ғәзиви силәргә тутишип, силәрни Өзи силәргә бәргән яхши зиминдин тезла йоқ қилиду».
Lekin silǝr Pǝrwǝrdigar Hudayinglarning silǝrgǝ ǝmr ⱪilip tohtatⱪan ǝⱨdisini buzƣanda, Pǝrwǝrdigar Hudayinglar silǝrgǝ wǝdǝ ⱪilƣan ⱨǝmmǝ bǝrikǝt üstünglǝrgǝ qüxürülgǝndǝk, xundaⱪ boliduki, Pǝrwǝrdigar Hudayinglar silǝrni Ɵzi silǝrgǝ bǝrgǝn zemindin yoⱪatⱪuqǝ barliⱪ agaⱨ ⱪilƣan ixni qüxüridu; silǝr berip, [uning ǝⱨdisini buzup] baxⱪa ilaⱨlarƣa ibadǝt ⱪilip bax ursanglar, Pǝrwǝrdigarning ƣǝzipi silǝrgǝ tutixip, silǝrni Ɵzi silǝrgǝ bǝrgǝn yahxi zemindin tezla yoⱪ ⱪilidu».