< Йәшуа 22 >

1 У вақитта Йәшуа Рубәнләр, Гадлар вә Манассәһ йерим қәбилисидикиләрни чақирип уларға: —
Eodem tempore vocavit Josue Rubenitas, et Gaditas, et dimidiam tribum Manasse,
2 Силәр болсаңлар Пәрвәрдигарниң қули Мусаниң силәргә буйруғининиң һәммисигә әмәл қилдиңлар, мениң силәргә әмир қилған барлиқ сөзлиримгиму қулақ салдиңлар;
dixitque ad eos: Fecistis omnia quæ præcepit vobis Moyses famulus Domini: mihi quoque in omnibus obedistis,
3 силәр бу нурғун күнләрдә таки бүгүнгә қәдәр қериндашлириңларни ташливәтмәй, бәлки Пәрвәрдигар Худайиңлар [силәргә] әмир қилған вәзипини тутуп кәлдиңлар;
nec reliquistis fratres vestros longo tempore, usque in præsentem diem, custodientes imperium Domini Dei vestri.
4 әнди Пәрвәрдигар Худайиңлар вәдә қилғинидәк, қериндашлириңларға арамлиқ бәрди; шуңа силәр Пәрвәрдигарниң қули Муса Иордан дәриясиниң у тәрипидә силәргә бәргән мирас зиминиңларға, өз чедирлириңларға қайтип бериңлар.
Quia igitur dedit Dominus Deus vester fratribus vestris quietem et pacem, sicut pollicitus est: revertimini, et ite in tabernacula vestra, et in terram possessionis, quam tradidit vobis Moyses famulus Domini trans Jordanem:
5 Пәқәтла Пәрвәрдигарниң қули Муса силәргә буйруп тапшурған қанун-әмирләргә әмәл қилишқа, йәни Пәрвәрдигар Худайиңларни сөйүп, Униң барлиқ йоллирида меңип, әмирлирини тутуп униңға бағлинип, пүтүн қәлбиңлар вә пүтүн җан-дилиңлар билән Униң хизмитидә болушқа ихлас билән көңүл бөлүңлар, — деди.
ita dumtaxat ut custodiatis attente, et opere compleatis mandatum et legem quam præcepit vobis Moyses famulus Domini, ut diligatis Dominum Deum vestrum, et ambuletis in omnibus viis ejus, et observetis mandata illius, adhæreatisque ei, ac serviatis in omni corde, et in omni anima vestra.
6 Шуниң билән Йәшуа уларни бәхит-бәрикәт тиләп, йолға салди; улар өз чедирлириға қайтип кетишти.
Benedixitque eis Josue, et dimisit eos. Qui reversi sunt in tabernacula sua.
7 Манассәһ йерим қәбилисигә болса Муса уларға Башанни мирас қилип бәргән еди; йәнә бир йерим қәбилигә Йәшуа Иордан дәриясиниң бу қети, йәни ғәрип тәрипидә уларниң қериндашлириниң арисида мирас бәрди. Йәшуа уларни өз чедирлириға қайтиш йолиға салған вақтида, у уларғиму бәхит-бәрикәт тиләп,
Dimidiæ autem tribui Manasse possessionem Moyses dederat in Basan: et idcirco mediæ, quæ superfuit, dedit Josue sortem inter ceteros fratres suos trans Jordanem ad occidentalem plagam. Cumque dimitteret eos in tabernacula sua, et benedixisset eis,
8 уларға: — Интайин көп байлиқлар, интайин көп чарпайларни, шундақла көп миқдарда күмүч, алтун, мис, төмүр вә кийим-кечәкләрни елип, өз чедириңларға қайтип бериңлар; дүшмәнлириңлардин алған олҗини қериндашлириңларға үләштүрүп бериңлар, деди.
dixit ad eos: In multa substantia atque divitiis revertimini ad sedes vestras, cum argento et auro, ære ac ferro, et veste multiplici: dividite prædam hostium cum fratribus vestris.
9 У вақитта Рубәнләр, Гадлар вә Манассәһ йерим қәбилиси Қанаан зиминидики Шилоһдин чиқип Исраиллардин айрилип, Пәрвәрдигарниң Мусаниң вастиси билән қилған әмри бойичә уларниң тәәллуқати болған өз мирас зимини Гилеад жутиға қарап қайтип маңди.
Reversique sunt, et abierunt filii Ruben, et filii Gad, et dimidia tribus Manasse, a filiis Israël de Silo, quæ sita est in Chanaan, ut intrarent Galaad terram possessionis suæ, quam obtinuerant juxta imperium Domini in manu Moysi.
10 Рубәнләр, Гадлар вә Манассәһ йерим қәбилиси Қанаан зиминидики Иордан дәриясиниң бойидики Гәлилотқа йетип кәлгәндә, у йәрдә Иордан дәриясиниң бойида бир қурбангаһни ясиди; қурбангаһ наһайити чоң вә һәйвәтлик ясалған еди.
Cumque venissent ad tumulos Jordanis in terram Chanaan, ædificaverunt juxta Jordanem altare infinitæ magnitudinis.
11 Исраилларға: «Мана Рубәнләр, Гадлар вә Манассәһ йерим қәбилиси Қанаан зиминидики Иордан дәриясиниң у қетидики Гәлилотта, йәни Исраилларниң удулида бир қурбангаһни ясапту» дегән хәвәр аңланди.
Quod cum audissent filii Israël, et ad eos certi nuntii detulissent, ædificasse filios Ruben, et Gad, et dimidiæ tribus Manasse, altare in terra Chanaan, super Jordanis tumulos, contra filios Israël:
12 Исраиллар бу хәвәрни аңлиған һаман, уларниң пүткүл җамаити улар билән урушуш үчүн Шилоһқа топланди.
convenerunt omnes in Silo, ut ascenderent, et dimicarent contra eos.
13 У вақитта Исраиллар каһин Әлиазарниң оғли Финиһасни Гилеад зиминидики Рубәнләр, Гадлар вә Манассәһ йерим қәбилисигә маңдурди
Et interim miserunt ad illos in terram Galaad Phinees filium Eleazari sacerdotis,
14 вә шундақла униң билән он әмирни, Исраилниң һәр бир қәбилисидин җәмәт башлиғи болған бирдин әмирни униңға һәмраһ қилип әвәтти; һәр бир әмир һәр қайси ата җәмәттики миңлиған Исраилларниң каттивеши еди.
et decem principes cum eo, singulos de singulis tribubus.
15 Булар әнди Гилеад зиминиға, Рубәнләр, Гадлар вә Манассәһ йерим қәбилисигә келип уларға: —
Qui venerunt ad filios Ruben, et Gad, et dimidiæ tribus Manasse in terram Galaad, dixeruntque ad eos:
16 Мана Пәрвәрдигарниң пүткүл җамаити силәргә мундақ дәйду: «Силәрниң Пәрвәрдигарға әгишиштин йенип, өзүңларға қурбангаһни ясап, Исраилниң Худасидин йүз өрүп, Пәрвәрдигарға асийлиқ қилип өткүзгән бу рәзиллигиңлар зади қандақ иш?
Hæc mandat omnis populus Domini: Quæ est ista transgressio? cur reliquistis Dominum Deum Israël, ædificantes altare sacrilegum, et a cultu illius recedentes?
17 Пеорда бурун өткүзгән қәбиһлигимиз бизгә йетип ашмасму? Гәрчә Пәрвәрдигарниң җамаитиниң бешиға ваба чүшкән болсиму, биз техи бүгүнгә қәдәр бу иштин өзимизни пакландурмидуқ.
an parum vobis est quod peccastis in Beelphegor, et usque in præsentem diem macula hujus sceleris in nobis permanet, multique de populo corruerunt?
18 Силәр бүгүн Пәрвәрдигарға әгишиштин яндиңлар; шундақ болидуки, силәр бүгүн Пәрвәрдигарға асийлиқ қилған болғачқа, у җәзмән әтә Исраилниң пүткүл җамаитигә ғәзәплиниду.
Et vos hodie reliquistis Dominum, et cras in universum Israël ira ejus desæviet.
19 Һалбуки, мабада силәр мирас қилип алған зимин напак болуп қалған болса, Пәрвәрдигарниң тәвәлиги болған зиминға, Униң чедири тикләнгән жутқа йенип келип, аримизда мирас елиңлар. Пәқәт Пәрвәрдигар Худайимизниң қурбангаһидин башқа өзүңлар үчүн қурбангаһ ясаш билән Пәрвәрдигарға вә бизләргә асийлиқ қилмаңлар.
Quod si putatis immundam esse terram possessionis vestræ, transite ad terram, in qua tabernaculum Domini est, et habitate inter nos: tantum ut a Domino et a nostro consortio non recedatis, ædificato altari præter altare Domini Dei nostri.
20 Зәраһниң оғли Ақан һарам бекитилгән нәрсиләрдин елип, итаәтсизлик қилған әмәсму? Шу сәвәптин қәбиһлиги үчүн ялғуз улар өлтүрүлүп қалмай, Пәрвәрдигарниң ғәзиви йәнә пүткүл Исраил җамаитиниң үстигә чүшкән әмәсму?».
Nonne Achan filius Zare præteriit mandatum Domini, et super omnem populum Israël ira ejus incubuit? et ille erat unus homo, atque utinam solum periisset in scelere suo.
21 Шуниң билән Рубәнләр, Гадлар вә Манассәһ йерим қәбилиси миңлиған Исраилларниң каттивашлириға җавап берип мундақ деди: —
Responderuntque filii Ruben et Gad, et dimidia tribus Manasse, principibus legationis Israël:
22 «Илаһларниң илаһи Пәрвәрдигардур! Илаһларниң илаһи болған Пәрвәрдигар Өзи буни билиду, Исраилму уни билгәй! Әгәр бу иш асийлиқ болса яки Пәрвәрдигарға итаәтсизлик болса, әнди бизләрни бүгун өлүмдин айимаңлар!
Fortissimus Deus Dominus, fortissimus Deus Dominus, ipse novit, et Israël simul intelliget: si prævaricationis animo hoc altare construximus, non custodiat nos, sed puniat nos in præsenti:
23 Әгәр бизниң өзимиз үчүн қурбангаһни ясишимиз Пәрвәрдигарға әгишиштин йениш үчүн болған болса, шундақла қурбангаһниң үстидә көйдүрмә қурбанлиқ сунуш, ашлиқ һәдийәлирини сунуш, енақлиқ қурбанлиқлирини сунуш үчүн болған болса, ундақта Пәрвәрдигар Өзи бу иш тоғрилиқ биздин һесап алсун;
et si ea mente fecimus ut holocausta, et sacrificium, et pacificas victimas super eo imponeremus, ipse quærat et judicet:
24 әксичә бу ишни қилишимизниң сәвәви һәқиқәтән шуки, кәлгүсидә силәрниң балилириңлар бизниң балилиримизға: «Силәрниң Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар билән қандақ мунасивитиңлар бар?
et non ea magis cogitatione atque tractatu, ut diceremus: Cras dicent filii vestri filiis nostris: Quid vobis et Domino Deo Israël?
25 Әй Рубәнләр вә Гадлар, Пәрвәрдигар биз билән силәрниң оттуримизда Иордан дәриясини чегара қилип қойған әмәсму? Шуңа силәрниң Пәрвәрдигардин һеч қандақ несивәңлар йоқтур!» дейишидин әндишә қилдуқ.
terminum posuit Dominus inter nos et vos, o filii Ruben, et filii Gad, Jordanem fluvium, et idcirco partem non habetis in Domino: et per hanc occasionem avertent filii vestri filios nostros a timore Domini. Putavimus itaque melius,
26 Шуңа биз: «Қопуп бир қурбангаһ ясайли; лекин бу көйдүрмә қурбанлиқлар үчүнму әмәс, башқа хил қурбанлиқлар үчүнму әмәс,
et diximus: Exstruamus nobis altare, non in holocausta, neque ad victimas offerendas,
27 бәлки кәлгүсидә Пәрвәрдигарниң алдида көйдүрмә қурбанлиқлиримиз билән башқа хил қурбанлиқлиримиз вә енақлиқ қурбанлиқлиримиз билән униң ибадитидә болушимиз үчүн, силәр вә бизниң оттуримизда, шундақла кейинки дәвирлиримиздә бир әсләтмә гувалиқ болсун үчүн уни ясидуқ; балилириңларниң кәлгүсидә балилиримизға «Пәрвәрдигардин һеч қандақ несивәңлар йоқ» демәслиги үчүн шундақ қилдуқ.
sed in testimonium inter nos et vos, et sobolem nostram vestramque progeniem, ut serviamus Domino, et juris nostri sit offerre et holocausta, et victimas, et pacificas hostias: et nequaquam dicant cras filii vestri filiis nostris: Non est vobis pars in Domino.
28 Әгәр улар кәлгүсидә биз билән әвлатлиримизға шундақ десә, биз җавап берип: «Мана, көйдүрмә қурбанлиқ сунуш үчүн яки башқа хил қурбанлиқларни сунуш үчүн ясалған әмәс, бәлки силәр билән бизниң оттуримизда бир гувалиқ болсун дәп ясалған, бу Пәрвәрдигарниң ата-бовилиримиз ясиған қурбангаһиниң әндизисидур!» дейәләймиз.
Quod si voluerint dicere, respondebunt eis: Ecce altare Domini, quod fecerunt patres nostri, non in holocausta, neque in sacrificium, sed in testimonium nostrum ac vestrum.
29 Пәрвәрдигарға асийлиқ қилип, Пәрвәрдигарға әгишиштин йенип, Пәрвәрдигар Худайимизниң чедириниң алдида турған қурбангаһтин башқа иккинчи бир қурбангаһни ясап, униң үстидә көйдүрмә қурбанлиқ, ашлиқ һәдийәләр вә башқа хил қурбанлиқларни өткүзүш нийити биздин нери болғай!».
Absit a nobis hoc scelus, ut recedamus a Domino, et ejus vestigia relinquamus, exstructo altari ad holocausta, et sacrificia, et victimas offerendas, præter altare Domini Dei nostri, quod exstructum est ante tabernaculum ejus.
30 Каһин Финиһас вә униң билән биллә кәлгән җамаәт әмирлири, йәни миңлиған Исраилларниң каттивашлири Рубәнләр, Гадлар вә Манассәһләрниң ейтқан сөзлирини аңлиғанда улар шуниңдин хуш болди.
Quibus auditis, Phinees sacerdos, et principes legationis Israël, qui erant cum eo, placati sunt: et verba filiorum Ruben, et Gad, et dimidiæ tribus Manasse, libentissime susceperunt.
31 Әлиазарниң оғли каһин Финиһас Рубәнләр, Гадлар вә Манассәһләргә: — Силәр Пәрвәрдигарға бу итаәтсизликни қилмиғиниңлар үчүн Пәрвәрдигарниң оттуримизда туруватқанлиғини әнди билдуқ; силәр бу иш билән Исраилларни Пәрвәрдигарниң қолидин қутқуздуңлар, деди.
Dixitque Phinees filius Eleazari sacerdos ad eos: Nunc scimus quod nobiscum sit Dominus, quoniam alieni estis a prævaricatione hac, et liberastis filios Israël de manu Domini.
32 Андин Әлиазар каһинниң оғли Финиһас билән әмирләр Рубәнләр вә Гадларниң йенидин, Гилеад зиминидин чиқип Қанаан зиминиға Исраилларниң йениға йенип келип бу хәвәрни уларға дәп бәрди.
Reversusque est cum principibus a filiis Ruben et Gad de terra Galaad, finium Chanaan, ad filios Israël, et retulit eis.
33 Бу иш Исраилларниң нәзиридә яхши көрүнди; Исраиллар Худаға һәмдусана ейтип, Рубәнләр билән Гадларға һуҗум қилип, улар билән урушуп уларниң туруватқан зиминини вәйран қилайли, дегән гәпни иккинчи тилға алмиди.
Placuitque sermo cunctis audientibus. Et laudaverunt Deum filii Israël, et nequaquam ultra dixerunt, ut ascenderent contra eos, atque pugnarent, et delerent terram possessionis eorum.
34 Рубәнләр билән Гадлар бу қурбангаһқа «Гувалиқ» дәп ат қойди; чүнки улар: — «У аримизда Пәрвәрдигарниң Худа екәнлигигә гувадур» деди.
Vocaveruntque filii Ruben, et filii Gad, altare quod exstruxerant, Testimonium nostrum, quod Dominus ipse sit Deus.

< Йәшуа 22 >