< Йәшуа 21 >

1 У вақитта Лавий җәмәтлириниң каттивашлири каһин Әлиазар, Нунниң оғли Йәшуа вә Исраил қәбилилириниң каттивашлириниң қешиға берип,
accesseruntque principes familiarum Levi ad Eleazar sacerdotem et Iosue filium Nun et ad duces cognationum per singulas tribus filiorum Israhel
2 Қанаан зиминидики Шилоһда уларға: — Мусаниң вастиси арқилиқ Пәрвәрдигар биз тоғрилиқ: «Уларға турушқа шәһәрләрни, маллири үчүн яйлақларни қошуп бәргин», дәп ейтқан, деди.
locutique sunt ad eos in Silo terrae Chanaan atque dixerunt Dominus praecepit per manum Mosi ut darentur nobis urbes ad habitandum et suburbana earum ad alenda iumenta
3 Шуни девиди, Исраиллар Пәрвәрдигарниң әмри бойичә өз мирас үлүшлиридин муну шәһәрләр билән яйлақларни қошуп Лавийларға бәрди: —
dederuntque filii Israhel de possessionibus suis iuxta imperium Domini civitates et suburbana earum
4 биринчи ташланған чәк Коһат җәмәтлиригә чиқти; чәк ташлинип, Лавийлар ичидики каһин Һарунниң әвлатлириға Йәһуда қәбилиси, Шимеон қәбилиси вә Бинямин қәбилисиниң зиминлиридин он үч шәһәр бекитилди;
egressaque est sors in familiam Caath filiorum Aaron sacerdotis de tribubus Iuda et Symeon et Beniamin civitates tredecim
5 Андин Коһатниң қалған әвлатлириға чәк ташлинип, Әфраим қәбилә-җәмәтлириниң зиминидин, Дан қәбилисиниң зиминидин вә Манассәһ йерим қәбилисиниң зиминлиридин он шәһәр бекитилди.
et reliquis filiorum Caath id est Levitis qui superflui erant de tribubus Ephraim et Dan et dimidia tribu Manasse civitates decem
6 Гәршонниң әвлатлириға чәк ташлинип, Иссакар қәбилә-җәмәтлириниң зиминидин, Ашир қәбилисиниң зиминидин, Нафтали қәбилисиниң зиминидин вә Манассәһниң йәнә бир йерим қәбилисиниң зиминидин он үч шәһәр бекитилди.
porro filiis Gerson egressa est sors ut acciperent de tribubus Isachar et Aser et Nepthalim dimidiaque tribu Manasse in Basan civitates numero tredecim
7 Мәрариниң әвлатлириға, җәмәт-аилилири бойичә чәк ташлинип, Рубән қәбилисиниң зиминидин, Гад қәбилисиниң зиминидин вә Зәбулун қәбилисиниң зиминидин он икки шәһәр бекитилди.
et filiis Merari per cognationes suas de tribubus Ruben et Gad et Zabulon urbes duodecim
8 Бу тәриқидә Пәрвәрдигар Мусаниң вастиси билән буйруғинидәк Исраиллар чәк ташлап бу шәһәрләр билән яйлақлирини қошуп, Лавийларға бәрди.
dederuntque filii Israhel Levitis civitates et suburbana earum sicut praecepit Dominus per manum Mosi singulis sorte tribuentes
9 Улар Йәһуданиң қәбилиси билән Шимеонниң қәбилисиниң зиминидин төвәндә тизимланған муну шәһәрләрни бәрди: —
de tribubus filiorum Iuda et Symeon dedit Iosue civitates quarum ista sunt nomina
10 (чәк ташланғанда, Лавийларниң нәсли болған Коһатлар җәмәтидики Һарунниң әвлатлириға биринчи чәк чиққачқа муну шәһәрләр берилди): —
filiis Aaron per familias Caath levitici generis prima enim sors illis egressa est
11 уларға Йәһуданиң тағлиқ районидики Кириат-Арба (Арба Анакниң атиси еди), йәни Һеброн билән әтрапидики яйлақларни қошуп бәрди.
Cariatharbe patris Enach quae vocatur Hebron in monte Iuda et suburbana eius per circuitum
12 Лекин шәһәргә тәвә етизлар билән кәнт-қишлақларни Йәфуннәһниң оғли Каләбкә мирас қилип бәрди.
agros vero et villas eius dederat Chaleb filio Iepphonne ad possidendum
13 Шундақ қилип улар Һарун каһинниң әвлатлириға адәм өлтүргән кишиләр панаһлинидиған шәһәр Һеброн вә яйлақлирини, йәнә уларға Либнаһ билән яйлақлирини,
dedit ergo filiis Aaron sacerdotis Hebron confugii civitatem ac suburbana eius et Lebnam cum suburbanis suis
14 Яттир билән яйлақлирини, Әштәмоа билән яйлақлирини,
et Iether et Isthimon
15 Һолон билән яйлақлирини, Дәбир билән яйлақлирини,
et Helon Dabir
16 Айин билән яйлақлирини, Юттаһ билән яйлақлирини, Бәйт-Шәмәш билән яйлақлирини бәрди; бу икки қәбилиниң зиминлиридин җәмий тоққуз шәһәрни бәрди.
et Ahin et Iethan et Bethsemes cum suburbanis suis civitates novem de tribubus ut dictum est duabus
17 Мундин башқа уларға Бинямин қәбилисиниң зиминидин Гибеон билән яйлақлирини, Геба билән яйлақлирини,
de tribu autem filiorum Beniamin Gabaon et Gabee
18 Анатот билән яйлақлирини, Алмон билән яйлақлирини қошуп җәмий төрт шәһәр бәрди.
et Anathoth et Almon cum suburbanis suis civitates quattuor
19 Бу тәриқидә каһинлар, йәни Һарунниң әвлатлириға берилгән шәһәрләр он үч болди; булар әтрапидики яйлақлири билән берилди.
omnes simul civitates filiorum Aaron sacerdotis tredecim cum suburbanis suis
20 Улар йәнә Лавийларниң нәслидин болған Коһатниң қалған җәмәтлиригиму шәһәрләрни бәрди. Чәк ташлаш билән уларға бекитилгән шәһәрләр мунулар: — уларға Әфраим қәбилисиниң зиминидин
reliquis vero per familias filiorum Caath levitici generis haec est data possessio
21 Әфраимниң тағлиқ районидики адәм өлтүргән кишиләр панаһлинидиған шәһәр Шәкәм билән яйлақлирини, йәнә Гәзәр билән яйлақлири,
de tribu Ephraim urbs confugii Sychem cum suburbanis suis in monte Ephraim et Gazer
22 Кибзаим билән яйлақлири вә Бәйт-Һорон билән яйлақлири болуп, җәмий төрт шәһәрни бәрди;
et Cebsain et Bethoron cum suburbanis suis civitates quattuor
23 буниңдин башқа Дан қәбилисиниң зиминидин Әлтәкәһ билән яйлақлири, Гиббетон билән яйлақлири,
de tribu quoque Dan Elthece et Gebbethon
24 Айҗалон билән яйлақлири вә Гат-Риммон билән яйлақлири болуп, җәмий төрт шәһәрни бәрди.
et Ahialon et Gethremmon cum suburbanis suis civitates quattuor
25 Буниңдин башқа Манассәһ йерим қәбилисиниң зиминидин Таанақ билән яйлақлири, Гат-Риммон билән яйлақлири болуп, җәмий икки шәһәрни бәрди.
porro de dimidia tribu Manasse Thanach et Gethremmon cum suburbanis suis civitates duae
26 Бу тәриқидә Коһатларниң қалған җәмәтлиригә берилгән шәһәрләр он болди; булар әтрапидики яйлақлири билән берилди.
omnes civitates decem et suburbana earum datae sunt filiis Caath inferioris gradus
27 Лавийларниң җәмәтлиридин болған Гәршонларға болса улар Манассәһниң йерим қәбилисиниң зиминидин адәм өлтүргән кишиләр панаһлинидиған шәһәр Башандики Голан билән яйлақлирини, шундақла Бәәштераһ билән яйлақлирини, җәмий икки шәһәрни бәрди;
filiis quoque Gerson levitici generis dedit de dimidia tribu Manasse confugii civitatem Gaulon in Basan et Bosram cum suburbanis suis civitates duas
28 йәнә Иссакар қәбилисиниң зиминидин Кишион билән яйлақлири, Дабират билән яйлақлири,
porro de tribu Isachar Cesion et Dabereth
29 Ярмут билән яйлақлири вә Ән-Ганним билән яйлақлири болуп, җәмий төрт шәһәрни бәрди;
et Iaramoth et Engannim cum suburbanis suis civitates quattuor
30 буниңдин башқа Ашир қәбилисиниң зиминидин Мишал билән яйлақлири, Абдон билән яйлақлири,
de tribu autem Aser Masal et Abdon
31 Һәлкат билән яйлақлири вә Рәһоб билән яйлақлири болуп, җәмий болуп төрт шәһәрни бәрди;
et Elacoth et Roob cum suburbanis suis civitates quattuor
32 буниңдин башқа Нафтали қәбилисиниң зиминидин адәм өлтүргән кишиләр панаһлинидиған шәһәр Галилийәдики Кәдәш билән яйлақлирини, йәнә Һаммот-Дор билән яйлақлири вә Картан билән әтрапидики яйлақлири болуп, җәмиий үч шәһәрни бәрди.
de tribu quoque Nepthali civitatem confugii Cedes in Galilea et Ammothdor et Charthan cum suburbanis suis civitates tres
33 Бу тәриқидә Гәршонларға берилгән шәһәрләр он үч болди; булар әтрапидики яйлақлири билән берилди.
omnes urbes familiarum Gerson tredecim cum suburbanis suis
34 Қалған Лавийларға, йәни Мәрарилар җәмәтлиригә Зәбулун қәбилисиниң зиминидин Йокнеам билән яйлақлири, Картаһ билән яйлақлири,
filiis autem Merari Levitis inferioris gradus per familias suas data est de tribu Zabulon Iechenam et Chartha
35 Димнаһ билән яйлақлири вә Наһалал билән яйлақлири болуп, җәмий төрт шәһәрни бәрди.
et Damna et Nalol civitates quattuor cum suburbanis suis
36 Буниңдин башқа Рубән қәбилисиниң зиминидин Бәзәр билән яйлақлири, Яһаз билән яйлақлири,
[de tribu quoque Ruben ciuitates confugii Bosor in solitudine et Cedson et Misor et Ocho ciuitates quattuor cum suburbanis suis]
37 Кәдәмот билән яйлақлири вә Мәфаат билән яйлақлири болуп, җәмий төрт шәһәрни бәрди.
et de tribu Gad civitates confugii Ramoth in Galaad et Manaim et Esebon et Iazer civitates quattuor cum suburbanis suis
38 Буниңдин башқа Гад қәбилисиниң зиминидин адәм өлтүргән кишиләр панаһлинидиған шәһәр Гилеадтики Рамот билән яйлақлирини, йәнә Маһанайим билән яйлақлири,
39 Һәшбон билән яйлақлири вә Җаазәр билән яйлақлири болуп, җәмий төрт шәһәрни бәрди.
40 Булар болса қалған Лавийларниң җәмәтлиригә, йәни Мәрарилар җәмәтлиригә берилгән барлиқ шәһәрләрдур; уларға чәк ташлиниш билән берилгән үлүши он икки шәһәр еди.
omnes urbes filiorum Merari per familias et cognationes suas duodecim
41 Исраилларниң зимини ичидин Лавийларға бекитип берилгән шәһәрләр җәмий қириқ сәккиз еди; булар әтрапидики яйлақлири билән берилди.
itaque universae civitates Levitarum in medio possessionis filiorum Israhel fuerunt quadraginta octo
42 Бу шәһәрләрниң һәр бириниң әтрапида яйлақлири бар еди; шәһәрләрниң һәммиси шундақ еди.
cum suburbanis suis singulae per familias distributae
43 Пәрвәрдигар шу тәриқидә Исраилларниң ата-бовилириға беришкә қәсәм билән вәдә қилған пүткүл зиминни уларға бәрди; улар келип уни егиләп, у йәрдә олтарди.
deditque Dominus Israheli omnem terram quam traditurum se patribus eorum iuraverat et possederunt illam atque habitaverunt in ea
44 У вақитта Пәрвәрдигар илгири уларниң ата-бовилириға қәсәм билән вәдә қилғинидәк, уларға һәр әтрапида тинич-арамлиқ бәрди; уларниң дүшмәнлиридин һечқандиқи уларниң алдида қәддини руслап тик туралмайтти; бәлки Пәрвәрдигар һәммә дүшмәнлирини уларниң қолиға тапшурди.
dataque est ab eo pax in omnes per circuitum nationes nullusque eis hostium resistere ausus est sed cuncti in eorum dicionem redacti sunt
45 Пәрвәрдигарниң Исраилниң җәмәтигә вәдә қилған һиммәтлиридин һеч бири қалдурулмай әмәлгә ашурулди.
ne unum quidem verbum quod illis praestaturum se esse promiserat irritum fuit sed rebus expleta sunt omnia

< Йәшуа 21 >