< Йәшуа 20 >

1 Пәрвәрдигар Йәшуаға сөз қилип мундақ деди: —
Perwerdigar Yeshuagha söz qilip mundaq dédi: —
2 Сән Исраилларға мундақ дегин: — «Өзүм Мусаниң вастиси билән силәргә буйруғандәк, өзүңлар үчүн «панаһлиқ шәһәрләр»ни таллап бекитиңлар;
Sen Israillargha mundaq dégin: — «Özüm Musaning wasitisi bilen silerge buyrughandek, özünglar üchün «panahliq sheherler»ni tallap békitinglar;
3 билмәй, тәсадипийлиқтин адәм уруп өлтүрүп қойған һәр қандақ киши у шәһәрләргә қечип кәтсун. Буниң билән бу шәһәрләр силәргә қан интиқамини алғучидин панаһгаһ болиду.
bilmey, tasadipiyliqtin adem urup öltürüp qoyghan herqandaq kishi u sheherlerge qéchip ketsun. Buning bilen bu sheherler silerge qan intiqamini alghuchidin panahgah bolidu.
4 [Адәмни шундақ өлтүргән] киши бу шәһәрләрниң биригә қечип берип, шәһәрниң қовуқиға келип, шу йәрдә шәһәрниң ақсақаллириға өз әһвалини ейтсун; улар уни өзигә қобул қилип шәһәргә киргүзүп, униң өзлири билән биллә турушиға униңға җай бәрсун.
[Ademni shundaq öltürgen] kishi bu sheherlerning birige qéchip bérip, sheherning qowuqigha kélip, shu yerde sheherning aqsaqallirigha öz ehwalini éytsun; ular uni özige qobul qilip sheherge kirgüzüp, uning özliri bilen bille turushigha uninggha jay bersun.
5 Әнди қан қисасини алғучи уни қоғлап кәлсә, улар адәм өлтүргән кишини қисаскарниң қолиға тапшуруп бәрмисун; чүнки шу кишиниң бурундин өз хошнисиға һеч өч-адавити болмиған, бәлки тәсадипий уруп өлтүрүп қойған.
Emdi qan qisasini alghuchi uni qoghlap kelse, ular adem öltürgen kishini qisaskarning qoligha tapshurup bermisun; chünki shu kishining burundin öz qoshnisigha héch öch-adawiti bolmighan, belki tasadipiy urup öltürüp qoyghan.
6 [Адәм өлтүргән] киши җамаәт алдида сорақ қилинғичә шу шәһәрдә турсун; андин шу вақиттики баш каһин өлүп кәткәндә, у шу шәһәрдин айрилип, өз шәһиригә, йәни қечип чиққан шәһәрдики өйигә йенип кәлсун.
[Adem öltürgen] kishi jamaet aldida soraq qilin’ghuche shu sheherde tursun; andin shu waqittiki bash kahin ölüp ketkende, u shu sheherdin ayrilip, öz shehirige, yeni qéchip chiqqan sheherdiki öyige yénip kelsun.
7 Шуниң билән улар Нафтали тағлиқ жутидики Кәдәшни, Әфраимниң тағлиқ жутидики Шәкәмни вә Йәһуданиң тағлиқ жутидики Кириат-Арба, йәни Һебронни,
Shuning bilen ular Naftali taghliq yurtidiki Kedeshni, Efraimning taghliq yurtidiki Shekemni we Yehudaning taghliq yurtidiki Kiriat-Arba, yeni Hébronni,
8 Йерихониң шәриқ тәрипидики, Иордан дәриясиниң у қетидики Рубән қәбилисиниң зиминидин түзләңликниң чөлидики Бәзәрни, Гад қәбилисиниң зиминидин Гилеадтики Рамотни вә Манассәһ қәбилисиниң зиминидин Башандики Голанни таллап бекитти.
Yérixoning sherq teripidiki, Iordan deryasining u qétidiki Ruben qebilisining zéminidin tüzlenglikning chölidiki Bezerni, Gad qebilisining zéminidin Giléadtiki Ramotni we Manasseh qebilisining zéminidin Bashandiki Golanni tallap békitti.
9 Мана бу шәһәрләр барлиқ Исраиллар вә уларниң арисида туруватқан мусапирлар үчүн панаһгаһ болушқа бекитилгән шәһәрләрдур; кимки билмәй, тәсадипилиқтин адәм өлтүргән болса, униң җамаәт алдида сорақ қилинишидин бурун, қан қисаскарниң қолида өлмәслиги үчүн шу шәһәрләргә қечип кетишкә бу шәһәрләр бекитилгән.
Mana bu sheherler barliq Israillar we ularning arisida turuwatqan musapirlar üchün panahgah bolushqa békitilgen sheherlerdur; kimki bilmey, tasadipiliqtin adem öltürgen bolsa, uning jamaet aldida soraq qilinishidin burun, qan qisaskarning qolida ölmesliki üchün shu sheherlerge qéchip kétishke bu sheherler békitilgen.

< Йәшуа 20 >