< Йәшуа 19 >
1 Иккинчи чәк Шимеонға чиқти, йәни Шимеонлар қәбилисигә җәмәт-аилилири бойичә тартилди; уларниң мираси болса Йәһудаларниң мирас үлүшиниң арисида еди.
Ikkinchi chek Shiméon’gha chiqti, yeni Shiméonlar qebilisige jemet-aililiri boyiche tartildi; ularning mirasi bolsa Yehudalarning miras ülüshining arisida idi.
2 Уларниң еришкән мираси ичидә Бәәр-Шеба, Шеба, Моладаһ,
Ularning érishken mirasi ichide Beer-Shéba, Shéba, Moladah,
3 Һазар-Шуал, Балаһ, Езәм,
Hazar-Shual, Balah, Ézem,
4 Әлтолад, Битул, Хормаһ,
Eltolad, Bitul, Xormah,
5 Зиклаг, Бәйт-Маркабот, Һазар-Сусаһ,
Ziklag, Beyt-Markabot, Hazar-Susah,
6 Бәйт-Либаот вә Шаруһән болуп, җәмий он үч шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар еди.
Beyt-Libaot we Sharuhen bolup, jemiy on üch sheher we ulargha qarashliq kent-qishlaqlar idi.
7 Буниңдин башқа йәнә Айин, Риммон, Етәр, Ашан болуп, җәмий төрт шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар
Buningdin bashqa yene Ayin, Rimmon, Éter, Ashan bolup, jemiy töt sheher we ulargha qarashliq kent-qishlaqlar
8 Һәмдә җәнуп тәрәптики Баалат-Бәәр (йәни җәнупдики Рамаһ)ғичә болған бу [төрт] шәһәрниң әтрапидики һәммә кәнт-қишлақларму бар еди. Булар Шимеонлар қәбилисиниң үлүши болуп, җәмәт-аилилири бойичә еришкән мираси еди.
Hemde jenub tereptiki Baalat-Beer (yeni jenubdiki Ramah)ghiche bolghan bu [töt] sheherning etrapidiki hemme kent-qishlaqlarmu bar idi. Bular Shiméonlar qebilisining ülüshi bolup, jemet-aililiri boyiche érishken mirasi idi.
9 Шимеонларниң мирас үлүши Йәһудаларниң үлүшиниң ичидин елип берилди; чунки Йәһудаларниң мирас үлүши өзлиригә көплүк қилған еди, шуңа Шимеонларниң мирас үлүши уларниң мирас үлүшиниң ичидин берилди.
Shiméonlarning miras ülüshi Yehudalarning ülüshining ichidin élip bérildi; chunki Yehudalarning miras ülüshi özlirige köplük qilghanidi, shunga Shiméonlarning miras ülüshi ularning miras ülüshining ichidin bérildi.
10 Үчинчи чәк Зәбулунлар қәбилисигә җәмәт-аилилири бойичә тартилди; уларниң мирас чегариси Саридқа баратти,
Üchinchi chek Zebulunlar qebilisige jemet-aililiri boyiche tartildi; ularning miras chégrisi Saridqa baratti,
11 чегариси ғәрип тәрәптә Мареалаһқа берип Даббәшәткә йетип Йокнеамниң удулидики еқинға тутишатти;
chégrisi gherb terepte Maréalahqa bérip Dabbeshetke yétip Yoknéamning udulidiki éqin’gha tutishatti;
12 У Саридтин шәриқ тәрипигә қайрилип, күн чиқишқа бурулуп Кислот-Табор жутиға тутишип, Дабиратқа өтүп, Яфияға барди;
U Saridtin sherq teripige qayrilip, kün chiqishqa burulup Kislot-Tabor yurtigha tutiship, Dabiratqa ötüp, Yafiyagha bardi;
13 андин шу йәрдин у шәриқ тәрипигә күн чиқишқа [йәнә] бурулуп, Гат-Һәфәр вә Әт-Казинға келип Неаһқа созулған Риммон жутиға йетип барди.
andin shu yerdin u sherq teripige kün chiqishqa [yene] burulup, Gat-Hefer we Et-Kazin’gha kélip Néahqa sozulghan Rimmon yurtigha yétip bardi.
14 Андин у йәрдин шимал тәрәпкә қайрилип, Һаннатонға йетип берип, Йифтаһ-Әлниң җилғисида ахирлашти.
Andin u yerdin shimal terepke qayrilip, Hannaton’gha yétip bérip, Yiftah-Elning jilghisida axirlashti.
15 Уларниң үлүши йәнә Каттат, Наһалал, Шимрон, Йидалаһ вә Бәйт-Ләһәмниму орап, җәмий он икки шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақларниму өз ичигә алатти.
Ularning ülüshi yene Kattat, Nahalal, Shimron, Yidalah we Beyt-Lehemnimu orap, jemiy on ikki sheher we ulargha qarashliq kent-qishlaqlarnimu öz ichige alatti.
16 Бу болса, йәни бу шәһәрләр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар Зәбулунларниң мирас үлүши болуп, җәмәт-аилилири бойичә уларға берилгән еди.
Bu bolsa, yeni bu sheherler we ulargha qarashliq kent-qishlaqlar Zebulunlarning miras ülüshi bolup, jemet-aililiri boyiche ulargha bérilgenidi.
17 Төртинчи чәк Иссакарға чиқти, йәни Иссакарлар қәбилисигә җәмәт-аилилири бойичә тартилди;
Tötinchi chek Issakargha chiqti, yeni Issakarlar qebilisige jemet-aililiri boyiche tartildi;
18 уларға берилгән жутлар Йизрәәлгичә болуп, Кәсуллот, Шунәм,
ulargha bérilgen yurtlar Yizreelgiche bolup, Kesullot, Shunem,
19 Һафарайим, Шион, Анаһарат,
Hafarayim, Shion, Anaharat,
21 Рәмәт, Ән-Ганним, Ән-Һаддаһ вә Бәйт-Паззәзни өз ичигә алди;
Remet, En-Gannim, En-Haddah we Beyt-Pazzezni öz ichige aldi;
22 андин чегариси Табор, Шаһазимаһ вә Бәйт-Шәмәшкә йетип, Иордан дәриясида ахирлашти; уларниң үлүши җәмий он алтә шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар еди.
andin chégrisi Tabor, Shahazimah we Beyt-Shemeshke yétip, Iordan deryasida axirlashti; ularning ülüshi jemiy on alte sheher we ulargha qarashliq kent-qishlaqlar idi.
23 Бу болса, йәни бу шәһәрләр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар Иссакарларниң мирас үлүши болуп, җәмәт-аилилири бойичә уларға берилгән еди.
Bu bolsa, yeni bu sheherler we ulargha qarashliq kent-qishlaqlar Issakarlarning miras ülüshi bolup, jemet-aililiri boyiche ulargha bérilgenidi.
24 Бәшинчи чәк Аширлар қәбилисигә җәмәт-аилилири бойичә тартилди;
Beshinchi chek Ashirlar qebilisige jemet-aililiri boyiche tartildi;
25 уларниң зимини Һәлкат, Һали, Бәтән, Ақсаф,
ularning zémini Helkat, Hali, Beten, Aqsaf,
26 Алламмәләк, Амеад вә Мишални өз ичигә алди; чегариси ғәрип тәрәптә Кармәл билән Шиһор-Либнатқа тутишип,
Allammelek, Améad we Mishalni öz ichige aldi; chégrisi gherb terepte Karmel bilen Shihor-Libnatqa tutiship,
27 андин шәриқ тәрәпкә қайрилип Бәйт-Дагонға берип, Зәбулун [зимини] билән Йифтаһ-Әл җилғисиниң шимал тәрипидин өтүп, Бәйт-Емәк билән Неиәлгә йетип берип Кабулниң шимал тәрипигә чиқти;
andin sherq terepke qayrilip Beyt-Dagon’gha bérip, Zebulun [zémini] bilen Yiftah-El jilghisining shimal teripidin ötüp, Beyt-Émek bilen Néielge yétip bérip Kabulning shimal teripige chiqti;
28 Еброн, Рәһоб, Һаммон вә Канаһни өз ичигә елип Чоң Зидонға йетип барди.
Ébron, Rehob, Hammon we Kanahni öz ichige élip Chong Zidon’gha yétip bardi.
29 андин чегариси Рамаһ тәрипигә қайрилип, Тур дегән мустәһкәм шәһиргә берип, Хосаһқа қайрилип, Ақзиб билән Һәбәлгә туташ болған деңизда ахирлашти;
andin chégrisi Ramah teripige qayrilip, Tur dégen mustehkem shehirge bérip, Xosahqa qayrilip, Aqzib bilen Hebelge tutash bolghan déngizda axirlashti;
30 зимини Уммаһ, Афәк вә Рәһобниму өз ичигә алған; җәмий жигирмә икки шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақларни өз ичигә алған еди.
zémini Ummah, Afek we Rehobnimu öz ichige alghan; jemiy yigirme ikki sheher we ulargha qarashliq kent-qishlaqlarni öz ichige alghanidi.
31 Бу болса, йәни бу шәһәрләр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар Аширларниң мирас үлүши болуп, җәмәт-аилилири бойичә уларға берилгән еди.
Bu bolsa, yeni bu sheherler we ulargha qarashliq kent-qishlaqlar Ashirlarning miras ülüshi bolup, jemet-aililiri boyiche ulargha bérilgenidi.
32 Алтинчи чәк Нафталиға чиқти, йәни Нафталилар қәбилисигә җәмәт-аилилири бойичә тартилди;
Altinchi chek Naftaligha chiqti, yeni Naftalilar qebilisige jemet-aililiri boyiche tartildi;
33 уларниң чегариси болса Һәләфтин чиқип, Заананнимдики дуб дәриғидин өтүп, Адами-Нәкәб вә Ябнәәлдин чиқип, Лаккумға йетип Иордан дәриясиға берип ахирлашти.
ularning chégrisi bolsa Heleftin chiqip, Zaanannimdiki dub derixidin ötüp, Adami-Nekeb we Yabneeldin chiqip, Lakkumgha yétip Iordan deryasigha bérip axirlashti.
34 Андин ғәрип тәрәпкә қайрилип Азнот-Таборға берип, шу йәрдин Һуккокқа чиқип, җәнупта Зәбулунниң үлүш зиминиға тутишип, шималда Аширниң үлүш зиминиға йетип, күн чиқиш тәрипидә Иордан дәриясиниң йенида, Йәһуданиң үлүш зиминиға улашти.
Andin gherb terepke qayrilip Aznot-Taborgha bérip, shu yerdin Hukkokqa chiqip, jenubta Zebulunning ülüsh zéminigha tutiship, shimalda Ashirning ülüsh zéminigha yétip, kün chiqish teripide Iordan deryasining yénida, Yehudaning ülüsh zéminigha ulashti.
35 Нафталиниң мустәһкәм шәһәрлири Зиддим, Зәр, Һаммат, Раккат, Киннәрәт,
Naftalining mustehkem sheherliri Ziddim, Zer, Hammat, Rakkat, Kinneret,
37 Кәдәш, Әдрәй, Ән-Һазор,
Kedesh, Edrey, En-Hazor,
38 Йирон, Мигдал-Әл, Һорәм, Бәйт-Анат вә Бәйт-Шәмәшләр болуп, җәмий он тоққуз шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар еди.
Yiron, Migdal-El, Horem, Beyt-Anat we Beyt-Shemeshler bolup, jemiy on toqquz sheher we ulargha qarashliq kent-qishlaqlar idi.
39 Бу болса, йәни бу шәһәрләр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар Нафталилар қәбилисиниң мирас үлүши болуп, җәмәт-аилилири бойичә уларға берилгән еди.
Bu bolsa, yeni bu sheherler we ulargha qarashliq kent-qishlaqlar Naftalilar qebilisining miras ülüshi bolup, jemet-aililiri boyiche ulargha bérilgenidi.
40 Йәттинчи чәк Данларниң қәбилисигә чиқти; у уларниң җәмәт-аилилири бойичә тартилди.
Yettinchi chek Danlarning qebilisige chiqti; u ularning jemet-aililiri boyiche tartildi.
41 Уларниң мирас зимини болса Зореаһ, Әштаол, Ир-Шәмәш,
Ularning miras zémini bolsa Zoréah, Eshtaol, Ir-Shemesh,
42 Шаалаббин, Айҗалон, Йитлаһ,
Shaalabbin, Ayjalon, Yitlah,
43 Елон, Тимнатаһ, Әкрон,
Élon, Timnatah, Ekron,
44 Әл-тәкәһ, Гиббетон, Баалат,
El-tekeh, Gibbéton, Baalat,
45 Йәһуд, Бәнә-Барак, Гат-Риммон,
Yehud, Bene-Barak, Gat-Rimmon,
46 Мә-Яркон, Раккон вә Яфониң удулидики жутни өз ичигә алди.
Me-Yarkon, Rakkon we Yafoning udulidiki yurtni öz ichige aldi.
47 Лекин Данларниң зимини өз қолидин кәткән болғачқа, Данлар чиқип Ләшәмгә һуҗум қилип уни ишғал қилди; аһалисини қиличлап йоқитип, у йәрни өзиниң қилип маканлашти; андин улар Ләшәмгә атиси Данниң исмини қоюп, уни Дан дәп атиди.
Lékin Danlarning zémini öz qolidin ketken bolghachqa, Danlar chiqip Leshemge hujum qilip uni ishghal qildi; ahalisini qilichlap yoqitip, u yerni özining qilip makanlashti; andin ular Leshemge atisi Danning ismini qoyup, uni Dan dep atidi.
48 Мана булар, йәни бу шәһәрләр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар Данлар қәбилисигә, уларниң җәмәт-аилилири бойичә мирас қилип берилгән еди.
Mana bular, yeni bu sheherler we ulargha qarashliq kent-qishlaqlar Danlar qebilisige, ularning jemet-aililiri boyiche miras qilip bérilgenidi.
49 Бу тәриқидә [Исраиллар] зиминни чегара-чегара бойичә бөлүп болди; андин улар Нунниң оғли Йәшуаға өз арисидин мирас бөлүп бәрди.
Bu teriqide [Israillar] zéminni chégra-chégra boyiche bölüp boldi; andin ular Nunning oghli Yeshuagha öz arisidin miras bölüp berdi.
50 Пәрвәрдигарниң буйруғи бойичә Йәшуа тилигинидәк униңға Әфраим тағлиқ жутидики Тимнат-Сераһ дегән шәһәрни бәрди; буниң билән у шәһәрни қуруп чиқип, униңда турди.
Perwerdigarning buyruqi boyiche Yeshua tiliginidek uninggha Efraim taghliq yurtidiki Timnat-Sérah dégen sheherni berdi; buning bilen u sheherni qurup chiqip, uningda turdi.
51 Мана булар Әлиазар каһин билән Нунниң оғли Йәшуа вә Исраилниң қәбилә-җәмәтлириниң каттабашлири бир болуп Шилоһда, җамаәт чедириниң дәрвазисиниң алдида туруп, Пәрвәрдигарниң алдида чәк ташлап бөлүп тәқсим қилған мираслардур. Бу тәриқидә улар зиминниң тәқсиматини түгәтти.
Mana bular Eliazar kahin bilen Nunning oghli Yeshua we Israilning qebile-jemetlirining kattabashliri bir bolup Shilohda, jamaet chédirining derwazisining aldida turup, Perwerdigarning aldida chek tashlap bölüp teqsim qilghan miraslardur. Bu teriqide ular zéminning teqsimatini tügetti.