< Йәшуа 18 >
1 Пүткүл Исраиллар җамаити Шилоһқа жиғилип, у йәрдә ибадәт чедири тикти. Гәрчә зимин уларниң алдида бойсундурулған болсиму,
Pütkül Israillar jamaiti Xiloⱨⱪa yiƣilip, u yǝrdǝ ibadǝt qediri tikti. Gǝrqǝ zemin ularning aldida boysundurulƣan bolsimu,
2 лекин Исраиллар арисида өз мирас үлүши техи тәқсим қилинмиған йәттә қәбилә қалған еди.
lekin Israillar arisida ɵz miras ülüxi tehi tǝⱪsim ⱪilinmiƣan yǝttǝ ⱪǝbilǝ ⱪalƣanidi.
3 Шуңа Йәшуа Исраилларға мундақ деди: — «Ата-бовилириңларниң Худаси Пәрвәрдигар силәргә бәргән бу зиминни қолуңларға елишқа суслуқ қилип қачанғичә кәйнигә сүрисиләр?
Xunga Yǝxua Israillarƣa mundaⱪ dedi: — «Ata-bowiliringlarning Hudasi Pǝrwǝrdigar silǝrgǝ bǝrgǝn bu zeminni ⱪolunglarƣa elixⱪa susluⱪ ⱪilip ⱪaqanƣiqǝ kǝynigǝ sürisilǝr?
4 Силәр өзүңлар үчүн һәр қәбилидин үч адәмни таллаңлар; мән уларни қозғилип бу пүткүл зиминни айлинип чиқип, уни һәр бир қәбилә өз мирас үлүшигә мувапиқ сизип-хатириләшкә, андин қешимға йенип келишкә әвәтимән.
Silǝr ɵzünglar üqün ⱨǝr ⱪǝbilidin üq adǝmni tallanglar; mǝn ularni ⱪozƣilip bu pütkül zeminni aylinip qiⱪip, uni ⱨǝrbir ⱪǝbilǝ ɵz miras ülüxigǝ muwapiⱪ sizip-hatirilǝxkǝ, andin ⱪeximƣa yenip kelixkǝ ǝwǝtimǝn.
5 Улар зиминни йәттә үлүшкә бөлсун; лекин Йәһуда қәбилиси болса җәнуптики өз үлүш зиминида туривәрсун, Йүсүпниң җәмәтиму шимал тәрәптики өз үлүш зиминида туривәрсун.
Ular zeminni yǝttǝ ülüxkǝ bɵlsun; lekin Yǝⱨuda ⱪǝbilisi bolsa jǝnubtiki ɵz ülüx zeminida turiwǝrsun, Yüsüpning jǝmǝtimu ximal tǝrǝptiki ɵz ülüx zeminida turiwǝrsun.
6 Силәр зиминни йәттә үлүшкә бөлүп, пасилини хатириләп сизип йенимға келиңлар; андин мән Пәрвәрдигар Худайимизниң алдида бу йәрдә силәр үчүн чәк ташлаймән.
Silǝr zeminni yǝttǝ ülüxkǝ bɵlüp, pasilini hatirilǝp sizip yenimƣa kelinglar; andin mǝn Pǝrwǝrdigar Hudayimizning aldida bu yǝrdǝ silǝr üqün qǝk taxlaymǝn.
7 Амма Лавийларниң болса, араңларда үлүши болмайду, чүнки Пәрвәрдигарниң каһинлиғи уларниң мирасидур. Гад билән Рубән вә Манассәһ йерим қәбилиси болса Иордан дәриясиниң у қети, шәриқ тәрипидә Пәрвәрдигарниң қули болған Муса уларға мирас қилип бәргән йәрләрни аллиқачан алғандур».
Əmma Lawiylarning bolsa, aranglarda ülüxi bolmaydu, qünki Pǝrwǝrdigarning kaⱨinliⱪi ularning mirasidur. Gad bilǝn Rubǝn wǝ Manassǝⱨ yerim ⱪǝbilisi bolsa Iordan dǝryasining u ⱪeti, xǝrⱪ tǝripidǝ Pǝrwǝrdigarning ⱪuli bolƣan Musa ularƣa miras ⱪilip bǝrgǝn yǝrlǝrni alliⱪaqan alƣandur».
8 [Зиминни хатириләшкә бекиткән] кишиләр қозғилип йолға чиққанда, Йәшуа уларға қаттиқ җекиләп: — Силәр берип зиминни айлинип, уни сизип-хатириләп мениң қешимға йенип келиңлар; андин мән мошу йәрдә, Шилоһниң өзидә Пәрвәрдигарниң алдида силәр үчүн чәк ташлаймән, деди.
[Zeminni hatirilǝxkǝ bekitkǝn] kixilǝr ⱪozƣilip yolƣa qiⱪⱪanda, Yǝxua ularƣa ⱪattiⱪ jekilǝp: — Silǝr berip zeminni aylinip, uni sizip-hatirilǝp mening ⱪeximƣa yenip kelinglar; andin mǝn muxu yǝrdǝ, Xiloⱨning ɵzidǝ Pǝrwǝrdigarning aldida silǝr üqün qǝk taxlaymǝn, dedi.
9 Шундақ девиди, бу адәмләр берип зиминни айлинип, уни сизип-хатириләп, шәһәрләр бойичә йәттә үлүшкә бөлүп, хатиригә сизип, Шилоһдики чедиргаһқа, Йәшуаниң қешиға йенип кәлди.
Xundaⱪ dewidi, bu adǝmlǝr berip zeminni aylinip, uni sizip-hatirilǝp, xǝⱨǝrlǝr boyiqǝ yǝttǝ ülüxkǝ bɵlüp, hatirigǝ sizip, Xiloⱨdiki qedirgaⱨⱪa, Yǝxuaning ⱪexiƣa yenip kǝldi.
10 Андин Йәшуа Шилоһда Пәрвәрдигарниң алдида улар үчүн чәк ташлиди вә шу йәрдә қәбилә-җәмәти бойичә зиминни Исраилларға тәқсим қилип бәрди.
Andin Yǝxua Xiloⱨda Pǝrwǝrdigarning aldida ular üqün qǝk taxlidi wǝ xu yǝrdǝ ⱪǝbilǝ-jǝmǝti boyiqǝ zeminni Israillarƣa tǝⱪsim ⱪilip bǝrdi.
11 Биняминлар қәбилисигә җәмәт-аилилири бойичә чәк тартилди; улар чәк арқилиқ еришкән зимин Йәһудалар билән Йүсүпләрниң зимини оттурисидики жут болди.
Binyaminlar ⱪǝbilisigǝ jǝmǝt-aililiri boyiqǝ qǝk tartildi; ular qǝk arⱪiliⱪ erixkǝn zemin Yǝⱨudalar bilǝn Yüsüplǝrning zemini otturisidiki yurt boldi.
12 Уларниң шималий чегариси Иордан дәриясидин башлап, Йерихониң шимал тәрипидики даванни яндап, ғәрип тәрипигә қарап тағлиқ жутқа чиқип вә Бәйт-Авәнниң чөлигә тутишатти;
Ularning ximaliy qegrisi Iordan dǝryasidin baxlap, Yerihoning ximal tǝripidiki dawanni yandap, ƣǝrb tǝripigǝ ⱪarap taƣliⱪ yurtⱪa qiⱪip wǝ Bǝyt-Awǝnning qɵligǝ tutixatti;
13 андин Лузға чиқип, луз, йәни Бәйт-Әлниң җәнуп тәрипини яндап өтүп, астин Бәйт-Һоронниң җәнубидики таққа йеқин Атарот-Аддарға чүшти;
andin Luzƣa qiⱪip, luz, yǝni Bǝyt-Əlning jǝnub tǝripini yandap ɵtüp, astin Bǝyt-Ⱨoronning jǝnubidiki taƣⱪa yeⱪin Atarot-Addarƣa qüxti;
14 чегара шу йәрдин өтүп ғәриптин җәнупқа қайрилип, Бәйт-Һоронниң җәнубиниң удулидики тағдин Йәһудаларниң шәһәрлиридин бири болған Кириат-Баал (йәни Кириат-Йеарим)ға туташти. Бу ғәрип тәрәпниң чегариси еди.
qegra xu yǝrdin ɵtüp ƣǝrbtin jǝnubⱪa ⱪayrilip, Bǝyt-Ⱨoronning jǝnubining udulidiki taƣdin Yǝⱨudalarning xǝⱨǝrliridin biri bolƣan Kiriat-Baal (yǝni Kiriat-Yearim)ƣa tutaxti. Bu ƣǝrb tǝrǝpning qegrisi idi.
15 Җәнуп тәрәпниң чегариси Кириат-Йеаримниң четидин башлап ғәрип тәрипигә меңип, Нәфтоаһтики су мәнбәсигә туташти;
Jǝnub tǝrǝpning qegrisi Kiriat-Yearimning qetidin baxlap ƣǝrb tǝripigǝ mengip, Nǝftoaⱨtiki su mǝnbǝsigǝ tutaxti;
16 чегара андин Рәфайийларниң җилғисиниң шимал тәрипигә җайлашқан Бән-Һинномниң җилғисиниң удулидики тағниң бешиға чүшүп, андин Һинномниң җилғиси билән йәнә чүшүп, Йәбусийларниң егизлигиниң җәнуп тәрипи билән меңип, андин Ән-Рогәл булиқиға йәтти;
qegra andin Rǝfayiylarning jilƣisining ximal tǝripigǝ jaylaxⱪan Bǝn-Ⱨinnomning jilƣisining udulidiki taƣning bexiƣa qüxüp, andin Ⱨinnomning jilƣisi bilǝn yǝnǝ qüxüp, Yǝbusiylarning egizlikining jǝnub tǝripi bilǝn mengip, andin Ən-Rogǝl buliⱪiƣa yǝtti;
17 андин шимал тәрипигә қайрилип Ән-Шәмәш булиқидин өтүп, Адуллам давининиң удулидики Гәлилотқа берип, Рубәнниң оғли Боһанниң тешиға чүшүп,
andin ximal tǝripigǝ ⱪayrilip Ən-Xǝmǝx buliⱪidin ɵtüp, Adullam dawinining udulidiki Gǝlilotⱪa berip, Rubǝnning oƣli Boⱨanning texiƣa qüxüp,
18 вә Арабаһ түзләңлигиниң шимал тәрипидики егизликтин өтүп, Арабаһ түзләңлигигә чүшти.
wǝ Arabaⱨ tüzlǝnglikining ximal tǝripidiki egizliktin ɵtüp, Arabaⱨ tüzlǝnglikigǝ qüxti.
19 Андин чегара шимал тәрипигә чиқип Бәйт-Һоглаһниң давиниға тутишип, Иордан дәриясиниң җәнубий еғизида, йәни Шор деңизиниң шималий қолтуғида ахирлашти. Бу җәнуп тәрәпниң чегариси еди.
Andin qegra ximal tǝripigǝ qiⱪip Bǝyt-Ⱨoglaⱨning dawiniƣa tutixip, Iordan dǝryasining jǝnubiy eƣizida, yǝni Xor dengizining ximaliy ⱪoltuⱪida ahirlaxti. Bu jǝnub tǝrǝpning qegrisi idi.
20 Шәриқ чегариси болса Иордан дәриясиниң өзи еди. Бу Биняминларниң үлүши болуп, уларға җәмәт-аилири бойичә тохтитилған мирас зимининиң чегариси шу еди.
Xǝrⱪ qegrisi bolsa Iordan dǝryasining ɵzi idi. Bu Binyaminlarning ülüxi bolup, ularƣa jǝmǝt-ailiri boyiqǝ tohtitilƣan miras zeminining qegrisi xu idi.
21 Биняминлар қәбилисигә җәмәт-аилилири бойичә тәккән шәһәрләр болса төвәндикиләрдур: — Йерихо, Бәйт-Һоглаһ, Емәк-Кәзиз,
Binyaminlar ⱪǝbilisigǝ jǝmǝt-aililiri boyiqǝ tǝgkǝn xǝⱨǝrlǝr bolsa tɵwǝndikilǝrdur: — Yeriho, Bǝyt-Ⱨoglaⱨ, Emǝk-Kǝziz,
22 Бәйт-Арабаһ, Зәмарайим, Бәйт-Әл,
Bǝyt-Аrabaⱨ, Zǝmarayim, Bǝyt-Əl,
24 Кәфар-Һаамонай, Офни вә Геба болуп, җәмий он икки шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар еди;
Kǝfar-Ⱨaamonay, Ofni wǝ Geba bolup, jǝmiy on ikki xǝⱨǝr wǝ ularƣa ⱪaraxliⱪ kǝnt-ⱪixlaⱪlar idi;
25 Буниңдин башқа Гибеон, Рамаһ, Бәәрот,
Buningdin baxⱪa Gibeon, Ramaⱨ, Bǝǝrot,
26 Мизпаһ, Кәфираһ, Мозаһ,
Mizpaⱨ, Kǝfiraⱨ, Mozaⱨ,
27 Рәкәм, Ирпәәл, Таралаһ,
Rǝkǝm, Irpǝǝl, Taralaⱨ,
28 Зәлаһ, Һа-Әләф, Йәбуси (йәни Йерусалим), Гибеаһ вә Кириат болуп, җәмий он төрт шәһәр вә униңға қарашлиқ кәнт-қишлақларму бар еди. Бу болса Биняминларниң мирас үлүши болуп, җәмәт-аилилири бойичә уларға берилгән еди.
Zǝlaⱨ, Ⱨa-Əlǝf, Yǝbusi (yǝni Yerusalem), Gibeaⱨ wǝ Kiriat bolup, jǝmiy on tɵt xǝⱨǝr wǝ uningƣa ⱪaraxliⱪ kǝnt-ⱪixlaⱪlarmu bar idi. Bu bolsa Binyaminlarning miras ülüxi bolup, jǝmǝt-aililiri boyiqǝ ularƣa berilgǝnidi.