< Йәшуа 17 >
1 Манассәһ Йүсүпниң тунҗа оғли болғачқа, униң қәбилисигиму чәк ташлинип мирас берилгән. Манассәһниң тунҗа оғли Макирниң [әвлатлири] (Макир Гилеадниң атиси еди) батур палван болғачқа, уларға Гилеад билән Башан мирас қилип берилди.
Manassǝⱨ Yüsüpning tunji oƣli bolƣaqⱪa, uning ⱪǝbilisigimu qǝk taxlinip miras berilgǝn. Manassǝⱨning tunji oƣli Makirning [ǝwladliri] (Makir Gileadning atisi idi) batur palwan bolƣaqⱪa, ularƣa Gilead bilǝn Baxan miras ⱪilip berildi.
2 Манассәһниң қалған әвлатлириму, җүмлидин Абиезәрләр, Һәләкләр, Асриәлләр, Шәкәмләр, Һәфәрләр билән Шемидалар өз җәмәт-аилилири бойичә мирас үлүшини алди. Булар болса Йүсүпниң оғли Манассәһниң әр җәмәт аилилири еди.
Manassǝⱨning ⱪalƣan ǝwladlirimu, jümlidin Abiezǝrlǝr, Ⱨǝlǝklǝr, Asriǝllǝr, Xǝkǝmlǝr, Ⱨǝfǝrlǝr bilǝn Xemidalar ɵz jǝmǝt-aililiri boyiqǝ miras ülüxini aldi. Bular bolsa Yüsüpning oƣli Manassǝⱨning ǝr jǝmǝt aililiri idi.
3 Әнди Манассәһниң чәвриси, Макирниң әвриси, Гилеадниң нәвриси, Һәфәрниң оғли Зәлофиһадниң оғул пәрзәнтлири йоқ болуп, пәқәт қизлирила бар еди. Униң қизлириниң исимлири Маһлаһ, Ноаһ, Һоглаһ, Милкаһ вә Тирзаһ еди.
Əmdi Manassǝⱨning qǝwrisi, Makirning ǝwrisi, Gileadning nǝwrisi, Ⱨǝfǝrning oƣli Zǝlofiⱨadning oƣul pǝrzǝntliri yoⱪ bolup, pǝⱪǝt ⱪizlirila bar idi. Uning ⱪizlirining isimliri Maⱨlaⱨ, Noaⱨ, Ⱨoglaⱨ, Milkaⱨ wǝ Tirzaⱨ idi.
4 Улар каһин Әлиазар билән Нунниң оғли Йәшуа вә әмирләрниң қешиға берип уларға: — Пәрвәрдигар Мусаға биз тоғрилиқ қериндашлиримиз қатарида мирас беришкә әмир қилған еди, деди. Шуни девиди, [Йәшуа] Пәрвәрдигарниң әмри бойичә уларниң атисиниң қериндашлири қатарида уларға мирас бәрди.
Ular kaⱨin Əliazar bilǝn Nunning oƣli Yǝxua wǝ ǝmirlǝrning ⱪexiƣa berip ularƣa: — Pǝrwǝrdigar Musaƣa biz toƣruluⱪ ⱪerindaxlirimiz ⱪatarida miras berixkǝ ǝmr ⱪilƣanidi, dedi. Xuni dewidi, [Yǝxua] Pǝrwǝrdigarning ǝmri boyiqǝ ularning atisining ⱪerindaxliri ⱪatarida ularƣa miras bǝrdi.
5 Буниң билән Иордан дәриясиниң у тәрипидики Гилеад билән Башан зиминлиридин башқа, Манассәһкә йәнә он үлүш йәр берилди.
Buning bilǝn Iordan dǝryasining u tǝripidiki Gilead bilǝn Baxan zeminliridin baxⱪa, Manassǝⱨkǝ yǝnǝ on ülüx yǝr berildi.
6 Чүнки Манассәһниң қизлири униң оғуллириниң қатарида мирасқа егә болған еди; Гилеад зимини Манассәһниң қалған әвлатлириға тәккән еди.
Qünki Manassǝⱨning ⱪizliri uning oƣullirining ⱪatarida mirasⱪa igǝ bolƣanidi; Gilead zemini Manassǝⱨning ⱪalƣan ǝwladliriƣa tǝgkǝnidi.
7 Манассәһниң зимининиң чегариси болса Аширдин тартип Шәкәмниң уттуридики Микмитатқа берип, андин җәнуп тәрипигә қайрилип, Ән-Таппуаһда турғучиларниң җайиғичә тутишатти.
Manassǝⱨning zeminining qegrisi bolsa Axirdin tartip Xǝkǝmning utturidiki Mikmitatⱪa berip, andin jǝnub tǝripigǝ ⱪayrilip, Ən-Tappuaⱨda turƣuqilarning jayiƣiqǝ tutixatti.
8 Чүнки Таппуаһниң зимини болса Манассәһгә тәккән еди; лекин Манассәһниң чегарисидики Таппуаһ шәһири Әфраимға тәвә еди.
Qünki Tappuaⱨning zemini bolsa Manassǝⱨgǝ tǝgkǝnidi; lekin Manassǝⱨning qegrisidiki Tappuaⱨ xǝⱨiri Əfraimƣa tǝwǝ idi.
9 Чегариси у йәрдин Канаһ еқиниға чүшүп, җилғиниң җәнуп тәрипи билән чиқти. У йәрдики шәһәрләр болса Манассәһниң шәһәрлириниң арисида болсиму, Әфраимға тәгди. Манассәһниң чегариси җилғиниң шимал тәрипи билән берип деңизға йетип ахирлишатти.
Qegrisi u yǝrdin Kanaⱨ eⱪiniƣa qüxüp, jilƣining jǝnub tǝripi bilǝn qiⱪti. U yǝrdiki xǝⱨǝrlǝr bolsa Manassǝⱨning xǝⱨǝrlirining arisida bolsimu, Əfraimƣa tǝgdi. Manassǝⱨning qegrisi jilƣining ximal tǝripi bilǝn berip dengizƣa yetip ahirlixatti.
10 Җилғиниң җәнуп тәрипидики зимин Әфраимға, шимал тәрипидики зимин Манассәһкә тәвә еди; ғәрип тәрипиниң чегариси деңиз еди. Уларниң зимини шимал тәрипидә Аширниң үлүшигичә йетип, шәриқ тәрипи Иссакарниң үлүшигә туташқан еди.
Jilƣining jǝnub tǝripidiki zemin Əfraimƣa, ximal tǝripidiki zemin Manassǝⱨkǝ tǝwǝ idi; ƣǝrb tǝripining qegrisi dengiz idi. Ularning zemini ximal tǝripidǝ Axirning ülüxigiqǝ yetip, xǝrⱪ tǝripi Issakarning ülüxigǝ tutaxⱪanidi.
11 Манассәһкиму Иссакар билән Аширниң үлүшлири ичидин Бәйт-Шеан вә униңға қарашлиқ кәнтләр, Иблеам билән униңға қарашлиқ кәнтләр, Дор аһалиси билән Дорға қарашлиқ кәнтләр, Ән-Дор аһалиси билән Ән-Дорға қарашлиқ кәнтләр, Таанақ аһалиси билән Таанаққа қарашлиқ кәнтләр вә Мегиддо аһалиси билән Мегиддоға қарашлиқ кәнтләр, йәни «Үч Егизлик» дегән жут тәгди.
Manassǝⱨkimu Issakar bilǝn Axirning ülüxliri iqidin Bǝyt-Xean wǝ uningƣa ⱪaraxliⱪ kǝntlǝr, Ibleam bilǝn uningƣa ⱪaraxliⱪ kǝntlǝr, Dor aⱨalisi bilǝn Dorƣa ⱪaraxliⱪ kǝntlǝr, Ən-Dor aⱨalisi bilǝn Ən-Dorƣa ⱪaraxliⱪ kǝntlǝr, Taanaⱪ aⱨalisi bilǝn Taanaⱪⱪa ⱪaraxliⱪ kǝntlǝr wǝ Megiddo aⱨalisi bilǝn Megiddoƣa ⱪaraxliⱪ kǝntlǝr, yǝni «Üq Egizlik» degǝn yurt tǝgdi.
12 Лекин Манассәһ бу шәһәрдикиләрни қоғливитәлмиди; Ⱪананийлар шу жутларда туруверишкә нийәт бағлиған еди.
Lekin Manassǝⱨ bu xǝⱨǝrdikilǝrni ⱪoƣliwitǝlmidi; Ⱪanaaniylar xu yurtlarda turuwerixkǝ niyǝt baƣliƣanidi.
13 Исраиллар барғансери күчәйгәчкә Ⱪананийларни өзлиригә һашарчи қилип беқиндурди, лекин уларни өз йәрлиридин мутләқ қоғливетәлмиди.
Israillar barƣanseri küqǝygǝqkǝ Ⱪanaaniylarni ɵzlirigǝ ⱨaxarqi ⱪilip beⱪindurdi, lekin ularni ɵz yǝrliridin mutlǝⱪ ⱪoƣliwetǝlmidi.
14 Йүсүпләр болса Йәшуаға: — Бизләр Пәрвәрдигар һазирғичә шундақ бәрикәтләп кәлгән, чоң бир хәлиқ турсақ, сән немишкә чәк ташлаш билән бизгә пәқәт бир үлүш мирас, бир парчә йәрла бәрдиң? — деди.
Yüsüplǝr bolsa Yǝxuaƣa: — Bizlǝr Pǝrwǝrdigar ⱨazirƣiqǝ xundaⱪ bǝrikǝtlǝp kǝlgǝn, qong bir hǝlⱪ tursaⱪ, sǝn nemixⱪa qǝk taxlax bilǝn bizgǝ pǝⱪǝt bir ülüx miras, bir parqǝ yǝrla bǝrding? — dedi.
15 Йәшуа уларға җавап берип: — Әгәр силәр чоң бир хәлиқ болсаңлар, Әфраимниң тағлиқ жути силәргә тар кәлгән болса, орманға берип у йәрдики Пәриззийләр билән [гигант] Рәфайийлар жутида дәрәқләрни кесип, өзүңлар үчүн бир җайни чиқиривелиңлар, деди.
Yǝxua ularƣa jawab berip: — Əgǝr silǝr qong bir hǝlⱪ bolsanglar, Əfraimning taƣliⱪ yurti silǝrgǝ tar kǝlgǝn bolsa, ormanƣa berip u yǝrdiki Pǝrizziylǝr bilǝn [gigant] Rǝfayiylar yurtida dǝrǝhlǝrni kesip, ɵzünglar üqün bir jayni qiⱪiriwelinglar, dedi.
16 Лекин Йүсүпләр: — Тағлиқ жут бизгә йәтмәйду; шуниң билән бир вақитта җилғида туруватқанлар, мәйли Бәйт-Шеанда вә униңға қарашлиқ кәнтләрдә болсун яки Йизрәәл җилғисида туруватқан Ⱪананийлар болсун, һәммисиниң төмүрдин җәң һарвулири бар екән, деди.
Lekin Yüsüplǝr: — Taƣliⱪ yurt bizgǝ yǝtmǝydu; xuning bilǝn bir waⱪitta jilƣida turuwatⱪanlar, mǝyli Bǝyt-Xeanda wǝ uningƣa ⱪaraxliⱪ kǝntlǝrdǝ bolsun yaki Yizrǝǝl jilƣisida turuwatⱪan Ⱪanaaniylar bolsun, ⱨǝmmisining tɵmürdin jǝng ⱨarwiliri bar ikǝn, dedi.
17 Шундақ девиди, Йәшуа Йүсүп җәмәти болған Әфраим билән Манассәһгә сөз қилип: — Силәр дәрвәқә чоң бир хәлиқсиләр вә зор күчүңлар бардур; шуңа силәргә пәқәт бир үлүшла мирас берилсә болмайду;
Xundaⱪ dewidi, Yǝxua Yüsüp jǝmǝti bolƣan Əfraim bilǝn Manassǝⱨgǝ sɵz ⱪilip: — Silǝr dǝrwǝⱪǝ qong bir hǝlⱪsilǝr wǝ zor küqünglar bardur; xunga silǝrgǝ pǝⱪǝt bir ülüxla miras berilsǝ bolmaydu;
18 әшу пүткүл тағлиқ жутму силәргә берилиду; гәрчә у орманлиқ болсиму, силәр уни кесип бошитисиләр вә униң әтраплириғиму егә болисиләр; Ⱪананийларниң төмүр җәң һарвулири бар, шундақла күчлүк болсиму, силәр уларни һайдап чиқиривитәләйсиләр, — деди.
axu pütkül taƣliⱪ yurtmu silǝrgǝ berilidu; gǝrqǝ u ormanliⱪ bolsimu, silǝr uni kesip boxitisilǝr wǝ uning ǝtrapliriƣimu igǝ bolisilǝr; Ⱪanaaniylarning tɵmür jǝng ⱨarwiliri bar, xundaⱪla küqlük bolsimu, silǝr ularni ⱨǝydǝp qiⱪiriwitǝlǝysilǝr, — dedi.