< Йәшуа 15 >
1 Йәһудалар қәбилисиниң мираси болса җәмәт-аилилири бойичә чәк ташлинип еришкән зимин болуп, җәнубий тәрәпниң учи Едомниң чегарисиға вә Зин чөлигә туташти;
Yehudalar qebilisining mirasi bolsa jemet-aililiri boyiche chek tashlinip érishken zémin bolup, jenubiy terepning uchi Édomning chégrisigha we Zin chölige tutashti;
2 җәнубий чегариси «Шор деңизи»ниң айиғидин, йәни җәнубий тәрәпкә чоқчийип чиққан қолтуқтин башлинип,
jenubiy chégrisi «Shor déngizi»ning ayighidin, yeni jenubiy terepke choqchiyip chiqqan qoltuqtin bashlinip,
3 «Сериқ Ешәк давини»ниң җәнуп тәрипидин өтүп, Зинға туташти; андин Қадәш-Барнеаниң җәнубини яқилап Һәзронға өтүп, Аддарға берип, Каркааһқа бурулуп,
«Sériq Éshek dawini»ning jenub teripidin ötüp, Zin’gha tutashti; andin Qadesh-Barnéaning jenubini yaqilap Hezron’gha ötüp, Addargha bérip, Karkaahqa burulup,
4 Азмонға өтүп Мисир еқини билән чиқип, учи деңизға тақишатти. Бу уларниң җәнубий чегариси еди.
Azmon’gha ötüp Misir éqini bilen chiqip, uchi déngizgha taqishatti. Bu ularning jenubiy chégrisi idi.
5 Шәрқий чегариси болса Шор деңизидин Иордан дәриясиниң деңизға қуюлидиған еғизиғичә еди; шималий чегариси болса деңизниң Иордан дәриясиниң деңизға қуюлидиған еғизидин башлинип,
Sherqiy chégrisi bolsa Shor déngizidin Iordan deryasining déngizgha quyulidighan éghizighiche idi; shimaliy chégrisi bolsa déngizning Iordan deryasining déngizgha quyulidighan éghizidin bashlinip,
6 андин Бәйт-Һоглаһға берип, Бәйт-Арабаһниң шималидин өтүп, Рубәнниң оғли Боһанниң тешиниң қешиғичә еди;
andin Beyt-Hoglahgha bérip, Beyt-Arabahning shimalidin ötüp, Rubenning oghli Bohanning téshining qéshighiche idi;
7 андин чегара Ақор җилғисидин Дәбиргә қарап өтүп, у йәрдин шимал тәрипигә бурулуп, җилғиниң җәнуп тәрипидики Адуммимға чиқидиған даванниң удулидики Гилгалға йетип берип, андин Ән-Шәмәш сулиридин өтүп, Ән-Рогәл булиқиға тутишатти;
andin chégra Aqor jilghisidin Debirge qarap ötüp, u yerdin shimal teripige burulup, jilghining jenub teripidiki Adummimgha chiqidighan dawanning udulidiki Gilgalgha yétip bérip, andin En-Shemesh suliridin ötüp, En-Rogel buliqigha tutishatti;
8 у йәрдин «Бән-Һинномниң җилғиси»ға чиқип, Йәбусийлар егизлигидин, йәни Йерусалимниң җәнуп тәрипидики давандин өтүп, андин Һинном җилғисиниң алдиға, йәни ғәрип тәрәпкә, Рәфайийларниң җилғисиниң шималий бешидики тағниң чоққисиға чиқти;
u yerdin «Ben-Hinnomning jilghisi»gha chiqip, Yebusiylar égizlikidin, yeni Yérusalémning jenub teripidiki dawandin ötüp, andin Hinnom jilghisining aldigha, yeni gherb terepke, Refayiylarning jilghisining shimaliy béshidiki taghning choqqisigha chiqti;
9 чегара бу тағниң чоққисидин Нәфтоаһ сүйиниң булиқиға берип, андин Әфрон теғидики шәһәрлириниң йени билән чиқип, у йәрдин Баалаһ (йәни Кириат-Йеарим)ға йетип берип,
chégra bu taghning choqqisidin Neftoah süyining buliqigha bérip, andin Efron téghidiki sheherlirining yéni bilen chiqip, u yerdin Baalah (yeni Kiriat-Yéarim)gha yétip bérip,
10 андин Баалаһтин өтүп, ғәрип тәрипигә қайрилип Сеир теғиға берип, Йеарим теғи (йәни Кесалон)ниң шималий бағридин өтүп, Бәйт-Шәмәшкә чүшүп, Тимнаһтин өтти;
andin Baalahtin ötüp, gherb teripige qayrilip Séir téghigha bérip, Yéarim téghi (yeni Késalon)ning shimaliy baghridin ötüp, Beyt-Shemeshke chüshüp, Timnahtin ötti;
11 андин шималға қарап Әкронниң давини билән чиқип Шикронға өтүп, Баалаһ теғиниң йениға тутишип, Ябнәәлгә йетип, андин учи деңизға тақашқан еди.
andin shimalgha qarap Ekronning dawini bilen chiqip Shikron’gha ötüp, Baalah téghining yénigha tutiship, Yabneelge yétip, andin uchi déngizgha taqashqanidi.
12 Ғәрип тәрипидики чегариси болса деңиз бойлири еди. Йәһудаларниң җәмәт-аилилири бойичә уларға тохтитилған төрт тәрипидики чегара мана шу еди.
Gherb teripidiki chégrisi bolsa déngiz boyliri idi. Yehudalarning jemet-aililiri boyiche ulargha toxtitilghan töt teripidiki chégra mana shu idi.
13 Йәфуннәһниң оғли Каләбгә болса, Пәрвәрдигарниң Йәшуаға бәргән әмри бойичә, униңға Йәһудаларниң арисида бир үлүш, йәни Анакниң атиси Арбаниң шәһири болған Һеброн ата қилинди.
Yefunnehning oghli Kalebge bolsa, Perwerdigarning Yeshuagha bergen emri boyiche, uninggha Yehudalarning arisida bir ülüsh, yeni Anakning atisi Arbaning shehiri bolghan Hébron ata qilindi.
14 Каләб шу йәрдин Шешай, Аһиман вә Талмай дегән үч Анакийни қоғливәтти; улар үчи Анакниң әвлади еди.
Kaleb shu yerdin Shéshay, Ahiman we Talmay dégen üch Anakiyni qoghliwetti; ular üchi Anakning ewladi idi.
15 Андин шу йәрдин чиқип, Дәбирдә туруватқанларға һуҗум қилди (илгири Дәбирниң нами Кириат-Сәфәр еди).
Andin shu yerdin chiqip, Debirde turuwatqanlargha hujum qildi (ilgiri Debirning nami Kiriat-Sefer idi).
16 Каләб: — Кимки Кириат-Сәфәргә һуҗум қилип уни алса, униңға қизим Аксаһни хотунлуққа беримән, дегән еди.
Kaleb: — Kimki Kiriat-Seferge hujum qilip uni alsa, uninggha qizim Aksahni xotunluqqa bérimen, dégenidi.
17 Каләбниң укиси Кеназниң оғли Отнийәл уни ишғал қилди, Каләб униңға қизи Аксаһни хотунлуққа бәрди.
Kalebning ukisi Kénazning oghli Otniyel uni ishghal qildi, Kaleb uninggha qizi Aksahni xotunluqqa berdi.
18 Шундақ болдики, қиз ятлиқ болуп униң қешиға барар чағда, ерини атисидин бир парчә йәр сорашқа үндиди. Аксаһ ешәктин чүшүшигә Каләб униңдин: — Сениң немә тәливиң бар? — дәп сориди.
Shundaq boldiki, qiz yatliq bolup uning qéshigha barar chaghda, érini atisidin bir parche yer sorashqa ündidi. Aksah éshektin chüshüshige Kaleb uningdin: — Séning néme teliping bar? — dep soridi.
19 У җавап берип: — Мени алаһидә бир бәрикәтлигәйсән; сән маңа Нәгәвдин [қағҗирақ] йәр бәргән екәнсән, маңа бир нәччә булақниму бәргәйсән, — деди. Шуни девиди, Каләб униңға үстүн булақлар билән астин булақларни бәрди.
U jawab bérip: — Méni alahide bir beriketligeysen; sen manga Negewdin [qaghjiraq] yer bergenikensen, manga birnechche bulaqnimu bergeysen, — dédi. Shuni déwidi, Kaleb uninggha üstün bulaqlar bilen astin bulaqlarni berdi.
20 Төвәндикиләр Йәһуда қәбилисигә уларниң җәмәт-аилилири бойичә тәккән мирас үлүшләрдур: —
Töwendikiler Yehuda qebilisige ularning jemet-aililiri boyiche tegken miras ülüshlerdur: —
21 Йәһуда қәбилисиниң әң җәнубиға җайлашқан, Едом чегариси тәрәптики шәһәрләр: — Кабзәәл, Едәр, Ягур,
Yehuda qebilisining eng jenubigha jaylashqan, Édom chégrisi tereptiki sheherler: — Kabzeel, Éder, Yagur,
22 Кинаһ, Димонаһ, Ададаһ,
Kinah, Dimonah, Adadah,
25 Һазор-һадаттаһ, Кериот-Һәзрон (йәни Һазор),
Hazor-hadattah, Kériot-Hezron (yeni Hazor),
27 Һазар-Гаддаһ, Һәшмон, Бәйт-Пәләт,
Hazar-Gaddah, Heshmon, Beyt-Pelet,
28 Һазар-Шуал, Бәәр-Шеба, Бизиотия,
Hazar-Shual, Beer-Shéba, Biziotiya,
30 Әлтолад, Кесил, Хормаһ,
Eltolad, Késil, Xormah,
31 Зиклаг, Мадманнаһ, Сансаннаһ,
Ziklag, Madmannah, Sansannah,
32 Либаот, Шилһим, Айин вә Риммон қатарлиқлар җәмий жигирмә тоққуз шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар еди.
Libaot, Shilhim, Ayin we Rimmon qatarliqlar jemiy yigirme toqquz sheher we ulargha qarashliq kent-qishlaqlar idi.
33 Шәфәлаһ ойманлиғидики шәһәрләр болса Әштаол, Зореаһ, Ашнаһ,
Shefelah oymanliqidiki sheherler bolsa Eshtaol, Zoréah, Ashnah,
34 Заноаһ, Ән-Ганним, Таппуаһ, Әнам,
Zanoah, En-Gannim, Tappuah, Enam,
35 Ярмут, Адуллам, Сокоһ, Азикаһ,
Yarmut, Adullam, Sokoh, Azikah,
36 Шаарайим, Адитаим, Гәдәраһ вә Гәдәротаим болуп, җәмий он төрт шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар еди.
Shaarayim, Aditaim, Gederah we Gederotaim bolup, jemiy on töt sheher we ulargha qarashliq kent-qishlaqlar idi.
37 Булардин башқа йәнә Зинан, Һадашаһ, Мигдал-Гад,
Bulardin bashqa yene Zinan, Hadashah, Migdal-Gad,
38 Дилеан, Мизпаһ, Йоқтәәл,
Diléan, Mizpah, Yoqteel,
40 Каббон, Лаһмас, Қитлиш,
Kabbon, Lahmas, Qitlish,
41 Гәдәрот, Бәйт-Дагон, Наамаһ вә Маккәдаһ болуп, җәмий он алтә шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар еди.
Gederot, Beyt-Dagon, Naamah we Makkedah bolup, jemiy on alte sheher we ulargha qarashliq kent-qishlaqlar idi.
42 Буниңдин башқа йәнә Либнаһ, Етәр, Ашан,
Buningdin bashqa yene Libnah, Éter, Ashan,
44 Кеилаһ, Ақзиб вә Марәшаһ болуп, җәмий тоққуз шәһәр вә йәнә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақларму бар еди;
Kéilah, Aqzib we Mareshah bolup, jemiy toqquz sheher we yene ulargha qarashliq kent-qishlaqlarmu bar idi;
45 йәнә Әкрон билән униңға қарашлиқ йеза-кәнтләр,
yene Ekron bilen uninggha qarashliq yéza-kentler,
46 шундақла Әкронниң ғәрип тәрипидин тартип Ашдодниң йенидики һәммә шәһәрләр билән уларниң кәнт-қишлақлири қошулуп,
shundaqla Ekronning gherb teripidin tartip Ashdodning yénidiki hemme sheherler bilen ularning kent-qishlaqliri qoshulup,
47 Ашдод вә униңға қарашлиқ йезилар вә кәнт-қишлақлар, Газа шәһири вә шундақла Мисир еқиниғичә вә Улуқ Деңизниң қирғиқиғичә, униңға қарашлиқ йезилар вә кәнт-қишлақлар бар еди.
Ashdod we uninggha qarashliq yézilar we kent-qishlaqlar, Gaza shehiri we shundaqla Misir éqinighiche we Ulugh Déngizning qirghiqighiche, uninggha qarashliq yézilar we kent-qishlaqlar bar idi.
48 Тағлиқ райондики шәһәрләр: — Шамир, Яттир, Сокоһ,
Taghliq rayondiki sheherler: — Shamir, Yattir, Sokoh,
49 Даннаһ, Кириат-Саннаһ (йәни Дәбир),
Dannah, Kiriat-Sannah (yeni Debir),
51 Гошән, Һолон вә Гилоһ болуп, җәмий он бир шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар еди.
Goshen, Holon we Giloh bolup, jemiy on bir sheher we ulargha qarashliq kent-qishlaqlar idi.
52 Буниңдин башқа йәнә Араб, Думаһ, Ешан,
Buningdin bashqa yene Arab, Dumah, Éshan,
53 Яним, Бәйт-Таппуаһ, Афикаһ,
Yanim, Beyt-Tappuah, Afikah,
54 Һумтаһ, Кириат-Арба (йәни Һеброн) вә Зиор болуп, җәмий тоққуз шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар бар еди.
Humtah, Kiriat-Arba (yeni Hébron) we Zior bolup, jemiy toqquz sheher we ulargha qarashliq kent-qishlaqlar bar idi.
55 Буниңдин башқа йәнә Маон, Кармәл, Зиф, Юттаһ,
Buningdin bashqa yene Maon, Karmel, Zif, Yuttah,
56 Йизрәәл, Йокдеам, Заноаһ,
Yizreel, Yokdéam, Zanoah,
57 Кайин, Гибеаһ вә Тимнаһ болуп, җәмий он шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар бар еди.
Kayin, Gibéah we Timnah bolup, jemiy on sheher we ulargha qarashliq kent-qishlaqlar bar idi.
58 Буниңдин башқа йәнә Һалһул, Бәйт-Зур, Гәдор,
Buningdin bashqa yene Halhul, Beyt-Zur, Gedor,
59 Маарат, Бәйт-Анот вә Әлтәкон болуп, җәмий алтә шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар бар еди.
Maarat, Beyt-Anot we Eltekon bolup, jemiy alte sheher we ulargha qarashliq kent-qishlaqlar bar idi.
60 Буниңдин башқа йәнә Кириат-Баал (йәни Кириат-Йеарим) вә Раббаһ дегән икки шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар бар еди.
Buningdin bashqa yene Kiriat-Baal (yeni Kiriat-Yéarim) we Rabbah dégen ikki sheher we ulargha qarashliq kent-qishlaqlar bar idi.
61 Чөлдики шәһәрләр болса: — Бәйт-Арабаһ, Миддин, Сәкакаһ,
Chöldiki sheherler bolsa: — Beyt-Arabah, Middin, Sekakah,
62 Нибшан, «Шор Шәһири» вә Ән-Гәди, җәмий алтә шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар еди.
Nibshan, «Shor Shehiri» we En-Gedi, jemiy alte sheher we ulargha qarashliq kent-qishlaqlar idi.
63 Лекин Йерусалимда олтирақлиқ Йәбусийларни болса Йәһудалар қоғливетәлмигән; шуңа та бүгүнгичә Йәбусийлар Йәһудалар билән Йерусалимда биллә турмақта.
Lékin Yérusalémda olturuqluq Yebusiylarni bolsa Yehudalar qoghliwételmigen; shunga ta bügün’giche Yebusiylar Yehudalar bilen Yérusalémda bille turmaqta.