< Йәшуа 14 >
1 Исраилларниң Қанаан зиминидин алған мираслири төвәндикидәк; Әлиазар каһин билән Нунниң оғли Йәшуа вә Исраил қәбилилиридики җәмәт-аилә башлиқлири мошу мирасларни уларға бөлүп бәргән.
以下是以色列子孫在客納罕地所得的產業,那是司祭厄肋阿責爾和農的兒子若蘇厄,以及以色列子孫各支派的族長給他們劃分的,
2 Пәрвәрдигар Мусаниң вастиси билән тоққуз йерим қәбилә тоғрисида буйруғинидәк, уларниң һәр бириниң үлүши чәк ташлаш билән бөлүп берилди.
按照上主藉梅瑟吩咐的,以抽籤方式將土地分給又個支派,
3 Чүнки қалған икки қәбилә билән Манассәһниң йерим қәбилисиниң мирасини болса Муса Иордан дәриясиниң у тәрипидә уларға тәқсим қилған еди; лекин у Лавийларға уларниң арисида һеч мирас бәрмигән еди
因為梅瑟在約旦河東,已將產業分給了另兩個支派;在他們中只沒有給肋未人分配產業。
4 (Йүсүпниң әвлатлири Манассәһ вә Әфраим дегән икки қәбилигә бөлүнгән еди. Лавийларға болса, турушқа болидиған шәһәрләр бекитилип, шундақла шу шәһәрләргә тәвә яйлақлардин чарпайлирини бақидиған вә мал-мүлүклирини орунлаштуридиған йәрләрдин башқа уларға һеч үлүшләрни бәрмигән еди).
實際上,若瑟的子孫形成了兩個支派,即默納協和厄弗辣因。雖沒有分配給肋未人產業,卻給了他們一些城市作住所,和城郊草地,為牧放他們的的牲畜和羊群。
5 Пәрвәрдигар Мусаға қандақ буйруған болса, Исраиллар шундақ қилип зиминни бөлүшүвалди.
上主怎樣吩咐梅瑟,以色列子民便怎樣進行劃分土地。
6 Йәһудалар Гилгалға, Йәшуаниң қешиға кәлди, Кәниззий Йәфуннәһниң оғли Каләб Йәшуаға мундақ деди: — «Пәрвәрдигар Өз адими болған Мусаға мән билән сениң тоғраңда Қадәш-Барнеада немә дегәнлигини билисәнғу;
猶大的子孫來到基加耳見若蘇厄時,刻納次族耶孚乃的兒子加肋布對若蘇厄說:「上主在卡德士巴爾乃亞,關於你和我對天主的人梅瑟所說的話,你是知道的。
7 Пәрвәрдигарниң адими Муса мени Қадәш-Барнеадин зиминни чарлап келишкә әвәткәндә, мән қириқ яшта едим; чин [етиқатлиқ] көңлүм билән униңға хәвәр йәткүзгән едим.
當上主的僕人梅瑟從卡德士巴爾乃亞,派我去偵探這地方時,我正十四歲,我全按我的良心回報了衪。
8 Амма мән билән чиққан қериндашлирим хәлиқниң көңлини су қиливәткән еди. Лекин мән болсам пүтүн қәлбим билән Пәрвәрдигар Худайимға әгәштим.
當與一同上去的弟兄們使百姓喪氣時,我紿終服從了上主我的天主。
9 У күни Муса қәсәм қилип: — «Сән пүтүн қәлбиң билән Пәрвәрдигар Худайиңға әгәшкиниң үчүн, сениң путуң дәссигән зимин җәзмән әбәткичә сениң билән нәслиңниң мираси болиду» — дегән еди.
那天梅瑟曾起誓說:你的腳所踏過[的地方,必定永久歸你和你們的子孫作為產業,因為你始終服從了上主我的天主。
10 — Мана Исраил чөлдә сәргәрдан болуп жүргәндә, Пәрвәрдигар Мусаға шу сөзләрни дегән күнидин кейинки қириқ бәш жил ичидә Өзи ейтқинидәк мени тирик сақлиди. Мана мән бүгүн сәксән бәш яшқа кирдим.
現在你看,自從上主對梅瑟說了這話,上主便照所應許的,使我又活了四十五歲,經過了以色列人在曠野漂流的時期,現在我已是八十五歲的人了。
11 Мән мошу күндиму Муса мени чарлашқа әвәткән күндикидәк күчлүкмән, мәйли җәң қилиш болсун яки бир йәргә берип-келиш болсун, мениң йәнила балдурқидәк күч-дәрманим бардур.
但我現在還很強壯,如派我去的那一天一樣;不拘是打仗或是出入行動,我現在的力量和那時完全一樣。
12 Әнди Пәрвәрдигар шу күнидә вәдә қилған бу тағлиқ жутни маңа мирас қилип бәргин; чүнки у күни сәнму у йәрдә Анакийлар туридиғанлиғини, шундақла чоң һәм мустәһкәм шәһәрләр барлиғини аңлидиңғу. Лекин Пәрвәрдигар мән билән биллә болсила, Пәрвәрдигар ейтқинидәк мән уларни қоғливетимән».
現在,請你將上主所許下的那座山地賜給我,因為那天你也曾聽過這話。固然,那裏有有阿納克人,城池又大又堅固,或許上主會與我同在,照上主所應許的,我能將他們趕走。」
13 Буни аңлап Йәшуа Йәфуннәһниң оғли Каләбкә бәхит-бәрикәт тиләп, Һебронни униңға мирас қилип бәрди.
若蘇厄就祝福了他,將赫貝龍給了耶孚乃的兒子加肋布作為產業。
14 Шуңа Һеброн таки бүгүнгичә Кәниззий Йәфуннәһниң оғли Каләбниң мираси болуп турмақта; чүнки у пүтүн қәлби билән Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарға әгәшкән
因此赫貝龍直到今日仍為刻納次人耶孚乃的兒子加肋布的產業因為他紿終服從了上主以色列的天主。
15 (илгири Һеброн болса Кириат-Арба дәп атилатти. Арба дегән адәм Анакийлар арисида әң даңқи чиққан адәм еди). Шундақ қилип зимин җәңдин арам тапти.
赫貝龍以前名叫克黎雅特阿爾巴,原是阿納克人中的一個偉人。以後國內昇平,再無戰事。