< Йәшуа 13 >
1 Амма Йәшуа яшинип, йеши хелә бир йәргә берип қалған еди. Пәрвәрдигар униңға мундақ деди: — «Сән әнди қерип қалдиң, йешиңму чоңийип қалди, лекин йәнә егилиниши керәк болған нурғун зимин бар.
Emma Yeshua yashinip, yéshi xéli bir yerge bérip qalghanidi. Perwerdigar uninggha mundaq dédi: — «Sen emdi qérip qalding, yéshingmu chongiyip qaldi, lékin yene igilinishi kérek bolghan nurghun zémin bar.
2 Бу зиминлар болса мунулар: — Филистийләрниң вә Гәшурийларниң барлиқ жутлири,
Bu zéminlar bolsa munular: — Filistiylerning we Geshuriylarning barliq yurtliri,
3 йәни Мисирниң шәриқ тәрипидики Шиһор дәриясидин тартип, шимал тәрипидики Әкрон шәһириниң чегаралириғичә созулған йәрләр (шу жут Ⱪананийларниң зимини һесаплинатти), җүмлидин Газа, Ашдод, Ашкелон, Гат вә Әкрондики бәш Филистий әмир башқуридиған жутлар билән Аввийларниң җәнуп тәрәптики жутлири; Зидонийларға тәвә болған Мәараһдин тартип Афәк билән Аморийларниң чегарасиғичә болған Ⱪананийларниң барлиқ зимини;
yeni Misirning sherq teripidiki Shihor deryasidin tartip, shimal teripidiki Ekron shehirining chégralirighiche sozulghan yerler (shu yurt Qanaaniylarning zémini hésablinatti), jümlidin Gaza, Ashdod, Ashkélon, Gat we Ekrondiki besh Filistiy emir bashquridighan yurtlar bilen Awwiylarning jenub tereptiki yurtliri; Zidoniylargha tewe bolghan Mearahdin tartip Afek bilen Amoriylarning chégrasighiche bolghan Qanaaniylarning barliq zémini;
5 Гәбалийларниң зимини вә барлиқ Ливан зимини, йәни күн чиқиш тәрәптики Һәрмон теғиниң етигидики Баал-гадтин тартип, Хамат райониға кириш еғизиғичә болған зиминлар;
Gebaliylarning zémini we barliq Liwan zémini, yeni kün chiqish tereptiki Hermon téghining étikidiki Baal-gadtin tartip, Xamat rayonigha kirish éghizighiche bolghan zéminlar;
6 Ливандин тартип Мисрәпот-Майимғичә созулған тағлиқта барлиқ олтуруватқанларниң, йәни Зидонийларниң зимини қатарлиқлардин ибарәттур. Бу зиминдики хәлиқниң һәммисини Мән Исраил алдидин қоғливетимән. Шуңа сән чоқум Мениң саңа буйруғиним бойичә буни чәк ташлап Исраиллиқларға мирас қилип тәқсим қилип беришиң керәк.
Liwandin tartip Misrepot-Mayimghiche sozulghan taghliqta barliq olturuwatqanlarning, yeni Zidoniylarning zémini qatarliqlardin ibarettur. Bu zémindiki xelqning hemmisini Men Israil aldidin qoghliwétimen. Shunga sen choqum Méning sanga buyrughinim boyiche buni chek tashlap Israilliqlargha miras qilip teqsim qilip bérishing kérek.
7 Сән әнди бу зиминларни тоққуз қәбилә билән Манассәһниң йерим қәбилисигә мирас қилип бөлгин».
Sen emdi bu zéminlarni toqquz qebile bilen Manassehning yérim qebilisige miras qilip bölgin».
8 Рубәнләр билән Гадлар болса, [Манассәһниң йерим қәбилиси] билән бирликтә Иордан дәриясиниң у қети, йәни шәриқ тәрипидә Мусаниң уларға бәргән мирасиға егә болди; буни Пәрвәрдигарниң қули болған Муса уларға мирас қилип бәргән еди: —
Rubenler bilen Gadlar bolsa, [Manassehning yérim qebilisi] bilen birlikte Iordan deryasining u qéti, yeni sherq teripide Musaning ulargha bergen mirasigha ige boldi; buni Perwerdigarning quli bolghan Musa ulargha miras qilip bergenidi: —
9 Уларниң зиминлири Арнон җилғисиниң бойидики Ароәрдин тартип, җүмлидин җилғиниң оттурисидики шәһәр вә Дибонғичә созулған Мәдәба түзләңлиги,
Ularning zéminliri Arnon jilghisining boyidiki Aroerdin tartip, jümlidin jilghining otturisidiki sheher we Dibon’ghiche sozulghan Medeba tüzlengliki,
10 Һәшбонда сәлтәнәт қилған, Аморийларниң падишаси Сиһонниң Аммонийларниң чегарисиғичә болған һәммә шәһәрлири;
Heshbonda seltenet qilghan, Amoriylarning padishahi Sihonning Ammoniylarning chégrisighiche bolghan hemme sheherliri;
11 Гилеад билән Гәшурийлар вә Маакатийларниң чәт жутлири, Һәрмон теғиниң һәммиси вә Салкаһғичә созулған барлиқ Башан зимини;
Giléad bilen Geshuriylar we Maakatiylarning chet yurtliri, Hermon téghining hemmisi we Salkahghiche sozulghan barliq Bashan zémini;
12 [гигантлар болған] Рәфайийларниң қалдуқ нәслидин болған Аштарот билән Әдрәйдә сәлтәнәт қилған Огниң Башандики пүткүл падишалиқ зиминидин ибарәт еди; мошу зиминдикиләрни Муса мәғлуп қилип, зиминлириға егә болди.
[gigantlar bolghan] Refayiylarning qalduq neslidin bolghan Ashtarot bilen Edreyde seltenet qilghan Ogning Bashandiki pütkül padishahliq zéminidin ibaret idi; mushu zémindikilerni Musa meghlup qilip, zéminlirigha ige boldi.
13 Лекин Исраиллар Гәшурийлар билән Маакатийларни өз жутлиридин қоғливәтмиди; шуңа Гәшурийлар билән Маакатийлар бүгүнгичә Исраил арисида турмақта.
Lékin Israillar Geshuriylar bilen Maakatiylarni öz yurtliridin qoghliwetmidi; shunga Geshuriylar bilen Maakatiylar bügün’giche Israil arisida turmaqta.
14 Лекин [Муса] Лавий қәбилисигә һеч мирас зиминни бәрмигән; Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар уларға ейтқинидәк, Пәрвәрдигарға атап отта сунулған қурбанлиқлар уларниң мирасидур.
Lékin [Musa] Lawiy qebilisige héch miras zéminni bermigen; Israilning Xudasi Perwerdigar ulargha éytqinidek, Perwerdigargha atap otta sunulghan qurbanliqlar ularning mirasidur.
15 Муса Рубәнләр қәбилисигә, җәмәт-аилилири бойичә жутларни мирас қилип бәрди.
Musa Rubenler qebilisige, jemet-aililiri boyiche yurtlarni miras qilip berdi.
16 Уларниң зимини болса Арнон җилғисиниң йенидики Ароәрдин тартип, җилғиниң оттурисидики шәһәр вә Мәдәбаниң йенидики пүткүл түзләңлик,
Ularning zémini bolsa Arnon jilghisining yénidiki Aroerdin tartip, jilghining otturisidiki sheher we Medebaning yénidiki pütkül tüzlenglik,
17 Һәшбон вә униңға қарашлиқ түзләңликтики һәммә шәһәрләр, Дибон, Бамот-Баал, Бәйт-Баал-Меон,
Heshbon we uninggha qarashliq tüzlengliktiki hemme sheherler, Dibon, Bamot-Baal, Beyt-Baal-Méon,
18 Яһаз, Кәдәмот, Мәфаат,
Yahaz, Kedemot, Mefaat,
19 Кириатайим, Сибмаһ, вә «Җилға теғи»дики Зәрәт-Шаһар,
Kiriatayim, Sibmah, we «Jilgha téghi»diki Zeret-Shahar,
20 Бәйт-Пеор, Писгаһ теғидики даванлар, Бәйт-Йәшимот,
Beyt-Péor, Pisgah téghidiki dawanlar, Beyt-Yeshimot,
21 түзләңликтики барлиқ шәһәрләр вә Һәшбонда сәлтәнәт қилған, Аморийларниң падишаси болған Сиһонниң пүткүл сәлтәнитиниң зиминини өз ичигә алди. Бу падиша вә униң билән шу жутта олтиришлиқ, [Сиһонға] беқинған сәрдарлар Әви, Рәкәм, Зур, Хур вә Рәба қатарлиқ Мидиян әмирлири болса Муса тәрипидин өлтүрүлгән еди.
tüzlengliktiki barliq sheherler we Heshbonda seltenet qilghan, Amoriylarning padishahi bolghan Sihonning pütkül seltenitining zéminini öz ichige aldi. Bu padishah we uning bilen shu yurtta olturushluq, [Sihon’gha] béqin’ghan serdarlar Ewi, Rekem, Zur, Xur we Reba qatarliq Midiyan emirliri bolsa Musa teripidin öltürülgenidi.
22 Шу вақитта Исраиллар өлтүргәнләр ичидә Беорниң оғли палчи Балаамму бар еди; униму улар қиличлап өлтүргән еди.
Shu waqitta Israillar öltürgenler ichide Béorning oghli palchi Balaammu bar idi; unimu ular qilichlap öltürgenidi.
23 Рубәнләрниң зимининиң чегараси Иордан дәриясиниң өзи еди. Рубәнләрниң җәмәт-аилилири бойичә уларға бөлүнгән мираси мана бу шәһәрләр билән кәнт-қишлақлири еди.
Rubenlerning zéminining chégrasi Iordan deryasining özi idi. Rubenlerning jemet-aililiri boyiche ulargha bölün’gen mirasi mana bu sheherler bilen kent-qishlaqliri idi.
24 Муса йәнә Гад қәбилисигә, йәни Гадларниң җәмәт-аилилири бойичә уларға мирас бөлуп бәргән еди.
Musa yene Gad qebilisige, yeni Gadlarning jemet-aililiri boyiche ulargha miras bölup bergenidi.
25 Уларниң зиминлири болса Яазәр билән Гилеадниң барлиқ шәһәрлири, Аммонийларниң зимининиң йерими таки Раббаһ алдидики Ароәргичә,
Ularning zéminliri bolsa Yaazer bilen Giléadning barliq sheherliri, Ammoniylarning zéminining yérimi taki Rabbah aldidiki Aroergiche,
26 Һәшбондин тартип Рамат-Мизпәһ вә Бәтонимғичә, Маһанайимдин тартип Дәбирниң чегарисиғичә,
Heshbondin tartip Ramat-Mizpeh we Betonimghiche, Mahanayimdin tartip Debirning chégrisighiche,
27 җилғиға җайлашқан Бәйт-Һарам, Бәйт-Нимраһ, Суккот вә Зафонлар, Һәшбонниң падишаси Сиһонниң сәлтәнитиниң Иордан дәриясиниң шәрқий қетидики қалған қисми, дәрияни яқилап Киннәрәт Деңизиниң у бешиғичә еди.
jilghigha jaylashqan Beyt-Haram, Beyt-Nimrah, Sukkot we Zafonlar, Heshbonning padishahi Sihonning seltenitining Iordan deryasining sherqiy qétidiki qalghan qismi, deryani yaqilap Kinneret Déngizining u béshighiche idi.
28 Гадларниң җәмәт-аилилири бойичә уларға бөлүнгән мираси мана бу шәһәрләр билән кәнт-қишлақлири еди.
Gadlarning jemet-aililiri boyiche ulargha bölün’gen mirasi mana bu sheherler bilen kent-qishlaqliri idi.
29 Муса Манассәһниң йерим қәбилисигиму мирас бәргән еди; Манассәһниң йерим қәбилисигә җәмәт-аилилири бойичә бу мирас бөлуп берилгән еди: —
Musa Manassehning yérim qebilisigimu miras bergenidi; Manassehning yérim qebilisige jemet-aililiri boyiche bu miras bölup bérilgenidi: —
30 зиминлири Маһанайимдин тартип, пүткүл Башан зимини, Башанниң падишаси Огниң пүткүл сәлтәнитиниң зимини вә Яирниң барлиқ йеза-кәнтлири (бу йеза-кәнтләр Башанниң өзигә җайлашқан болуп, җәмий атмиш еди),
zéminliri Mahanayimdin tartip, pütkül Bashan zémini, Bashanning padishahi Ogning pütkül seltenitining zémini we Yairning barliq yéza-kentliri (bu yéza-kentler Bashanning özige jaylashqan bolup, jemiy atmish idi),
31 Гилеадниң йерими билән Башан падишаси Огниң сәлтәнитидики Аштарот вә Әдрәй шәһәрлири Манассәһниң оғли Макирниң әвладиға тәвә қилинған болуп, Макирларниң йерим қисмиға җәмәт-аилилири бойичә мирас қилип бөлуп берилгән еди.
Giléadning yérimi bilen Bashan padishahi Ogning seltenitidiki Ashtarot we Edrey sheherliri Manassehning oghli Makirning ewladigha tewe qilin’ghan bolup, Makirlarning yérim qismigha jemet-aililiri boyiche miras qilip bölup bérilgenidi.
32 Муса Иордан дәриясиниң шәриқ қетида, Йерихониң удулида, Моабниң түзләңликлиридә болған вақтида бөлүп бәргән мираслар мана бу зиминлар еди.
Musa Iordan deryasining sherq qétida, Yérixoning udulida, Moabning tüzlenglikliride bolghan waqtida bölüp bergen miraslar mana bu zéminlar idi.
33 Лекин Муса Лавий қәбилисигә һеч мирас зиминни тәқдим қилмиди; Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар уларға ейтқинидәк, У Өзи уларниң мирасидур.
Lékin Musa Lawiy qebilisige héch miras zéminni teqdim qilmidi; Israilning Xudasi Perwerdigar ulargha éytqinidek, U Özi ularning mirasidur.