< Йәшуа 12 >

1 Исраил Иордан дәриясиниң у тәрипидә, йәни күн чиқиш тәрипидә [икки] падишани өлтүрди. Улар уларниң зиминини, йәни Арнон дәриясидин тартип Һәрмон тағлиғиға туташқан зимин билән шәриқ тәрәптики барлиқ Арабаһ түзләңлигини егилиди. Шу [икки] падишалар болса: —
καὶ οὗτοι οἱ βασιλεῖς τῆς γῆς οὓς ἀνεῖλον οἱ υἱοὶ Ισραηλ καὶ κατεκληρονόμησαν τὴν γῆν αὐτῶν πέραν τοῦ Ιορδάνου ἀφ’ ἡλίου ἀνατολῶν ἀπὸ φάραγγος Αρνων ἕως τοῦ ὄρους Αερμων καὶ πᾶσαν τὴν γῆν Αραβα ἀπ’ ἀνατολῶν
2 [бирси] Һәшбонда турушлуқ Аморийларниң падишаси Сиһон; у Ароәр (Ароәр Арнон дәриясиниң бойида) вә Арнон җилғисидики шәһәрдин тартип, Гилеадниң йеримини өз ичигә алған Яббок дәриясиғичә (бу Аммонийларниң чегариси еди) болған йәрләрдә сәлтәнәт қилатти;
Σηων τὸν βασιλέα τῶν Αμορραίων ὃς κατῴκει ἐν Εσεβων κυριεύων ἀπὸ Αροηρ ἥ ἐστιν ἐν τῇ φάραγγι κατὰ μέρος τῆς φάραγγος καὶ τὸ ἥμισυ τῆς Γαλααδ ἕως Ιαβοκ ὅρια υἱῶν Αμμων
3 у сәлтәнәт қилған зимин йәнә шәриқ тәрәптики Киннәрот деңизидин тартип Арабаһ деңизиғичә, йәни Шор деңизиғичә созулған Арабаһ түзләңлигини, шундақла шәриқ тәрәптики Бәйт-Йәшимотқа баридиған йолни вә җәнуп тәрипидә Писгаһ теғиниң даванлириниң четигичә созулған зиминни өз ичигә алатти.
καὶ Αραβα ἕως τῆς θαλάσσης Χενερεθ κατ’ ἀνατολὰς καὶ ἕως τῆς θαλάσσης Αραβα θάλασσαν τῶν ἁλῶν ἀπὸ ἀνατολῶν ὁδὸν τὴν κατὰ Ασιμωθ ἀπὸ Θαιμαν τὴν ὑπὸ Ασηδωθ Φασγα
4 Униңдин башқа Исраил Башан падишаси Огниң зиминини алди; у Рәфайийлар [дейилидиған гигантларниң] қалдуғидин бири еди (улар Аштарот вә Әдрәйдә туратти).
καὶ Ωγ βασιλεὺς Βασαν ὑπελείφθη ἐκ τῶν γιγάντων ὁ κατοικῶν ἐν Ασταρωθ καὶ ἐν Εδραϊν
5 У Һәрмон теғидики жутларға, Салкаһ вә пүткүл Башан зиминиға, йәни Гәшурийлар билән Маакатийларниң чегарисиғичә, шуниңдәк Гилеадниң йеримиға, таки Һәшбонниң падишаси Сиһонниң чегарисиғичә сәлтәнәт қилатти.
ἄρχων ἀπὸ ὄρους Αερμων καὶ ἀπὸ Σελχα καὶ πᾶσαν τὴν Βασαν ἕως ὁρίων Γεσουρι καὶ τὴν Μαχατι καὶ τὸ ἥμισυ Γαλααδ ὁρίων Σηων βασιλέως Εσεβων
6 Пәрвәрдигарниң қули болған Муса билән Исраиллар буларға һуҗум қилип мәғлуп қилған еди вә Пәрвәрдигарниң қули Муса шу зиминни Рубәнләргә, Гадларға вә Манассәһниң йерим қәбилисигә мирас қилип бәргән еди.
Μωυσῆς ὁ παῖς κυρίου καὶ οἱ υἱοὶ Ισραηλ ἐπάταξαν αὐτούς καὶ ἔδωκεν αὐτὴν Μωυσῆς ἐν κληρονομίᾳ Ρουβην καὶ Γαδ καὶ τῷ ἡμίσει φυλῆς Μανασση
7 Төвәндикиләр Йәшуа билән Исраиллар Иордан дәриясиниң ғәрип тәрипидә һуҗум қилип мәғлуп қилған падишалардур; уларниң зиминлири Ливан җилғисидики Баал-Гадтин тартип, Сеирниң даванлириниң йенидики Һалак теғиғичә болған зиминлардин ибарәт еди. Йәшуа бу зиминларни Исраилниң қошун-қәбилилири бойичә уларға мирас қилип бәрди,
καὶ οὗτοι οἱ βασιλεῖς τῶν Αμορραίων οὓς ἀνεῖλεν Ἰησοῦς καὶ οἱ υἱοὶ Ισραηλ ἐν τῷ πέραν τοῦ Ιορδάνου παρὰ θάλασσαν Βααλγαδ ἐν τῷ πεδίῳ τοῦ Λιβάνου καὶ ἕως τοῦ ὄρους Χελχα ἀναβαινόντων εἰς Σηιρ καὶ ἔδωκεν αὐτὴν Ἰησοῦς ταῖς φυλαῖς Ισραηλ κληρονομεῖν κατὰ κλῆρον αὐτῶν
8 җүмлидин тағлиқ жутни, Шәфәлаһ ойманлиғини, Арабаһ түзләңлигини, егизликтики даванларни, чөллүкни вә җәнуптики Нәгәв зиминини, Һиттийлар, Аморийлар, Ⱪананийлар, Пәриззийләр, Һивийлар вә Йәбусийларниң зиминлирини бөлүп бәрди: —
ἐν τῷ ὄρει καὶ ἐν τῷ πεδίῳ καὶ ἐν Αραβα καὶ ἐν Ασηδωθ καὶ ἐν τῇ ἐρήμῳ καὶ ἐν Ναγεβ τὸν Χετταῖον καὶ τὸν Αμορραῖον καὶ τὸν Χαναναῖον καὶ τὸν Φερεζαῖον καὶ τὸν Ευαῖον καὶ τὸν Ιεβουσαῖον
9 Уларниң падишалириниң бири Йерихониң падишаси, бири Бәйт-Әлниң йенидики Айиниң падишаси,
τὸν βασιλέα Ιεριχω καὶ τὸν βασιλέα τῆς Γαι ἥ ἐστιν πλησίον Βαιθηλ
10 бири Йерусалимниң падишаси, бири Һебронниң падишаси,
βασιλέα Ιερουσαλημ βασιλέα Χεβρων
11 бири Ярмутниң падишаси, бири Лақишниң падишаси,
βασιλέα Ιεριμουθ βασιλέα Λαχις
12 бири Әглонниң падишаси, бири Гәзәрниң падишаси,
βασιλέα Αιλαμ βασιλέα Γαζερ
13 бири Дәбирниң падишаси, бири Гәдәрниң падишаси,
βασιλέα Δαβιρ βασιλέα Γαδερ
14 бири Хормаһниң падишаси, бири Арадниң падишаси,
βασιλέα Ερμαθ βασιλέα Αραθ
15 бири Либнаһниң падишаси, бири Адулламниң падишаси,
βασιλέα Λεβνα βασιλέα Οδολλαμ
16 бири Маккәдаһниң падишаси, бири Бәйт-Әлниң падишаси,
βασιλέα Μακηδα
17 бири Таппуаһниң падишаси, бири Һәфәрниң падишаси,
βασιλέα Ταφουγ βασιλέα Οφερ
18 бири Афәкниң падишаси, бири Лашаронниң падишаси,
βασιλέα Αφεκ τῆς Σαρων
19 бири Мадонниң падишаси, бири Һазорниң падишаси,
βασιλέα Ασωρ
20 бири Шимрон-Мәронниң падишаси, бири Ақсафниң падишаси,
βασιλέα Συμοων βασιλέα Μαρρων βασιλέα Αζιφ
21 бири Таанақниң падишаси, бири Мәгиддониң падишаси,
βασιλέα Καδης βασιλέα Ταναχ
22 бири Кәдәшниң падишаси, бири Кармәлниң йенидики Йокнеамниң падишаси,
βασιλέα Μαγεδων βασιλέα Ιεκοναμ τοῦ Χερμελ
23 бири Дор егизлигидики Дорниң падишаси, бири Гойимниң падишаси,
βασιλέα Δωρ τοῦ Ναφεδδωρ βασιλέα Γωιμ τῆς Γαλιλαίας
24 бири Тирзаһниң падишаси болуп, җәмий оттуз бир падиша еди.
βασιλέα Θαρσα πάντες οὗτοι βασιλεῖς εἴκοσι ἐννέα

< Йәшуа 12 >