< Йәшуа 11 >

1 Амма Һазорниң падишаси Ябин буларни аңлап Мадонниң падишаси Йобаб билән Шимронниң падишаси вә Ақсафниң падишасиға адәм әвәтти,
Emma Hazorning padishahi Yabin bularni anglap Madonning padishahi Yobab bilen Shimronning padishahi we Aqsafning padishahigha adem ewetti,
2 шундақла шималдики тағлиқ райондики падишаларға, Киннәротниң җәнубидики түзләңлик, ойманлиқ вә ғәриптики Дор егизлигидики һәммә падишаларға әлчи әвәтти;
shundaqla shimaldiki taghliq rayondiki padishahlargha, Kinnerotning jenubidiki tüzlenglik, oymanliq we gherbtiki Dor égizlikidiki hemme padishahlargha elchi ewetti;
3 У йәнә шәриқ билән ғәрип тәрәптики Ⱪананийлар, Аморийлар, Һиттийлар, Пәриззийләр билән тағлиқ райондики Йәбусийлар вә Һәрмон теғиниң етигидики Мизпаһ жутида туруватқан Һивийларни чақирди.
U yene sherq bilen gherb tereptiki Qanaaniylar, Amoriylar, Hittiylar, Perizziyler bilen taghliq rayondiki Yebusiylar we Hermon téghining étikidiki Mizpah yurtida turuwatqan Hiwiylarni chaqirdi.
4 Улар, йәни падишалири вә барлиқ қошунлири чиқти; уларниң сани деңиз саһилидики қумдәк көп еди, уларниң нурғун ат вә җәң һарвулири бар еди.
Ular, yeni padishahliri we barliq qoshunliri chiqti; ularning sani déngiz sahilidiki qumdek köp idi, ularning nurghun at we jeng harwiliri bar idi.
5 Бу һәммә падишалар бир болуп жиғилип, Исраил билән җәң қилиш үчүн Мәром сулириниң бойида чедирларни тикти.
Bu hemme padishahlar bir bolup yighilip, Israil bilen jeng qilish üchün Merom sulirining boyida chédirlarni tikti.
6 Лекин Пәрвәрдигар Йәшуаға: — Сән улардин һеч қорқмиғин; чүнки Мән әтә мошу вақитларда уларниң һәммисини Исраилниң алдида һалакәткә тапшуримән. Сән уларниң атлириниң пәйлирини кесип, һарвулирини отта көйдүрүветисән, — деди.
Lékin Perwerdigar Yeshuagha: — Sen ulardin héch qorqmighin; chünki Men ete mushu waqitlarda ularning hemmisini Israilning aldida halaketke tapshurimen. Sen ularning atlirining peylirini késip, harwilirini otta köydürüwétisen, — dédi.
7 Буни аңлап Йәшуа билән униң һәммә җәңчилири Мәром сулириниң йениға берип, уларниң үстигә туюқсиз чүшүп һуҗум қилди.
Buni anglap Yeshua bilen uning hemme jengchiliri Merom sulirining yénigha bérip, ularning üstige tuyuqsiz chüshüp hujum qildi.
8 Пәрвәрдигар уларни Исраилниң қолиға тапшурди; уларни уруп Чоң Зидон вә Мисрәфот-Майимғичә, шундақла шәриқ тәрәптики Мизпаһ вадисиғичә сүрүп берип, улардин һеч бирини қоймай қиличлап өлтүрди.
Perwerdigar ularni Israilning qoligha tapshurdi; ularni urup Chong Zidon we Misrefot-Mayimghiche, shundaqla sherq tereptiki Mizpah wadisighiche sürüp bérip, ulardin héchbirini qoymay qilichlap öltürdi.
9 Йәшуа Пәрвәрдигарниң өзигә буйруғинидәк қилип, уларниң атлириниң пәйлирини кесип, һарвулирини отта көйдүрүвәтти.
Yeshua Perwerdigarning özige buyrughinidek qilip, ularning atlirining peylirini késip, harwilirini otta köydürüwetti.
10 Шу чағда Йәшуа қайтип берип, Һазорни ишғал қилип, униң падишасини қиличлап өлтүрди. Һазор болса шу дәвирләрдә әшу барлиқ әлләрниң беши еди.
Shu chaghda Yeshua qaytip bérip, Hazorni ishghal qilip, uning padishahini qilichlap öltürdi. Hazor bolsa shu dewrlerde ashu barliq ellerning béshi idi.
11 [Исраиллар] шәһәр ичидә олтиришлиқ һәммисини қиличлап өлтүрүп, һеч нәпәс егисини қоймай һәммисини үзүл-кесил йоқатти; Һазорни Йәшуа отта көйдүрүвәтти,
[Israillar] sheher ichide olturushluq hemmisini qilichlap öltürüp, héch nepes igisini qoymay hemmisini üzül-késil yoqatti; Hazorni Yeshua otta köydürüwetti,
12 Шу падишаларниң барлиқ пайтәхт шәһәрлирини елип, уларниң падишалирини мәғлуп қилди; Пәрвәрдигарниң қули болған Муса буйруғинидәк, у уларни қиличлап үзүл-кесил йоқатти.
Shu padishahlarning barliq paytext sheherlirini élip, ularning padishahlirini meghlup qildi; Perwerdigarning quli bolghan Musa buyrughinidek, u ularni qilichlap üzül-késil yoqatti.
13 Лекин егизликкә селинған шәһәрләрни болса, Исраил көйдүрмиди; Йәшуа улардин пәқәт Һазорнила көйдүрүвәтти.
Lékin égizlikke sélin’ghan sheherlerni bolsa, Israil köydürmidi; Yeshua ulardin peqet Hazornila köydürüwetti.
14 Исраиллар бу шәһәрләрдики ғәниймәтләрни вә чарпайларни өзлиригә олҗа қилип алди, лекин ичидики һәммә адәмләрни қиличлап йоқатти; улар бирму нәпәс егисини тирик қоймиди.
Israillar bu sheherlerdiki gheniymetlerni we charpaylarni özlirige olja qilip aldi, lékin ichidiki hemme ademlerni qilichlap yoqatti; ular birmu nepes igisini tirik qoymidi.
15 Пәрвәрдигар Өз қули болған Мусаға немә буйруған болса, Мусаму Йәшуаға шуни буйруған еди вә Йәшуаму шундақ қилди. У Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғинидин һеч немини қалдурмай һәммини шу бойичә ада қилди.
Perwerdigar Öz quli bolghan Musagha néme buyrughan bolsa, Musamu Yeshuagha shuni buyrughanidi we Yeshuamu shundaq qildi. U Perwerdigarning Musagha buyrughinidin héchnémini qaldurmay hemmini shu boyiche ada qildi.
16 Шу тәриқидә Йәшуа шу зиминниң һәммисини, йәни тағлиқ райондики зиминларни, барлиқ җәнубий Нәгәв зиминини, барлиқ Гошән зиминини, ойманлиқтики зиминларни, түзләңликтики зиминларни вә Исраилниң тағлиқ районлирини вә Шәфәлаһ ойманлиғини,
Shu teriqide Yeshua shu zéminning hemmisini, yeni taghliq rayondiki zéminlarni, barliq jenubiy Negew zéminini, barliq Goshen zéminini, oymanliqtiki zéminlarni, tüzlengliktiki zéminlarni we Israilning taghliq rayonlirini we Shefelah oymanliqini,
17 Сеир давиниғичә созулған Һалак теғидин таки Һәрмон теғиниң етигидики Ливан җилғисиға җайлашқан Баал-Гадқичә болған зиминни егилиди; у уларниң һәммә падишалирини тутуп уларни өлүмгә мәһкүм қилди.
Séir dawinighiche sozulghan Halak téghidin taki Hermon téghining étikidiki Liwan jilghisigha jaylashqan Baal-Gadqiche bolghan zéminni igilidi; u ularning hemme padishahlirini tutup ularni ölümge mehkum qildi.
18 Шу тәриқидә Йәшуа бу һәммә падишалар билән узун вақит җәң қилди.
Shu teriqide Yeshua bu hemme padishahlar bilen uzun waqit jeng qildi.
19 Гибеонда олтирақлашқан Һивийлардин башқа, һеч бир шәһәр Исраил билән сулһ түзмиди. Исраил уларниң һәммисини җәң арқилиқла алди.
Gibéonda olturaqlashqan Hiwiylardin bashqa, héchbir sheher Israil bilen sulh tüzmidi. Israil ularning hemmisini jeng arqiliqla aldi.
20 Чүнки уларниң көңлиниң қаттиқ қилиниши, Исраил билән җәң қилиш нийитидә болуши Пәрвәрдигардин еди; буниң мәхсити, уларниң үзүл-кесил йоқитилиши; йәни, уларға һеч рәһим қилинмай, әксичә Пәрвәрдигар Мусаға буйруғинидәк уларниң йоқитилиши үчүн еди.
Chünki ularning könglining qattiq qilinishi, Israil bilen jeng qilish niyitide bolushi Perwerdigardin idi; buning meqsiti, ularning üzül-késil yoqitilishi; yeni, ulargha héch rehim qilinmay, eksiche Perwerdigar Musagha buyrughinidek ularning yoqitilishi üchün idi.
21 У вақитта Йәшуа келип Анакийларға һуҗум қилип уларни тағлиқ райондин, Һеброндин, Дәбирдин, Анабдин, Йәһуданиң һәммә тағлиқ райони билән Исраилниң һәммә тағлиқ районидин йоқатти; Йәшуа уларни шәһәрлири билән қошуп үзүл-кесил йоқатти.
U waqitta Yeshua kélip Anakiylargha hujum qilip ularni taghliq rayondin, Hébrondin, Debirdin, Anabdin, Yehudaning hemme taghliq rayoni bilen Israilning hemme taghliq rayonidin yoqatti; Yeshua ularni sheherliri bilen qoshup üzül-késil yoqatti.
22 Шуниң билән Исраилларниң зиминида Анакийлардин һеч бириму қалдурулмиди; пәқәт Газа, Гат вә Ашдодта бир нәччисила қалди.
Shuning bilen Israillarning zéminida Anakiylardin héchbirimu qaldurulmidi; peqet Gaza, Gat we Ashdodta birnechchisila qaldi.
23 Шу тәриқидә Йәшуа Пәрвәрдигар Мусаға вәдә қилғандәк пүткүл зиминни алди; Йәшуа уни Исраилға уларниң қошун-қәбилиси бойичә мирас қилип тәқсим қилди. Андин зимин җәңдин арам тапти.
Shu teriqide Yeshua Perwerdigar Musagha wede qilghandek pütkül zéminni aldi; Yeshua uni Israilgha ularning qoshun-qebilisi boyiche miras qilip teqsim qildi. Andin zémin jengdin aram tapti.

< Йәшуа 11 >