< Йәшуа 10 >
1 Шундақ болдики, Йерусалимниң падишаси Адони-зәдәк Йәшуаниң Айи шәһирини ишғал қилип, уни мутләқ йоқатқанлиғини, Йерихо билән униң падишасиға қилғинидәк, Айи билән униң падишасиғиму шундақ қилғинини, Гибеонда олтарғучиларниң Исраил билән сүлһ түзүп, уларниң арисида туруватқанлиғини аңлап,
Shundaq boldiki, Yérusalémning padishahi Adoni-zedek Yeshuaning Ayi shehirini ishghal qilip, uni mutleq yoqatqanliqini, Yérixo bilen uning padishahigha qilghinidek, Ayi bilen uning padishahighimu shundaq qilghinini, Gibéonda olturghuchilarning Israil bilen sülh tüzüp, ularning arisida turuwatqanliqini anglap,
2 у вә хәлқи қаттиқ қорқти; чүнки Гибеон болса Айидин чоң шәһәр болуп, пайтәхт шәһәрлиридәк еди; униң һәммә адәмлири толиму батур палванлар еди.
u we xelqi qattiq qorqti; chünki Gibéon bolsa Ayidin chong sheher bolup, paytext sheherliridek idi; uning hemme ademliri tolimu batur palwanlar idi.
3 Шуниң билән Йерусалимниң падишаси Адони-зәдәк Һебронниң падишаси Һоһам, Ярмутниң падишаси Пирам, Лақишниң падишаси Яфия вә Әглонниң падишаси Дәбиргә хәвәр әвәтип: —
Shuning bilen Yérusalémning padishahi Adoni-zedek Hébronning padishahi Hoham, Yarmutning padishahi Piram, Laqishning padishahi Yafiya we Eglonning padishahi Debirge xewer ewetip: —
4 Мениң йенимға келип Гибеонларға һуҗум қилишимиз үчүн маңа мәдәт бериңлар; чүнки улар болса Йәшуа вә Исраиллар билән сүлһ түзүвалди, — деди.
Méning yénimgha kélip Gibéonlargha hujum qilishimiz üchün manga medet béringlar; chünki ular bolsa Yeshua we Israillar bilen sülh tüzüwaldi, — dédi.
5 Шундақ қилип Аморийларниң бәш падишаси, йәни Йерусалимниң падишаси, Һебронниң падишаси, Ярмутниң падишаси, Лақишниң падишаси вә Әглонниң падишаси — улар өзлири барлиқ қошунлири билән биллә чиқип, Гибеонниң удулида баргаһ тикип, униңға һуҗум қилди.
Shundaq qilip Amoriylarning besh padishahi, yeni Yérusalémning padishahi, Hébronning padishahi, Yarmutning padishahi, Laqishning padishahi we Eglonning padishahi — ular özliri barliq qoshunliri bilen bille chiqip, Gibéonning udulida bargah tikip, uninggha hujum qildi.
6 Буниң билән Гибеонлиқлар Гилгалдики чедиргаһқа, Йәшуаниң қешиға адәм әвәтип: — Сән өз қуллириңни ташливәтмәй, дәрһал қешимизға келип мәдәт берип, бизни қутқузғин; чүнки тағлиқ районда олтиришлиқ Аморийларниң барлиқ падишалири бирлишип бизгә һуҗум қилди, — деди.
Buning bilen Gibéonliqlar Gilgaldiki chédirgahqa, Yeshuaning qéshigha adem ewetip: — Sen öz qulliringni tashliwetmey, derhal qéshimizgha kélip medet bérip, bizni qutquzghin; chünki taghliq rayonda olturushluq Amoriylarning barliq padishahliri birliship bizge hujum qildi, — dédi.
7 Буни аңлап Йәшуа барлиқ җәңчиләрни, җүмлидин һәммә батур палванларни елип Гилгалдин йолға чиқти.
Buni anglap Yeshua barliq jengchilerni, jümlidin hemme batur palwanlarni élip Gilgaldin yolgha chiqti.
8 Пәрвәрдигар Йәшуаға: — Улардин қорқмиғин; чүнки Мән уларни сениң қолуңға тапшурдум, уларниң һеч бири алдиңда пут тирәп туралмайду, — деди.
Perwerdigar Yeshuagha: — Ulardin qorqmighin; chünki Men ularni séning qolunggha tapshurdum, ularning héchbiri aldingda put tirep turalmaydu, — dédi.
9 Йәшуа Гилгалдин чиқип пүтүн кечә меңип уларниң үстигә туюқсиз чүшти.
Yeshua Gilgaldin chiqip pütün kéche méngip ularning üstige tuyuqsiz chüshti.
10 Пәрвәрдигар уларни Исраилниң алдида тирипирән қилди, Йәшуа уларни Гибеонда қаттиқ мәғлуп қилип қирип, Бәйт-Һоронға чиқидиған даван йолида қоғлап, Азикаһ билән Маккәдаһқичә сүрүп-тоқай қилди.
Perwerdigar ularni Israilning aldida tiripiren qildi, Yeshua ularni Gibéonda qattiq meghlup qilip qirip, Beyt-Horon’gha chiqidighan dawan yolida qoghlap, Azikah bilen Makkedahqiche sürüp-toqay qildi.
11 Улар Исраилдин қечип, Бәйт-Һоронниң даванидин чүшүватқанда, Пәрвәрдигар таки улар Азикаһқа йәткичә асмандин уларниң үстигә чоң-чоң мөлдүр-ташларни яғдурди. Улар өлди; мошу мөлдүрләр билән өлтүрүлгәнләр Исраиллар қиличлап өлтүргәнләрдин көп еди.
Ular Israildin qéchip, Beyt-Horonning dawanidin chüshüwatqanda, Perwerdigar taki ular Azikahqa yetküche asmandin ularning üstige chong-chong möldür-tashlarni yaghdurdi. Ular öldi; mushu möldürler bilen öltürülgenler Israillar qilichlap öltürgenlerdin köp idi.
12 Андин Йәшуа Пәрвәрдигарға сөз қилди, — йәни Пәрвәрдигар Аморийларни Исраилниң алдиға тапшурған күнидә у Исраилниң көз алдида Пәрвәрдигарға мундақ деди: — «Әй қуяш, Гибеон үстидә тохтап тур! Әй ай, Айҗалон җилғиси үстидә тохтап тур!»
Andin Yeshua Perwerdigargha söz qildi, — yeni Perwerdigar Amoriylarni Israilning aldigha tapshurghan künide u Israilning köz aldida Perwerdigargha mundaq dédi: — «Ey quyash, Gibéon üstide toxtap tur! Ey ay, Ayjalon jilghisi üstide toxtap tur!»
13 Шуни девиди, хәлиқ дүшмәнләрдин интиқам елип болғичилик қуяш маңмай тохтап турди, айму тохтап турди. Бу вақиә Яшарниң китавида пүтүлгән әмәсмиди? Қуяш тәхминән пүтүн бир күн асманниң оттурисида тохтап олтиришқа алдиримиди.
Shuni déwidi, xelq düshmenlerdin intiqam élip bolghuchilik quyash mangmay toxtap turdi, aymu toxtap turdi. Bu weqe Yasharning kitabida pütülgen emesmidi? Quyash texminen pütün bir kün asmanning otturisida toxtap olturushqa aldirimidi.
14 Пәрвәрдигар бир инсанниң нидасиға қулақ салған шундақ бир күн илгири болуп бақмиған вә кейинму болуп бақмиди; чүнки Пәрвәрдигар Исраил үчүн җәң қилди.
Perwerdigar bir insanning nidasigha qulaq salghan shundaq bir kün ilgiri bolup baqmighan we kéyinmu bolup baqmidi; chünki Perwerdigar Israil üchün jeng qildi.
15 Андин Йәшуа билән пүткүл Исраил Гилгалдики чедиргаһқа йенип кәлди.
Andin Yeshua bilen pütkül Israil Gilgaldiki chédirgahqa yénip keldi.
16 Амма у бәш падиша болса қечип Маккәдаһтики ғарға йошурунивалди.
Emma u besh padishah bolsa qéchip Makkedahtiki ghargha yoshuruniwaldi.
17 Шуниң билән бириси Йәшуаға мәлум қилип: — У бәш падиша тепилди; улар Маккәдаһтики ғарға йошурунивапту, деди.
Shuning bilen birsi Yeshuagha melum qilip: — U besh padishah tépildi; ular Makkedahtiki ghargha yoshuruniwaptu, dédi.
18 Йәшуа: — Ундақ болса ғарниң ағзиға чоң-чоң ташларни жумилитип қоюңлар, андин униң алдида адәмләрни күзәткә қоюңлар.
Yeshua: — Undaq bolsa gharning aghzigha chong-chong tashlarni yumilitip qoyunglar, andin uning aldida ademlerni közetke qoyunglar.
19 Лекин силәр тохтап қалмай дүшмәнлириңларни қоғлап кәйнидә қалғанларни қириңлар; уларни өз шәһәрлиригә киргүзмәңлар, чунки Пәрвәрдигар Худайиңлар уларни қолуңларға тапшуруп бәрди, — деди.
Lékin siler toxtap qalmay düshmenliringlarni qoghlap keynide qalghanlarni qiringlar; ularni öz sheherlirige kirgüzmenglar, chunki Perwerdigar Xudayinglar ularni qolunglargha tapshurup berdi, — dédi.
20 Андин шундақ болдики, Йәшуа билән Исраиллар буларни қирип қаттиқ мәғлуп қилип йоқатти; лекин қечип қутулған бир қалдуқ мустәһкәм шәһәрлиригә киривалди.
Andin shundaq boldiki, Yeshua bilen Israillar bularni qirip qattiq meghlup qilip yoqatti; lékin qéchip qutulghan bir qalduq mustehkem sheherlirige kiriwaldi.
21 Андин барлиқ хәлиқ Маккәдаһтики чедиргаһқа, Йәшуаниң қешиға тинич-саламәт йенип кәлди. Һеч ким Исраилларға қарши еғиз ечишқа җүръәт қилалмиди.
Andin barliq xelq Makkedahtiki chédirgahqa, Yeshuaning qéshigha tinch-salamet yénip keldi. Héchkim Israillargha qarshi éghiz échishqa jür’et qilalmidi.
22 Йәшуа: — Ғарниң ағзини ечип, у бәш падишани ғардин чиқирип мениң қешимға елип келиңлар, — деди.
Yeshua: — Gharning aghzini échip, u besh padishahni ghardin chiqirip méning qéshimgha élip kélinglar, — dédi.
23 Улар шундақ қилип бәш падишани, йәни Йерусалимниң падишаси, Һебронниң падишаси, Ярмутниң падишаси, Лақишниң падишаси вә Әглонниң падишасини ғардин чиқирип униң қешиға елип кәлди.
Ular shundaq qilip besh padishahni, yeni Yérusalémning padishahi, Hébronning padishahi, Yarmutning padishahi, Laqishning padishahi we Eglonning padishahini ghardin chiqirip uning qéshigha élip keldi.
24 У падишалар Йәшуаниң қешиға кәлтүрүлгәндә, Йәшуа Исраилниң һәммә адәмлирини чақирип, өзи билән җәңгә чиққан ләшкәр сәрдарлириға: — Келип путлириңларни бу падишаларниң гәдинигә қоюңлар, — деди. Шундақ девиди, улар келип путлирини уларниң гәдәнлиригә қойди.
U padishahlar Yeshuaning qéshigha keltürülgende, Yeshua Israilning hemme ademlirini chaqirip, özi bilen jengge chiqqan leshker serdarlirigha: — Kélip putliringlarni bu padishahlarning gedinige qoyunglar, — dédi. Shundaq déwidi, ular kélip putlirini ularning gedenlirige qoydi.
25 Андин Йәшуа уларға: — Қорқмаңлар вә һеч һодуқмаңлар, қәйсәр вә ғәйрәтлик болуңлар; чүнки Пәрвәрдигар силәр һуҗум қилған барлиқ дүшмәнлириңларға шундақ ишни қилиду, — деди.
Andin Yeshua ulargha: — Qorqmanglar we héch hoduqmanglar, qeyser we gheyretlik bolunglar; chünki Perwerdigar siler hujum qilghan barliq düshmenliringlargha shundaq ishni qilidu, — dédi.
26 Андин Йәшуа падишаларни қиличлап өлтүрүп, җәсәтлирини бәш дәрәққә есип қойди; улар дәрәқләрниң үстидә кәчкичә есиқлиқ турди.
Andin Yeshua padishahlarni qilichlap öltürüp, jesetlirini besh derexke ésip qoydi; ular derexlerning üstide kechkiche ésiqliq turdi.
27 Күн патқанда Йәшуаниң буйруғи билән кишиләр өлүкләрни дәрәқләрдин чүшүрүп, улар илгири йошурунған ғарға ташлап, ғарниң ағзиға чоң-чоң ташларни қоюп қойди. Бу ташлар таки бүкүнгә қәдәр шу йәрдә турмақта.
Kün patqanda Yeshuaning buyruqi bilen kishiler ölüklerni derexlerdin chüshürüp, ular ilgiri yoshurun’ghan ghargha tashlap, gharning aghzigha chong-chong tashlarni qoyup qoydi. Bu tashlar taki bükün’ge qeder shu yerde turmaqta.
28 У күни Йәшуа Маккәдаһни ишғал қилип, униң падишаси билән шәһиридики һәммә хәлиқниң бириниму қоймай қиличлап мутләқ йоқатти; у Йерихониң падишасиға қилғинидәк Маккәдаһниң падишасиғиму шундақ қилди.
U küni Yeshua Makkedahni ishghal qilip, uning padishahi bilen shehiridiki hemme xelqning birinimu qoymay qilichlap mutleq yoqatti; u Yérixoning padishahigha qilghinidek Makkedahning padishahighimu shundaq qildi.
29 Андин Йәшуа билән барлиқ Исраиллар Маккәдаһтин чиқип, Либнаһқа берип Либнаһ шәһиригә һуҗум қилди.
Andin Yeshua bilen barliq Israillar Makkedahtin chiqip, Libnahqa bérip Libnah shehirige hujum qildi.
30 Пәрвәрдигар униму падишаси билән қошуп Исраилниң қолиға тапшуруп бәрди; Йәшуа уни қилич билән уруп, шәһиридики һәммә хәлиқниң бириниму қоймай қиличлап өлтүрди; у Йерихониң падишасиға қилғинидәк униң падишасиғиму шундақ қилди.
Perwerdigar unimu padishahi bilen qoshup Israilning qoligha tapshurup berdi; Yeshua uni qilich bilen urup, shehiridiki hemme xelqning birinimu qoymay qilichlap öltürdi; u Yérixoning padishahigha qilghinidek uning padishahighimu shundaq qildi.
31 Андин Йәшуа билән барлиқ Исраил Либнаһдин чиқип, Лақишқа берип, уни қамал қилип униңға һуҗум қилди.
Andin Yeshua bilen barliq Israil Libnahdin chiqip, Laqishqa bérip, uni qamal qilip uninggha hujum qildi.
32 Пәрвәрдигар Лақишни Исраилниң қолиға тапшурди; улар иккинчи күнила уни қилич билән елип, дәл Либнаһқа қилғинидәк, шәһиридики хәлиқниң бириниму қоймай қиличлап өлтүрди.
Perwerdigar Laqishni Israilning qoligha tapshurdi; ular ikkinchi künila uni qilich bilen élip, del Libnahqa qilghinidek, shehiridiki xelqning birinimu qoymay qilichlap öltürdi.
33 У вақитта Гәзәрниң падишаси Һорам Лақиш шәһиригә мәдәт бериш үчүн чиқип кәлди; лекин Йәшуа уни барлиқ адәмлири билән қошуп уруп, улардин һеч кимни тирик қоймай өлтүрди.
U waqitta Gezerning padishahi Horam Laqish shehirige medet bérish üchün chiqip keldi; lékin Yeshua uni barliq ademliri bilen qoshup urup, ulardin héchkimni tirik qoymay öltürdi.
34 Андин Йәшуа билән барлиқ Исраил Лақиштин чиқип, Әглонға берип уни қамал қилип, у шәһәргә һуҗум қилди.
Andin Yeshua bilen barliq Israil Laqishtin chiqip, Eglon’gha bérip uni qamal qilip, u sheherge hujum qildi.
35 Улар шу күни шәһәрни елип, униңдики адәмләрни қиличлиди; шу күни Йәшуа шәһәрдики барлиқ кишиләрни тәлтөкүс йоқатти; у дәл Лақишқа қилғинидәк, уларғиму шундақ қилди.
Ular shu küni sheherni élip, uningdiki ademlerni qilichlidi; shu küni Yeshua sheherdiki barliq kishilerni teltöküs yoqatti; u del Laqishqa qilghinidek, ularghimu shundaq qildi.
36 Андин Йәшуа билән Исраилниң һәммиси Әглондин чиқип Һебронға берип, у шәһәргә һуҗум қилди.
Andin Yeshua bilen Israilning hemmisi Eglondin chiqip Hébron’gha bérip, u sheherge hujum qildi.
37 Улар уни елип, дәл Әглонда қилғандәк униң падишасини қиличлап, униңға қарашлиқ һәммә йеза-кәнтлирини елип, уларниң ичидә олтиришлиқ һәммә адәмниң һеч бирини қоймай қиличлап йоқатти. Йәшуа шәһәрни вә ичидики барлиқ адәмләрни мутләқ йоқатти.
Ular uni élip, del Eglonda qilghandek uning padishahini qilichlap, uninggha qarashliq hemme yéza-kentlirini élip, ularning ichide olturushluq hemme ademning héchbirini qoymay qilichlap yoqatti. Yeshua sheherni we ichidiki barliq ademlerni mutleq yoqatti.
38 Андин Йәшуа билән барлиқ Исраиллар Дәбиргә берип, у шәһәргә һуҗум қилди.
Andin Yeshua bilen barliq Israillar Debirge bérip, u sheherge hujum qildi.
39 У шәһәрни елип вә униңға қарашлиқ һәммә йеза-кәнтлирини қилич билән уруп, падишасини тутуп, булардики барлиқ адәмләрниң һеч бирини қоймай тәлтөкүс йоқатти. Йәшуа Һебронға қилғинидәк, Либнаһқа вә униң падишасиға қилғинидәк, Дәбир билән униң падишасиғиму шундақ қилди.
U sheherni élip we uninggha qarashliq hemme yéza-kentlirini qilich bilen urup, padishahini tutup, bulardiki barliq ademlerning héchbirini qoymay teltöküs yoqatti. Yeshua Hébron’gha qilghinidek, Libnahqa we uning padishahigha qilghinidek, Debir bilen uning padishahighimu shundaq qildi.
40 Бу тәриқидә Йәшуа шу пүтүн жутни, йәни тағлиқ районни, җәнубий Нәгәв жутини, Шәфәлаһ ойманлиғини, давандики жутларни һуҗум қилип елип, һәммә жутни ишғал қилип барлиқ падишалири билән мәғлуп қилди. Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар буйруғинидәк, у һеч кимни қоймай, бәлки нәпәси барларниң һәммисини мутләқ йоқатти.
Bu teriqide Yeshua shu pütün yurtni, yeni taghliq rayonni, jenubiy Negew yurtini, Shefelah oymanliqini, dawandiki yurtlarni hujum qilip élip, hemme yurtni ishghal qilip barliq padishahliri bilen meghlup qildi. Israilning Xudasi Perwerdigar buyrughinidek, u héchkimni qoymay, belki nepesi barlarning hemmisini mutleq yoqatti.
41 Йәшуа Қадәш-Барнеадин тартип Газағичә болған жутларни, шуниңдәк Гошәнниң пүткүл жутини таки Гибеонғичиму һуҗум билән алди.
Yeshua Qadesh-Barnéadin tartip Gazaghiche bolghan yurtlarni, shuningdek Goshenning pütkül yurtini taki Gibéon’ghichimu hujum bilen aldi.
42 Бу қетимқи урушта Йәшуа бу падишаларни мәғлуп қилип, уларниң зиминини егилиди. Чүнки Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар Исраил тәрәптә туруп җәң қилди.
Bu qétimqi urushta Yeshua bu padishahlarni meghlup qilip, ularning zéminini igilidi. Chünki Israilning Xudasi Perwerdigar Israil terepte turup jeng qildi.
43 Андин Йәшуа билән барлиқ Исраил Гилгалдики чедиргаһқа йенип кәлди.
Andin Yeshua bilen barliq Israil Gilgaldiki chédirgahqa yénip keldi.