< Йәшуа 1 >

1 Вә Пәрвәрдигарниң қули болған Муса вапат болғандин кейин шундақ болдики, Пәрвәрдигар Мусаниң хизмәткари, Нунниң оғли Йәшуаға сөз қилип мундақ деди: —
We Perwerdigarning quli bolghan Musa wapat bolghandin kéyin shundaq boldiki, Perwerdigar Musaning xizmetkari, Nunning oghli Yeshuagha söz qilip mundaq dédi: —
2 Мениң қулум Муса вапат болди. Әнди сән қозғилип, бу хәлиқниң һәммисини башлап Иордан дәриясидин өтүп, Мән уларға, йәни Исраилларға тәқдим қилидиған зиминға киргин.
Méning qulum Musa wapat boldi. Emdi sen qozghilip, bu xelqning hemmisini bashlap Iordan deryasidin ötüp, Men ulargha, yeni Israillargha teqdim qilidighan zémin’gha kirgin.
3 Мән Мусаға ейтқинимдәк, путуңларниң тапини қәйәргә тәккән болса, шу җайни силәргә бәрдим;
Men Musagha éytqinimdek, putunglarning tapini qeyerge tegken bolsa, shu jayni silerge berdim;
4 чегараңлар чөл-баявандин тартип Ливанғичә, Һиттийларниң зиминини өз ичигә елип, Әфрат дәриясидин күн петиштики Оттура Деңизғичә болиду.
chégranglar chöl-bayawandin tartip Liwan’ghiche, Hittiylarning zéminini öz ichige élip, Efrat deryasidin kün pétishtiki Ottura Déngizghiche bolidu.
5 Сениң барлиқ һаят күнлириңдә һеч ким саңа қарши туралмайду. Мән Өзүм Муса билән биллә болғандәк сениң билән биллә болуп, сени һәргиз ташливәтмәймән.
Séning barliq hayat künliringde héchkim sanga qarshi turalmaydu. Men Özüm Musa bilen bille bolghandek séning bilen bille bolup, séni hergiz tashliwetmeymen.
6 Сән җүръәтлик вә қәйсәр болғин; чүнки сән бу хәлиқни Мән ата-бовилириға беришкә қәсәм билән вәдә қилған зиминға мирасхор қилип егилитисән.
Sen jür’etlik we qeyser bolghin; chünki sen bu xelqni Men ata-bowilirigha bérishke qesem bilen wede qilghan zémin’gha mirasxor qilip igilitisen.
7 Мениң қулум Муса саңа буйруған барлиқ қанунға әмәл қилишқа көңүл бөлүп, қәтъий җүръәтлик вә толиму қәйсәр болғин; сән қәйәргила барсаң ишлириң ғәлибилик болуши үчүн униңдин я оң я солға чәтнәп кәтмә;
Méning qulum Musa sanga buyrughan barliq qanun’gha emel qilishqa köngül bölüp, qet’iy jür’etlik we tolimu qeyser bolghin; sen qeyergila barsang ishliring ghelibilik bolushi üchün uningdin ya ong ya solgha chetnep ketme;
8 бу қанун китавини өз ағзиңдин нери қилмай, униң ичидә пүтүлгәнниң һәммисини тутуп, уни кечә-күндүз зикир килип ойла; шундақ қилсаң йоллириңда ғәлибилик болуп, өзүң ронақ таписән.
bu qanun kitabini öz aghzingdin néri qilmay, uning ichide pütülgenning hemmisini tutup, uni kéche-kündüz zikir kilip oyla; shundaq qilsang yolliringda ghelibilik bolup, özüng ronaq tapisen.
9 Мана саңа: — Җүръәтлик вә қәйсәр бол, дәп буйруған едимғу? Шуңа һеч вәһимигә чүшмә, жүрәксиз болма; чүнки қәйәргә барсаң Пәрвәрдигар Худайиң сән билән биргидур.
Mana sanga: — Jür’etlik we qeyser bol, dep buyrughanidimghu? Shunga héch wehimige chüshme, yüreksiz bolma; chünki qeyerge barsang Perwerdigar Xudaying sen bilen birgidur.
10 Шуниң билән Йәшуа хәлиқниң башлириға буйруп: —
Shuning bilen Yeshua xelqning bashlirigha buyrup: —
11 Силәр чедиргаһтин өтүп хәлиққә: — Өзүңлар үчүн озуқ-түлүк тәйяр қилиңлар, чүнки үч күн тошқанда силәр Иордан дәриясидин өтүп Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә беридиған зиминни егиләш үчүн кирисиләр, — дәңлар, деди.
Siler chédirgahtin ötüp xelqqe: — Özünglar üchün ozuq-tülük teyyar qilinglar, chünki üch kün toshqanda siler Iordan deryasidin ötüp Perwerdigar Xudayinglar silerge béridighan zéminni igilesh üchün kirisiler, — denglar, dédi.
12 Йәшуа Рубәнләр билән Гадлар вә Манассәһниң йерим қәбилисигә сөз қилип: —
Yeshua Rubenler bilen Gadlar we Manassehning yérim qebilisige söz qilip: —
13 Худаниң қули болған Мусаниң силәргә буйруп: — Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә арамлиқ ата қилип бу зиминни силәргә бәргән, дәп ейтқинини есиңларда тутуңлар.
Xudaning quli bolghan Musaning silerge buyrup: — Perwerdigar Xudayinglar silerge aramliq ata qilip bu zéminni silerge bergen, dep éytqinini ésinglarda tutunglar.
14 Хотун бала-җақаңлар вә чарпайлириңлар Муса өзи силәргә тәқсим қилған, Иордан дәриясиниң бу тәрипидики зиминда қалсун, лекин араңларда қанчилик батур палван болсаңлар, силәр өз қериндашлириңларниң алдида сәптә туруп уларға ярдәм берип җәң қилиңлар; таки Пәрвәрдигар Худайиңлар қериндашлириңларға силәргә ата қилғиниға охшаш арам ата қилип, қериндашлириңларға у уларға мирас қилип беридиған зиминни егиләтгичә шундақ қилиңлар. Андин силәр тәвәлигиңлар болған зиминни, йәни Худаниң қули болған Муса силәргә тәқсим қилған, Иордан дәриясиниң күн чиқиш тәрипидики бу зиминни егиләш үчүн қайтип бериңлар, — деди.
Xotun bala-chaqanglar we charpayliringlar Musa özi silerge teqsim qilghan, Iordan deryasining bu teripidiki zéminda qalsun, lékin aranglarda qanchilik batur palwan bolsanglar, siler öz qérindashliringlarning aldida septe turup ulargha yardem bérip jeng qilinglar; taki Perwerdigar Xudayinglar qérindashliringlargha silerge ata qilghinigha oxshash aram ata qilip, qérindashliringlargha u ulargha miras qilip béridighan zéminni igiletgüche shundaq qilinglar. Andin siler tewelikinglar bolghan zéminni, yeni Xudaning quli bolghan Musa silerge teqsim qilghan, Iordan deryasining kün chiqish teripidiki bu zéminni igilesh üchün qaytip béringlar, — dédi.
16 Улар Йәшуаға җавап берип: — Сән бизгә әмир қилғанниң һәммисигә әмәл қилимиз, сән бизни қәйәргә әвәтсәң, шу йәргә баримиз.
Ular Yeshuagha jawab bérip: — Sen bizge emr qilghanning hemmisige emel qilimiz, sen bizni qeyerge ewetseng, shu yerge barimiz.
17 Биз һәммә ишта Мусаниң сөзигә қулақ салғинимиздәк саңа қулақ салимиз; бирдин-бир тилигимиз, Пәрвәрдигар Худайиң Муса билән биллә болғандәк сениң биләнму биллә болғай!
Biz hemme ishta Musaning sözige qulaq salghinimizdek sanga qulaq salimiz; birdinbir tilikimiz, Perwerdigar Xudaying Musa bilen bille bolghandek séning bilenmu bille bolghay!
18 Кимки сениң әмриңгә итаәтсизлик қилип, сән бизгә буйруған һәр қандақ сөзлириңгә қулақ салмиса, өлтүрүлиду! Сән пәқәтла җүръәтлик вә қәйсәр болғин, — деди.
Kimki séning emringge itaetsizlik qilip, sen bizge buyrughan herqandaq sözliringge qulaq salmisa, öltürülidu! Sen peqetla jür’etlik we qeyser bolghin, — dédi.

< Йәшуа 1 >