< Юнус 4 >
1 Амма бу иш Юнусни интайин нарази қилип, уни қаттиқ ғәзәпләндүрди.
2 У Пәрвәрдигарға: — «Аһ, Пәрвәрдигар, өз жутумдики чағда Сениң шундақ қилидиғанлиғиңни демигәнмидим? Шуңа мән әслидә Таршишқа қачмақчи болғанмән; чүнки мән билимәнки, Сән меһри-шәпқәтлик, рәһимдил, асан ғәзәпләнмәйдиған, чоңқур меһриванлиққа толған, кишиләрниң бешиға күлпәт чүшүрүштин янғучи Худадурсән.
3 Әнди Пәрвәрдигар, җенимни мәндин елип кәт, өлүм мән үчүн яшаштин әвзәл» — деди.
4 Пәрвәрдигар униңдин: — Бундақ аччиқланғиниң тоғриму? — дәп сориди.
5 Андин кейин Юнус шәһәрдин чиқип, шәһәрниң шәрқий тәрипигә берип олтарди. У шу йәрдә өзигә бир чәллә ясап, шәһәрдә зади немә ишлар боларкин дәп униң сайисидә олтарди.
6 Пәрвәрдигар Худа Юнусни өз паракәндичилигидин қутқузуш үчүн, униң бешиға сайә чүшсун дәп униңға бир кичик дәрәқни өстүрүп тәйярлиди. Юнус кичик дәрәқтин интайин хурсән болди.
7 Бирақ иккинчи күни таң атқанда Худа бир қурутни тәйярлап әвәтти. Қурут бу кичик дәрәқни пилигигә зәрбә қилип уни қурутувәтти.
8 Күн қизарғанда, Худа интайин иссиқ бир шәриқ шамилини тәйярлиди; күн тәптини Юнусниң бешиға чүшүрди, уни һалидин кәткүзди. У өзигә өлүм тиләп: — Өлүм мән үчүн яшаштин әвзәл, — деди.
9 Бирақ Худа униңдин: — Сениң әшу кичик дәрәқ сәвәвидин шундақ аччиқлинишиң тоғриму? — дәп сориди. У җавап берип: — Һәә, һәтта өлгидәк аччиғим кәлгини тоғридур, — деди.
10 Пәрвәрдигар униңға мундақ деди: — «Сән һеч әҗриңни сиңдүрмигән һәм өзүң өстүрмигән бу кичик дәрәққә ичиңни ағриттиң; бирақ у бир кечидила өзи өсүп, бир кечидила қуруп кәтти;
11 Әнди Мениң оң қоли билән сол қолини пәриқ етәлмәйдиған йүз жигирмә миң адәм олтирақлашқан, шундақла нурғун мал-варанлириму болған Нинәвәдәк бундақ бүйүк шәһәрдикиләргә ичимни ағритип рәһим қилишимға тоғра кәлмәмду?».