< Юнус 3 >
1 Пәрвәрдигарниң сөзи иккинчи қетим Юнусқа йетип мундақ дейилди: —
2 «Орнуңдин тур, Нинәвә дегән әшу бүйүк шәһәргә берип, Мән саңа тапшурған хәвәрни уларға җакала».
3 Юнус орнидин туруп Пәрвәрдигарниң сөзи бойичә Нинәвә шәһиригә барди. Нинәвә болса наһайити бүйүк бир шәһәр болуп, шәһәрниң өзила үч күнлүк йол еди.
4 Юнус шәһәр ичигә кирип бир күн маңди, у: — Қириқ күндин кейин, Нинәвә шәһири вәйран қилиниду! — дәп җакалиди.
5 Нинәвәдикиләр Худаниң сөзигә ишәнди. Улар роза тутулсун дәп елан қилип, мөтивәрләрдин тартип әң кичигигичә уларниң һәммиси бөз кийим кийди.
6 Бу сөз падишаға йәткәндә, уму тәхтидин туруп, тонини ташлап бөз кийим кийип күллүккә кирип олтарди.
7 У йәнә әмри арқилиқ пүткүл Нинәвә шәһиригә мунуларни җакалиди: — «Падиша һәм ақсүнәкләрниң ярлиғи бойичә, Нинәвә шәһиридики һеч қандақ адәм, ат-улақ, кала, қой падилири һеч нәрсигә еғиз тәгмисун; һеч нәрсини йемисун, суму ичмисун.
8 Һәр бир адәм вә һайван бөз кийсун, һәр бири Худаға қаттиқ пәряд көтәрсун; һәр бири яман йолдин янсун, һәр бири қолини зораванлиқтин үзсун;
9 ким билиду, буниң билән Худа қаттиқ ғәзивидин йенип бизни һалак қилмасмекин?».
10 Шуниң билән Худа уларниң әмәллирини, йәни яман йоллардин янғанлиғини көрүп, уларға қаратқан балайиқазани чүшүрүштин йенип, шу балияқазани чүшүрмиди.