< Юнус 2 >
1 Юнус белиқниң қарнида туруп Пәрвәрдигарға мундақ дуа қилди: —
2 «Мән дәрд-әлимимдин Пәрвәрдигарға пәряд көтәрдум, У маңа иҗабәт қилди. Мән тәһтисараниң тәктидин пәряд қилдим, Сән авазимға қулақ салдиң. (Sheol )
3 Чүнки Сән мени деңиз тәктигә, деңиз қарниға ташливәттиң, Кәлкүн еқинлири мени арисиға еливалди, Сениң барлиқ долқунлириң һәм өркәшлириң үстүмдин өтүп кәтти;
4 Вә мән: «Мән нәзириңдин ташливетилгәнмән; Бирақ мән йәнила муқәддәс ибадәтханаңға қарап үмүт билән тәлмүримән» — дедим.
5 Сулар мени жутуп кәткидәк дәриҗидә оривалди, Деңиз тәкти мени қапсивалди; Деңиз чөплири бешимға чирмишивалди.
6 Мән тағларниң тәглиригичә чүшүп кәттим; Йәр-зимин тегидики тақақлар мени әбәдил-әбәткичә қамап қойди; Һалбуки, Сән җенимни һаң ичидин чиқардиң, и Пәрвәрдигар Худайим.
7 Җеним ичимдә һалидин кәткәндә Пәрвәрдигарни есимгә кәлтүрдум, Дуайим Саңа йетип, Муқәддәс ибадәтханаңға кирип кәлди.
8 Бемәна әрзимәс бутларға чоқунғанлар өзигә несип болған меһриванлиқтин мәһрум болиду.
9 Бирақ мән болсам тәшәккүр садайим билән Саңа қурбанлиқ қилимән; Мән ичкән қәсәмлиримни Сениң алдиңда ада қилимән. Ниҗат-қутқузуш Пәрвәрдигардиндур!»
10 Пәрвәрдигар белиққа буйруди, белиқ Юнусни қуруқлуққа қәй қилди.