< Юһанна 9 >
1 Вә у йолда кетиветип, туғма қариғу бир адәмни көрди.
2 Мухлислири униңдин: — Устаз, ким гуна қилип униң қариғу туғулғиниға сәвәп болған? У өзиму я ата-анисиму? — дәп сорашти.
3 Әйса мундақ җавап бәрди: — Өзи яки ата-анисиниң гуна садир қилғанлиғидин әмәс, бәлки Худаниң Өз әмәллири униңда аян қилинсун дәп шундақ болған.
4 Күнниң йоруғида, мени Әвәткүчиниң әмәллирини ада қилишим керәк. Кәч кирсә, шу чағда һеч ким иш қилалмайду.
5 Мән дунияда турған вақтимда, дунияниң нури өзүмдурмән.
6 Бу сөзләрни қилғандин кейин, у йәргә түкүрүп, түкүрүктин лай қилип, лайни һелиқи адәмниң көзлиригә сүрүп қойди
7 вә униңға: «Силоам көлчиги»гә берип жуювәткин» деди («Силоам» [ибранийчә сөз болуп], «әвәтилгән» дегән мәнини билдүриду). Шуниң билән һелиқи адәм берип жуювиди, көзи көридиған болуп қайтип кәлди.
8 Хошнилири вә у илгири тиләмчилик қилғинида уни көргәнләр: — Бу олтирип тиләмчилик қилидиған һелиқи адәм әмәсму? — дейишип кәтти.
9 Бәзиләр: «Һәә, шу екән» десә, йәнә бәзиләр: «Яқ. у әмәс, лекин униңға охшайдикән» дейишти. Бирақ у өзи: — Мән дәл шу киши болимән! — деди.
10 — Ундақта көзлириң қандақ ечилди? — дәп сорашти улар.
11 У җававән мундақ деди: — Әйса исимлиқ бир киши [түкүрүгидин] лай қилип көзлиримгә сүрүп қоювиди, маңа: «Силоам көлчигигә берип жуювәткин» дегән еди. Мән берип жуювидим, көрәләйдиған болдум.
12 — У һазир қәйәрдә? — дәп сорашти улар. — Билмәймән, — деди у.
13 Халайиқ илгири қариғу болған бу адәмни Пәрисийләрниң алдиға елип беришти
14 (әслидә Әйса лай қилип бу адәмниң көзлирини ачқан күн дәл шабат күни еди).
15 Шуниң билән Пәрисийләр қайтидин бу адәмдин қандақ көрәләйдиған болғинини соривиди, у уларға: — У көзлиримгә лай [сүрүп] қойди, мән жуювидим вә мана, көрәләйдиған болдум! — деди.
16 Шуниң билән Пәрисийләрдин бәзилири: — У адәм Худаниң йенидин кәлгән әмәс, чүнки у шабат күнини тутмайду, — дейишти. Йәнә бәзилири: — У гунакар адәм болса, қандақларчә бундақ мөҗизилик аламәтләрни яриталайтти? — дейишти. Буниң билән уларниң арисида бөлүнүш пәйда болди.
17 Улар қариғу адәмдин йәнә: — У көзлириңни ечипту, әнди сән у тоғрилиқ немә дәйсән? — дәп сорашти. У: — У бир пәйғәмбәр екән, — деди.
18 Йәһудийлар көрәләйдиған қилинған кишиниң ата-анисини тепип кәлмигичә, бурун униң қариғу екәнлигигә вә һазир көрәләйдиған қилинғанлиғиға ишәнмәйтти. Шуңа улар униң ата-анисини чақиртип,
19 улардин: — Бу силәрниң оғлуңларму? Туғма қариғу, дәвататтиңлар? Әнди һазир қандақларчә көрәләйдиған болуп қалди? — дәп сорашти.
20 Ата-аниси уларға: — Униң бизниң оғлимиз екәнлиги, шундақла туғулушидинла қариғу екәнлигини билимиз;
21 лекин һазир қандақларчә көрәләйдиған болуп қалғанлиғини, көзлирини ким ачқанлиғини билмәймиз. У чоң адәм турса, [буни] өзидин сораңлар, у өзи дәп бәрсун, — дәп җавап бәрди.
22 Ата-анисиниң шундақ дейиши Йәһудийлардин қорққанлиғи үчүн еди; чүнки Йәһудийлар кимдәким Әйсани Мәсиһ дәп етирап қилса, у синагог җамаитидин қоғлап чиқирилсун дәп қарар қилған еди.
23 Шу сәвәптин униң ата-аниси: «У чоң адәм турса, [буни] өзидин сораңлар» дегән еди.
24 Пәрисийләр әслидә қариғу болған адәмни йәнә чақирип униңға: — Худаға шан-шәрәп берип [қәсәм қил]! Биз бу адәмниң гунакар екәнлигини билимиз, — дейишти.
25 У мундақ җавап бәрди: — У гунакарму, әмәсму, билмәймән. Бирақ мән шу бирла ишни билимәнки, қариғу едим, һазир көрәләйдиған болдум.
26 Улар униңдин йәнә бир қетим: — У сени қандақ қилди? Көзлириңни қандақ ачти? — дәп сорашти.
27 У җававән: — Силәргә аллиқачан ейттим, бирақ қулақ салмидиңлар. Силәр немә дәп қайтидин аңлашни халап қалдиңлар? Силәрму униң мухлислири болай дәватамсиләр?! — деди.
28 Буниң билән, улар уни қаттиқ тиллап: — Сән һелиқиниң мухлиси! Биз болсақ Муса [пәйғәмбәрниң] мухлислиримиз.
29 Худаниң Мусаға сөзлигәнлигини билимиз; лекин бу неминиң болса қәйәрдин кәлгәнлигиниму билмәймиз, — дейишти.
30 Һелиқи адәм уларға мундақ җавап қайтурди: — Әҗайип ишқу бу! Гәрчә силәр униң қәйәрдин кәлгәнлигини билмигиниңлар билән, у мениң көзлиримни ачти.
31 Биз билимизки, Худа гунакарларниң тиләклирини аңлимайду; бирақ Өзигә ихласмән болуп ирадисигә әмәл қилғучиларниңкини аңлайду.
32 Дуния апиридә болғандин тартип, бирәрсиниң туғма қариғуниң көзини ачқанлиғини аңлап баққан әмәс. (aiōn )
33 Әгәр бу адәм Худадин кәлмигән болса, һеч немә қилалмиған болатти.
34 Улар уни: — Сән түптин гуна ичидә туғулған туруқлуқ, бизгә тәлим бәрмәкчимусән? — дейишип, уни [синагогтин] қоғлап чиқириветишти.
35 Әйса уларниң уни [синагогтин] қоғлап чиқарғанлиғини аңлап, уни издәп тепип: Сән, Худаниң Оғлиға етиқат қиламсән? — дәп сориди.
36 У җававән: — Тәхсир, у ким? Мән униңға етиқат қилай, — деди.
37 — Сән һәм уни көрдүң һәм мана, һазир сән билән сөзлишиватқан дәл шуниң өзи, — деди Әйса униңға.
38 Һелиқи адәм: — И Рәб, етиқат қилимән! — дәп, униңға сәҗдә қилди.
39 — Мән корларни көридиған болсун, көридиғанларни кор болсун дәп бу дунияға һөкүм чиқиришқа кәлдим, — деди Әйса.
40 Униң йенидики бәзи Пәрисийләр бу сөзләрни аңлап униңдин: — Бизму корму? — дәп сорашти.
41 Әйса уларға: — Кор болған болсаңлар, гунайиңлар болмайтти; лекин силәр һазир «көрүватимиз» дегиниңлар үчүн силәргә гуна һесаплинивериду, — деди.