< Юһанна 8 >
1 Әйса болса Зәйтун теғиға чиқип кәтти.
Iesus autem perrexit in montem Oliveti:
2 Әтиси сәһәрдә, у йәнә ибадәтхана һойлилириға кирди вә халайиқниң һәммиси униң йениға келишкән еди. У олтирип, уларға тәлим беришкә башлиди.
et diluculo iterum venit in templum, et omnis populus venit ad eum, et sedens docebat eos.
3 [Шу чағда], Тәврат устазлири билән Пәрисийләр зина қилип тутулуп қалған бир аялни униң алдиға елип келишти. Улар аялни оттуриға чиқирип,
Adducunt autem scribæ, et Pharisæi mulierem in adulterio deprehensam: et statuerunt eam in medio,
4 униңдин: — Устаз, бу аял дәл зина үстидә тутувелинди.
et dixerunt ei: Magister, hæc mulier modo deprehensa est in adulterio.
5 Муса [пәйғәмбәр] Тәврат қанунида бизгә мошундақ аялларни чалма-кесәк қилип өлтүрүшни әмир қилған. Әнди сәнчә, уни қандақ қилиш керәк? — дәп сорашти.
In lege autem Moyses mandavit nobis huiusmodi lapidare. Tu ergo quid dicis?
6 Әнди уларниң бундақ дейиштики нийити, уни қапқанқа чүшүрүп, униң үстидин әрз қилғидәк бирәр банә издәш еди. Амма Әйса еңишип, бармиғи билән йәргә бир немиләрни язғили турди.
Hoc autem dicebant tentantes eum, ut possent accusare eum. Iesus autem inclinans se deorsum, digito scribebat in terra.
7 Улар шу соални тохтимай соравататти, у руслинип уларға: — Араңлардики ким гунасиз болса, [бу] [аялға] биринчи ташни атсун! — деди.
Cum ergo perseverarent interrogantes eum, erexit se, et dixit eis: Qui sine peccato est vestrum, primus in illam lapidem mittat.
8 Андин у йәнә еңишип, йәргә йезишни давамлаштурди.
Et iterum se inclinans, scribebat in terra.
9 Улар бу сөзни аңлап, алди билән яшанғанлири, андин қалғанлири бир-бирләп [һәммиси] у йәрдин чиқип кетишти. Ахирида Әйса оттурида өрә турған һелиқи аял билән ялғуз қалди.
Audientes autem unus post unum exibant, incipientes a senioribus: et remansit solus Iesus, et mulier in medio stans.
10 Әйса руслинип туруп, шу аялдин башқа һеч кимни көрмигән болуп, униңдин: Ханим, саңа һелиқи шикайәт қилғанлар қени? Сени гунаға бекитидиған һеч ким чиқмидиму? — дәп соривиди,
Erigens autem se Iesus, dixit ei: Mulier, ubi sunt, qui te accusabant? Nemo te condemnavit?
11 — Һәзрәтлири, һеч ким чиқмиди, — деди аял. Әйса: — Мәнму сени гунаға бекитмәймән. Барғин, буниңдин кейин йәнә гуна қилмиғин! — деди.
Quæ dixit: Nemo, Domine. Dixit autem Iesus: Nec ego te condemnabo: Vade, et iam amplius noli peccare.
12 Шуңа Әйса йәнә көпчиликкә сөз қилип: — Дунияниң нури өзүмдурмән. Маңа әгәшкәнләр қараңғулуқта маңмайду, әксичә һаятлиқ нуриға еришиду, — деди.
Iterum ergo locutus est eis Iesus, dicens: Ego sum lux mundi: qui sequitur me, non ambulat in tenebris, sed habebit lumen vitæ.
13 Пәрисийләр: — Сән өзүңгә өзүң гувалиқ бериватисән. Шуңа сениң гувалиғиң раст һесапланмайду, — дейишти.
Dixerunt ergo ei Pharisæi: Tu de teipso testimonium perhibes: testimonium tuum non est verum.
14 Әйса уларға җававән мундақ деди: — Һәтта мән өзүмгә гувалиқ бәрсәмму, гувалиғим һәқтур, чүнки мән өзүмниң қәйәрдин кәлгәнлигимни вә қәйәргә баридиғанлиғимни билимән. Лекин силәр қәйәрдин кәлгәнлигимни вә қәйәргә баридиғанлиғимни билмәйсиләр.
Respondit Iesus, et dixit eis: Et si ego testimonium perhibeo de meipso, verum est testimonium meum: quia scio unde veni, et quo vado: vos autem nescitis unde venio, aut quo vado.
15 Силәр әт егилириниң өлчими бойичә һөкүм қилисиләр. Бирақ мән һеч кимниң үстигә һөкүм қилмаймән.
Vos secundum carnem iudicatis: ego non iudico quemquam:
16 Мән һөкүм қилсамму, һөкүмүм һәқиқийдур; чүнки мән ялғуз әмәс, бәлки мени әвәткән Ата [бу ишта] мән билән биллидур.
et si iudico ego, iudicium meum verum est, quia solus non sum: sed ego, et qui misit me, Pater.
17 Силәргә тәвә болған Тәврат қанунида: «Икки адәмниң гувалиғи болса раст һесаплиниду» дәп пүтүлгәндур.
Et in lege vestra scriptum est, quia duorum hominum testimonium verum est.
18 Раст, мән өзүм тоғрамда өзүм гувалиқ беримән, вә мени әвәткән Атиму мениң тоғрамда гувалиқ бериду.
Ego sum, qui testimonium perhibeo de me ipso: et testimonium perhibet de me, qui misit me, Pater.
19 Улар униңдин: — Атаң қәйәрдә? — дәп сорашти. Әйса уларға җавап берип: — Силәр я мени тонумайсиләр, я Атамни тонумайсиләр; мени тонуған болсаңлар, Атамниму тонуйттуңлар, — деди.
Dicebant ergo ei: Ubi est Pater tuus? Respondit Iesus: Neque me scitis, neque Patrem meum: si me sciretis, forsitan et Patrem meum sciretis.
20 Әйса бу сөзләрни ибадәтханида тәлим бәргинидә, сәдиқә сандуғиниң алдида туруп ейтқан еди. Бирақ һеч ким уни тутмиди, чүнки униң вақит-саити техи йетип кәлмигән еди.
Hæc verba locutus est Iesus in gazophylacio, docens in templo: et nemo apprehendit eum, quia necdum venerat hora eius.
21 Шуниң билән у уларға йәнә: Мән бу йәрдин кетимән; силәр мени издәйсиләр, лекин өз гунайиңлар ичидә өлисиләр. Мән кетидиған йәргә силәр баралмайсиләр, — деди.
Dixit ergo iterum eis Iesus: Ego vado, et quæretis me, et in peccato vestro moriemini. Quo ego vado, vos non potestis venire.
22 Буниң билән Йәһудийлар: — У: «Мән кетидиған йәргә силәр баралмайсиләр» дәйду. Бу униң өзини өлтүрүвалимән дегинимиду? — дейишти.
Dicebant ergo Iudæi: Numquid interficiet semetipsum, quia dixit: Quo ego vado, vos non potestis venire?
23 Әйса уларға: — Силәр төвәндиндурсиләр, мән жуқуридиндурмән. Силәр бу дуниядиндурсиләр, мән бу дуниядин әмәсмән.
Et dicebat eis: Vos de deorsum estis, ego de supernis sum. Vos de mundo hoc estis, ego non sum de hoc mundo.
24 Шуниң үчүн силәргә: «Гуналириңлар ичидә өлисиләр» дедим. Чүнки силәр мениң «[Әзәлдин] Бар Болғучи» екәнлигимгә ишәнмисәңлар, гуналириңлар ичидә өлисиләр, — деди.
Dixi ergo vobis quia moriemini in peccatis vestris: si enim non credideritis quia ego sum, moriemini in peccato vestro.
25 Сән зади ким? — дәп сорашти улар. Әйса уларға: — Башта силәргә немә дегән болсам, мән шу.
Dicebant ergo ei: Tu quis es? Dixit eis Iesus: Principium, qui et loquor vobis.
26 Өзүмниң силәрниң тоғраңларда вә үстүңлардин һөкүм қилидиған нурғун сөзлирим бар; лекин мени Әвәткүчи һәқтур вә мән Униңдин немини аңлиған болса, буларнила дуниядикиләргә уқтуруп ейтимән, — деди.
Multa habeo de vobis loqui, et iudicare. Sed qui me misit, verax est: et ego quæ audivi ab eo, hæc loquor in mundo.
27 Улар униң өзлиригә ейтқанлириниң Ата тоғрилиқ екәнлигини чүшинәлмиди.
Et non cognoverunt quia Patrem eius dicebat Deum.
28 Шуңа Әйса мундақ деди: Силәр Инсаноғлини көтәргәндин кейин, мениң «[Әзәлдин] Бар Болғучи» екәнлигимни билисиләр вә шундақла һеч ишни өзлүгүмдин қилмиғанлиғимни, пәқәт Атиниң маңа үгәткининила сөзлигәнлигимниму билисиләр.
Dixit ergo eis Iesus: Cum exaltaveritis Filium hominis, tunc cognoscetis quia ego sum, et a meipso facio nihil, sed sicut docuit me Pater, hæc loquor:
29 Мени Әвәткүчи мән билән биллидур, У мени әсла ялғуз қоймиди, чүнки мән һемишә Уни хурсән қилидиған ишларни қилимән.
et qui me misit, mecum est, et non reliquit me solum: quia ego quæ placita sunt ei, facio semper.
30 Әйса бу сөзләрни қиливатқан чағниң өзидә, нурғун кишиләр униңға етиқат қилди.
Hæc illo loquente, multi crediderunt in eum.
31 Әйса өзигә етиқат қилған Йәһудийларға: — Әгәр мениң сөз-каламимдин чиқмай турсаңлар, мениң һәқиқий мухлислирим болған болисиләр,
Dicebat ergo Iesus ad eos, qui crediderunt ei, Iudæos: Si vos manseritis in sermone meo, vere discipuli mei eritis:
32 вә һәқиқәтни билисиләр вә һәқиқәт силәрни азатлиққа ериштүриду, — деди.
et cognoscetis veritatem, et veritas liberabit vos.
33 Улар җававән: — Биз Ибраһимниң нәслимиз, — һеч қачан һеч кимниң қуллуғида болмидуқ. Сән қандақсигә: Азатлиққа еришсиләр, дәйсән? — деди.
Responderunt ei: Semen Abrahæ sumus, et nemini servivimus umquam: quomodo tu dicis: Liberi eritis?
34 Әйса уларға җавап берип: — Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, гуна садир қилған киши гунаниң қулидур.
Respondit eis Iesus: Amen, amen dico vobis: quia omnis, qui facit peccatum, servus est peccati.
35 Қул аилидә мәңгү турмайду, лекин оғул мәңгү туриду. (aiōn )
Servus autem non manet in domo in æternum: Filius autem manet in æternum. (aiōn )
36 Шуниң үчүн Оғул силәрни азат қилса, һәқиқий азат болисиләр.
Si ergo vos Filius liberaverit, vere liberi eritis.
37 Силәрниң Ибраһимниң нәсли екәнлигиңларни билимән. Бирақ мени өлтүрмәкчи болуватисиләр, чүнки мениң сөзүм ичиңлардин орун алмиди.
Scio quia filii Abrahæ estis: sed quæritis me interficere, quia sermo meus non capit in vobis.
38 Мән Атамниң йенида көргәнлиримни ейтиватимән; силәр болсаңлар өз атаңлардин көргәнлириңларни қиливатисиләр!
Ego quod vidi apud Patrem meum, loquor: et vos quæ vidistis apud patrem vestrum, facitis.
39 Улар җавап берип: — Бизниң атимиз Ибраһимдур, — деди. Әйса уларға: — Әгәр Ибраһимниң пәрзәнтлири болсаңлар, Ибраһимниң әмәллирини қилған болаттиңлар!
Responderunt, et dixerunt ei: Pater noster Abraham est. Dicit eis Iesus: Si filii Abrahæ estis, opera Abrahæ facite.
40 Бирақ һазир әксичә мени, йәни Худадин аңлиған һәқиқәтни силәргә йәткүзгән адәмни өлтүрүшкә қәстләйсиләр. Ибраһим ундақ ишни қилмиған.
Nunc autem quæritis me interficere, hominem, qui veritatem vobis locutus sum, quam audivi a Deo: hoc Abraham non fecit.
41 Силәр өз атаңларниң қилғинини қиливатисиләр! — деди. — Биз һарамдин болған әмәсмиз! Бизниң пәқәт бирла атимиз бар, У болса Худадур! — дейишти улар.
Vos facitis opera patris vestri. Dixerunt itaque ei: Nos ex fornicatione non sumus nati: unum patrem habemus Deum.
42 Әйса уларға: — Атаңлар Худа болған болса, мени сөйгән болаттиңлар; чүнки мән Худаниң бағридин чиқип, бу йәргә кәлдим. Мән өзлүгүмдин кәлгән әмәсмән, бәлки Униң тәрипидин әвәтилгәнмән.
Dixit ergo eis Iesus: Si Deus pater vester esset: diligeretis utique et me. Ego enim ex Deo processi, et veni: neque enim a me ipso veni, sed ille me misit.
43 Сөзлиримни немишкә чүшәнмәйсиләр? Ениқки, мениң сөз-каламим қулиқиңларға кирмәйватиду!
Quare loquelam meam non cognoscitis? Quia non potestis audire sermonem meum.
44 Силәр атаңлар Иблистин болғансиләр вә униң арзу-һәвәслиригә әмәл қилишни халайсиләр. У аләм апиридә болғандин тартип қатил еди вә униңда һәқиқәт болмиғачқа, һәқиқәттә турмиған. У ялған сөзлигәндә, өз тәбиитидин сөзләйду, чүнки у ялғанчи вә шундақла ялғанчилиқниң атисидур.
Vos ex patre diabolo estis: et desideria patris vestri vultis facere. Ille homicida erat ab initio, et in veritate non stetit: quia non est veritas in eo: cum loquitur mendacium, ex propriis loquitur, quia mendax est, et pater eius.
45 Лекин мән һәқиқәтни сөзлигиним үчүн, маңа ишәнмәйсиләр.
Ego autem si veritatem dico, non creditis mihi.
46 Қайсиңлар мени гунайи бар дәп дәлилләләйсиләр, қени? Һәқиқәтни сөзлисәм, немә үчүн маңа ишәнмәйсиләр?
Quis ex vobis arguet me de peccato? Si veritatem dico vobis, quare non creditis mihi?
47 Худадин болған киши Худаниң сөзлирини аңлайду; силәр уларни аңлимайсиләр, чүнки силәр Худадин болған әмәссиләр!
Qui ex Deo est, verba Dei audit. Propterea vos non auditis, quia ex Deo non estis.
48 Йәһудийлар униңға җававән: — Әҗәба, бизниң сени: «Самарийәлик һәм җин чаплашқан адәм»сән дегинимиз тоғра әмәсму? — дейишти.
Responderunt ergo Iudæi, et dixerunt ei: Nonne bene dicimus nos quia Samaritanus es tu, et dæmonium habes?
49 Әйса җававән: — Маңа җин чаплашқини йоқ, бәлки мән Атамни һөрмәт қилимән; лекин силәр маңа һөрмәтсизлик қиливатисиләр.
Respondit Iesus: Ego dæmonium non habeo: sed honorifico Patrem meum, et vos inhonorastis me.
50 Мән өз шан-шәривимни издимәймән; лекин буни издигүчи һәм [униң үстидин] һөкүм қилғучи Бириси бар.
Ego autem non quæro gloriam meam: est qui quærat, et iudicet.
51 Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, мениң сөз-каламимни тутидиған киши әбәдил-әбәт өлүм көрмәйду. (aiōn )
Amen, amen dico vobis: si quis sermonem meum servaverit, mortem non videbit in æternum. (aiōn )
52 Шуниң билән Йәһудийлар униңға: — Саңа дәрвәқә җин чаплашқанлиғини әнди билдуқ! Һәтта [һәзрити] Ибраһим вә пәйғәмбәрләрму өлгән турса, сән қандақсигә: «Мениң сөз-каламимни тутидиған киши әбәдил-әбәт өлүм тетимайду» дәйсән? (aiōn )
Dixerunt ergo Iudæi: Nunc cognovimus quia dæmonium habes. Abraham mortuus est, et Prophetæ: et tu dicis: Si quis sermonem meum servaverit, non gustabit mortem in æternum. (aiōn )
53 Әҗәба, сән атимиз Ибраһимдин улуқмусән? У өлди, пәйғәмбәрләр һәм өлди!? Сән өзүңни ким қилмақчисән?
Numquid tu maior es patre nostro Abraham, qui mortuus est? et Prophetæ mortui sunt. Quem te ipsum facis?
54 Әйса җававән мундақ деди: — Әгәр мән өзүмни улуқлисам, ундақта улуқлуғум һеч нәрсә һесапланмайтти. Бирақ мени улуқлиғучи — силәр «У бизниң Худайимиз» дәп атайдиған Атамниң Өзидур.
Respondit Iesus: Si ego glorifico me ipsum, gloria mea nihil est: est Pater meus, qui glorificat me, quem vos dicitis quia Deus vester est.
55 Силәр Уни тонумидиңлар, лекин мән Уни тонуймән. Уни тонумаймән десәм, силәрдәк ялғанчи болаттим; бирақ мән Уни тонуймән вә Униң сөз-каламини тутимән.
Et non cognovistis eum: ego autem novi eum: Et si dixero quia non scio eum, ero similis vobis, mendax. Sed scio eum, et sermonem eius servo.
56 Атаңлар Ибраһим мениң күнүмни көридиғанлиғидин яйрап-яшниди һәм дәрвәқә уни алдин-ала көрүп шатланди.
Abraham pater vester exultavit ut videret diem meum: vidit, et gavisus est.
57 — Сән техи әллик яшқа кирмәй туруп, Ибраһимни көрдүңму? — дейишти улар.
Dixerunt ergo Iudæi ad eum: Quinquaginta annos nondum habes, et Abraham vidisti?
58 Әйса уларға: — Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, Ибраһим туғулмастила, мән Бар Болғучидурмән! — деди.
Dixit eis Iesus: Amen, amen dico vobis, antequam Abraham fieret, ego sum.
59 Буниң билән улар уни чалма-кесәк қилғили қоллириға йәрдин таш алди; лекин Әйса уларға көрүнмәй, уларниң оттурисидин өтүп ибадәтханидин чиқип кәтти.
Tulerunt ergo lapides, ut iacerent in eum: Iesus autem abscondit se, et exivit de templo.