< Юһанна 7 >
1 Бу ишлардин кейин, Әйса Галилийәдә айлинип жүрди. У Йәһудийәдә айлинип жүрүшни халимайтти, чүнки [шу йәрдики] Йәһудийлар униңға қәст қилмақчи еди.
2 Бу чағда, Йәһудийларниң «кәпиләр һейти»ға аз қалған еди.
3 Шуңа Әйсаниң инилири униңға: — Мошу йәрдин айрилип Йәһудийәгә барғин, шуниң билән мухлислириңму [карамәт] әмәллириңни көрәләйду!
4 Чүнки өзини хәлиқ-аләмгә тонутмақчи болған һеч ким йошурун җайда иш қилмайду. Бу әмәлләрни қиливатқан екәнсән, өзүңни дунияға көрсәт! — дейишти.
5 Чүнки униң инилириму униңға етиқат қилмиған еди.
6 Шуңа Әйса уларға: — Мениң вақит-саитим техи кәлмиди. Лекин силәргә нисбәтән һәрвақит мунасиптур.
7 Бу дуниядики кишиләр силәргә һәргиз өч болмайду; лекин мени өч көриду. Чүнки мән уларниң қилмишлирини рәзил дәп гувалиқ бериватимән.
8 Силәр бу һейтқа беривериңлар. Мән бу һейтқа бармаймән, чүнки мениң вақит-саитим техи йетип кәлмиди, — деди.
9 Әйса бу сөзләрни қилип, Галилийәдә қалди.
10 Әйсаниң инилири һейтқа чиққандин кейин, у өзиму униңға барди. Амма ашкарә әмәс, йошурун барди.
11 Һейтта Йәһудийлар уни издәп: «У қәйәрдидур?» дәп соравататти.
12 Кишиләр арисида униң тоғрисида көп ғул-ғула болди. Бәзиләр уни: «Яхши адәм!» десә, йәнә бәзиләр: «Яқ, у халайиқни аздуруватиду!» дейишти.
13 Бирақ Йәһудий [чоңлиридин] қорқуп, һеч ким очуқ-ашкарә униң гепини қилмайтти.
14 Һейтниң йерими өткәндә, Әйса ибадәтхана һойлилириға кирип хәлиққә тәлим беришкә башлиди.
15 Йәһудийлар: — Бу адәм һеч қандақ тәлим алмиған туруқлуқ, униң қандақму мунчә көп билими болсун? — дәп һаң-таң қелишти.
16 Әйса уларға: — Бу тәлимләр мениң әмәс, бәлки мени Әвәткүчиниңкидур.
17 Униң ирадисигә әмәл қилишқа өз ирадисини бағлиған һәр ким бу тәлим тоғрилиқ — униң Худадин кәлгәнлигини яки өзлүгүмдин ейтиватқанлиғимни билиду.
18 Өз алдиға сөзлигән киши өз шан-шәривини издәйду, лекин өзини әвәткүчиниң шан-шәривини издәйдиған киши һәқ-садиқтур, униңда һәққанийсизлиқ йоқтур.
19 Муса [пәйғәмбәр] силәргә Тәврат қанунини тапшурған әмәсму? Лекин һеч қайсиңлар бу қанунға әмәл қилмайватисиләр! Немишкә мени өлтүрмәкчи болисиләр? — деди.
20 Көпчилик: — Саңа җин чаплишипту! Сени өлтүрмәкчи болған ким екән? — дейишти.
21 Әйса уларға мундақ җавап бәрди: — Мән бир карамәтни яритишим билән һәммиңлар һаң-таң қелиштиңлар.
22 — Әнди Муса [пәйғәмбәр] силәргә хәтнә қилиш тоғрилиқ әмир қалдурған (әмәлийәттә болса хәтнә қилиш Муса пәйғәмбәрдин әмәс, ата-бовилардин қалған), шуңа силәр шабат күнигә [тоғра келип қалсиму] шу күнидә адәмниң хәтнисини қиливерисиләр.
23 Әнди Тәврат қануниға хилаплиқ қилинмисун дәп шабат күнидә адәм хәтнә қилинған йәрдә, мән шабат күнидә бир адәмни сәллимаза сақайтсам, силәр немә дәп маңа аччиқлинисиләр?
24 Сиртқи қияпәткә қарап һөкүм қилмаңлар, бәлки һәққаний һөкүм қилиңлар!
25 У вақитта Йерусалимлиқларниң бәзилири: — [Чоңлар] өлтүрмәкчи болған киши бу әмәсмиди?
26 Ашкарә сөзләватсиму, униңға қарши һеч нәрсә демидиғу! Дәрвәқә, ақсақалларниң униң Мәсиһ екәнлигини билип йәткәнму?
27 Һалбуки, бу адәмниң қәйәрдин кәлгәнлигини биз ениқ билимиз. Лекин Мәсиһ кәлгәндә, униң қәйәрдин кәлгәнлигини һеч ким билмәстиғу, — дейишти.
28 Шуңа Әйса ибадәтхана һойлисида тәлим бериветип, жуқури аваз билән мундақ деди: — Силәр мени тонуймиз һәмдә мениң қәйәрдин кәлгәнлигимниму билимиз, [дәватисиләр]?! Бирақ мән өзлүгүмдин әмәс, мән мени Әвәткүчидин [кәлдим], У һәқтур; бирақ силәр Уни тонумайсиләр.
29 Мән Уни тонуймән. Чүнки мән Униң йенидин кәлдим, мени У әвәтти.
30 Шуңа улар уни тутуш йолини издәйтти, лекин һеч ким униңға қол салмиди; чүнки униң вақит-саити техи йетип кәлмигән еди.
31 Лекин халайиқ арисидики нурғун кишиләр униңға етиқат қилди. Улар: «Мәсиһ кәлгәндә бу киши көрсәткән мөҗизилик аламәтләрдин артуқ [мөҗизә] яриталарму?!» дейишти.
32 Пәрисийләр халайиқниң у тоғрилиқ ғул-ғула болуватқан бу гәп-сөзлирини аңлиди; шуниң билән Пәрисийләр билән баш каһинлар уни тутуш үчүн бир нәччә қаравулларни әвәтти.
33 Шуниң билән Әйса: — Йәнә бир аз вақит силәр билән биллә болимән, андин мени Әвәткүчиниң йениға кетимән.
34 Мени издәйсиләр, лекин тапалмайсиләр. Мән баридиған йәргә баралмайсиләр, — деди.
35 Буниң билән, Йәһудийлар бир-биригә: — У биз тапалмиғидәк қәйәрләргә барар? Грекләр арисидики тарқақ Йәһудий муһаҗирларниң йениға берип, грекларға тәлим берәмдиғанду?
36 «Мени издәйсиләр, лекин тапалмайсиләр. Мән баридиған йәргә баралмайсиләр» дегини немисиду? — дейишти.
37 Һейтниң ахирқи һәм әң катта күни, Әйса орнидин туруп, жуқури аваз билән: — Кимдәким уссиса, мениң йенимға келип ичсун!
38 Маңа етиқат қилғучи кишиниң худди муқәддәс язмиларда ейтилғинидәк, ич-бағридин һаятлиқ сүйиниң дәриялири еқип чиқиду! — дәп җакалиди
39 (у бу сөзни өзигә етиқат қилғанларға ата қилинидиған Муқәддәс Роһқа қарита ейтқан еди. [Худаниң] Роһи техи һеч кимгә ата қилинмиғанмиди, чүнки Әйса техи шан-шәривигә кирмигән еди).
40 Халайиқ ичидә бәзиләр бу сөзни аңлап: — [Келиши муқәррәр болған] пәйғәмбәр һәқиқәтән мошу екән! — дейишти.
41 Бәзиләр: «Бу Мәсиһ екән!» дейишәтти. Йәнә бәзиләр болса: «Яқ, Мәсиһ Галилийәдин келәттиму?
42 Муқәддәс язмиларда, Мәсиһ [падиша] Давутниң нәслидин һәм Давутниң жути Бәйт-Ләһәм йезисидин келиду, дейилмигәнмиди?» — дейишти.
43 Буниң билән, халайиқ униң вәҗидин иккигә бөлүнүп кәтти.
44 Бәзилири уни тутайли дегән болсиму, лекин һеч ким униңға қол салмиди.
45 Қаравуллар [ибадәтханидин] баш каһинлар билән Пәрисийләрниң йениға қайтип кәлгәндә, улар қаравулларға: — Немә үчүн уни тутуп кәлмидиңлар? — дәп сорашти.
46 Қаравуллар: — Һеч ким һеч қачан бу адәмдәк сөзлигән әмәс! — дәп җавап беришти.
47 Пәрисийләр уларға җававән: — Силәрму аздурулдуңларму?
48 Ақсақаллардин яки Пәрисийләрдин униңға етиқат қилғанлар болғанму?!
49 Лекин Тәврат қанунини билмәйдиған бу чүпрәндиләр ләнәткә қалиду! — дейишти.
50 Уларниң арисидин бири, йәни бурун ахшамда Әйсаниң алдиға кәлгән Никодим уларға:
51 — Тәврат қанунимиз авал кишиниң немә қилғинини өзидин аңлап билмәй туруп, униңға һөкүм чиқирамду!
52 Улар җавап қилип: — Сәнму Галилийәдинму? [Муқәддәс язмиларни] көр, қетирқинип оқуп бақ, Галилийәдин һеч қандақ пәйғәмбәр чиқмайду! — деди.
53 Шуниң билән [уларниң] һәр бири өз өйигә кәтти.