< Юһанна 6 >
1 Бу ишлардин кейин, Әйса Галилийә деңизи (Тиберияс деңизи дәпму атилиду)ниң у қетиға өтти.
μετα ταυτα απηλθεν ο ιησους περαν της θαλασσης της γαλιλαιας της τιβεριαδος
2 Зор бир топ халайиқ у кесәлләрни сақайтқан мөҗизилик аламәтлирини көрди вә униң кәйнидин әгишип маңди.
και ηκολουθει αυτω οχλος πολυς οτι εωρων αυτου τα σημεια α εποιει επι των ασθενουντων
3 Әйса таққа чиқип, у йәрдә мухлислири билән биллә олтарди.
ανηλθεν δε εις το ορος ο ιησους και εκει εκαθητο μετα των μαθητων αυτου
4 У чағда Йәһудийларниң һейти, йәни «өтүп кетиш һейти»ға аз қалған вақит еди.
ην δε εγγυς το πασχα η εορτη των ιουδαιων
5 Әйса бешини көтирип, зор бир топ халайиқниң өзиниң алдиға келиватқанлиғини көрүп, Филиптин: — Буларға йәйдиғанға нанни нәдин алимиз? — дәп сориди
επαρας ουν ο ιησους τους οφθαλμους και θεασαμενος οτι πολυς οχλος ερχεται προς αυτον λεγει προς τον φιλιππον ποθεν αγορασομεν αρτους ινα φαγωσιν ουτοι
6 (лекин у бу сөзни Филипни синаш үчүн ейтқан еди. Чүнки у өзиниң немә қилидиғанлиғини биләтти).
τουτο δε ελεγεν πειραζων αυτον αυτος γαρ ηδει τι εμελλεν ποιειν
7 Филип җававән: — Икки йүз динарға нан алсақму, һәр биригә кичиккинә бир чишләмдин йейишкиму йәтмәйду!
απεκριθη αυτω φιλιππος διακοσιων δηναριων αρτοι ουκ αρκουσιν αυτοις ινα εκαστος αυτων βραχυ τι λαβη
8 Мухлислардин бири, йәни Симон Петрусниң иниси Андрияс Әйсаға:
λεγει αυτω εις εκ των μαθητων αυτου ανδρεας ο αδελφος σιμωνος πετρου
9 — Бу йәрдә кичик бир оғул бала бар, униңда бәш арпа нан билән икки кичик белиқ бар. Лекин шунчә көп хәлиққә бу немә болиду?! — деди.
εστιν παιδαριον εν ωδε ο εχει πεντε αρτους κριθινους και δυο οψαρια αλλα ταυτα τι εστιν εις τοσουτους
10 Әйса: — Көпчиликни олтарғузуңлар, — деди (у йәрдә от-чөп мол өскән еди). Шуниң билән әр кишиләр олтарди; уларниң сани бәш миңчә бар еди.
ειπεν δε ο ιησους ποιησατε τους ανθρωπους αναπεσειν ην δε χορτος πολυς εν τω τοπω ανεπεσον ουν οι ανδρες τον αριθμον ωσει πεντακισχιλιοι
11 Әйса нанларни қолиға елип, [Худаға] тәшәккүр ейтқандин кейин, олтарғанларға үләштүрүп бәрди. Белиқларниму шундақ қилди; көпчилик халиғанчә йеди.
ελαβεν δε τους αρτους ο ιησους και ευχαριστησας διεδωκεν τοις μαθηταις οι δε μαθηται τοις ανακειμενοις ομοιως και εκ των οψαριων οσον ηθελον
12 Һәммәйлән йәп тоюнғанда, у мухлислириға: — Ашқан парчиларни жиғиңлар, һеч нәрсә зайә болмисун, — деди.
ως δε ενεπλησθησαν λεγει τοις μαθηταις αυτου συναγαγετε τα περισσευσαντα κλασματα ινα μη τι αποληται
13 Шуниң билән улар бәш арпа ненидин йәп ашқан парчилирини он икки севәткә толдуруп жиғивалди.
συνηγαγον ουν και εγεμισαν δωδεκα κοφινους κλασματων εκ των πεντε αρτων των κριθινων α επερισσευσεν τοις βεβρωκοσιν
14 Әнди халайиқ Әйсаниң көрсәткән бу мөҗизилик аламитини көрүп: «Дунияға келиши муқәррәр болған пәйғәмбәр һәқиқәтән мошу екән!» дейишти.
οι ουν ανθρωποι ιδοντες ο εποιησεν σημειον ο ιησους ελεγον οτι ουτος εστιν αληθως ο προφητης ο ερχομενος εις τον κοσμον
15 Шуниң билән Әйса уларниң келип өзини падиша болушқа зорлимақчи болғанлиғини билип, улардин айрилип, қайтидин таққа ялғуз чиқип кәтти.
ιησους ουν γνους οτι μελλουσιν ερχεσθαι και αρπαζειν αυτον ινα ποιησωσιν αυτον βασιλεα ανεχωρησεν παλιν εις το ορος αυτος μονος
16 Кәчқурун, Әйсаниң мухлислири деңиз бойиға чүшүшти.
ως δε οψια εγενετο κατεβησαν οι μαθηται αυτου επι την θαλασσαν
17 Улар бир кемигә олтирип, деңизниң у қетидики Кәпәрнаһум шәһиригә қарап йол елишти (қараңғу чүшүп кәткән еди вә Әйса техичә уларниң йениға кәлмигән еди).
και εμβαντες εις το πλοιον ηρχοντο περαν της θαλασσης εις καπερναουμ και σκοτια ηδη εγεγονει και ουκ εληλυθει προς αυτους ο ιησους
18 Қаттиқ боран чиқип, деңиз долқунлап көтириливататти.
η τε θαλασσα ανεμου μεγαλου πνεοντος διηγειρετο
19 Мухлислар палақ уруп он-он бир чақиримчә маңғанда, Әйсаниң деңизниң үстидә меңип кемигә йеқинлишиватқанлиғини көрүп, қорқушуп кәтти.
εληλακοτες ουν ως σταδιους εικοσιπεντε η τριακοντα θεωρουσιν τον ιησουν περιπατουντα επι της θαλασσης και εγγυς του πλοιου γινομενον και εφοβηθησαν
20 Лекин у уларға: — Бу мән, қорқмаңлар! — деди.
ο δε λεγει αυτοις εγω ειμι μη φοβεισθε
21 Шуни аңлап улар уни кемигә чиқиривалғуси кәлди; у кемигә чиқипла, кемә дәрһал улар баридиған йәргә йетип барди.
ηθελον ουν λαβειν αυτον εις το πλοιον και ευθεως το πλοιον εγενετο επι της γης εις ην υπηγον
22 Әтиси деңизниң у тәрипидә қалған халайиқ [алдинқи күни] у йәрдә Әйсаниң мухлислири чиққан кемидин башқа кеминиң йоқлуғини, Әйсаниң мухлислири шу кемигә чиққанда, Әйсаниң улар биллә чиқмиғанлиғини, бәлки мухлислириниң өзлирила кәткәнлигини көргән еди.
τη επαυριον ο οχλος ο εστηκως περαν της θαλασσης ιδων οτι πλοιαριον αλλο ουκ ην εκει ει μη εν εκεινο εις ο ενεβησαν οι μαθηται αυτου και οτι ου συνεισηλθεν τοις μαθηταις αυτου ο ιησους εις το πλοιαριον αλλα μονοι οι μαθηται αυτου απηλθον
23 Һалбуки, бир нәччә кемә-қолвақ Тиберияс шәһиридин Рәб тәшәккүр ейтқандин кейин хәлиқ нан йегән йәргә йеқин келип тохтиди.
αλλα δε ηλθεν πλοιαρια εκ τιβεριαδος εγγυς του τοπου οπου εφαγον τον αρτον ευχαριστησαντος του κυριου
24 Шуниң билән халайиқ Әйсаниң вә мухлислириниң у йәрдә йоқлуғини көрүпла, кемиләргә олтирип, Әйсани издигили Кәпәрнаһум шәһиригә маңди.
οτε ουν ειδεν ο οχλος οτι ιησους ουκ εστιν εκει ουδε οι μαθηται αυτου ενεβησαν και αυτοι εις τα πλοια και ηλθον εις καπερναουμ ζητουντες τον ιησουν
25 Улар уни деңизниң у тәрипидә тепип униңға: — Устаз, бу йәргә қачан кәлдиң? — дәп сорашти.
και ευροντες αυτον περαν της θαλασσης ειπον αυτω ραββι ποτε ωδε γεγονας
26 Әйса уларға җававән: — Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, силәр мени мөҗизилик аламәтләрни көргәнлигиңлар үчүн әмәс, бәлки нанлардин йәп тоюнғиниңлар үчүн издәйсиләр.
απεκριθη αυτοις ο ιησους και ειπεν αμην αμην λεγω υμιν ζητειτε με ουχ οτι ειδετε σημεια αλλ οτι εφαγετε εκ των αρτων και εχορτασθητε
27 Бузулуп кетидиған паний озуқлуққа әмәс, бәлки мәңгү һаятлиққа бақий қалидиған озуқлуққа интилип ишләңлар; буни Инсаноғли силәргә бериду; чүнки уни Ата, йәни Худа Өзи мөһүрләп тәстиқлиған, — деди. (aiōnios )
εργαζεσθε μη την βρωσιν την απολλυμενην αλλα την βρωσιν την μενουσαν εις ζωην αιωνιον ην ο υιος του ανθρωπου υμιν δωσει τουτον γαρ ο πατηρ εσφραγισεν ο θεος (aiōnios )
28 Шуниң билән улар униңдин: — Немигә интилип ишлисәк андин Худаниң иш-хизмитидә ишлигән болимиз? — дәп сорашти.
ειπον ουν προς αυτον τι ποιωμεν ινα εργαζωμεθα τα εργα του θεου
29 Әйса уларға җавап берип: — Худаниң иш-хизмити дәл шуки, У әвәткинигә етиқат қилишиңлардур, — деди.
απεκριθη ο ιησους και ειπεν αυτοις τουτο εστιν το εργον του θεου ινα πιστευσητε εις ον απεστειλεν εκεινος
30 Шуниң билән улар йәнә: — Ундақ болса сән бизни көрүп өзүңгә ишәндүргидәк қандақ мөҗизилик аламәт яритисән? Зади немә иш қилип берисән?
ειπον ουν αυτω τι ουν ποιεις συ σημειον ινα ιδωμεν και πιστευσωμεν σοι τι εργαζη
31 Ата-бовилиримиз чөлдә жүргәндә, [Зәбурда]: «У уларға әрштин чүшүрүлгән нан тәқдим қилди» дәп пүтүлгәндәк, «манна»ни йегән — дейишти.
οι πατερες ημων το μαννα εφαγον εν τη ερημω καθως εστιν γεγραμμενον αρτον εκ του ουρανου εδωκεν αυτοις φαγειν
32 Әйса уларға мундақ деди: — Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, силәргә асмандин чүшкән нанни бәргүчи Муса әмәс, бәлки мениң Атамдур; У [һазирму] силәргә асмандин чүшкән һәқиқий нанни бериватиду.
ειπεν ουν αυτοις ο ιησους αμην αμην λεγω υμιν ου μωσης δεδωκεν υμιν τον αρτον εκ του ουρανου αλλ ο πατηρ μου διδωσιν υμιν τον αρτον εκ του ουρανου τον αληθινον
33 Чүнки Худаниң нени болса пүткүл дунияға һаятлиқ ата қилидиған, әрштин чүшкүчидур.
ο γαρ αρτος του θεου εστιν ο καταβαινων εκ του ουρανου και ζωην διδους τω κοσμω
34 — Тәхсир, һемишә бизгә шу нанни берип турғайсән! — дейишти улар.
ειπον ουν προς αυτον κυριε παντοτε δος ημιν τον αρτον τουτον
35 Әйса уларға мундақ деди: — Һаятлиқ нени өзүмдурмән! Мениң йенимға кәлгән һәр ким һеч қачан ач қалмайду, маңа етиқат қилған һәр ким һеч қачан уссимайду.
ειπεν δε αυτοις ο ιησους εγω ειμι ο αρτος της ζωης ο ερχομενος προς με ου μη πειναση και ο πιστευων εις εμε ου μη διψηση πωποτε
36 Лекин силәргә ейтқинимдәк, силәр мени көргән болсаңларму, етиқат қилмайватисиләр.
αλλ ειπον υμιν οτι και εωρακατε με και ου πιστευετε
37 Ата маңа тапшурғанларниң һәр бири йенимға келиду вә мениң йенимға кәлгәнләрдин һеч қайсисини һәргиз ташливәтмәймән.
παν ο διδωσιν μοι ο πατηρ προς εμε ηξει και τον ερχομενον προς με ου μη εκβαλω εξω
38 Чүнки өз ирадәмни әмәс, бәлки мени Әвәткүчиниң ирадисини әмәлгә ашуруш үчүн әрштин чүштүм.
οτι καταβεβηκα εκ του ουρανου ουχ ινα ποιω το θελημα το εμον αλλα το θελημα του πεμψαντος με
39 Мени Әвәткүчиниң ирадиси болса дәл шуки, униң маңа тапшурғанлиридин һеч бирини жүтүрмәй, бәлки ахирқи күни уларниң һәммисини тирилдүрүшүмдин ибарәт.
τουτο δε εστιν το θελημα του πεμψαντος με πατρος ινα παν ο δεδωκεν μοι μη απολεσω εξ αυτου αλλα αναστησω αυτο εν τη εσχατη ημερα
40 Чүнки мениң Атамниң ирадиси шуки, Оғулға көз тикип қарап, униңға етиқат қилғанларниң һәр бирини мәңгүлүк һаятқа ериштүрүштур; вә мән ахирқи күни уларни тирилдүримән. (aiōnios )
τουτο δε εστιν το θελημα του πεμψαντος με ινα πας ο θεωρων τον υιον και πιστευων εις αυτον εχη ζωην αιωνιον και αναστησω αυτον εγω τη εσχατη ημερα (aiōnios )
41 Әнди Йәһудийлар Әйсаниң: «Әрштин чүшкән нан өзүмдурмән!» дегини үчүн униңға нарази болуп ғотулдишишқа башлиди:
εγογγυζον ουν οι ιουδαιοι περι αυτου οτι ειπεν εγω ειμι ο αρτος ο καταβας εκ του ουρανου
42 — «Бу Йүсүпниң оғли Әйса әмәсму? Атисиниму, анисиниму тонуйдиған турсақ, йәнә қандақларчә: — «Әрштин чүштүм!» десун?» — дейишәтти улар.
και ελεγον ουχ ουτος εστιν ιησους ο υιος ιωσηφ ου ημεις οιδαμεν τον πατερα και την μητερα πως ουν λεγει ουτος οτι εκ του ουρανου καταβεβηκα
43 Әйса җававән уларға мундақ деди: — [Мениң тоғрамда] өз ара ғотулдашмаңлар.
απεκριθη ουν ο ιησους και ειπεν αυτοις μη γογγυζετε μετ αλληλων
44 Мени әвәткән Ата Өзи кишиләрниң қәлбини тартқузмиса, һеч ким мениң йенимға келәлмәйду; мениң йенимға кәлгән һәр бирини ахирқи күни тирилдүримән.
ουδεις δυναται ελθειν προς με εαν μη ο πατηρ ο πεμψας με ελκυση αυτον και εγω αναστησω αυτον τη εσχατη ημερα
45 Пәйғәмбәрләрниң язмилирида: «Уларниң һәммисигә Худа тәрипидин үгитилиду» дәп пүтүлгәндур. Шуңа, Атиниң [сөзини] тиңшиған вә униңдин үгәнгән һәр бири мениң йенимға келиду.
εστιν γεγραμμενον εν τοις προφηταις και εσονται παντες διδακτοι του θεου πας ουν ο ακουσας παρα του πατρος και μαθων ερχεται προς με
46 Бирақ бу бирәрким Атини көргән дегәнлик әмәс; пәқәт Худаниң йенидин кәлгүчи болса, у Атини көргәндур.
ουχ οτι τον πατερα τις εωρακεν ει μη ο ων παρα του θεου ουτος εωρακεν τον πατερα
47 Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, маңа етиқат қилғучи мәңгүлүк һаятқа егидур. (aiōnios )
αμην αμην λεγω υμιν ο πιστευων εις εμε εχει ζωην αιωνιον (aiōnios )
48 Һаятлиқ нени өзүмдурмән.
εγω ειμι ο αρτος της ζωης
49 Ата-бовилириңлар чөлләрдә «манна» йегини билән йәнила өлди.
οι πατερες υμων εφαγον το μαννα εν τη ερημω και απεθανον
50 Лекин мана, әрштин чүшкән нан дәл шундақки, бириси униңдин йегән болса өлмәйду.
ουτος εστιν ο αρτος ο εκ του ουρανου καταβαινων ινα τις εξ αυτου φαγη και μη αποθανη
51 Әрштин чүшкән һаятлиқ нени өзүмдурмән; кимдәким бу нандин йесә, әбәдил-әбәткичә яшайду. Мән беридиған шу нан болса мениң әт-тенимдур, пүткүл дуниядикиләр һаятқа егә болсун дәп, мән уни атимақчимән. (aiōn )
εγω ειμι ο αρτος ο ζων ο εκ του ουρανου καταβας εαν τις φαγη εκ τουτου του αρτου ζησεται εις τον αιωνα και ο αρτος δε ον εγω δωσω η σαρξ μου εστιν ην εγω δωσω υπερ της του κοσμου ζωης (aiōn )
52 Бу сөз билән Йәһудийлар өз ара талаш-тартиш қилишиқа башлап: — Бу адәм бизниң йейишимизгә өзиниң әт-тенини қандақ берәлисун?! — дейишәтти.
εμαχοντο ουν προς αλληλους οι ιουδαιοι λεγοντες πως δυναται ουτος ημιν δουναι την σαρκα φαγειν
53 Шуңа Әйса уларға мундақ деди: — Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, силәр Инсаноғлиниң әт-тенини йемигичә вә қенини ичмигичә, силәрдә һаятлиқ болмайду.
ειπεν ουν αυτοις ο ιησους αμην αμην λεγω υμιν εαν μη φαγητε την σαρκα του υιου του ανθρωπου και πιητε αυτου το αιμα ουκ εχετε ζωην εν εαυτοις
54 Әт-тенимни йегүчи вә қенимни ичкүчи мәңгүлүк һаятқа еришкән болиду вә мән уни ахирқи күни тирилдүримән. (aiōnios )
ο τρωγων μου την σαρκα και πινων μου το αιμα εχει ζωην αιωνιον και εγω αναστησω αυτον τη εσχατη ημερα (aiōnios )
55 Чүнки әт-теним һәқиқий озуқлуқ, қеним болса һәқиқий ичимликтур.
η γαρ σαρξ μου αληθως εστιν βρωσις και το αιμα μου αληθως εστιν ποσις
56 Әт-тенимни йегүчи вә қенимни ичкүчи мәндә яшайду вә мәнму униңда яшаймән.
ο τρωγων μου την σαρκα και πινων μου το αιμα εν εμοι μενει καγω εν αυτω
57 Һаят Ата мени әвәткән вә мән Атиниң болғанлиғидин яшаватқинимдәк, мени йегүчи киши һәм мениң васитәм билән яшайду.
καθως απεστειλεν με ο ζων πατηρ καγω ζω δια τον πατερα και ο τρωγων με κακεινος ζησεται δι εμε
58 Мана бу әрштин чүшкән нандур. Бу нан ата-бовилириңлар йегән «[манна]»дәк әмәс; чүнки улар «[манна]»ни йейиши билән өлди; бирақ бу нанни истемал қилғучи болса мәңгү яшайду! (aiōn )
ουτος εστιν ο αρτος ο εκ του ουρανου καταβας ου καθως εφαγον οι πατερες υμων το μαννα και απεθανον ο τρωγων τουτον τον αρτον ζησεται εις τον αιωνα (aiōn )
59 Бу сөзләрни у Кәпәрнаһумдики синагогда тәлим бәргинидә ейтқан еди.
ταυτα ειπεν εν συναγωγη διδασκων εν καπερναουμ
60 Шуниң билән униң мухлислиридин нурғунлири буни аңлиғанда: — Бу тәлим бәк еғир екән! Буни ким аңлап көтирәлисун? — дейишти.
πολλοι ουν ακουσαντες εκ των μαθητων αυτου ειπον σκληρος εστιν ουτος ο λογος τις δυναται αυτου ακουειν
61 Бирақ өз ичидә мухлислириниң бу тоғрисида ғотулдашқинини билгән Әйса уларға: — Бу сөзүм силәрни тайдурдиму?
ειδως δε ο ιησους εν εαυτω οτι γογγυζουσιν περι τουτου οι μαθηται αυτου ειπεν αυτοις τουτο υμας σκανδαλιζει
62 Әнди мабада Инсаноғлиниң әсли кәлгән җайға көтириливатқинини көрсәңлар, қандақ болар?!
εαν ουν θεωρητε τον υιον του ανθρωπου αναβαινοντα οπου ην το προτερον
63 [Инсанға] һаятлиқ бәргүчи — Роһтур. Инсанниң әтлири болса һеч қандақ пайда бәрмәйду. Мән силәргә ейтқан сөзлирим болса һәм роһтур вә һәм һаятлиқтур.
το πνευμα εστιν το ζωοποιουν η σαρξ ουκ ωφελει ουδεν τα ρηματα α εγω λαλω υμιν πνευμα εστιν και ζωη εστιν
64 Лекин араңлардин етиқат қилмиған бәзиләр бар, — деди (чүнки Әйса етиқат қилмиғанларниң вә өзигә сатқунлуқ қилидиғанниң ким екәнлигини баштила биләтти).
αλλ εισιν εξ υμων τινες οι ου πιστευουσιν ηδει γαρ εξ αρχης ο ιησους τινες εισιν οι μη πιστευοντες και τις εστιν ο παραδωσων αυτον
65 Шуниң билән у мундақ деди: — Мән шу сәвәптин силәргә шуни ейттимки, Атамдин ата қилинмиса, һеч ким мениң йенимға келәлмәйду!
και ελεγεν δια τουτο ειρηκα υμιν οτι ουδεις δυναται ελθειν προς με εαν μη η δεδομενον αυτω εκ του πατρος μου
66 Шу вақиттин тартип мухлислиридин хелә көпи чекинип чиқип, униң билән йәнә маңмайдиған болди.
εκ τουτου πολλοι απηλθον των μαθητων αυτου εις τα οπισω και ουκετι μετ αυτου περιεπατουν
67 Шуңа Әйса он иккиләндин: — Силәрму, һәм [мәндин] кетишни халамсиләр? — дәп сориди.
ειπεν ουν ο ιησους τοις δωδεκα μη και υμεις θελετε υπαγειν
68 Симон Петрус униңға җавап қилип: — И Рәб, биз кимниң йениға кетәттуқ? Мәңгү һаятлиқ сөзлири сәндилидур! (aiōnios )
απεκριθη ουν αυτω σιμων πετρος κυριε προς τινα απελευσομεθα ρηματα ζωης αιωνιου εχεις (aiōnios )
69 Вә шуниңға ишәндуқ вә шуни билип йәттуқки, сән Худаниң Муқәддәс Болғучисидурсән! — деди.
και ημεις πεπιστευκαμεν και εγνωκαμεν οτι συ ει ο χριστος ο υιος του θεου του ζωντος
70 Әйса уларға җававән: — Мән силәр он иккиңларни таллидим әмәсму, бирақ араңларда бириси Иблистур! — деди
απεκριθη αυτοις ο ιησους ουκ εγω υμας τους δωδεκα εξελεξαμην και εξ υμων εις διαβολος εστιν
71 (униң бу дегини Ишқарийотлуқ Симонниң оғли Йәһудани көрсәткән еди, чүнки Йәһуда он иккиләнниң бири болғини билән, кейин өзигә сатқунлуқ қилиду).
ελεγεν δε τον ιουδαν σιμωνος ισκαριωτην ουτος γαρ ημελλεν αυτον παραδιδοναι εις ων εκ των δωδεκα