< Юһанна 5 >

1 Бу ишлардин кейин, Йәһудийларниң бир һейти йетип кәлди вә Әйса Йерусалимға чиқти.
ܒܬܪ ܗܠܝܢ ܗܘܐ ܥܕܥܕܐ ܕܝܗܘܕܝܐ ܘܤܠܩ ܝܫܘܥ ܠܐܘܪܫܠܡ
2 Йерусалимдики «Қой дәрвазиси»ниң йенида ибраний тилида «Бәйт-Әсда» дәп атилидиған бир көлчәк болуп, униң әтрапида бәш пешайван бар еди.
ܐܝܬ ܗܘܐ ܕܝܢ ܬܡܢ ܒܐܘܪܫܠܡ ܕܘܟܬܐ ܚܕܐ ܕܡܥܡܘܕܝܬܐ ܕܡܬܩܪܝܐ ܥܒܪܐܝܬ ܒܝܬ ܚܤܕܐ ܘܐܝܬ ܗܘܐ ܒܗ ܚܡܫܐ ܐܤܛܘܝܢ
3 Бу пешайванлар астида бир топ бемарлар, йәни қариғу, токур вә паләчләр йетишатти. Улар у йәрдә йетип көлчәкниң сүйиниң чайқилишини күтәтти.
ܘܒܗܠܝܢ ܪܡܝܢ ܗܘܘ ܥܡܐ ܤܓܝܐܐ ܕܟܪܝܗܐ ܘܤܡܝܐ ܘܚܓܝܤܐ ܘܝܒܝܫܐ ܘܡܤܟܝܢ ܗܘܘ ܠܙܘܥܐ ܕܡܝܐ
4 Чүнки бир пәриштә мәлум вақитларда көлчәккә чүшүп суни урғутидикән; су урғуғанда көлчәккә биринчи болуп чүшкән киши өзини басқан һәр қандақ кесәлдин сақийидикән.
ܡܠܐܟܐ ܓܝܪ ܒܙܒܢ ܙܒܢ ܢܚܬ ܗܘܐ ܠܗ ܠܡܥܡܘܕܝܬܐ ܘܡܙܝܥ ܗܘܐ ܠܗܘܢ ܠܡܝܐ ܘܐܝܢܐ ܕܩܕܡܝܐ ܢܚܬ ܗܘܐ ܡܢ ܒܬܪ ܙܘܥܐ ܕܡܝܐ ܡܬܚܠܡ ܗܘܐ ܟܠ ܟܐܒܐ ܐܝܢܐ ܕܐܝܬ ܗܘܐ ܠܗ
5 Әнди у йәрдә оттуз сәккиз жилдин бери ағриқ азави тартқан бир бемар бар еди.
ܐܝܬ ܗܘܐ ܕܝܢ ܬܡܢ ܓܒܪܐ ܚܕ ܕܬܠܬܝܢ ܘܬܡܢܐ ܫܢܝܢ ܐܝܬܘܗܝ ܗܘܐ ܒܟܘܪܗܢܐ
6 Әйса бу адәмниң шу йәрдә ятқинини көрди вә униң узундин шу һаләттә екәнлигини билип, униңдин: — Сақийишни халамсән? — дәп сориди.
ܠܗܢܐ ܚܙܐ ܝܫܘܥ ܕܪܡܐ ܘܝܕܥ ܕܙܒܢܐ ܤܓܝܐܐ ܐܝܬ ܠܗ ܘܐܡܪ ܠܗ ܨܒܐ ܐܢܬ ܕܬܬܚܠܡ
7 Бемар униңға җававән: — Тәхсир, су чайқалғанда мени суға чүшүридиған адимим йоқ. Мән чүшәй дегичә, башқилар мениң алдимда чүшүвалиду, — деди.
ܥܢܐ ܗܘ ܟܪܝܗܐ ܘܐܡܪ ܐܝܢ ܡܪܝ ܠܝܬ ܠܝ ܕܝܢ ܐܢܫ ܕܡܐ ܕܐܬܬܙܝܥܘ ܡܝܐ ܢܪܡܝܢܝ ܒܡܥܡܘܕܝܬܐ ܐܠܐ ܥܕ ܐܢܐ ܐܬܐ ܐܢܐ ܐܚܪܝܢ ܡܢ ܩܕܡܝ ܢܚܬ
8 Әйса униңға: — Орнуңдин тур, орун-көрпәңни жиғиштуруп маңғин! — деди.
ܐܡܪ ܠܗ ܝܫܘܥ ܩܘܡ ܫܩܘܠ ܥܪܤܟ ܘܗܠܟ
9 Һелиқи адәм шуан сақийип, орун-көрписини жиғиштуруп көтирип маңди. Шу күни шабат күни еди.
ܘܒܪ ܫܥܬܗ ܐܬܚܠܡ ܓܒܪܐ ܗܘ ܘܩܡ ܫܩܠ ܥܪܤܗ ܘܗܠܟ ܘܗܘ ܗܘ ܝܘܡܐ ܫܒܬܐ ܗܘܬ
10 Шуңа [бәзи] Йәһудийлар сақайған кишигә: — Бүгүн шабат күни турса, орун-көрпәңни көтириш [Тәвратта] саңа мәнъий қилинған! — деди.
ܘܐܡܪܝܢ ܠܗ ܝܗܘܕܝܐ ܠܗܘ ܕܐܬܐܤܝ ܫܒܬܐ ܗܝ ܠܐ ܫܠܝܛ ܠܟ ܕܬܫܩܘܠ ܥܪܤܟ
11 Лекин у уларға җававән: — Мени сақайтқан киши өзи маңа: «Орун-көрпәңни жиғиштуруп маңғин» дегән еди! — деди.
ܗܘ ܕܝܢ ܥܢܐ ܘܐܡܪ ܠܗܘܢ ܗܘ ܕܥܒܕܢܝ ܚܠܝܡܐ ܗܘ ܐܡܪ ܠܝ ܕܫܩܘܠ ܥܪܤܟ ܘܗܠܟ
12 Улар униңдин: — Әнди саңа: «Орун-көрпәңни жиғиштуруп маңғин» дегән киши ким екән? — дәп сорашти.
ܘܫܐܠܘܗܝ ܡܢܘ ܗܢܐ ܓܒܪܐ ܕܐܡܪ ܠܟ ܕܫܩܘܠ ܥܪܤܟ ܘܗܠܟ
13 Бирақ сақайған адәм униң ким екәнлигини билмәйтти. Чүнки у йәрдә адәм көп болғанлиқтин, Әйса өзини далдиға елип, астиғина кетип қалди.
ܗܘ ܕܝܢ ܕܐܬܐܤܝ ܠܐ ܝܕܥ ܗܘܐ ܡܢܘ ܝܫܘܥ ܓܝܪ ܐܬܓܢܝ ܗܘܐ ܠܗ ܒܟܢܫܐ ܤܓܝܐܐ ܕܐܝܬ ܗܘܐ ܒܕܘܟܬܐ ܗܝ
14 Бу ишлардин кейин Әйса һелиқи адәмни ибадәтханида тепип униңға: — Мана, сақайдиң. Әнди қайта гуна садир қилма, бешиңға техиму еғир күлпәт чүшүп қалмисун! — деди.
ܒܬܪ ܙܒܢ ܐܫܟܚܗ ܝܫܘܥ ܒܗܝܟܠܐ ܘܐܡܪ ܠܗ ܗܐ ܚܠܝܡ ܐܢܬ ܬܘܒ ܠܐ ܬܚܛܐ ܕܠܡܐ ܢܗܘܐ ܠܟ ܡܕܡ ܕܒܝܫ ܡܢ ܩܕܡܝܐ
15 Һелиқи адәм Йәһудийларниң қешиға берип, өзини сақайтқан Әйса екәнлигини уқтурди.
ܘܐܙܠ ܗܘ ܓܒܪܐ ܘܐܡܪ ܠܝܗܘܕܝܐ ܕܝܫܘܥ ܗܘ ܗܘ ܕܐܚܠܡܗ
16 Әйса бу ишларни шабат күни қилғанлиғи үчүн, Йәһудийлар униңға зиянкәшлик қилишқа башлиди.
ܘܡܛܠ ܗܕܐ ܪܕܦܝܢ ܗܘܘ ܝܗܘܕܝܐ ܠܝܫܘܥ ܘܒܥܝܢ ܗܘܘ ܠܡܩܛܠܗ ܕܗܠܝܢ ܥܒܕ ܗܘܐ ܒܫܒܬܐ
17 Лекин Әйса уларға: — Атам та һазирғичә тохтимастин иш қилип кәлмәктә, мәнму ишләймән! — деди.
ܗܘ ܕܝܢ ܝܫܘܥ ܐܡܪ ܠܗܘܢ ܐܒܝ ܥܕܡܐ ܠܗܫܐ ܥܒܕ ܐܦ ܐܢܐ ܥܒܕ ܐܢܐ
18 Шу сәвәптин Йәһудийлар уни өлтүрүшкә техиму урунатти; чүнки у шабат күниниң қаидисини бузупла қалмастин, йәнә Худани «Атам» дәп чақирип, өзини Худаға баравәр қилған еди.
ܘܡܛܠ ܗܕܐ ܝܬܝܪܐܝܬ ܒܥܝܢ ܗܘܘ ܝܗܘܕܝܐ ܠܡܩܛܠܗ ܠܐ ܒܠܚܘܕ ܕܫܪܐ ܗܘܐ ܫܒܬܐ ܐܠܐ ܐܦ ܕܥܠ ܐܠܗܐ ܕܐܒܘܗܝ ܐܝܬܘܗܝ ܐܡܪ ܗܘܐ ܘܡܫܘܐ ܗܘܐ ܢܦܫܗ ܥܡ ܐܠܗܐ
19 Шуңа Әйса уларға җававән мундақ деди: — Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, Оғул өзлүгидин һеч немә қилалмайду, бәлки пәқәт Атиниң немә қиливатқанлиғини көрүп, андин шу ишни қилиду. Ата немә иш қилса, Оғулму шу ишни охшашла қилиду.
ܥܢܐ ܕܝܢ ܝܫܘܥ ܘܐܡܪ ܠܗܘܢ ܐܡܝܢ ܐܡܝܢ ܐܡܪ ܐܢܐ ܠܟܘܢ ܕܠܐ ܡܫܟܚ ܒܪܐ ܥܒܕ ܡܕܡ ܡܢ ܨܒܘܬ ܢܦܫܗ ܐܠܐ ܡܕܡ ܕܚܙܐ ܠܐܒܐ ܕܥܒܕ ܐܝܠܝܢ ܓܝܪ ܕܐܒܐ ܥܒܕ ܗܠܝܢ ܐܦ ܒܪܐ ܐܟܘܬܗ ܥܒܕ
20 Чүнки Ата Оғулни сөйиду вә Өзиниң қилидиған барлиқ ишлирини униңға аян қилиду һәм силәрни һәйран қалдурушқа булардин техиму зор вә улуқ ишларни униңға аян қилиду.
ܐܒܐ ܓܝܪ ܪܚܡ ܠܒܪܗ ܘܟܠܡܕܡ ܕܥܒܕ ܡܚܘܐ ܠܗ ܘܕܝܬܝܪܝܢ ܡܢ ܗܠܝܢ ܥܒܕܐ ܡܚܘܐ ܠܗ ܕܐܢܬܘܢ ܬܬܕܡܪܘܢ
21 Чүнки өлгәнләрни Ата қандақ тирилдүрүп, уларға һаятлиқ ата қилған болса, Оғулму шуниңға охшаш өзи халиған кишиләргә һаятлиқ ата қилиду.
ܐܝܟܢܐ ܓܝܪ ܕܐܒܐ ܡܩܝܡ ܡܝܬܐ ܘܡܚܐ ܠܗܘܢ ܗܟܢܐ ܐܦ ܒܪܐ ܠܐܝܠܝܢ ܕܨܒܐ ܡܚܐ
22 Шуниңдәк, Ата Өзи һеч кимниң үстидин һөкүм чиқармайду, бәлки барлиқ һөкүм ишлирини Оғулға тапшурған.
ܠܐ ܗܘܐ ܓܝܪ ܐܒܐ ܕܐܢ ܠܐܢܫ ܐܠܐ ܟܠܗ ܕܝܢܐ ܝܗܒܗ ܠܒܪܐ
23 Буниңдин мәхсәт, — инсанларниң һәммиси Атиға һөрмәт қилғандәк, Оғулғиму охшашла һөрмәт қилиши үчүндур. Кимки Оғулни һөрмәтлимисә, уни әвәткүчи Атиниму һөрмәтлимигәнләрдин болиду.
ܕܟܠܢܫ ܢܝܩܪ ܠܒܪܐ ܐܝܟ ܕܡܝܩܪ ܠܐܒܐ ܗܘ ܕܠܐ ܡܝܩܪ ܠܒܪܐ ܠܐ ܡܝܩܪ ܠܐܒܐ ܕܫܕܪܗ
24 — Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, сөзүмни аңлап, мени Әвәткүчигә ишәнгән һәр ким мәңгүлүк һаятқа еришкән болиду; у адәм сораққа тартилмайду, бәлки өлүмдин һаятлиққа өткән болиду. (aiōnios g166)
ܐܡܝܢ ܐܡܝܢ ܐܡܪ ܐܢܐ ܠܟܘܢ ܕܡܢ ܕܫܡܥ ܡܠܬܝ ܘܡܗܝܡܢ ܠܡܢ ܕܫܕܪܢܝ ܐܝܬ ܠܗ ܚܝܐ ܕܠܥܠܡ ܘܠܕܝܢܐ ܠܐ ܐܬܐ ܐܠܐ ܫܢܝ ܠܗ ܡܢ ܡܘܬܐ ܠܚܝܐ (aiōnios g166)
25 — Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, өлүкләрниң Худаниң Оғлиниң авазини аңлайдиған вақит-саити йетип кәлмәктә, шундақла һазир кәлдики, аңлиғанлар һаятлиққа егә болиду.
ܐܡܝܢ ܐܡܝܢ ܐܡܪ ܐܢܐ ܠܟܘܢ ܕܐܬܝܐ ܫܥܬܐ ܐܦ ܗܫܐ ܐܝܬܝܗ ܐܡܬܝ ܕܡܝܬܐ ܢܫܡܥܘܢ ܩܠܗ ܕܒܪܗ ܕܐܠܗܐ ܘܗܢܘܢ ܕܫܡܥܝܢ ܢܚܘܢ
26 Чүнки Ата Өзидә қандақ һаятлиққа егә болса, Оғулғиму өзидә шундақ һаятлиққа егә болушни ата қилди
ܐܝܟܢܐ ܓܝܪ ܕܠܐܒܐ ܐܝܬ ܚܝܐ ܒܩܢܘܡܗ ܗܟܢܐ ܝܗܒ ܐܦ ܠܒܪܐ ܕܢܗܘܘܢ ܚܝܐ ܒܩܢܘܡܗ
27 вә йәнә униңға сорақ қилиш һоқуқиниму бәрди, чүнки у Инсаноғлидур.
ܘܐܫܠܛܗ ܕܢܗܘܐ ܥܒܕ ܐܦ ܕܝܢܐ
28 Буниңға тәәҗҗүп қилмаңлар; чүнки барлиқ гөрдә ятқанлар униң авазини аңлайдиған вақит келиду
ܕܒܪܗ ܗܘ ܕܝܢ ܕܐܢܫܐ ܠܐ ܬܬܕܡܪܘܢ ܒܗܕܐ ܕܐܬܝܐ ܫܥܬܐ ܐܡܬܝ ܕܟܠܗܘܢ ܐܝܠܝܢ ܕܒܩܒܪܐ ܐܢܘܢ ܢܫܡܥܘܢ ܩܠܗ
29 вә улар шуан йәрликлиридин чиқишиду, яхшилиқ қилғанлар һаятқа тирилиду, яманлиқ қилғанлар сораққа тартилишқа тирилиду.
ܘܢܦܩܘܢ ܐܝܠܝܢ ܕܥܒܕܘ ܛܒܬܐ ܠܩܝܡܬܐ ܕܚܝܐ ܘܐܝܠܝܢ ܕܥܒܕܘ ܒܝܫܬܐ ܠܩܝܡܬܐ ܕܕܝܢܐ
30 Мән өзлүгүмдин һеч немә қилалмаймән, пәқәт [Атамдин] аңлиғиним бойичә һөкүм қилимән; вә мениң һөкүмүм һәққанийдур, чүнки мениң издигиним өзүмниң ирадиси әмәс, бәлки мени әвәткүчиниң ирадисини әмәлгә ашуруштур.
ܠܐ ܡܫܟܚ ܐܢܐ ܡܕܡ ܡܢ ܨܒܘܬ ܢܦܫܝ ܠܡܥܒܕ ܐܠܐ ܐܝܟܢܐ ܕܫܡܥ ܐܢܐ ܕܐܢ ܐܢܐ ܘܕܝܢܝ ܟܐܝܢ ܗܘ ܠܐ ܓܝܪ ܒܥܐ ܐܢܐ ܨܒܝܢܝ ܐܠܐ ܨܒܝܢܗ ܕܡܢ ܕܫܕܪܢܝ
31 — Әгәр өзүм үчүн өзүм гувалиқ бәрсәм гувалиғим һәқиқәт һесапланмайду.
ܐܢ ܐܢܐ ܡܤܗܕ ܐܢܐ ܥܠ ܢܦܫܝ ܤܗܕܘܬܝ ܠܐ ܗܘܬ ܫܪܝܪܐ
32 Лекин мән үчүн гувалиқ беридиған башқа бириси бар. Униң маңа беридиған гувалиқиниң растлиғини билимән.
ܐܚܪܝܢ ܗܘ ܗܘ ܕܡܤܗܕ ܥܠܝ ܘܝܕܥ ܐܢܐ ܕܫܪܝܪܐ ܗܝ ܤܗܕܘܬܗ ܕܡܤܗܕ ܥܠܝ
33 Силәр Йәһяға әлчи әвәткиниңларда, у һәқиқәткә гувалиқ бәргән
ܐܢܬܘܢ ܫܕܪܬܘܢ ܠܘܬ ܝܘܚܢܢ ܘܐܤܗܕ ܥܠ ܫܪܪܐ
34 ([әмәлийәттә], маңа инсанниң гувалиқини қобул қилишимниң кериги йоқ; мениң [Йәһя тоғрилиқ] шундақ ейтивақиним пәқәтла силәрниң қутқузулушуңлар үчүндур).
ܐܢܐ ܕܝܢ ܠܐ ܗܘܐ ܡܢ ܒܪܢܫܐ ܢܤܒ ܐܢܐ ܤܗܕܘܬܐ ܐܠܐ ܗܠܝܢ ܐܡܪ ܐܢܐ ܕܐܢܬܘܢ ܬܚܘܢ
35 [Йәһя] болса көйүп нур чечип турған бир чирақ еди вә силәр униң йоруғида бир мәзгил шатлинишқа рази болдуңлар.
ܗܘ ܫܪܓܐ ܗܘܐ ܕܕܠܩ ܘܡܢܗܪ ܘܐܢܬܘܢ ܨܒܝܬܘܢ ܕܬܫܬܒܗܪܘܢ ܕܫܥܬܐ ܒܢܘܗܪܗ
36 Лекин Йәһяниң мән үчүн бәргән гувалиғидинму улуқ бир гувалиқ бар. У болсиму, ата маңа ада қилишқа тапшурған әмәлләр, йәни мән қиливатқан әмәлләр, булар мениң тоғрамда Атиниң мени әвәткинигә гувалиқ бериду.
ܠܝ ܕܝܢ ܐܝܬ ܠܝ ܤܗܕܘܬܐ ܕܪܒܐ ܡܢ ܕܝܘܚܢܢ ܥܒܕܐ ܓܝܪ ܕܝܗܒ ܠܝ ܐܒܝ ܕܐܫܠܡ ܐܢܘܢ ܗܢܘܢ ܥܒܕܐ ܕܥܒܕ ܐܢܐ ܤܗܕܝܢ ܥܠܝ ܕܐܒܐ ܫܠܚܢܝ
37 Вә мени әвәткән Ата Өзиму мән үчүн гувалиқ бәргәндур. Силәр һеч қачан униң авазини аңлимидиңлар, қияпитини көрмидиңлар
ܘܐܒܐ ܕܫܠܚܢܝ ܗܘ ܤܗܕ ܥܠܝ ܠܐ ܩܠܗ ܡܡܬܘܡ ܫܡܥܬܘܢ ܘܠܐ ܚܙܘܗ ܚܙܝܬܘܢ
38 вә униң сөз-калами силәрниң ичиңлардин орун алмиди; чүнки Униң әвәткини болса, униңға ишәнмәйсиләр.
ܘܡܠܬܗ ܠܐ ܡܩܘܝܐ ܒܟܘܢ ܡܛܠ ܕܒܗܘ ܕܗܘ ܫܕܪ ܐܢܬܘܢ ܠܐ ܡܗܝܡܢܝܢ ܐܢܬܘܢ
39 Муқәддәс язмиларни қетирқенип оқуп олтирисиләр; чүнки улардин мәңгүлүк һаятқа егә болдуқ, дәп қарайсиләр. Дәл бу язмилар мән үчүн гувалиқ бәргүчидур. (aiōnios g166)
ܒܨܘ ܟܬܒܐ ܕܒܗܘܢ ܡܤܒܪܝܢ ܐܢܬܘܢ ܕܚܝܐ ܕܠܥܠܡ ܐܝܬ ܠܟܘܢ ܘܗܢܘܢ ܤܗܕܝܢ ܥܠܝ (aiōnios g166)
40 Шундақтиму силәр йәнила һаятлиққа еришиш үчүн мениң йенимға келишни халимайсиләр.
ܘܠܐ ܨܒܝܢ ܐܢܬܘܢ ܕܬܐܬܘܢ ܠܘܬܝ ܕܚܝܐ ܕܠܥܠܡ ܢܗܘܘܢ ܠܟܘܢ
41 Мән инсанларниң махтишини қобул қилмаймән;
ܫܘܒܚܐ ܡܢ ܒܢܝ ܐܢܫܐ ܠܐ ܢܤܒ ܐܢܐ
42 лекин мән силәрни билимәнки, ичиңларда Худаниң муһәббити йоқ.
ܐܠܐ ܝܕܥܬܟܘܢ ܕܚܘܒܗ ܕܐܠܗܐ ܠܝܬ ܒܟܘܢ
43 Мән Атамниң нами билән кәлгәнмән, амма силәр мени қобул қилмайсиләр. Һалбуки, башқа бириси өз нами билән кәлсә, силәр уни қобул қилисиләр.
ܐܢܐ ܐܬܝܬ ܒܫܡܗ ܕܐܒܝ ܘܠܐ ܡܩܒܠܝܢ ܐܢܬܘܢ ܠܝ ܘܐܢ ܐܚܪܝܢ ܢܐܬܐ ܒܫܡ ܢܦܫܗ ܠܗܘ ܬܩܒܠܘܢ
44 Силәр бир-бириңлардин иззәт-шөһрәт қобул қилисиләр-ю, йеганә Худадин кәлгән иззәт-шөһрәткә интилмисәңләр, ундақта силәр қандақму етиқат қилалайсиләр?!
ܐܝܟܢܐ ܡܫܟܚܝܢ ܐܢܬܘܢ ܠܡܗܝܡܢܘ ܕܫܘܒܚܐ ܚܕ ܡܢ ܚܕ ܡܩܒܠܝܢ ܐܢܬܘܢ ܘܫܘܒܚܐ ܕܡܢ ܚܕ ܐܠܗܐ ܠܐ ܒܥܝܢ ܐܢܬܘܢ
45 Бирақ мени үстимиздин Атиға шикайәт қилиду, дәп ойлимаңлар. Үстүңлардин шикайәт қилғучи мән әмәс, бәлки силәр үмүт бағлиған Муса [пәйғәмбәрдур].
ܠܡܐ ܤܒܪܝܢ ܐܢܬܘܢ ܕܐܢܐ ܐܟܠ ܐܢܐ ܩܪܨܝܟܘܢ ܩܕܡ ܐܒܐ ܐܝܬܘܗܝ ܡܢ ܕܐܟܠ ܩܪܨܝܟܘܢ ܡܘܫܐ ܗܘ ܕܒܗ ܤܒܪܬܘܢ
46 Чүнки әгәр силәр растин Муса [пәйғәмбәргә] ишәнгән болсаңлар, маңиму ишәнгән болаттиңлар. Чүнки у [муқәддәс язмиларда] мән тоғрилиқ пүткәндур.
ܐܠܘ ܓܝܪ ܒܡܘܫܐ ܗܝܡܢܬܘܢ ܐܦ ܒܝ ܡܗܝܡܢܝܢ ܗܘܝܬܘܢ ܡܘܫܐ ܓܝܪ ܥܠܝ ܟܬܒ
47 Лекин униң пүткәнлиригә ишәнмисәңлар, мениң сөзлиримгә қандақму ишинисиләр?!
ܘܐܢ ܠܟܬܒܘܗܝ ܕܗܘ ܠܐ ܡܗܝܡܢܝܢ ܐܢܬܘܢ ܐܝܟܢܐ ܠܡܠܝ ܕܝܠܝ ܬܗܝܡܢܘܢ

< Юһанна 5 >