< Юһанна 4 >
1 Әнди Пәрисийләрниң «Әйсаниң мухлис қилип чөмүлдүргәнлири Йәһяниңкидин көп екән» дегән хәвәрни аңлиғинини Рәб уққандин кейин
主知道法利賽人聽見他收門徒,施洗,比約翰還多,(
2 (әмәлийәттә Әйса өзи әмәс, мухлислири чөмүлдүрәтти)
其實不是耶穌親自施洗,乃是他的門徒施洗,)
3 у Йәһудийә өлкисидин чиқип йәнә Галилийәгә кәтти.
他就離了猶太,又往加利利去。
4 Әнди у йол үстидә Самарийә өлкисидин өтүши керәк еди.
必須經過撒馬利亞,
5 Шуниң билән у Яқуп өз оғли Йүсүпкә бәргән йәргә йеқин болған Самарийәниң Сихар дегән бир шәһиригә кәлди.
於是到了撒馬利亞的一座城,名叫敘加,靠近雅各給他兒子約瑟的那塊地。
6 Шу йәрдә «Яқупниң қудуғи» бар еди. Әйса сәпиридә чарчиғинидин қудуқниң қешиға келип олтарди. Бу тәхминән алтинчи саат еди.
在那裏有雅各井;耶穌因走路困乏,就坐在井旁。那時約有午正。
7 Әйсаниң мухлислири йемәклик сетивелиш үчүн шәһәргә кирип кәткән еди. Шу чағда, Самарийәлик бир аял су алғили кәлди. Әйса униңға: — Маңа ичкили су бәргин, — деди.
有一個撒馬利亞的婦人來打水。耶穌對她說:「請你給我水喝。」(
9 Аял униңдин: — Өзиңиз Йәһудий турсиңиз, мәндәк Самарийәлик бир аялдин қандақларчә ичкили су тәләп қилип қалдиңиз? — дәп сориди (чүнки Йәһудийлар Самарийәликләр билән һеч қандақ барди-кәлди қилмайтти).
撒馬利亞的婦人對他說:「你既是猶太人,怎麼向我一個撒馬利亞婦人要水喝呢?」原來猶太人和撒馬利亞人沒有來往。
10 Әйса униңға җававән: — Әгәр сән Худаниң соғитиниң немилиги вә сәндин су сориғучиниң ким екәнлигини билсәңиди, ундақта сән униңдин тиләйттиң вә у саңа һаятлиқ сүйини берәтти.
耶穌回答說:「你若知道上帝的恩賜,和對你說『給我水喝』的是誰,你必早求他,他也必早給了你活水。」
11 Аял униңдин: — Тәхсир, су тартқидәк һеч нәрсиңиз болмиса, униң үстигә қудуқ чоңқур турса, һаятлиқ сүйини нәдин алисиз?
婦人說:「先生,沒有打水的器具,井又深,你從哪裏得活水呢?
12 Әҗәба, бу қудуқни бизгә [мирас] қалдурған атимиз Яқуптин улуқмусиз? Бу қудуқтин өзи, оғуллири вә мал-варанлириму су ичкән — деди.
我們的祖宗雅各將這井留給我們,他自己和兒子並牲畜也都喝這井裏的水,難道你比他還大嗎?」
13 Әйса униңға җававән: — Бу суни ичкән һәр ким йәнә уссайду.
耶穌回答說:「凡喝這水的還要再渴;
14 Амма мән беридиған суни ичкүчи һәр ким мәңгүгә уссимайдиған болиду вә бәлки мән униңға беридиған су униң ичидә уни мәңгүлүк һаятлиққа елип баридиған, урғуп чиқидиған бир булақ болиду, — деди. (aiōn , aiōnios )
人若喝我所賜的水就永遠不渴。我所賜的水要在他裏頭成為泉源,直湧到永生。」 (aiōn , aiōnios )
15 Аял: — Тәхсир, маңа бу судин бәргәйсизки, мән йәнә уссимайдиған вә мошу йәргә су тартқили иккинчи кәлгүчи болмайдиған болай! — деди.
婦人說:「先生,請把這水賜給我,叫我不渴,也不用來這麼遠打水。」
16 Әйса: — Берип ериңни бу йәргә чақирип кәлгин, — деди.
耶穌說:「你去叫你丈夫也到這裏來。」
17 — Ерим йоқ, — дәп җавап бәрди аял. — Ерим йоқ дәп, раст ейттиң.
婦人說:「我沒有丈夫。」耶穌說:「你說沒有丈夫是不錯的。
18 Чүнки бәш әргә тәгдиң вә һазир сәндә болғини сениң ериң әмәс. Буни тоғра ейттиң! — деди Әйса.
你已經有五個丈夫,你現在有的並不是你的丈夫。你這話是真的。」
19 Аял униңға: — Тәхсир, әнди көрдүмки, сиз әслидә пәйғәмбәр екәнсиз!
婦人說:「先生,我看出你是先知。
20 Ата-бовилиримиз бу тағда ибадәт қилип кәлгән, лекин силәр [Йәһудийлар] «Ибадәтни Йерусалимда қилиш керәк!» дәвалисиләрғу? — деди.
我們的祖宗在這山上禮拜,你們倒說,應當禮拜的地方是在耶路撒冷。」
21 Әйса униңға мундақ деди: — Ханим, маңа ишәнгин, шундақ бир вақти-саити келидуки, силәрниң Атиға ибадәт қилишиңлар үчүн нә бу тағда яки нә Йерусалимда болушуңларниң һаҗити қалмайду.
耶穌說:「婦人,你當信我。時候將到,你們拜父,也不在這山上,也不在耶路撒冷。
22 Силәр ибадәт қилғиниңларни билмәйсиләр; бирақ биз кимгә ибадәт қилғинимизни билимиз. Чүнки ниҗат-қутқузулуш Йәһудийлар арқилиқ болиду.
你們所拜的,你們不知道;我們所拜的,我們知道,因為救恩是從猶太人出來的。
23 Лекин шундақ бир вақит келиду — вә шундақла һазир кәлдики, һәқиқий ибадәт қилғучилар Атиға роһ вә һәқиқәт билән ибадәт қилиду. Ата Өзигә әнә шундақ һәқиқий ибадәт қилғучиларни издимәктә.
時候將到,如今就是了,那真正拜父的,要用心靈和誠實拜他,因為父要這樣的人拜他。」
24 Худа роһтур вә униңға ибадәт қилғучилар роһ вә һәқиқәт билән Униңға ибадәт қилиши керәктур.
上帝是個靈,所以拜他的必須用心靈和誠實拜他。」
25 Аял униңға: — Мәсиһниң, йәни «Мәсиһләнгән Қутқазғучи» дегәнниң келидиғанлиғини билимән. У кәлгәндә, бизгә һәммә ишларни ейтип бериду — деди.
婦人說:「我知道彌賽亞(就是那稱為基督的)要來;他來了,必將一切的事都告訴我們。」
26 Әйса униңға: — Сән билән сөзлишиватқучи мән дәл шудурмән! — деди.
耶穌說:「這和你說話的就是他!」
27 Шу чағда униң мухлислири қайтип кәлди. Улар униң бир аял билән сөзлишиватқанлиғиға һаң-таң қелишти; лекин һеч қайсиси униңдин: «Униңдин немә издәйсән?» яки «Немишкә униң билән сөзлишисән?» дәпму соримиди.
當下門徒回來,就希奇耶穌和一個婦人說話;只是沒有人說:「你是要甚麼?」或說:「你為甚麼和她說話?」
28 Шуниң билән аял козисини ташлап қоюп, шәһәргә қайтип берип, кишиләргә:
那婦人就留下水罐子,往城裏去,對眾人說:
29 — Жүрүңлар, һаятимда қилғанлиримниң һәммисини маңа ейтип бәргән бир кишини көрүп келиңлар. Әҗәба, Мәсиһ шумиду? — деди.
「你們來看!有一個人將我素來所行的一切事都給我說出來了,莫非這就是基督嗎?」
30 Буниң билән халайиқ шәһәрдин чиқип, Әйсаниң алдиға келишти.
眾人就出城,往耶穌那裏去。
31 Шу арилиқта мухлислири униңға: — Устаз, бир нәрсә йәвалсаңчу? — дәп өтүнүшти.
這其間,門徒對耶穌說:「拉比,請吃。」
32 Лекин у уларға: — Мениң силәр билмәйдиған бир йемәклигим бар, — деди.
耶穌說:「我有食物吃,是你們不知道的。」
33 Мухлислар бир-биригә: — Әҗәба, бириси униңға йегили бир нәрсә әкелип бәргәнмиду? — дейишти.
門徒就彼此對問說:「莫非有人拿甚麼給他吃嗎?」
34 Әйса уларға мундақ деди: — Мениң йемәклигим — мени Әвәткүчиниң ирадисини әмәлгә ашуруш вә униң [маңа тапшурған] хизмитини тамамлаштур.
耶穌說:「我的食物就是遵行差我來者的旨意,做成他的工。
35 — Силәр: «Һосул йеғишқа йәнә төрт ай қалди» дәватмамсиләр? Мана, силәргә ейтайки, бешиңларни көтирип етизларға қараңлар, зираәтләр сарғийип орушқа тәйяр болди!
你們豈不說『到收割的時候還有四個月』嗎?我告訴你們,舉目向田觀看,莊稼已經熟了,可以收割了。
36 Вә ормичи иш һәққини алиду вә мәңгүлүк һаятқа топланған һосулни жиғиду, шуниң билән териғучи билән ормичи тәң шатлиниду. (aiōnios )
收割的人得工價,積蓄五穀到永生,叫撒種的和收割的一同快樂。 (aiōnios )
37 Чүнки бу ишта «бири терийду, йәнә бири жиғиду» дегән сөз әмәлгә ашурулиду.
俗語說:『那人撒種,這人收割』,這話可見是真的。
38 Мән силәрни өзүңлар әмгәк сиңдүрмигән һосулни жиғишқа әвәттим; башқилар әмгәк қилди вә силәр уларниң әмгигиниң мевисини елишқа несип болдуңлар.
我差你們去收你們所沒有勞苦的;別人勞苦,你們享受他們所勞苦的。」
39 Шу шәһәрдики нурғун Самарийәликләр һелиқи аялниң: «У һаятимда қилғанлиримниң һәммисини маңа ейтип бәрди» дегән гувалиқ сөзини аңлап, Әйсаға етиқат қилди.
那城裏有好些撒馬利亞人信了耶穌,因為那婦人作見證說:「他將我素來所行的一切事都給我說出來了。」
40 Шуңа, улар униң алдиға келип, униң өзлири билән биллә турушини өтүнүшкили турди; шуниң билән у у йәрдә икки күн турди.
於是撒馬利亞人來見耶穌,求他在他們那裏住下,他便在那裏住了兩天。
41 Униң сөз-калами арқилиқ техиму көп адәм униңға етиқат қилди.
因耶穌的話,信的人就更多了,
42 Улар аялға: — Бизниң етиқат қилишимиз әнди сениң сөзлириң сәвәвидин әмәс, чүнки өзимиз уни аңлидуқ вә билдуқки, дунияниң Қутқузғучиси дәл шу кишидур! — дейишти.
便對婦人說:「現在我們信,不是因為你的話,是我們親自聽見了,知道這真是救世主。」
43 Бу икки күндин кейин у шу йәрдин чиқип Галилийәгә қарап маңди
過了那兩天,耶穌離了那地方,往加利利去。
44 (чүнки Әйса өзи: «Һеч бир пәйғәмбәрниң өз жутида иззити йоқтур» дәп гувалиқ бәргән еди).
因為耶穌自己作過見證說:「先知在本地是沒有人尊敬的。」
45 Шуниң билән у Галилийәгә кәлгинидә, Галилийәликләр униң [өтүп кетиш] һейтида Йерусалимда қилған әмәллириниң һәммисини көргәчкә, уни қарши елишти (чүнки уларму һейтқа чиққан еди).
到了加利利,加利利人既然看見他在耶路撒冷過節所行的一切事,就接待他,因為他們也是上去過節。
46 Әнди Әйса бу қетим Галилийәдики Кана йезисиға йәнә барди (у дәл шу йәрдә суни шарапқа айландурған еди). [Шу күнләрдә], Кәпәрнаһум шәһиридә оғли кесәл болуп ятқан бир орда әмәлдари бар еди.
耶穌又到了加利利的迦拿,就是他從前變水為酒的地方。有一個大臣,他的兒子在迦百農患病。
47 У Әйсаниң Йәһудийәдин Галилийәгә кәлгәнлигини аңлап, униң алдиға барди вә: — [Өйүмгә] чүшүп, сәкратта ятқан оғлумни сақайтип бәргәйла! — дәп тохтимай илтиҗа қилди.
他聽見耶穌從猶太到了加利利,就來見他,求他下去醫治他的兒子,因為他兒子快要死了。
48 Шуниң билән, Әйса униңға: — Силәр [Галилийәликләр] мөҗизилик аламәтләр вә карамәтләрни көрмигичә, һеч етиқат қилмайсиләр! — деди.
耶穌就對他說:「若不看見神蹟奇事,你們總是不信。」
49 Орда әмәлдари Әйсаға: — Тәхсир, балам өлмәстә чүшкәйла! — деди.
那大臣說:「先生,求你趁着我的孩子還沒有死就下去。」
50 Әйса униңға: — Барғин, оғлуң һаят қалди! — деди. Һелиқи адәм Әйсаниң ейтқан сөзигә ишинип, өйигә қарап маңди.
耶穌對他說:「回去吧,你的兒子活了!」那人信耶穌所說的話就回去了。
51 Йолда кетип барғинида, униң қуллири алдиға чиқип, балилири һаят, дәп уқтурди.
正下去的時候,他的僕人迎見他,說他的兒子活了。
52 Әмәлдар улардин оғлиниң қайси сааттин башлап яхшилинишқа йүзләнгәнлигини соривиди, улар: — Түнүгүн йәттинчи сааттә қизитмиси янди, — дейишти.
他就問甚麼時候見好的。他們說:「昨日未時熱就退了。」
53 Балиниң атиси буниң дәл Әйсаниң өзигә: «Оғлуң һаят қалди!» дегән саат екәнлигини билип йәтти. Шуниң билән өзи пүткүл аилисидикиләр билән биллә етиқат қилишти.
他便知道這正是耶穌對他說「你兒子活了」的時候;他自己和全家就都信了。
54 Бу Әйсаниң Йәһудийәдин Галилийәгә кәлгәндин кейинки көрсәткән иккинчи мөҗизилик аламити еди.
這是耶穌在加利利行的第二件神蹟,是他從猶太回去以後行的。