< Юһанна 3 >
1 Йәһудийлар [кеңәшмисиниң] Пәрисийләрдин болған Никодим исимлиқ бир йолбашчиси бар еди.
2 Бу адәм бир кечиси Әйсаниң алдиға келип: — Устаз, сениң Худадин кәлгән тәлим бәргүчи екәнлигиңни билимиз. Чүнки Худа униң билән биллә болмиса, һеч кимниң сән көрсәткән бу мөҗизилик аламәтләрни көрситиши қәтъий мүмкин әмәс, — деди.
3 Әйса униңға җававән: — Бәрһәқ, бәрһәқ, мән саңа шуни ейтип қояйки, һеч ким жуқуридин туғулмиғичә, Худаниң падишалиғини көрәлмәс! — деди.
4 Никодим: — Адәм қериғинида қандақму қайтидин туғулсун? Анисиниң қосиғиға қайта кирип туғулуши мүмкинму?! — дәп сориди.
5 Әйса мундақ җавап бәрди: — Бәрһәқ, бәрһәқ, мән саңа шуни ейтип қояйки, һәм судин, һәм Роһтин туғулмиғичә, һеч ким Худаниң падишалиғиға кирәлмәс!
6 Әттин туғулған болса әттур; роһтин туғулған болса роһтур.
7 Саңа: «Жуқиридин туғулушуңлар керәк» дегинимгә һәйран қалма.
8 Шамал халиған тәрәпкә соқиду, сән униң авазини аңлайсән, лекин қәйәрдин келип, қәйәргә баридиғинини билмәйсән. Роһтин туғулған һәр бириму шундақтур.
9 Никодим йәнә җававән Әйсаға: — Бу ишлар қандақму мүмкин болар? — деди.
10 Әйса униңға җававән мундақ деди: — «Сән Исраилниң өлимаси туруп, буниму билмәмсән?
11 Бәрһәқ, бәрһәқ, мән саңа шуни ейтип қояйки, биз билгинимизни ейтимиз вә көргинимизгә гувалиқ беримиз, лекин силәр бизниң гувалиғимизни қобул қилмайсиләр.
12 Силәргә зиминдики ишларни ейтсам ишәнмигән йәрдә, әрштики ишларни ейтсам қандақму ишинисиләр?
13 Өзи әрштә болуп, әрштин чүшкүчидин, йәни Инсаноғлидин башқа һеч ким әршкә чиқмиди.
14 Муса чөлдә [туч] иланни көтәргәндәк, Инсаноғлиму охшашла шундақ егиз көтирилиши керәк.
15 Шундақ болғанда, униңға етиқат қилғанларниң һәммиси һалак болмай, мәңгүлүк һаятқа еришәләйду». (aiōnios )
16 Чүнки Худа дуниядики инсанларни шу қәдәр сөйидуки, Өзиниң бирдин-бир йеганә Оғлини пида болушқа бәрди. Мәхсити, униңға етиқат қилған һәр бириниң һалак болмай, мәңгүлүк һаятқа еришиши үчүндур. (aiōnios )
17 Худа Оғлини дуниядики инсанларни гунаға бекитиш үчүн әмәс, бәлки уларниң у арқилиқ қутқузулуши үчүн дунияға әвәтти.
18 Кимки униңға етиқат қилғучи болса, гунаға бекитилмәйду; лекин етиқат қилмиғучи болса аллиқачан гунаға бекитилгәндур; чүнки у Худаниң йәккә-йеганә Оғлиниң намиға етиқат қилмиған.
19 Вә гунаға бекитиш сәвәви мана шуки, нур дунияға кәлгән болсиму, инсанлар нурни әмәс, бәлки қараңғулуқни яхши көрди; чүнки уларниң әмәллири рәзил еди.
20 Чүнки рәзиллик қилғучи һәр бири нурни яман көрүп вә өзиниң қилған-әткәнлириниң ашкарә қилинмаслиғи үчүн нурға кәлмәйду;
21 лекин һәқиқәтни жүргүзгүчи болса, әмәллирини Худаға тайинип қилғанлиғи аян болсун дәп, нурға келиду.
22 Бу ишлардин кейин, Әйса мухлислири билән Йәһудийә зиминиға барди; у у йәрдә улар билән биллә туруп, кишиләрни чөмүлдүрди.
23 Шу чағда Йәһя [пәйғәмбәрму] Салим йезисиниң йенидики Айнон дегән йәрдә кишиләрни чөмүлдүрүвататти. Чүнки у йәрниң сүйи мол еди. Кишиләр униң алдиға келишип, чөмүлдүрүшни қобул қилишатти
24 (чүнки шу чағда Йәһя техи зинданға ташланмиған еди).
25 [шу вақитларда] Йәһяниң мухлислири бир Йәһудий киши билән таһарәт қаидилири тоғрисида бәс-муназирә қилишип қалди.
26 Андин мухлислар Йәһяниң йениға келип: — Устаз, Иордан дәриясиниң у қетида сән билән биргә болған, өзүң [тәрипләп] гувалиқ бәргән һелиқи киши мана һазир өзи кишиләрни чөмүлдүрүватиду, вә һәммә адәм униң йениға кетишиватиду, — деди.
27 Йәһя мундақ җавап бәрди: — Әгәр униңға әрштин ата қилинмиған болса, инсан һеч нәрсигә егә болалмайду.
28 Мениң силәргә: «Мән Мәсиһ әмәс, пәқәт униң алдида әвәтилгәнмән» дегинимгә өзүңлар гувачисиләр.
29 Келинчәкни әмригә алғучи жигиттур; қолдиши жигитниң авазини күтиду; қолдаш униң авазини аңлап, қәлбидә толиму хурсән болиду. Шуниңға охшаш, мәндиму хурсәнлик толуп ташиду.
30 Униң жүксилиши, мениң аҗизлишишим муқәррәрдур.
31 Үстүндин кәлгүчи һәммидин үстүндур. Зиминдин кәлгүчи зиминға тәвә болуп зиминдики ишларни сөзләйду. Әрштин кәлгүчи һәммидин үстүндур;
32 өзиниң [әрштә] көргән вә аңлиғанлири болса, у булар тоғрилиқ гувалиқ бериду; бирақ һеч ким униң гувалиқини қобул қилмайду.
33 [Һалбуки], кимки униң гувалиқини қобул қилған болса, Худаниң һәқ екәнлигигиму мөһүрини басқан болиду.
34 Чүнки Худа әвәткини Худаниң сөзлирини сөзләйду; чүнки Худа Роһни [униңға] өлчәм билән кәмләп бәрмәс.
35 Ата Оғулни сөйиду вә һәммә ишларни униң қолиға тапшурғандур.
36 Оғулға етиқат қилғучи мәңгүлүк һаятқа егидур. Лекин Оғулға итаәт қилмиғучи һаятни һеч көрмәйду, бәлки Худаниң ғәзиви шундақларниң үстидә туриду. (aiōnios )