< Юһанна 21 >
1 Бу ишлардин кейин, Әйса Тиберияс деңизиниң бойида мухлислириға йәнә бир қетим көрүнди. Униң бу қетимқи көрүнүши мундақ болди:
Postea manifestavit se iterum Iesus discipulis ad mare Tiberiadis. Manifestavit autem sic:
2 Симон Петрус, «кош гезәк» дәп аталған Томас, Галилийәдики Каналиқ Натанийәл, Зәбәдийниң оғуллири вә башқа икки мухлис биллә еди.
Erant simul Simon Petrus, et Thomas, qui dicitur Didymus, et Nathanael, qui erat a Cana Galilææ, et filii Zebedæi, et alii ex discipulis eius duo.
3 Симон Петрус: Мән белиқ тутқили баримән, — деди. Көпчилик: Бизму сән билән биллә баримиз, — дейишти. Улар ташқириға чиқип, кемигә олтарди, лекин шу бир кечә һеч нәрсә туталмиди.
Dicit eis Simon Petrus: Vado piscari. Dicunt ei: Venimus et nos tecum. Et exierunt, et ascenderunt in navim: et illa nocte nihil prendiderunt.
4 Таң атай дегинидә, Әйса қирғақта туратти, бирақ мухлислар униң Әйса екәнлигини билмиди.
Mane autem facto stetit Iesus in littore: non tamen cognoverunt discipuli quia Iesus est.
5 Шуңа Әйса: — Балилар, силәрдә йегидәк бир нәрсә йоққу? — дәп сориди. — Йоқ, — дәп җавап бәрди улар.
Dixit ergo eis Iesus: Pueri numquid pulmentarium habetis? Responderunt ei: Non.
6 Әйса уларға — Торни кеминиң оң тәрипигә ташлаңлар, шундақ қилсаңлар тутисиләр, — деди. Шуниң билән улар торни [шу яққа] ташлап, шундақ көп белиқ туттики, һәтта торни тартип чиқиралмай қалди.
Dicit eis: Mittite in dexteram navigii rete: et invenietis. Miserunt ergo: et iam non valebant illud trahere præ multitudine piscium.
7 Әйса сөйгән мухлис Петрусқа: — Бу Рәбқу! — деди. Симон Петрус униң Әйса екәнлигини аңлап, тонини өзигә йөгәп (чүнки [белиниң асти] ялаңач еди) өзини деңизға ташлиди.
Dixit ergo discipulus ille, quem diligebat Iesus, Petro: Dominus est. Simon Petrus cum audisset quia Dominus est, tunica succinxit se (erat enim nudus) et misit se in mare.
8 Қирғақтин анчә жирақ әмәс болуп, тәхминән икки йүз гәз жирақлиқта болғачқа, қалған мухлислар белиқ билән толған торни тартип кичик кемиси билән қирғаққа кәлди.
Alii autem discipuli navigio venerunt: (non enim longe erant a terra, sed quasi cubitis ducentis) trahentes rete piscium.
9 Улар қирғаққа чиққанда, шахардин йеқилған, үстидә белиқ қоюқлуқ гүлханни вә нанни көрди.
Ut ergo descenderunt in terram, viderunt prunas positas, et piscem superpositum, et panem.
10 Әйса: — Әнди тутқан белиғиңлардин әкелиңлар, — деди.
Dicit eis Iesus: Afferte de piscibus, quos prendidistis nunc.
11 Симон Петрус [кемигә] чиқип, торни қирғаққа тартип чиқарди. Тор чоң белиқлар билән толған болуп, җәмий бир йүз әллик үч белиқ бар еди. Белиқ шунчә көп болғини билән, тор житилмиған еди.
Ascendit Simon Petrus, et traxit rete in terram, plenum magnis piscibus centum quinquaginta tribus. Et cum tanti essent, non est scissum rete.
12 Әйса: — Келиңлар, нашта қилиңлар, — деди. Мухлисларниң ичидин һеч ким униңдин: — Сән ким болисән? — дәп сорашқа петиналмиди. Чүнки улар униң Рәб екәнлигини билди.
Dicit eis Iesus: Venite, prandete. Et nemo audebat discumbentium interrogare eum: Tu quis es? scientes, quia Dominus est.
13 Әйса нанни әкилип уларға бәрди һәм белиқларниму шундақ қилди.
Et venit Iesus, et accipit panem, et dat eis, et piscem similiter.
14 Мана бу Әйсаниң өлгәндин кейин тирилип, өзини мухлислириға үчинчи қетим аян қилиши еди.
Hoc iam tertio manifestatus est Iesus discipulis suis cum resurrexisset a mortuis.
15 Улар нашта қилғандин кейин, Әйса Симон Петрустин: — Юнусниң оғли Симон, сән мени булардинму чоңқур сөйәмсән? — дәп сориди. — Шундақ Рәб, мениң сени сөйидиғанлиғимни сән билисән! — деди Петрус. Әйса униңға: Ундақта, қозилиримни отлитип бақ! — деди.
Cum ergo prandissent, dicit Simoni Petro Iesus: Simon Ioannis diligis me plus his? Dicit ei: Etiam Domine, tu scis quia amo te. Dicit ei: Pasce agnos meos.
16 У иккинчи қетим йәнә униңдин: — Юнусниң оғли Симон, мени сөйәмсән? — дәп сориди. Петрус йәнә: — Шундақ, Рәб, мениң сени сөйидиғанлиғимни билисән, — деди. Әйса униңға: — Ундақта, қойлиримни бақ, — деди.
Dicit ei iterum: Simon Ioannis, diligis me? Ait illi: Etiam Domine, tu scis quia amo te. Dicit ei: Pasce agnos meos.
17 Үчинчи қетим униңдин йәнә: — Юнусниң оғли Симон, мени сөйәмсән? — дәп сориди. Петрус Әйсаниң үчинчи қетим өзидин: «Мени сөйәмсән?» дәп сориғанлиғиға көңли йерим болуп: — Рәб, сән һәммини билисән, сени сөйидиғанлиғимниму билисән, — деди. Әйса униңға: — Ундақта, қойлиримни отлат.
Dicit ei tertio: Simon Ioannis, amas me? Contristatus est Petrus, quia dixit ei tertio, Amas me? et dixit ei: Domine tu omnia nosti: tu scis quia amo te. Dixit ei: Pasce oves meas.
18 Бәрһәқ, бәрһәқ, саңа шуни ейтип қояйки, яш вақтиңда белиңни өзүң бағлап, қәйәргә барай десәң шу йәргә маңаттиң; лекин яшанғанда, қоллириңни узитисән вә башқа бириси сени бағлап, сән халимайдиған йәргә елип кетиду, — деди.
Amen, amen dico tibi: cum esses iunior cingebas te, et ambulabas ubi volebas: cum autem senueris, extendes manus tuas, et alius te cinget, et ducet quo tu non vis.
19 Әйса бу сөзни Петрусниң қандақ өлүш арқилиқ Худаға шан-шәрәп кәлтүридиғанлиғини ениқ билдүрүш үчүн ейтти. Андин, униңға йәнә: — Маңа әгәшкүчи болғин, — деди.
Hoc autem dixit significans qua morte clarificaturus esset Deum. Et cum hoc dixisset, dicit ei: Sequere me.
20 Петрус кәйнигә бурулуп, Әйса сөйидиған мухлисниң әгишип келиватқанлиғини көрди (бу мухлис кәчлик тамақта Әйсаниң қучиғиға йөлинип: «И Рәб, сени тутуп беридиған кимду?» дәп сориған мухлис еди).
Conversus Petrus vidit illum discipulum, quem diligebat Iesus, sequentem, qui et recubuit in cœna super pectus eius, et dixit: Domine quis est qui tradet te?
21 Петрус уни көрүп, Әйсадин: — И Рәб, бу адәм кейин қандақ болар? — дәп сориди.
Hunc ergo cum vidisset Petrus, dixit Iesu: Domine hic autem quid?
22 Әйса униңға: — Әгәр мән қайта кәлгичә униң туруп қелишини халисамму, сениң буниң билән немә кариң?! Маңа әгәшкүчи болғин, — деди.
Dicit ei Iesus: Sic eum volo manere donec veniam, quid ad te? tu me sequere.
23 Буниң билән қериндашлар арисида «Һелиқи мухлис өлмәйду» дегән гәп тарқалди. Лекин Әйса Петрусқа: «У өлмәйду» демигән еди, бәлки пәқәт: «Әгәр мән қайта кәлгичә униң туруп қелишини халисамму, сениң буниң билән немә кариң?!» дегән еди.
Exiit ergo sermo iste inter fratres quia discipulus ille non moritur. Et non dixit ei Iesus: Non moritur. sed: Sic eum volo manere donec veniam, quid ad te?
24 Бу ишларға гувалиқ бәргүчи һәмдә бу ишларни хатирилигүчи әнә шу мухлистур. Униң гувалиқиниң һәқиқәт екәнлигини билимиз.
Hic est discipulus ille, qui testimonium perhibet de his, et scripsit hæc: et scimus, quia verum est testimonium eius.
25 Әйса булардин башқа нурғун ишларниму қилған еди; әгәр уларниң һәммиси бир-бирләп йезилған болса, мениңчә йезилған китаплар пүткүл аләмниң өзигә сиғмайтти!
Sunt autem et alia multa, quæ fecit Iesus: quæ si scribantur per singula, nec ipsum arbitror mundum capere posse eos, qui scribendi sunt, libros.