< Юһанна 20 >
1 Һәптиниң биринчи күни таң сәһәр, Магдаллиқ Мәрйәм қәбиргә барди вә қәбирниң ағзидики ташниң еливетилгәнлигини көрди.
Now on the first day of the week, Mary Magdalene went early, while it was still dark, to the tomb, and saw the stone taken away from the tomb.
2 Шуңа у жүгүргиничә келип Симон Петрус вә Әйса сөйгән һелиқи мухлисниң йениға келип, уларға: — Улар Рәбни қәбирдин йөткиветипту, уни қәйәргә қойғинини билмидуқ! — деди.
Therefore she ran and came to Simon Peter, and to the other disciple whom Jesus loved, and said to them, "They have taken away the Lord out of the tomb, and we do not know where they have put him."
3 Петрус билән һелиқи мухлис ташқириға чиқип, қәбиргә қарап йол алди.
Therefore Peter and the other disciple went out, and they went toward the tomb.
4 Иккилән тәң жүгүрүп маңди, лекин һелиқи мухлис Петрустин тез жүгүрүп, қәбиргә биринчи болуп йетип барди.
They both ran together. The other disciple outran Peter, and came to the tomb first.
5 У еңишип ичигә қарап, канап кепәнләрниң у йәрдә йейиқлиқ турғанлиғини көрди, лекин ичкиригә кирмиди.
Stooping and looking in, he saw the linen cloths lying, yet he did not enter in.
6 Униңға әгишип кәлгән Симон Петрус йетип келип, қәбиргә кирди вә у йәрдә йейиқлиқ турған канап кепәнләрни,
Then Simon Peter came, following him, and entered into the tomb. He saw the linen cloths lying,
7 шундақла Әйсаниң бешиға оралған яғлиқниму көрди. Яғлиқ кепәнләр билән бир йәрдә әмәс, бәлки айрим йәрдә йөгәклик туратти.
and the cloth that had been on his head, not lying with the linen cloths, but rolled up in a place by itself.
8 Андин қәбиргә авал кәлгән һелиқи мухлисму қәбиргә кирип, әһвални көрүп ишәнди
So then the other disciple who came first to the tomb also entered in, and he saw and believed.
9 (чүнки улар униң өлүмдин қайта тирилишиниң муқәррәрлиги һәққидә муқәддәс язмилардики бешарәтни техичә чүшәнмәйтти).
For as yet they did not know the Scripture, that he must rise from the dead.
10 Шуниң билән иккилән өз туралғулириға қайтишти.
So the disciples went away again to their own homes.
11 Амма Мәрйәм болса қәбирниң сиртида туруп жиғлавататти. У жиғлап туруп қәбирниң ичигә еңишип қаривиди,
But Mary was standing outside at the tomb weeping. So, as she wept, she stooped and looked into the tomb,
12 мана ақ кийим кийгән икки пәриштә туратти; уларниң бири Әйсаниң җәсити қоюлған йәрниң баш тәрипидә, йәнә бири аяқ тәрипидә олтиратти.
and she saw two angels in white sitting, one at the head, and one at the feet, where the body of Jesus had lain.
13 Улар Мәрйәмдин: — Ханим, немишкә жиғлайсән? — дәп сориди. — Рәббимни елип кетипту, уни нәгә қойғанлиғини биләлмәйватимән, — деди у уларға.
They told her, "Woman, why are you weeping?" She said to them, "Because they have taken away my Lord, and I do not know where they have put him."
14 У шу сөзләрни қилипла, кәйнигә бурулувиди, Әйсаниң шу йәрдә турғанлиғини көрди. Лекин у униң Әйса екәнлигини билмиди.
When she had said this, she turned around and saw Jesus standing, and did not know that it was Jesus.
15 Әйса униңдин — Ханим, немишкә жиғлайсән, кимни издәйсән? — дәп сориди. Мәрйәм уни бағвән шу, дәп ойлап: — Тәхсир, әгәр уни сиз шу йәрдин йөткивәткән болсиңиз, қәйәргә қойғанлиғиңизни ейтип бәргәйсиз. Мән уни елип кетимән, — деди.
Jesus said to her, "Woman, why are you weeping? Who are you looking for?" She, supposing him to be the gardener, said to him, "Sir, if you have carried him away, tell me where you have put him, and I will take him away."
16 Мәрйәм! — деди Әйса униңға. Мәрйәм бурулупла, ибраний тилида: — Раббони! — деди (бу сөз «устаз» дегән мәнидә).
Jesus said to her, "Mary." She turned and said to him in Hebrew, "Rabboni." which is to say, "Teacher."
17 Әйса униңға: — Маңа есилмиғин! Чүнки мән техи атамниң йениға чиқмидим. Берип қериндашлиримға: Мени «Силәрниңму Атаңларниң, йәни мениң Атамниң, силәрниң Худайиңларниң, йәни мениң Худайимниң йениға чиқимән!» дәйду, — дәп йәткүзгин, деди.
Jesus said to her, "Do not touch me, for I have not yet ascended to the Father; but go to my brothers, and tell them, 'I am ascending to my Father and your Father, to my God and your God.'"
18 Шуниң билән Магдаллиқ Мәрйәм мухлисларниң йениға берип, уларға: «Рәбни көрдүм!» деди вә шундақла Әйса өзигә ейтқан у сөзләрни уларға йәткүзди.
Mary Magdalene came and told the disciples, "I have seen the lord," and that he had said these things to her.
19 Шу күни кәчтә, йәни һәптиниң биринчи күни кәчтә, Йәһудийлардин қорққанлиғи үчүн мухлислар жиғилған өйдә ишиклирини һим тақивалған еди; шу вақитта, Әйса келип уларниң оттурисида [көрүнүп], өрә турған һалда уларға: — Силәргә аман-хатирҗәмлик болғай! — деди.
When therefore it was evening, on that day, the first day of the week, and when the doors were locked where the disciples were, for fear of the Jewish leaders, Jesus came and stood in the midst, and said to them, "Peace be to you."
20 Буни дәп, қоллирини вә биқинини уларға көрсәтти. Шуниң билән мухлислар Рәбни көргинидин шатланди.
When he had said this, he showed them his hands and his side. The disciples therefore were glad when they saw the Lord.
21 Шуңа Әйса уларға йәнә: — Силәргә аман-хатирҗәмлик болғай! Ата мени әвәткинидәк, мәнму силәрни әвәтимән, — деди.
Jesus therefore said to them again, "Peace be to you. As the Father has sent me, even so I send you."
22 Бу сөзни ейтқандин кейин, у уларниң үстигә бир пүвләп: — Муқәддәс Роһни қобул қилиңлар.
When he had said this, he breathed on them, and said to them, "Receive the Holy Spirit.
23 Кимниң гуналирини кәчүрсәңлар, униң гунайи кәчүрүм қилиниду; кимниң гуналирини тутувалсаңлар, шуниң гунайи тутувелиниду! — деди.
Whoever's sins you forgive, they are forgiven them. Whoever's sins you retain, they have been retained."
24 Амма он иккиләнниң бири, йәни «кош гезәк» дәп аталған Томас Әйса кәлгәндә уларниң йенида әмәс еди.
But Thomas, one of the twelve, called Didymus, was not with them when Jesus came.
25 Шуңа башқа мухлислар униңға: — Биз Рәбни көрдуқ! — дейишти. Лекин Томас уларға: — Униң қоллирида миқларниң изини көрмигичә, миқларниң изиға өз бармиғимни вә биқиниға өз қолумни тиқип бақмиғичә, һәргиз ишәнмәймән, — деди.
The other disciples therefore said to him, "We have seen the Lord." But he said to them, "Unless I see in his hands the mark of the nails, and put my finger into the mark of the nails, and put my hand into his side, I will not believe."
26 Сәккиз күндин кейин, мухлислар йәнә шу өй ичидә җәм болғанда, Томасму улар билән биллә еди. Ишикләр тақақлиқ турсиму, Әйса келип уларниң арисида туруп: — Силәргә аман-хатирҗәмлик болғай! — деди.
After eight days again his disciples were inside, and Thomas was with them. Jesus came, the doors being locked, and stood in the midst, and said, "Peace be to you."
27 Андин у Томасқа: — Бармиғиңни бу йәргә тәккүзүп, қоллиримға қара. Қолуңни узитип, биқинимға тиқип, гуманда болмай, ишәнгүчи болғин! — деди.
Then he said to Thomas, "Put your finger here, and observe my hands. Reach out your hand, and put it into my side; and do not be unbelieving, but believing."
28 Томас униңға: — Мениң Рәббим һәм мениң Худайимсән! — дәп җавап бәрди.
Thomas answered and said to him, "My Lord and my God."
29 Әйса униңға: — Мени көргәнлигиң үчүн ишәндиң. Көрмәй туруп ишәнгүчиләр бәхитликтур! — деди.
Jesus said to him, "Because you have seen me, you have believed. Blessed are those who have not seen, and have believed."
30 Әйса мухлислириниң алдида бу китапта хатириләнмигән башқа нурғун мөҗизилик аламәтләрниму көрсәтти.
Therefore Jesus did many other signs in the presence of his disciples, which are not written in this book;
31 Лекин мошулар силәрни Әйсаниң Мәсиһ, шундақла Худаниң Оғли екәнлигигә ишәнсун һәм бу арқилиқ [униңға] етиқат қилип, униң нами арқилиқ һаятлиққа еришсун, дәп йезилди.
but these are written, that you may believe that Jesus is the Messiah, the Son of God, and that believing you may have life in his name.