< Юһанна 2 >

1 Үчинчи күни, Галилийәдики Кана йезисида бир той болди. Әйсаниң аниси [Мәрйәм] у йәрдә еди
ܘܠܝܘܡܐ ܕܬܠܬܐ ܗܘܬ ܡܫܬܘܬܐ ܒܩܛܢܐ ܡܕܝܢܬܐ ܕܓܠܝܠܐ ܘܐܡܗ ܕܝܫܘܥ ܬܡܢ ܗܘܬ
2 һәм Әйса вә униң мухлислириму тойға тәклип қилинған еди.
ܘܐܦ ܗܘ ܝܫܘܥ ܘܬܠܡܝܕܘܗܝ ܐܬܩܪܝܘ ܠܗ ܠܡܫܬܘܬܐ
3 Тойда шарап түгәп қалғанда, Әйсаниң аниси униңға: — Уларниң шараплири түгәп қапту, — деди.
ܘܚܤܪ ܗܘܐ ܚܡܪܐ ܘܐܡܪܐ ܠܗ ܐܡܗ ܠܝܫܘܥ ܚܡܪܐ ܠܝܬ ܠܗܘܢ
4 Әйса униңға: — Ханим, мениң сән билән немә карим? Мениң вақти-саитим техи кәлмиди, — деди.
ܐܡܪ ܠܗ ܝܫܘܥ ܡܐ ܠܝ ܘܠܟܝ ܐܢܬܬܐ ܠܐ ܥܕܟܝܠ ܐܬܬ ܫܥܬܝ
5 Аниси чакарларға: — У силәргә немә қил десә, шуни қилиңлар, — деди.
ܐܡܪܐ ܐܡܗ ܠܡܫܡܫܢܐ ܡܕܡ ܕܐܡܪ ܠܟܘܢ ܥܒܕܘ
6 Әнди шу йәрдә Йәһудийларниң таһарәт адити бойичә ишлитилидиған, һәр биригә икки-үч туңдин су сиғидиған алтә таш күп қоюлған еди.
ܐܝܬ ܗܘܝ ܕܝܢ ܬܡܢ ܐܓܢܐ ܕܟܐܦܐ ܫܬ ܕܤܝܡܢ ܠܬܕܟܝܬܐ ܕܝܗܘܕܝܐ ܕܐܚܕܢ ܬܪܝܢ ܬܪܝܢ ܪܒܥܝܢ ܐܘ ܬܠܬܐ
7 Әйса чакарларға: — Күпләргә су толдуруңлар, — деди. Улар күпләрни ағзиғичә толдурушти.
ܐܡܪ ܠܗܘܢ ܝܫܘܥ ܡܠܘ ܐܢܝܢ ܡܝܐ ܠܐܓܢܐ ܘܡܠܘ ܐܢܝܢ ܥܕܡܐ ܠܥܠ
8 Андин у уларға йәнә: — Әнди буниңдин усуп той башқурғучиға бериңлар, — деди. Улар уни апирип бәрди.
ܐܡܪ ܠܗܘܢ ܙܠܘܥܘ ܡܟܝܠ ܘܐܝܬܘ ܠܪܝܫ ܤܡܟܐ ܘܐܝܬܝܘ
9 Той башқурғучи шарапқа айландурулған судин тетип көргәндә (у униң қәйәрдин кәлтүрүлгәнлигини билмиди, амма буни су тошуған чакарлар биләтти) той башқурғучи тойи болуватқан жигитни чақирип,
ܘܟܕ ܛܥܡ ܗܘ ܪܝܫ ܤܡܟܐ ܡܝܐ ܗܢܘܢ ܕܗܘܘ ܚܡܪܐ ܘܠܐ ܝܕܥ ܗܘܐ ܡܢ ܐܝܡܟܐ ܗܘܐ ܡܫܡܫܢܐ ܕܝܢ ܝܕܥܝܢ ܗܘܘ ܕܗܢܘܢ ܡܠܘ ܐܢܘܢ ܠܡܝܐ ܩܪܐ ܪܝܫ ܤܡܟܐ ܠܚܬܢܐ
10 униңға: — Һәр бир [той қилғучи] яхши шарапни тойниң бешида қуйиду, андин меһманлар қанғичә ичкәндин кейин, начирини қуйиду. Әҗәба, сән яхши шарапни мошу чаққичә сақлапсән! — деди.
ܘܐܡܪ ܠܗ ܟܠ ܐܢܫ ܠܘܩܕܡ ܚܡܪܐ ܛܒܐ ܡܝܬܐ ܘܡܐ ܕܪܘܝܘ ܗܝܕܝܢ ܐܝܢܐ ܕܒܨܝܪ ܐܢܬ ܕܝܢ ܢܛܪܬܝܗܝ ܠܚܡܪܐ ܛܒܐ ܥܕܡܐ ܠܗܫܐ
11 Бу болса, Әйса көрсәткән мөҗизилик аламәтләрниң дәсләпкиси болуп, Галилийәниң Кана йезисида көрситилгән еди. Буниң билән у өзиниң шан-шәривини аян қилди, вә униң мухлислири униңға етиқат қилди.
ܗܕܐ ܗܝ ܐܬܐ ܩܕܡܝܬܐ ܕܥܒܕ ܝܫܘܥ ܒܩܛܢܐ ܕܓܠܝܠܐ ܘܐܘܕܥ ܫܘܒܚܗ ܘܗܝܡܢܘ ܒܗ ܬܠܡܝܕܘܗܝ
12 Бу иштин кейин у, аниси, инилири вә мухлислири билән Кәпәрнаһум шәһиригә чүшүп, у йәрдә бир нәччә күн турди.
ܒܬܪ ܗܕܐ ܢܚܬ ܠܟܦܪܢܚܘܡ ܗܘ ܘܐܡܗ ܘܐܚܘܗܝ ܘܬܠܡܝܕܘܗܝ ܘܬܡܢ ܗܘܘ ܩܠܝܠ ܝܘܡܬܐ
13 Йәһудийларниң «өтүп кетиш һейти»ға йеқин қалғанда, Әйса Йерусалимға барди.
ܘܩܪܝܒ ܗܘܐ ܦܨܚܐ ܕܝܗܘܕܝܐ ܘܤܠܩ ܠܐܘܪܫܠܡ ܝܫܘܥ
14 У ибадәтхана [һойлилирида] кала, қой вә кәптәр-пахтәк сатқучиларни һәм у йәрдә олтарған пул тегишкүчиләрни көрди.
ܘܐܫܟܚ ܒܗܝܟܠܐ ܠܗܠܝܢ ܕܡܙܒܢܝܢ ܬܘܪܐ ܘܥܪܒܐ ܘܝܘܢܐ ܘܠܡܥܪܦܢܐ ܕܝܬܒܝܢ
15 У танидин қамча ясап, уларниң һәммисини қой-калилири билән қошуп ибадәтханидин һайдап чиқарди. Пул тегишкүчиләрниң пуллирини чечип, ширәлирини өрүвәтти
ܘܥܒܕ ܠܗ ܦܪܓܠܐ ܡܢ ܚܒܠܐ ܘܠܟܠܗܘܢ ܐܦܩ ܡܢ ܗܝܟܠܐ ܘܠܥܪܒܐ ܘܠܬܘܪܐ ܘܠܡܥܪܦܢܐ ܘܐܫܕ ܥܘܪܦܢܗܘܢ ܘܦܬܘܪܝܗܘܢ ܗܦܟ
16 вә пахтәк-кәптәр сатқучиларға: — Бу нәрсиләрни бу йәрдин елип кетиш! Атамниң өйини сода-сетиқ өйи қилишивалма! — деди.
ܘܠܗܢܘܢ ܕܡܙܒܢܝܢ ܝܘܢܐ ܐܡܪ ܫܩܘܠܘ ܗܠܝܢ ܡܟܐ ܘܠܐ ܬܥܒܕܘܢܗ ܠܒܝܬܗ ܕܐܒܝ ܒܝܬ ܬܐܓܘܪܬܐ
17 Буни көргән мухлислири [Зәбурда] мундақ пүтүлгинини есигә елишти: «Сениң [муқәддәс] өйүңгә болған отлуқ муһәббитим өзүмни чулғивалди!».
ܘܐܬܕܟܪܘ ܬܠܡܝܕܘܗܝ ܕܟܬܝܒ ܕܛܢܢܗ ܕܒܝܬܟ ܐܟܠܢܝ
18 Шуниң билән Йәһудийлар у ишларға инкас билдүрүп униңдин: — Бундақ ишларни қилған екәнсән, қени, бизгә немә мөҗизилик аламәтни көрситип берисән?! — дәп сориди.
ܥܢܘ ܕܝܢ ܝܗܘܕܝܐ ܘܐܡܪܘ ܠܗ ܡܢܐ ܐܬܐ ܡܚܘܐ ܐܢܬ ܠܢ ܕܗܠܝܢ ܥܒܕ ܐܢܬ
19 Әйса уларға җавап берип: — Ушбу ибадәтханини чувувәтсәңлар, мән үч күн ичидә уни яңливаштин қуруп чиқимән, — деди.
ܥܢܐ ܝܫܘܥ ܘܐܡܪ ܠܗܘܢ ܤܬܘܪܘ ܗܝܟܠܐ ܗܢܐ ܘܠܬܠܬܐ ܝܘܡܝܢ ܐܢܐ ܡܩܝܡ ܐܢܐ ܠܗ
20 Шуниң билән бу Йәһудийлар йәнә униңға: — Бу ибадәтханини ясаватқили һазирғичә қириқ алтә жил болған турса, сән уни қандақсигә үч күндила қуруп чиқалайсән?! — деди.
ܐܡܪܝܢ ܠܗ ܝܗܘܕܝܐ ܠܐܪܒܥܝܢ ܘܫܬ ܫܢܝܢ ܐܬܒܢܝ ܗܝܟܠܐ ܗܢܐ ܘܐܢܬ ܠܬܠܬܐ ܝܘܡܝܢ ܡܩܝܡ ܐܢܬ ܠܗ
21 Һалбуки, униң «ибадәтхана» дегини униң өз тенини көрсәткән еди.
ܗܘ ܕܝܢ ܐܡܪ ܗܘܐ ܥܠ ܗܝܟܠܐ ܕܦܓܪܗ
22 Шуңа, у өлүмдин тирилгәндин кейин, мухлислири униң бу дегинини есигә алди вә шундақла муқәддәс язмилардики бу һәқтики бешарәткә һәмдә Әйсаниң ейтқан сөзигә ишәнди.
ܟܕ ܩܡ ܕܝܢ ܡܢ ܒܝܬ ܡܝܬܐ ܐܬܕܟܪܘ ܬܠܡܝܕܘܗܝ ܕܗܕܐ ܐܡܪ ܗܘܐ ܘܗܝܡܢܘ ܠܟܬܒܐ ܘܠܡܠܬܐ ܕܐܡܪ ܝܫܘܥ
23 Өтүп кетиш һейтида, нурғун кишиләр униң Йерусалимда көрсәткән мөҗизилик аламәтләрни көргән болуп, униң намиға етиқат қилишти.
ܟܕ ܐܝܬܘܗܝ ܗܘܐ ܕܝܢ ܝܫܘܥ ܒܐܘܪܫܠܡ ܒܦܨܚܐ ܒܥܕܥܕܐ ܤܓܝܐܐ ܗܝܡܢܘ ܒܗ ܕܚܙܘ ܐܬܘܬܐ ܕܥܒܕ
24 Лекин Әйса пүткүл инсанларниң [қәлбиниң] қандақ екәнлигини билгәчкә, өзини уларға тапшурмайтти.
ܗܘ ܕܝܢ ܝܫܘܥ ܠܐ ܡܗܝܡܢ ܗܘܐ ܠܗܘܢ ܢܦܫܗ ܡܛܠ ܕܗܘ ܝܕܥ ܗܘܐ ܠܟܠܢܫ
25 Инсан тоғрилиқ һеч кимниң униңға гувалиқ беришиниң һаҗити йоқ еди; чүнки у инсанларниң қәлбидә немә бар екәнлигини өзи биләтти.
ܘܠܐ ܤܢܝܩ ܗܘܐ ܕܐܢܫ ܢܤܗܕ ܠܗ ܥܠ ܟܠ ܒܪܢܫ ܗܘ ܓܝܪ ܝܕܥ ܗܘܐ ܡܢܐ ܐܝܬ ܒܒܪܢܫܐ

< Юһанна 2 >