< Юһанна 19 >

1 Шуниң билән, Пилатус Әйсани елип берип қамчилатти.
Shuning bilen, Pilatus Eysani élip bérip qamchilatti.
2 Ләшкәрләр тикәнлик шахларни өрүп, бир таҗ ясап, униң бешиға кийдүрүшти вә униңға [шаһанә] сөсүн рәңлик бир тон кийдүрүп,
Leshkerler tikenlik shaxlarni örüp, bir taj yasap, uning béshigha kiydürüshti we uninggha [shahane] sösün renglik bir ton kiydürüp,
3 униң алдиға келип: — Яшиғайла, и Йәһудийларниң «падишаси»! — дәп мәсқирә қилишип, униң йүзигә қайта-қайта качат салди.
uning aldigha kélip: — Yashighayla, i Yehudiylarning «padishahi»! — dep mesxire qiliship, uning yüzige qayta-qayta kachat saldi.
4 Пилатус болса йәнә ордисидин чиқип, халайиққа: — Мана! Униңдин һеч қандақ җинайәт тапалмиғанлиғимни билишиңлар үчүн, уни силәрниң алдиңларға елип чиқтим, — деди.
Pilatus bolsa yene ordisidin chiqip, xalayiqqa: — Mana! Uningdin héchqandaq jinayet tapalmighanliqimni bilishinglar üchün, uni silerning aldinglargha élip chiqtim, — dédi.
5 Буниң билән Әйса бешиға тикәнлик таҗ вә учисиға сөсүн тон кийгүзүлгән һалда ташқириға елип чиқилди. Пилатус уларға: — Қараңлар, у адәмгә! — деди.
Buning bilen Eysa béshigha tikenlik taj we uchisigha sösün ton kiygüzülgen halda tashqirigha élip chiqildi. Pilatus ulargha: — Qaranglar, u ademge! — dédi.
6 Баш каһинлар вә қаравуллар уни көрүп: — Уни крестләң, крестләң! — дәп вақирашти. Пилатус уларға: — Уни елип берип өзүңлар крестләңлар! Чүнки мән униңдин һеч қандақ җинайәт тапалмидим! — деди.
Bash kahinlar we qarawullar uni körüp: — Uni kréstleng, kréstleng! — dep warqirashti. Pilatus ulargha: — Uni élip bérip özünglar kréstlenglar! Chünki men uningdin héchqandaq jinayet tapalmidim! — dédi.
7 Йәһудийлар униңға җававән: — Биздә шундақ бир қанун бар. Шу қанунимизға асасән у өлүмгә мәһкүм қилиниши керәк, чүнки у өзини Худаниң Оғли дәп ативалди.
Yehudiylar uninggha jawaben: — Bizde shundaq bir qanun bar. Shu qanunimizgha asasen u ölümge mehkum qilinishi kérek, chünki u özini Xudaning Oghli dep atiwaldi.
8 Пилатус бу сөзни аңлап техиму қорқуп,
Pilatus bu sözni anglap téximu qorqup,
9 йәнә ордисиға кирип, Әйсадин: — Сән зади қәйәрдин кәлгән? — дәп сориди. Лекин Әйса униңға җавап бәрмиди.
yene ordisigha kirip, Eysadin: — Sen zadi qeyerdin kelgen? — dep soridi. Lékin Eysa uninggha jawab bermidi.
10 Шуңа Пилатус униңға: — Сән маңа гәп қилмамсән? Сени қоюп беришкә һоқуқум барлиғини, шундақла крестләшкиму һоқуқум барлиғини билмәмсән? — деди.
Shunga Pilatus uninggha: — Sen manga gep qilmamsen? Séni qoyup bérishke hoququm barliqini, shundaqla kréstleshkimu hoququm barliqini bilmemsen? — dédi.
11 Әйса җававән: — Саңа әрштин берилмигән болса, мениң үстүмдин һеч қандақ һоқуқуң болмиған болатти. Шуниң үчүн мени саңа тапшуруп бәргән адәмниң гунайи техиму еғирдур, — деди.
Eysa jawaben: — Sanga ershtin bérilmigen bolsa, méning üstümdin héchqandaq hoququng bolmighan bolatti. Shuning üchün méni sanga tapshurup bergen ademning gunahi téximu éghirdur, — dédi.
12 Шу чағдин тартип, Пилатус уни қоюветишкә амал издәйтти. Лекин Йәһудийлар вақиришип: — Бу адәмни қоювәтсиңиз, сиз Қәйсәрниң дости болмиған болисиз! Өзини падиша дегән һәр бир киши Қәйсәргә қарши чиққан болиду! — дәп чуқан селишти.
Shu chaghdin tartip, Pilatus uni qoyuwétishke amal izdeytti. Lékin Yehudiylar warqiriship: — Bu ademni qoyuwetsingiz, siz Qeyserning dosti bolmighan bolisiz! Özini padishah dégen herbir kishi Qeyserge qarshi chiqqan bolidu! — dep chuqan sélishti.
13 Пилатус бу сөзләрни аңлап, Әйсани ташқириға чиқарди вә «таш тахтайлиқ һойла» дәп аталған, ибраний тилида «Габбата» дәп аталған йәрдә «сорақ тәхти»гә олтарди
Pilatus bu sözlerni anglap, Eysani tashqirigha chiqardi we «tash taxtayliq hoyla» dep atalghan, ibraniy tilida «Gabbata» dep atalghan yerde «soraq texti»ge olturdi
14 (у вақит өтүп кетиш һейтиниң тәйярлиқ күниниң алтинчи саити әтрапида еди). Пилатус Йәһудийларға: Мана бу силәрниң падишасиңлардур! — деди.
(u waqit ötüp kétish héytining teyyarliq künining altinchi saiti etrapida idi). Pilatus Yehudiylargha: Mana bu silerning padishahinglardur! — dédi.
15 Лекин улар вақиришип: — Йоқитиң, йоқитиң, уни крестләң! — деди. Пилатус уларға: — Мени падишасиңларни крестлигин, дәмсиләр? — деди. Баш каһинлар җававән: — Қәйсәрдин башқа һеч қандақ падишасимиз йоқтур! — дәп [товлашти]. Буниң билән Пилатус уни крестләшкә уларға тапшуруп бәрди.
Lékin ular warqiriship: — Yoqiting, yoqiting, uni kréstleng! — dédi. Pilatus ulargha: — Méni padishahinglarni kréstligin, demsiler? — dédi. Bash kahinlar jawaben: — Qeyserdin bashqa héchqandaq padishahimiz yoqtur! — dep [towlashti]. Buning bilen Pilatus uni kréstleshke ulargha tapshurup berdi.
16 [Ләшкәрләр] Әйсани елип маңди. У өз крестини йүдүп, «Баш сүйәк җайи» (ибраний тилида «Голгота») дегән йәргә барди.
[Leshkerler] Eysani élip mangdi. U öz kréstini yüdüp, «Bash söngek jayi» (ibraniy tilida «Golgota») dégen yerge bardi.
18 Улар уни шу йәрдә йәнә икки киши билән тәң кресткә тартти; бу тәрипидә бириси, у тәрипидә бириси вә Әйса уларниң оттурисида кресткә тартилди.
Ular uni shu yerde yene ikki kishi bilen teng kréstke tartti; bu teripide birsi, u teripide birsi we Eysa ularning otturisida kréstke tartildi.
19 Пилатус тахтиға елан йезип кресткә бекитип қойди. Униңға: — «Насарәтлик Әйса — Йәһудийларниң падишаси» дәп йезилған еди.
Pilatus taxtigha élan yézip kréstke békitip qoydi. Uninggha: — «Nasaretlik Eysa — Yehudiylarning padishahi» dep yézilghanidi.
20 Әйса крестлинидиған йәр шәһәргә йеқин болғачқа, нурғун Йәһудийлар тахтидики сөзләрни оқуди. Тахтидики сөзләр ибранийчә, латинчә вә грекчә йезиқта йезилған еди.
Eysa kréstlinidighan yer sheherge yéqin bolghachqa, nurghun Yehudiylar taxtidiki sözlerni oqudi. Taxtidiki sözler ibraniyche, latinche we grékche yéziqta yézilghanidi.
21 Шуңа Йәһудийларниң баш каһинлири Пилатусқа: — «Йәһудийларниң падишаси» дәп язмаң, бәлки «У өзини мән Йәһудийларниң падишаси, дегән» дәп йезиң, — дейишти.
Shunga Yehudiylarning bash kahinliri Pilatusqa: — «Yehudiylarning padishahi» dep yazmang, belki «U özini men Yehudiylarning padishahi, dégen» dep yézing, — déyishti.
22 Бирақ Пилатус җававән: — Язидиғанни йезип болдум! — деди.
Biraq Pilatus jawaben: — Yazidighanni yézip boldum! — dédi.
23 Ләшкәрләр Әйсани крестлигәндин кейин, униң кийимлирини елип, төрткә бөлүп, һәр бир ләшкәр бир үлүштин елишти; улар һәм ичидики узун көйнәкниму елишти; лекин бу көйнәк тикилмигән, үстидин айиғиғичә бир пүтүн тоқулған еди.
Leshkerler Eysani kréstligendin kéyin, uning kiyimlirini élip, tötke bölüp, herbir leshker bir ülüshtin élishti; ular hem ichidiki uzun köngleknimu élishti; lékin bu könglek tikilmigen, üstidin ayighighiche bir pütün toqulghanidi.
24 Шуниң үчүн ләшкәрләр бир-биригә: — Буни житмайли, бәлки чәк тартишайли, кимгә чиқса шу алсун, — дейишти. Бу ишлар муқәддәс язмилардики муну сөзләр әмәлгә ашурулуш үчүн йүз бәрди: — «Улар мениң кийимлиримни өз арисида үләшти, Мениң көйнигимгә еришиш үчүн чәк ташлашти». Дәрвәқә, ләшкәрләр шундақ қилишти.
Shuning üchün leshkerler bir-birige: — Buni yirtmayli, belki chek tartishayli, kimge chiqsa shu alsun, — déyishti. Bu ishlar muqeddes yazmilardiki munu sözler emelge ashurulush üchün yüz berdi: — «Ular méning kiyimlirimni öz arisida üleshti, Méning könglikimge érishish üchün chek tashlashti». Derweqe, leshkerler shundaq qilishti.
25 Әйсаниң крестиниң йенида аниси, анисиниң сиңлиси, Клопасниң аяли Мәрйәм вә Магдаллиқ Мәрйәмләр туратти.
Eysaning kréstining yénida anisi, anisining singlisi, Klopasning ayali Meryem we Magdalliq Meryemler turatti.
26 Әйса аниси билән өзи сөйидиған мухлисиниң биргә турғанлиғини көрүп, анисиға: — И ханим, мана сениң оғлуң! — деди.
Eysa anisi bilen özi söyidighan muxlisining birge turghanliqini körüp, anisigha: — I xanim, mana séning oghlung! — dédi.
27 Андин у бу мухлисқа: — Мана сениң анаң! — деди. Шундин етиварән, у мухлис уни өзиниң өйидә турғузди.
Andin u bu muxlisqa: — Mana séning anang! — dédi. Shundin étibaren, u muxlis uni özining öyide turghuzdi.
28 Андин Әйса һәммә ишларниң тамам болғинини билип (муқәддәс язмилардики бешарәт әмәлгә ашурулуш үчүн): — Уссап кәттим! — деди.
Andin Eysa hemme ishlarning tamam bolghinini bilip (muqeddes yazmilardiki bésharet emelge ashurulush üchün): — Ussap kettim! — dédi.
29 У йәрдә сиркә шарап билән толдурулған бир коза бар еди. Улар бир парчә булутни сиркә шарапқа чилап, бир лепәкгүл ғолиға бағлап, Әйсаниң ағзиға тәңлиди.
U yerde sirke sharab bilen toldurulghan bir koza bar idi. Ular bir parche bulutni sirke sharabqa chilap, bir lépekgül gholigha baghlap, Eysaning aghzigha tenglidi.
30 Әйса сиркә шарапни ичкәндин кейин: — Тамам болди! — деди-дә, бешини төвән қилип, роһини тапшуруп бәрди.
Eysa sirke sharabni ichkendin kéyin: — Tamam boldi! — dédi-de, béshini töwen qilip, rohini tapshurup berdi.
31 У күни [өтүп кетиш һейтиниң] тәйярлиқ күни болғачқа, крестләнгәнләрниң җәсәтлирини шабат күнидә кресттә қалдурурмаслиқ үчүн (шабат күни «улуқ күн» һесапланғачқа) Йәһудийлар Пилатустин крестләнгәнләрниң путлирини чеқип андин җәсәтлирини кресттин тезрәк чүшүрүветишни тәләп қилди.
U küni [ötüp kétish héytining] teyyarliq küni bolghachqa, kréstlen’genlerning jesetlirini shabat künide kréstte qaldururmasliq üchün (shabat küni «ulugh kün» hésablan’ghachqa) Yehudiylar Pilatustin kréstlen’genlerning putlirini chéqip andin jesetlirini krésttin tézrek chüshürüwétishni telep qildi.
32 Шуниң билән ләшкәрләр берип Әйса билән биллә крестләнгән биринчи андин иккинчи адәмниң путлирини чақти.
Shuning bilen leshkerler bérip Eysa bilen bille kréstlen’gen birinchi andin ikkinchi ademning putlirini chaqti.
33 Лекин Әйсаға кәлгәндә, униң аллиқачан өлгәнлигини көрди, шуниң билән униң путини чақмиди.
Lékin Eysagha kelgende, uning alliqachan ölgenlikini kördi, shuning bilen uning putini chaqmidi.
34 Амма ләшкәрләрдин бири униң биқиниға нәйзини санҗивиди, шуан қан вә су еқип чиқти.
Emma leshkerlerdin biri uning biqinigha neyzini sanjiwidi, shuan qan we su éqip chiqti.
35 Буни көргүчи силәрниң ишинишиңлар үчүн гувалиқ бериду; көргүчиниң гувалиғи һәқтур, у өзиниң ейтқанлирини һәқ дәп билиду.
Buni körgüchi silerning ishinishinglar üchün guwahliq béridu; körgüchining guwahliqi heqtur, u özining éytqanlirini heq dep bilidu.
36 Бу ишларниң һәммиси муқәддәс язмиларда: «Униң бир тал сүйигиму сундурулмайду» вә йәнә бир бешарәттә: «Улар өзлири санҗиған адәмгә қарайду» дәп алдин-ала ейтилғанларни әмәлгә ашуруш үчүн йүз бәрди.
Bu ishlarning hemmisi muqeddes yazmilarda: «Uning bir tal söngikimu sundurulmaydu» we yene bir bésharette: «Ular özliri sanjighan ademge qaraydu» dep aldin éytilghanlarni emelge ashurush üchün yüz berdi.
38 Бу ишлардин кейин, Ариматиялиқ Йүсүп Пилатустин Әйсаниң җәситини елип кетишни тәләп қилди (Йүсүп Әйсаниң мухлислиридин еди, лекин Йәһудийлардин қорққини үчүн буни мәхпий тутатти); Пилатус рухсәт бәрди, шуниң билән Йүсүп берип Әйсаниң җәситини елип кәтти.
Bu ishlardin kéyin, Arimatiyaliq Yüsüp Pilatustin Eysaning jesitini élip kétishni telep qildi (Yüsüp Eysaning muxlisliridin idi, lékin Yehudiylardin qorqqini üchün buni mexpiy tutatti); Pilatus ruxset berdi, shuning bilen Yüsüp bérip Eysaning jesitini élip ketti.
39 Бурун бир кечиси Әйсаниң йениға кәлгән һелиқи Никодимму мурмәкки билән сәбрә арилаштурулған хушбуй дора-дәрмандин йүз җиңчә елип, [униң] [билән биллә] кәлди.
Burun bir kéchisi Eysaning yénigha kelgen héliqi Nikodimmu murmekki bilen sebre arilashturulghan xushbuy dora-dermandin yüz jingche élip, [uning] [bilen bille] keldi.
40 Иккилән Әйсаниң җәситини Йәһудийларниң дәпнә қилиш адити бойичә дора-дәрманларни чечип, канап рәхтләр билән орап кепәнлиди.
Ikkiylen Eysaning jesitini Yehudiylarning depne qilish aditi boyiche dora-dermanlarni chéchip, kanap rextler bilen orap képenlidi.
41 Әйса крестләнгән йәрдә бир бағ болуп, бағниң ичидә техи һеч ким йәрләнмигән йеңи бир бош йәрлик бар еди.
Eysa kréstlen’gen yerde bir bagh bolup, baghning ichide téxi héchkim yerlenmigen yéngi bir bosh yerlik bar idi.
42 Бу Йәһудийларниң һейтиниң тәйярлиқ күни болғачқа һәм бу йәрлик йеқин җайда болғанлиғи үчүн, улар Әйсани шу йәрликкә қойди.
Bu Yehudiylarning héytining teyyarliq küni bolghachqa hem bu yerlik yéqin jayda bolghanliqi üchün, ular Eysani shu yerlikke qoydi.

< Юһанна 19 >