< Юһанна 17 >
1 Әйса бу сөзләрни қилғандин кейин, көзлирини әршкә тикип, мундақ дуа қилди: — И Ата, вақит-саат йетип кәлди; Сән Оғлуңни улуқлатқузғайсән; буниң билән Оғлуңму Сени улуқлатқузиду;
耶穌說了這話,就舉目望天,說:「父啊,時候到了,願你榮耀你的兒子,使兒子也榮耀你;
2 йәни, униң Сән униңға тапшурған инсанларға мәңгүлүк һаят ата қилиши үчүн, униңға пүткүл әт егилиридин үстүн һоқуқ ата қилғиниңдәк, уни улуқлатқузғайсән. (aiōnios )
正如你曾賜給他權柄管理凡有血氣的,叫他將永生賜給你所賜給他的人。 (aiōnios )
3 Мәңгүлүк һаят шуки, бирдин-бир һәқиқий Худа — Сени вә Сән әвәткән Әйса Мәсиһни тонуштин ибарәттур. (aiōnios )
認識你-獨一的真神,並且認識你所差來的耶穌基督,這就是永生。 (aiōnios )
4 Мән Сениң әмәл қилишим үчүн тапшурған ишиңни орундишим билән Сени йәр йүзидә улуқлатқуздум.
我在地上已經榮耀你,你所託付我的事,我已成全了。
5 И Ата, Сениң аләм апиридә болуштин бурун мән Өзүңниң йениңда егә болған шан-шәрәп билән мени Өзүңниң йениңда улуқлатқузғайсән.
父啊,現在求你使我同你享榮耀,就是未有世界以先,我同你所有的榮耀。
6 Сән бу дуниядин маңа таллап бәргән адәмләргә Сениң намиңни аян қилдим. Улар Сениңки еди, Сән уларни маңа бәрдиң вә улар Сениң сөз-каламиңни тутуп кәлди.
「你從世上賜給我的人,我已將你的名顯明與他們。他們本是你的,你將他們賜給我,他們也遵守了你的道。
7 Улар һазир Сән маңа бәргән һәммә нәрсиләрниң Сениңдин кәлгәнлигини билди.
如今他們知道,凡你所賜給我的,都是從你那裏來的;
8 Чүнки Сән маңа тапшурған сөзләрни уларға йәткүздүм; уларму буларни қобул қилди, шуниң билән Сәндин чиққинимни һәқиқәтән билип йәтти һәмдә Сениң мени әвәткәнлигиңгиму ишәнди.
因為你所賜給我的道,我已經賜給他們,他們也領受了,又確實知道,我是從你出來的,並且信你差了我來。
9 Буларға дуа қилимән; бу дуниядики адәмләргә әмәс, бәлки Сән маңа бәргән адәмләргә дуа қилимән; чүнки улар Сениңкидур.
我為他們祈求,不為世人祈求,卻為你所賜給我的人祈求,因他們本是你的。
10 Мениң барлиғим Сениңкидур вә Сениң барлиғиң болса мениңкидур вә мән уларда шәрәп таптим.
凡是我的,都是你的;你的也是我的,並且我因他們得了榮耀。
11 Мән әнди бу дунияда туривәрмәймән; лекин улар бу дунияда қалди вә мән Сениң йениңға кетиватимән. И муқәддәс Ата, Сән маңа бәргән намиң арқилиқ уларни сақлиғинки, биз иккимиз бир болғинимиздәк, уларму бир болғай.
從今以後,我不在世上,他們卻在世上;我往你那裏去。聖父啊,求你因你所賜給我的名保守他們,叫他們合而為一像我們一樣。
12 Мән улар билән биллә болған вақтимда, Сән маңа бәргән намиң билән уларни сақлидим һәм қоғдидим; вә муқәддәс язмилардики бешарәтниң әмәлгә ашурулуши йолида, уларниң ичидин һалакәткә хас болған кишидин башқа бириму йоқалмиди.
我與他們同在的時候,因你所賜給我的名保守了他們,我也護衛了他們;其中除了那滅亡之子,沒有一個滅亡的,好叫經上的話得應驗。
13 Мана әнди сениң йениңға баримән. Мениң шатлиғим уларда толуп ташсун дәп, бу сөзләрни дуниядики вақтимда сөзлидим.
現在我往你那裏去,我還在世上說這話,是叫他們心裏充滿我的喜樂。
14 Мән уларға сөз-каламиңни тапшурдум. Мән бу дуниядин болмиғинимдәк, уларму бу дуниядин болмиғини үчүн, бу дунияниң адәмлири улардин нәпрәтлиниду.
我已將你的道賜給他們。世界又恨他們;因為他們不屬世界,正如我不屬世界一樣。
15 Уларни бу дуниядин айривәткәйсән дәп тилимәймән, бәлки уларни рәзил болғучидин сақлиғайсән, дәп тиләймән.
我不求你叫他們離開世界,只求你保守他們脫離那惡者。
16 Мән бу дуниядин болмиғинимдәк, уларму бу дуниядин әмәстур.
他們不屬世界,正如我不屬世界一樣。
17 Уларни һәқиқәт арқилиқ Өзүңгә муқәддәс қилип атиғузғайсән, чүнки сөз-каламиң һәқиқәттур.
求你用真理使他們成聖;你的道就是真理。
18 Сән мени дунияға әвәткиниңдәк, мәнму уларни дунияға әвәттим.
你怎樣差我到世上,我也照樣差他們到世上。
19 Уларму һәқиқәттә муқәддәс қилинип Өзүңгә аталсун дәп, өзүмни Саңа хас атаймән.
我為他們的緣故,自己分別為聖,叫他們也因真理成聖。
20 Мән ялғуз улар үчүнла әмәс, йәнә уларниң сөзи арқилиқ маңа етиқат қилидиғанлар үчүнму дуа қилимән.
「我不但為這些人祈求,也為那些因他們的話信我的人祈求,
21 Уларниң һәммиси бир болғай; и Ата, Сән мәндә, мән Сәндә болғандәк, уларму Биздә бир болғай; шундақ болғанда, бу дуниядикиләр мени Сениң әвәткәнлигиңгә ишиниду.
使他們都合而為一。正如你父在我裏面,我在你裏面,使他們也在我們裏面,叫世人可以信你差了我來。
22 Сән маңа ата қилған шан-шәрәпни уларға ата қилдимки, биз иккимиз бир болғандәк, уларму бир болғай;
你所賜給我的榮耀,我已賜給他們,使他們合而為一,像我們合而為一。
23 йәни мән уларда, сән мәндә болуп, улар бирликтә камил қилинғай. Шу арқилиқ бу дуниядикиләр мени әвәткәнлигиңни һәм мени сөйгиниңдәк уларниму сөйгәнлигиңни билиду.
我在他們裏面,你在我裏面,使他們完完全全地合而為一,叫世人知道你差了我來,也知道你愛他們如同愛我一樣。
24 И Ата, Сән маңа бәргәнлириңниң һәммисиниң мән болған йәрдә мән билән биргә болушини, шундақла мениң шан-шәривимни, йәни Сән аләм апиридә болуштин бурун мени сөйгәнлигиң үчүн, маңа бәргән шан-шәрәпни уларниң көрүшини халаймән.
父啊,我在哪裏,願你所賜給我的人也同我在那裏,叫他們看見你所賜給我的榮耀;因為創立世界以前,你已經愛我了。
25 И һәққаний Ата, бу дуниядикиләр сени тонумиған, амма мән Сени тонуймән вә буларму мени Сениң әвәткәнлигиңни билди.
公義的父啊,世人未曾認識你,我卻認識你;這些人也知道你差了我來。
26 Вә мән Сениң намиңни уларға аян қилдим вә йәнә давамлиқ аян қилимән. Шуниң билән, Сениң маңа көрсәткән меһир-муһәббитиң уларда болиду вә мәнму уларда болай.
我已將你的名指示他們,還要指示他們,使你所愛我的愛在他們裏面,我也在他們裏面。」