< Юһанна 16 >
1 Силәрниң путлишип кәтмәслигиңлар үчүн буларни силәргә ейттим.
2 Улар силәрни синагогларниң җамаәтлиридин қоғлап чиқириветиду; һәмдә шундақ бир вақит-саат келидуки, силәрни өлтүргүчи өзини Худаға хизмәт қиливатимән, дәп һесаплайду.
3 Улар буларни я Атини, я мени тонумиғанлиғи үчүн қилиду.
4 Лекин мән бу ишларни силәргә ейттимки, вақит-саити кәлгәндә, мән шундақ алдин-ала ейтқинимни есиңларға кәлтүрәләйсиләр.
5 — Мән башта буларни силәргә ейтмидим, чүнки мән силәр билән биллә едим. Лекин әнди мени әвәткүчиниң йениға қайтип кетимән. Шундақ туруқлуқ, араңлардин һеч ким мәндин: «Нәгә кетисән?» дәп соримайватиду.
6 Әксичә, силәргә буларни ейтқиним үчүн, қәлбиңлар қайғуға чөмүп кәтти.
7 Амма мән силәргә һәқиқәтни ейтип қояйки, мениң кетишим силәргә пайдилиқтур. Чүнки әгәр кәтмисәм, Ярдәмчи силәргә кәлмәйду. Амма кәтсәм, Уни силәргә әвәтимән.
8 У кәлгәндә, бу дуниядикиләргә гуна тоғрисида, һәққанийлиқ тоғрисида вә ахирәт сориғи тоғрисида һәқиқәтни билгүзиду.
9 У уларни гуна тоғрисида билгүзиду, чүнки улар маңа етиқат қилмиди.
10 Уларни һәққанийлиқ тоғрисида [билгүзиду], чүнки Атамниң йениға қайтип баримән вә силәр мени йәнә көрәлмәйсиләр.
11 Уларни ахирәт сориғи тоғрисида [билгүзиду], чүнки бу дунияниң һөкүмдари үстигә һөкүм чиқирилди.
12 Силәргә ейтидиған йәнә көп сөзлирим бар еди; лекин силәр уларни һазирчә көтирәлмәйсиләр.
13 Лекин У, йәни Һәқиқәтниң Роһи кәлгәндә, У силәрни барлиқ һәқиқәткә башлап бариду. Чүнки У өзлүгидин сөзлимәйду, бәлки немини аңлиған болса, шуни сөзләйду вә кәлгүсидә болидиған ишлардин силәргә хәвәр бериду.
14 У мени улуқлайду; чүнки У мәндә бар болғанни тапшурувелип, силәргә җакалайду.
15 Атида бар болғанниң һәммиси һәм мениңкидур; мана шуниң үчүн мән: «У мәндә бар болғанни тапшурувелип, силәргә җакалайду» дәп ейттим.
16 Аз вақиттин кейин, мени көрмәйсиләр; вә йәнә бир аз вақит өткәндин кейин, мени қайта көрисиләр, чүнки мән Атамниң йениға кетимән».
17 Шуңа мухлисларниң бәзилири бир-биригә: — Бизләргә: — «Аз вақиттин кейин, мени көрмәйсиләр; йәнә бир аз вақит өткәндин кейин, мени қайта көрисиләр» вә йәнә «Чүнки мән Атамниң йениға кетимән» дегини немә дегиниду?
18 «Аз вақиттин кейин» дегән сөзиниң мәнаси немә? Униң немиләрни дәватқанлирини билмидуқ, — дейишиду.
19 Әйса уларниң өзидин немини соримақчи болғинини билип уларға мундақ деди: — «Мениң «Аз вақиттин кейин, мени көрмәйсиләр; йәнә бир аз вақит өткәндин кейин, мени көрисиләр» дегинимниң мәнасини бир-бириңлардин сораватамсиләр?
20 Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, силәр жиға-зерә көтирисиләр, лекин бу дуниядикиләр хошал болушуп кетиду; силәр қайғурисиләр, лекин қайғулириңлар шатлиққа айлиниду.
21 Аял киши туғутта азаплиниду, чүнки униң вақит-саити йетип кәлгән; лекин бовиқи туғулуп болғандин кейин, бир пәрзәнтниң дунияға кәлгәнлигиниң шатлиғи билән тартқан азавини унтуп кетиду.
22 Шуниңға охшаш, силәрму һазир азаплиниватисиләр, лекин мән силәр билән қайта көрүшимән, қәлбиңлар шатлиниду вә шатлиғиңларни һеч ким силәрдин тартивалалмайду.
23 Шу күндә силәр мәндин һеч нәрсә соримайсиләр. Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, мениң намим билән Атидин немини тилисәңлар, у шуни силәргә бериду.
24 Һазирғичә мениң намим билән һеч немә тилимидиңлар. Әнди тиләңлар, еришисиләр, буниң билән шатлиғиңлар толуп ташиду!
25 Силәргә буларни тәмсилләр билән ейтип бәрдим. Бирақ шундақ бир вақит келидуки, у чағда силәргә йәнә тәмсилләр билән сөзлимәймән, Ата тоғрилиқ силәргә очуқ ейтимән.
26 Шу күни тиләклириңларни мениң намим билән илтиҗа қилисиләр. Мән силәр үчүн Атидин тәләп қилимән, дәп ейтмаймән;
27 чүнки Ата өзиму силәрни сөйиду; чүнки силәр мени сөйисиләр вә мениң Худаниң йенидин кәлгәнлигимгә ишәндиңлар.
28 Мән Атиниң йенидин чиқип бу дунияға кәлдим; әнди мән йәнә бу дуниядин кетип Атиниң йениға баримән».
29 Мухлислири: — Мана сән һазир очуқ ейтиватисән, тәмсил кәлтүрүп сөзлимидиң!
30 Биз сениң һәммини билгиниңни, шундақла һеч кимниң сәндин соал соришиниң һаҗити йоқлуғини әнди билип йәттуқ. Шуниңдин сениң Худаниң йенидин кәлгәнлигиңгә ишәндуқ, — дейишти.
31 Әйса җававән уларға: — Һазир ишәндиңларму?
32 Мана, шундақ вақит-саити келәй дәп қалди, шундақла келип қалдики, һәммиңлар мени ялғуз ташлап һәр бириңлар өз йоллириңларға тарқилип кетисиләр. Бирақ мән ялғуз әмәсмән, чүнки Ата мән билән биллидур.
33 Силәрниң мәндә хатирҗәмликкә егә болушуңлар үчүн буларни силәргә ейттим. Бу дунияда туруп азап-оқубәт тартисиләр, амма ғәйрәтлик болуңлар! Мән бу дуния үстидин ғәлибә қилдим!