< Юһанна 14 >

1 Көңлүңларни паракәндә қилмаңлар! Худаға ишинисиләр, маңиму ишиниңлар.
ܠܐ ܢܬܕܘܕ ܠܒܟܘܢ ܗܝܡܢܘ ܒܐܠܗܐ ܘܒܝ ܗܝܡܢܘ
2 Атамниң өйидә нурғун маканлар бар. Болмиған болса, буни силәргә ейтқан болаттим; чүнки мән һәр бириңларға орун тәйярлаш үчүн шу йәргә кетип баримән.
ܤܓܝܐܝܢ ܐܢܘܢ ܐܘܢܐ ܒܝܬ ܐܒܝ ܘܐܠܐ ܐܡܪ ܗܘܝܬ ܠܟܘܢ ܕܐܙܠ ܐܢܐ ܕܐܛܝܒ ܠܟܘܢ ܐܬܪܐ
3 Мән силәргә орун тәйярлиғили баридиған екәнмән, чоқум қайтип келип, силәрни өзүмгә алимән; шуниң билән, мән қәйәрдә болсам, силәрму шу йәрдә болисиләр.
ܘܐܢ ܐܙܠ ܐܛܝܒ ܠܟܘܢ ܐܬܪܐ ܬܘܒ ܐܬܐ ܘܐܕܒܪܟܘܢ ܠܘܬܝ ܕܐܝܟܐ ܕܐܢܐ ܐܝܬܝ ܐܦ ܐܢܬܘܢ ܬܗܘܘܢ
4 Силәр мениң қәйәргә кетидиғанлиғимни вә у йәргә баридиған йолни билисиләр.
ܘܠܐܝܟܐ ܕܐܙܠ ܐܢܐ ܝܕܥܝܢ ܐܢܬܘܢ ܘܐܘܪܚܐ ܝܕܥܝܢ ܐܢܬܘܢ
5 Томас униңға: — И Рәб, сениң қәйәргә кетидиғанлиғиңни билмәймиз. Шундақ екән, йолни қандақ билимиз? — деди.
ܐܡܪ ܠܗ ܬܐܘܡܐ ܡܪܢ ܠܐ ܝܕܥܝܢܢ ܠܐܝܟܐ ܐܙܠ ܐܢܬ ܘܐܝܟܢܐ ܡܫܟܚܝܢ ܚܢܢ ܐܘܪܚܐ ܠܡܕܥ
6 Әйса униңға: — Йол, һәқиқәт вә һаятлиқ өзүмдурмән. Мениңсиз һеч ким Атиниң йениға баралмайду.
ܐܡܪ ܠܗ ܝܫܘܥ ܐܢܐ ܐܢܐ ܐܘܪܚܐ ܘܫܪܪܐ ܘܚܝܐ ܠܐ ܐܢܫ ܐܬܐ ܠܘܬ ܐܒܝ ܐܠܐ ܐܢ ܒܝ
7 Әгәр мени тонуған болсаңлар, Атамниму тонуған болаттиңлар. Һазирдин башлап уни тонудуңлар һәм уни көрдүңлар, — деди.
ܐܠܘ ܠܝ ܝܕܥܝܢ ܗܘܝܬܘܢ ܐܦ ܠܐܒܝ ܝܕܥܝܢ ܗܘܝܬܘܢ ܘܡܢ ܗܫܐ ܝܕܥܝܢ ܐܢܬܘܢ ܠܗ ܘܚܙܝܬܘܢܝܗܝ
8 — И Рәб, Атини бизгә көрситип қойсаңла, шу купайә, — деди Филип.
ܐܡܪ ܠܗ ܦܝܠܝܦܘܤ ܡܪܢ ܚܘܢ ܐܒܐ ܘܟܕܘ ܠܢ
9 Әйса униңға мундақ деди: — «И Филип, силәр билән биргә болғинимға шунчә вақит болди, мени техичә тонумидиңму? Мени көргән киши Атини көргән болиду. Шундақ туруқлуқ, сән немишкә йәнә: «Бизгә Атини көрсәткәйсән» дәйсән?
ܐܡܪ ܠܗ ܝܫܘܥ ܗܢܐ ܟܠܗ ܙܒܢܐ ܥܡܟܘܢ ܐܢܐ ܘܠܐ ܝܕܥܬܢܝ ܦܝܠܝܦܐ ܡܢ ܕܠܝ ܚܙܐ ܚܙܐ ܠܐܒܐ ܘܐܝܟܢܐ ܐܢܬ ܐܡܪ ܐܢܬ ܚܘܢ ܐܒܐ
10 Мән Атида, Ата мәндә екәнлигигә ишәнмәмсән? Силәргә ейтқан сөзлиримни өзлүгүмдин ейтқиним йоқ; бәлки мәндә туруватқан Ата Өз әмәллирини қиливатиду.
ܠܐ ܡܗܝܡܢ ܐܢܬ ܕܐܢܐ ܒܐܒܝ ܘܐܒܝ ܒܝ ܡܠܐ ܐܝܠܝܢ ܕܐܢܐ ܡܡܠܠ ܐܢܐ ܡܢ ܢܦܫܝ ܠܐ ܡܡܠܠ ܐܢܐ ܐܒܝ ܕܝܢ ܕܒܝ ܥܡܪ ܗܘ ܥܒܕ ܥܒܕܐ ܗܠܝܢ
11 Мениң Атида болғанлиғимға, Атиниң мәндә болғанлиғиға ишиниңлар. Яки һеч болмиғанда, мениң қилған әмәллиримдин маңа ишиниңлар.
ܗܝܡܢܘ ܕܐܢܐ ܒܐܒܝ ܘܐܒܝ ܒܝ ܘܐܠܐ ܐܦܢ ܡܛܠ ܥܒܕܐ ܗܝܡܢܘ
12 Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, маңа ишәнгән киши мениң қиливатқан әмәллиримни қилалайду; вә булардинму техиму улуқ әмәлләрни қилиду, чүнки мән Атиниң йениға [қайтип] кетимән.
ܐܡܝܢ ܐܡܝܢ ܐܡܪ ܐܢܐ ܠܟܘܢ ܕܡܢ ܕܡܗܝܡܢ ܒܝ ܥܒܕܐ ܐܝܠܝܢ ܕܐܢܐ ܥܒܕ ܐܢܐ ܐܦ ܗܘ ܢܥܒܕ ܘܕܝܬܝܪܝܢ ܡܢ ܗܠܝܢ ܢܥܒܕ ܕܐܢܐ ܠܘܬ ܐܒܐ ܐܙܠ ܐܢܐ
13 Вә Атиниң Оғулда улуқлиниши үчүн, һәр немини мениң намим билән тилисәңлар, шуларни иҗабәт қилимән.
ܘܡܕܡ ܕܬܫܐܠܘܢ ܒܫܡܝ ܐܥܒܕ ܠܟܘܢ ܕܢܫܬܒܚ ܐܒܐ ܒܒܪܗ
14 Мениң намим билән һәр қандақ нәрсини тилисәңлар, мән силәргә шуни иҗабәт қилимән».
ܘܐܢ ܬܫܐܠܘܢܢܝ ܒܫܡܝ ܐܢܐ ܥܒܕܢܐ
15 — «Мени сөйсәңлар, әмирлиримгә әмәл қилисиләр.
ܐܢ ܪܚܡܝܢ ܐܢܬܘܢ ܠܝ ܦܘܩܕܢܝ ܛܪܘ
16 Мәнму Атидин тиләймән вә У силәргә башқа бир Ярдәмчи ата қилиду. У силәр билән әбәткичә биргә болиду. (aiōn g165)
ܘܐܢܐ ܐܒܥܐ ܡܢ ܐܒܝ ܘܐܚܪܢܐ ܦܪܩܠܛܐ ܢܬܠ ܠܟܘܢ ܕܢܗܘܐ ܥܡܟܘܢ ܠܥܠܡ (aiōn g165)
17 У болсиму Һәқиқәтниң Роһидур. Уни бу дуниядикиләр қобул қилалмайду, чүнки Уни нә көрмәйду, нә тонумайду. Бирақ силәр Уни тонуйсиләр, чүнки У силәр билән биллә туруватиду һәм силәрдә макан қилиду.
ܪܘܚܐ ܕܫܪܪܐ ܗܘ ܕܥܠܡܐ ܠܐ ܡܫܟܚ ܠܡܩܒܠܘܬܗ ܡܛܠ ܕܠܐ ܚܙܝܗܝ ܘܠܐ ܝܕܥܗ ܐܢܬܘܢ ܕܝܢ ܝܕܥܝܢ ܐܢܬܘܢ ܠܗ ܕܠܘܬܟܘܢ ܥܡܪ ܘܒܟܘܢ ܗܘ
18 Мән силәрни житим қалдурмаймән, йениңларға йәнә қайтип келимән.
ܠܐ ܫܒܩ ܐܢܐ ܠܟܘܢ ܝܬܡܐ ܐܬܐ ܐܢܐ ܓܝܪ ܠܘܬܟܘܢ ܩܠܝܠ ܐܚܪܝܢ
19 Азғина вақиттин кейин, бу дуния мени көрмәйду, лекин силәр көрүсиләр. Мән һаят болғанлиғим үчүн, силәрму һаят болисиләр.
ܘܥܠܡܐ ܠܐ ܚܙܐ ܠܝ ܐܢܬܘܢ ܕܝܢ ܬܚܙܘܢܢܝ ܕܐܢܐ ܚܝ ܐܦ ܐܢܬܘܢ ܬܚܘܢ
20 Шу күндә мениң Атамда болғанлиғим, силәрниң мәндә болғанлиғиңлар вә мәнму һәм силәрдә болғанлиғимни билисиләр.
ܒܗܘ ܝܘܡܐ ܬܕܥܘܢ ܕܐܢܐ ܒܐܒܝ ܘܐܢܬܘܢ ܒܝ ܐܢܬܘܢ ܘܐܢܐ ܒܟܘܢ ܐܢܐ
21 Ким әмирлиримгә егә болуп уларни тутса, мени сөйгүчи шу болиду. Мени сөйгүчини Атамму сөйиду, мәнму уни сөйимән вә өзүмни униңға аян қилимән».
ܡܢ ܕܐܝܬ ܠܘܬܗ ܦܘܩܕܢܝ ܘܢܛܪ ܠܗܘܢ ܗܘ ܗܘ ܡܚܒ ܠܝ ܗܘ ܕܝܢ ܕܪܚܡ ܠܝ ܢܬܪܚܡ ܡܢ ܐܒܝ ܘܐܢܐ ܐܪܚܡܝܘܗܝ ܘܐܚܘܝܘܗܝ ܢܦܫܝ
22 Йәһуда (Йәһуда Ишқарийот әмәс) униңдин: — И Рәб, сән өзүңни бу дуниядикиләргә аян қилмай, бизгила аян қилишиң қандақ иш? — дәп сориди.
ܐܡܪ ܠܗ ܝܗܘܕܐ ܠܐ ܗܘܐ ܤܟܪܝܘܛܐ ܡܪܝ ܡܢܘ ܠܢ ܥܬܝܕ ܐܢܬ ܠܡܚܘܝܘ ܢܦܫܟ ܘܠܐ ܗܘܐ ܠܥܠܡܐ
23 Әйса униңға җававән мундақ деди: — «Бирким мени сөйсә, сөзүмни тутиду; Атамму уни сөйиду вә [Атам] билән иккимиз униң йениға берип, униң билән биллә макан қилимиз.
ܥܢܐ ܝܫܘܥ ܘܐܡܪ ܠܗ ܡܢ ܕܪܚܡ ܠܝ ܡܠܬܝ ܢܛܪ ܘܐܒܝ ܢܪܚܡܝܘܗܝ ܘܠܘܬܗ ܐܬܝܢ ܚܢܢ ܘܐܘܢܐ ܠܘܬܗ ܥܒܕܝܢ ܚܢܢ
24 Мени сөймәйдиған киши сөзлиримни тутмайду; вә силәр аңлаватқан бу сөз болса мениң әмәс, бәлки мени әвәткән Атиниңкидур.
ܗܘ ܕܝܢ ܕܠܐ ܪܚܡ ܠܝ ܡܠܬܝ ܠܐ ܢܛܪ ܘܡܠܬܐ ܗܕܐ ܕܫܡܥܝܢ ܐܢܬܘܢ ܠܐ ܗܘܬ ܕܝܠܝ ܐܠܐ ܕܐܒܐ ܕܫܕܪܢܝ
25 Мән силәр билән биллә болуватқан чеғимда, буларни силәргә ейттим.
ܗܠܝܢ ܡܠܠܬ ܥܡܟܘܢ ܟܕ ܠܘܬܟܘܢ ܐܝܬܝ
26 Лекин Ата мениң намим билән әвәтидиған Ярдәмчи, йәни Муқәддәс Роһ силәргә һәммини үгитиду һәм мениң силәргә ейтқан һәммә сөзлиримни есиңларға кәлтүриду.
ܗܘ ܕܝܢ ܦܪܩܠܛܐ ܪܘܚܐ ܕܩܘܕܫܐ ܗܘ ܕܡܫܕܪ ܐܒܝ ܒܫܡܝ ܗܘ ܢܠܦܟܘܢ ܟܠܡܕܡ ܘܗܘ ܢܥܗܕܟܘܢ ܟܠ ܡܐ ܕܐܡܪ ܐܢܐ ܠܟܘܢ
27 Силәргә хатирҗәмлик қалдуримән, өз хатирҗәмлигимни силәргә беримән; мениң силәргә бәргиним бу дуниядикиләрниң бәргинидәк әмәстур. Көңлүңларни паракәндә қилмаңлар вә җүръәтсиз болмаңлар.
ܫܠܡܐ ܫܒܩ ܐܢܐ ܠܟܘܢ ܫܠܡܐ ܕܝܠܝ ܝܗܒ ܐܢܐ ܠܟܘܢ ܠܐ ܗܘܐ ܐܝܟܢܐ ܕܝܗܒ ܥܠܡܐ ܐܢܐ ܝܗܒ ܐܢܐ ܠܟܘܢ ܠܐ ܢܬܕܘܕ ܠܒܟܘܢ ܘܠܐ ܢܕܚܠ
28 Силәр мениң: «Мән [силәрдин] айрилип кетимән, кейин йениңларға йәнә қайтип келимән» дегинимни аңлидиңлар. Мени сөйгән болсаңлар, Атиниң йениға кетидиғанлиғим үчүн хурсән болаттиңлар. Чүнки Ата мәндин улуқдур.
ܫܡܥܬܘܢ ܕܐܢܐ ܐܡܪܬ ܠܟܘܢ ܕܐܙܠ ܐܢܐ ܘܐܬܐ ܐܢܐ ܠܘܬܟܘܢ ܐܠܘ ܪܚܡܝܢ ܗܘܝܬܘܢ ܠܝ ܚܕܝܢ ܗܘܝܬܘܢ ܕܐܙܠ ܐܢܐ ܠܘܬ ܐܒܝ ܕܐܒܝ ܪܒ ܗܘ ܡܢܝ
29 Силәрниң бу ишлар йүз бәргинидә ишинишиңлар үчүн бу [ишлар] йүз бериштин авал силәргә ейттим.
ܘܗܫܐ ܗܐ ܐܡܪܬ ܠܟܘܢ ܥܕܠܐ ܢܗܘܐ ܕܡܐ ܕܗܘܐ ܬܗܝܡܢܘܢ
30 Мундин кейин силәр билән көп сөзләшмәймән; чүнки бу дунияниң һөкүмдари келиш алдида туриду вә мәндин киргидәк һеч йочуқ тапалмайду.
ܡܟܝܠ ܠܐ ܐܡܠܠ ܥܡܟܘܢ ܤܓܝܐܬܐ ܐܬܐ ܓܝܪ ܐܪܟܘܢܗ ܕܥܠܡܐ ܘܒܝ ܠܝܬ ܠܗ ܡܕܡ
31 Лекин бу дунияниң адәмлириниң мениң Атини сөйидиғанлиғимни билиши үчүн Ата маңа немә әмир қилған болса, мән дәл шуни әмәлгә ашуримән. Туруңлар, бу җайдин кетәйли».
ܐܠܐ ܕܢܕܥ ܥܠܡܐ ܕܪܚܡ ܐܢܐ ܠܐܒܝ ܘܐܝܟܢܐ ܕܦܩܕܢܝ ܐܒܝ ܗܟܘܬ ܥܒܕ ܐܢܐ ܩܘܡܘ ܢܐܙܠ ܡܟܐ

< Юһанна 14 >