< Юһанна 13 >

1 Өтүп кетиш һейтидин илгири, Әйса бу дуниядин айрилип, Атиниң йениға баридиған вақит-саатниң йетип кәлгәнлигини билди вә шуниң үчүн бу дуниядики өз адәмлиригә көрситип кәлгән меһир-муһәббитини ахирғичә толуқ көрситип турди.
Isalezi seliseele eshikulukulu ye pasaka, afuatanaje oYesu amenye aje esala ya efishile eyaje aifuma munsi omo abhale hwa daada, endwemo abhagene abhantu bhakwe bhabhali munsi, abhagene oupeo.
2 Әнди кәчлик тамақ йейиливатқан еди; Иблис аллибурун Симонниң оғли Йәһуда Ишқарийотниң көңлигә Әйсаға сатқунлуқ қилиш вәсвәсисини салған еди.
Osetano abhehwelwe haani humwoyo gwa Yuda Iskariote, omwana wa simoni, ahushitushile oYesu.
3 Әйса Атиниң һәр ишни униң қолиға тапшурғинини, вә өзиниң Худаниң йенидин келип, Худаниң йениға қайтидиғанлиғини билгәчкә,
O Yesu amenye aje odaada abheshele evintu humakhono gakwe naje afumile hwa Ngolobhe nantele ali abhala hwa Ngolobhe.
4 дәстихандин туруп, тон-көйнигини йешип, бир лөңгә билән белини бағлиди.
Abhoshele pashalye na ahalile pansi omwenda gwa honze. Ahejile itaulo ahwifunjile yoyo.
5 Андин җавурға су қуюп, мухлисларниң путлирини жуюшқа вә белигә бағлиған лөңгә билән сүртүп қурутушқа башлиди.
Nkahaponya amenze mumbakuri na wanda abhozye amagaga abhanafunzi bhakwe na bhapugute ni taulo lya hwifunjile yoyo.
6 Нөвәт Симон Петрусқа кәлгәндә, Петрус униңға: — И Рәб, путумни сән жуйсаң қандақ болғини?! — деди.
Ahenza hwa Petro, na oPetro ahabhozya, “Gosi, uhwanza anazye amagaga gane?”
7 Әйса униңға: — Немә қиливатқинимни һазир билмәйсән, лекин кейин билисән, — деди.
O Yesu ayanga na hubhozye, “Lyebhomba solimenye esalezi ila eshi obhahwelewe pamande.”
8 Петрус: — Сән мениң путумни жуйсаң һәргиз болмайду! — деди. Әйса униңға җававән: — Сени юмисам, мениң билән тәң несивәң болмайду, — деди. (aiōn g165)
O Petro abhozya, “Sobhanozye amagaga gane na mwaha.” O Yesu ajile, “Nkashe sembahumwezye sobhabhe ne sehemu pandwemo nane.” (aiōn g165)
9 Симон Петрус: — И Рәб, ундақта пәқәт путлиримнила әмәс, қоллиримниму, бешимниму жуйғайсән! — деди.
O Simoni Petro abhozya, “Gosi, onganjenozye amagaga gane wene, ila namakhono ni twe lyane.”
10 Әйса униңға: — Бәдини жуюлуп, тамамән пакиз болған адәм пәқәт путлирини юсила қайта жуюнушиниң һаҗити болмайду. Силәр пакиз, лекин һәммиңлар әмәс, — деди
O Yesu abhozya, “Wawonti wayojile sahwanziwa ahwoje ila amagaga gakwe, nahuje mwinza obele gwakwe gwonti; amwe muli bhinza, ila se mwenti.”
11 (чүнки у өзини кимниң тутуп беридиғанлиғини биләтти; шуниң үчүн у «Һәммиңларла пакиз әмәс» дегән еди).
O Yesu amenye ola wanzahugalushile; ndio maana ajile, semwenti mli bhinza.”
12 Шуниң билән у уларниң путлирини жуюп болғандин кейин, тон-көйнигини кийип, йәнә дәстиханға олтирип уларға мундақ деди: — Силәргә немә қилғинимни уқтуңларму?
O Yesu lwali abhozizye amagaga gabho na wega omwenda gwakwe na khale nantele, abhabhozya, “Aje Muhwelewa hale hembabhombela?
13 Силәр мени «Устаз» вә «Рәб» дәйсиләр вә раст ейтисиләр, мән шундақтурмән.
Mukwizya ane “Mwalimu” nantele myiga Gosi ene yoli, afuatanaje endi shesho.
14 Әгәр мән Рәб вә устазиңлар туруқлуқ, путлириңларни жуйған екәнмән, силәрму бир-бириңларниң путлирини жуюшуңлар керәк.
Nkashe ane ne Gosi ne mwalimu, embozizye amagaga genyu, amwe namwe ehwanziwa abhozye amwenyu amagaga.
15 Мән силәргә қилғандәк силәрниңму һәм шундақ қилишиңлар үчүн бу үлгини қалдурдум.
Embapiye ofwana aje amwe mubhombe nanshi ane zyanabhombile hulimwe.
16 Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, қул ғоҗайинидин үстүн турмайду, әлчиму өзини әвәткүчидин үстүн турмайду.
Etesheli, Etesheli, embabhozya, oboyio segosi ashile ogosi wakwe; wala yule ambaye ametumwa ni mkuu kuliko yule aliye mtuma.
17 Бу ишларни билгән екәнсиләр, шундақ қилсаңлар бәхитликсиләр!
Nkashe ozimenye enongwa ezi osaiwaje nkobhazibhombe.
18 Мән буларни һәммиңларға қаритип ейтмидим. Мән таллиғанлиримни билимән, лекин [муқәддәс язмиларда] алдин пүтүлгән: «Мән билән һәмдәстихан болуп ненимни йегәнму маңа пут атти!» дегән бу сөз әмәлгә ашурулмай қалмайду.
Seyanga aje amwe mwenti, afuatanaje embamenye bhala bhembachaguye - eyanga ezi ili aje amazu gawezye akamilishe: 'Omwene walya ibumunda lyane ambasesezye ikhaata lyakwe.'
19 Мән бу иш йүз бериштин авал уни силәргә ейтип қояйки, у ишлар йүз бәргәндә мениң «Бар Болғучи» екәнлигимгә ишинисиләр.
Embabhozya izii esalezi shalilisele afume aje nkalyaifumila, mwawezye ahweteshele aje ane NENE.
20 Бәрһәқ, бәрһәқ, силәргә шуни ейтип қояйки, кимки мән әвәткән һәр қандақ бирисини қобул қилған болса, мени қобул қилған болиду; вә мени қобул қилғучилар мени Әвәткүчини қобул қилған болиду.
“Etesheli, etesheli, embabhozya, wamposhela ane ahuposhela yayola wantumile mimi.”
21 Әйса бу сөзләрни ейтқандин кейин, роһта қаттиқ пиған чекип, мундақ гувалиқ бәрди: — Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, араңларда бирәйлән маңа сатқунлуқ қилиду!
O Yesu lwa yangaga ega, ayanzihwe hu mwoyo, ahakikisizye na yanje, “Etesheli, etesheli, embabhozya aje omo wenyu aingaluha.”
22 Мухлислар кимни дәватқанлиғини биләлмәй, бир-биригә қарашти.
Abhanafunzi bhakwe bha henyanya, bhahuswiga aje wenu wahuyanga.
23 Әнди дәстиханда мухлислиридин бири Әйсаниң мәйдисигә йөлинип ятқан еди; у болса «Әйса сөйидиған мухлис» еди.
Hwali ne meza, omo we bhanafunzi bhakwe ahagamiye musifubha mwa Yesu ola oYesu wagene.
24 Симон Петрус униңдин [Әйсаниң] кимни дәватқинини сорап беқишини ишарәт қилди.
O Simoni oPetro abhozezye omwanafunzi ono na huje, “Tibho wenu wahuyanga.”
25 Шуниң билән у Әйсаниң мәйдисигә йөлинип туруп униңдин: — И Рәб, у кимдур? — дәп сориди.
Omwanafunzi ola wahagamiye mshifubha mwa Yesu na hubhozye, “Gosi, yonanu?”
26 Әйса җавап берип: — Бу бир чишләм нанни ашқа төгүрүп кимгә сунсам, шудур, — деди. Шуниң билән у бир чишләм нанни [ашқа] төгүрүп, Симонниң оғли Йәһуда Ишқарийотқа сунди.
O Yesu ajile, “Wemba tobhezye ishipande shi bumunda na hhupele.” Shesho nali atobhezezye ibumunda, apiye oYuda omwana wa Simoni Iskariote.
27 Йәһуда нанни еливиди, Шәйтан униң ичигә кирди. — Қилидиғиниңни чапсан қил, — деди Әйса униңға.
Baada yi bumunda, Osetano amwinyiye. O Yesu ahabhozya, “Haala howanza abhombe habhombe nanali.”
28 (Әнди дәстиханда олтарғанларниң һеч қайсиси униң [Йәһудаға] бу сөзләрни немә үчүн дегинини билмиди.
Nomo omuntu pameza wamenye emaana ya Yesu ayanje enongwa ezi hwa mwahale.
29 Йәһуда уларниң ортақ һәмянини тутқини үчүн, бәзиләр Әйса униңға: «Бизгә керәклик һейтлиқ нәрсиләрни елип кәл» яки «Кәмбәғәлләргә бирәр нәрсә бәр» дәватса керәк, дәп ойлашти).
Bhamo bhasebhele aje afuatanaje oYuda ekhete ifuko lye mpeya, oYesu abhozya, “Kala evintu vyatihwanza vye shikulukulu,” au aje ahwanziwa afumye evintu hwa peena.
30 Йәһуда бу бир чишләм нанни елипла ташқириға чиқип кәтти (бу чағ кечә еди).
O Yuda na hejelela ibumunda, ahafuma honze nanali; hwali sikuu.
31 Йәһуда ташқириға чиқип кәткәндин кейин, Әйса мундақ деди: — Әнди Инсаноғли улуқлинидиған вақит-саат йетип кәлди вә Худа у арқилиқ улуқлиниду.
O Yuda lwali asogoye, oYesu ayanjile, “Eshi omwana wa Adamu amwamihwe, no Ngolobhe amwamihwe hwa mwehale.
32 Вә әгәр Худа униңда улуқланса, Худаму Өзидә уни улуқлайду, шундақла дәрһал уни улуқлайду.
Ongolobhe anzahumwamishe hwa mwene yoyo, na anza humwamishe nanali.
33 Балилирим, силәр билән биллә болидиған йәнә азғина вақтим қалди. Силәр мени издәйсиләр, лекин мениң Йәһудийларға: «Мән баридиған йәргә силәр баралмайсиләр» дәп ейтқинимдәк, буни силәргиму ейтимән.
Bhana mwadodo, ehwendi pamo namwe omuda dodo. Mubhananze, nkashe shanabhabhozizye Ayahudi, 'Hwembala, semuwezizye ahwenze.' esalaze embabhozya amwe, nantele.
34 Силәргә йеңи бир әмир тапшуримәнки, «бир-бириңларни сөйүңлар». Силәрни сөйгинимдәк, силәрму бир-бириңларни сөйүңлар.
Embapiye endizyo empya, aje mganane nanshi ane shehabhagene amwe, shesho shesho namwe ehwanziwa aganane mwemwe hu mwemwe.
35 Араңларда бир-бириңларға меһир-муһәббитиңлар болса, һәммә адәм силәрниң мениң мухлислирим екәнлигиңларни билиду.
Afuatanaje neli awantu bhanzamanye aje amwe muli bhanafunzi bhane, nkashe muli no lugano shila omo no wamwabho.”
36 Симон Петрус униңдин: — И Рәб, қәйәргә барисән? — дәп сориди. Әйса җававән: — Мән кетидиған йәргә һазирчә әгишип баралмайсән, лекин кейин маңа әгишип барисән, — деди.
O Simoni Petro abhozezye, “Gosi, ubhala hwii?” O Yesu ayanga, “Apantu pe haibhala esalezi sobhawezye anfuate, ila obhananze pamande.
37 Петрус униңға: — И Рәб, немә үчүн һазир сениң кәйниңдин әгишип баралмаймән? Сән үчүн җенимни пида қилай! — деди.
O Petro abhozya, “Gosi, yenu ensafuate hata salezi? Ane embafumwe olwizyo lyane huliwe.”
38 Әйса җававән мундақ деди: — Мән үчүн растинла җениңни пида қиламсән? Бәрһәқ, бәрһәқ, саңа ейтип қояйки, ғораз чиллиғичә, сән мәндин үч қетим танисән!
O Yesu ajile, “Aje obhafumwe olwizyo shauli ya huline? Etesheli etesheli ehubhozya, ehanda sebhakuje bila haana mara hatatu.”

< Юһанна 13 >