< Юһанна 12 >
1 Өтүп кетиш һейтидин алтә күн илгири, Әйса өзи өлүмдин тирилдүргән Лазарус туруватқан җай — Бәйт-Анияға кәлди.
過越の祭の六日 前に、イエス、ベタニヤに來り給ふ、ここは死人の中より甦へらせ給ひしラザロの居る處なり。
2 Шу вәҗидин улар у йәрдә униңға зияпәт бәрди. Марта меһманларни күтүвататти; Лазарус болса Әйса билән һәмдәстихан болғанларниң бири еди.
此處にてイエスのために饗宴を設け、マルタは事へ、ラザロはイエスと共に席に著ける者の中にあり。
3 Мәрйәм әнди наһайити қиммәт баһалиқ сап сумбул әтирдин бир қадақ әкилип, Әйсаниң путлириға қуйди андин чачлири билән путлирини ертип қурутти. Әтирниң хуш пуриғи өйни бир алди.
マリヤは價 高き混りなきナルドの香 油 一斤を持ち來りて、イエスの御足にぬり、己が頭髮にて御足を拭ひしに、香 油のかをり家に滿ちたり。
4 Лекин униң мухлислиридин бири, йәни униңға пат арида сатқунлуқ қилғучи, Симонниң оғли Йәһуда Ишқарийот:
御弟子の一人にて、イエスを賣らんとするイスカリオテのユダ言ふ、
5 — Немишкә бу [қиммәт баһалиқ] әтир кәмбәғәлләргә сәдиқә қилип берилишкә үч йүз динарға сетилмиди? — деди
『何ぞこの香 油を三 百デナリに賣りて、貧しき者に施さざる』
6 (у бу сөзни кәмбәғәлләрниң ғемини йегәнлиги үчүн әмәс, бәлки оғри болғанлиғи үчүн дегән еди; чүнки у [мухлисларниң ортақ] һәмянини сақлиғучи болуп, дайим униңға селинғинидин оғриливалатти).
かく云へるは貧しき者を思ふ故にあらず、おのれ盜人にして、財嚢を預り、その中に納むる物を掠めゐたればなり。
7 Әнди Әйса: — Аялни өз ихтияриға қойғин! Чүнки у буни мениң дәпнә күнүм үчүн тәйярлиқ қилип сақлиғандур;
イエス言ひ給ふ『この女の爲すに任せよ、我が葬りの日のために之を貯へたるなり。
8 чүнки кәмбәғәлләр һемишә силәр билән биллә болиду, лекин мән һемишә силәр билән биллә болмаймән, — деди.
貧しき者は常に汝らと偕に居れども、我は常に居らぬなり』
9 Зор бир топ Йәһудийлар униң шу йәрдә екәнлигидин хәвәр тепип, шу йәргә кәлди. Уларниң келиши ялғуз Әйсани дәпла әмәс, йәнә у өлүмдин тирилдүргән Лазарусниму көрүш үчүн еди.
ユダヤの多くの民ども、イエスの此處に居給ふことを知りて來る、これはイエスの爲のみにあらず、死人の中より甦へらせ給ひしラザロを見んとてなり。
10 Лекин баш каһинлар болса Лазарусниму өлтүрүшни мәслиһәтләшкән еди;
かくて祭司長ら、ラザロをも殺さんと議る。
11 Чүнки униң сәвәвидин нурғун Йәһудийлар өзлиридин чекинип Әйсаға етиқат қиливататти.
彼のために多くのユダヤ人さり往きてイエスを信ぜし故なり。
12 Әтиси, «[өтүп кетиш] һейти»ни өткүзүшкә кәлгән зор бир топ халайиқ Әйсаниң Йерусалимға келиватқанлиғини аңлап,
明くる日、祭に來りし多くの民ども、イエスのエルサレムに來り給ふをきき、
13 қоллириға хорма шахлирини тутушқан һалда уни қарши алғили чиқишти вә: «Тәшәккүр-һосанна! Пәрвәрдигарниң намида кәлгүчи, Исраилниң падишасиға мубарәк болғай!» дәп вақирашти.
棕梠の枝をとりて出で迎へ、『「ホサナ、讃むべきかな、主の御名によりて來る者」イスラエルの王』と呼はる。
14 Әйса бир тәхәйни тепип, униңға минди; худди [муқәддәс язмиларда] мундақ пүтүлгәндәк: —
イエスは小驢馬を得て之に乘り給ふ。これは録して、
15 «Қорқма, и Зион қизи! Мана, Падишасиң ешәк тәхийигә минип келиватиду!».
『シオンの娘よ、懼るな。視よ、なんぢの王は驢馬の子に乘りて來り給ふ』と有るが如し。
16 Әйни чағда униң мухлислири бу ишларни чүшәнмәйтти, лекин Әйса шан-шәрәптә улуқланғандин кейин, бу сөзләрниң униң тоғрилиқ пүтүлгәнлигини, шундақла бу ишларниң дәрвәқә униңда шундақ йүз бәргәнлигини есигә кәлтүрди.
弟子たちは最初これらの事を悟らざりしが、イエスの榮光を受け給ひし後に、これらの事のイエスに就きて録されたると、人々が斯く爲ししとを思ひ出せり。
17 Әнди у Лазарусни қәбирдин чақирип тирилдүргән чағда униң билән биллә болған халайиқ болса, бу ишқа гувалиқ беривататти.
ラザロを墓より呼び起し、死人の中より甦へらせ給ひし時に、イエスと偕に居りし群衆、證をなせり。
18 Әйса яратқан бу мөҗизилик аламәтниму аңлиғачқа, уни қарши елишқа шу бир топ адәмләр чиқишқан еди.
群衆のイエスを迎へたるは、かかる徴を行ひ給ひしことを聞きたるに因りてなり。
19 Пәрисийләр болса бир-биригә: — Қараңлар, [барлиқ] қилғиниңлар бекар кәтти! Мана әнди пүткүл җаһан униңға әгәшмәктә! — дейишти.
パリサイ人ら互に言ふ『見るべし、汝らの謀ることの益なきを。視よ、世は彼に從へり』
20 Өтүп кетиш һейтида ибадәт қилғили кәлгәнләр арисида бир нәччә грекларму бар еди.
禮拜せんとて祭に上りたる者の中に、ギリシヤ人 數人ありしが、
21 Булар әнди Галилийәниң Бәйт-Саида йезисидин болған Филипниң йениға келип: — Әпәндим, биз Әйса билән көрүшсәк, — дәп тәләп қилишти.
ガリラヤなるベツサイダのピリポに來り、請ひて言ふ『君よ、われらイエスに謁えんことを願ふ』
22 Филип берип буни Андриясқа ейтти. Андин Андрияс вә Филип иккиси Әйсаға мәлум қилди.
ピリポ往きてアンデレに告げ、アンデレとピリポと共に往きてイエスに告ぐ。
23 Лекин Әйса уларға җававән мундақ деди: — «Инсаноғлиниң шан-шәрәптә улуқлинидиған вақит-саити йетип кәлди.
イエス答へて言ひ給ふ『人の子の榮光を受くべき時きたれり。
24 Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, буғдай дени тупрақ ичигә чүшүп өлмигичә, өзи йәнила ялғуз қалиду; лекин өлсә, мол һосул бериду.
誠にまことに汝らに告ぐ、一粒の麥、地に落ちて死なずば、唯一つにて在らん、もし死なば、多くの果を結ぶべし。
25 Кимдәким өз һаятини айиса униңдин мәһрум болиду; лекин бу дунияда өз һаятидин нәпрәтләнсә, уни мәңгүлүк һаятлиққа сақлалайду. (aiōnios )
己が生命を愛する者は、これを失ひ、この世にてその生命を憎む者は、之を保ちて永遠の生命に至るべし。 (aiōnios )
26 Кимдәким хизмитимдә болушни халиса, маңа әгәшсун. Мән қәйәрдә болсам, мениң хизмәтчимму шу йәрдә болиду. Кемдәким мениң хизмитимдә болса, Ата униңға иззәт қилиду.
人もし我に事へんとせば、我に從へ、わが居る處に我に事ふる者もまた居るべし。人もし我に事ふることをせば、我が父これを貴び給はん。
27 Һазир җеним қаттиқ азаплиниватиду. Мән немә дейишим керәк? «Ата, мени бу сааттин қутқузғин!» дәйму? Лекин мән дәл мошу вақит-саат үчүн кәлдим.
今わが心さわぐ、われ何を言ふべきか。父よ、この時より我を救ひ給へ、されど我この爲にこの時に到れり。
28 Ата, намиңға шан-шәрәп кәлтүргин!». Шуан, асмандин бир аваз аңлинип: — Униңға шан-шәрәп кәлтүрдүм вә йәнә униңға шан-шәрәп кәлтүримән!» — дейилди.
父よ、御名の榮光をあらはし給へ』ここに天より聲いでて言ふ『われ既に榮光をあらはしたり、復さらに顯さん』
29 Буни аңлиған шу йәрдә турған халайиқ: — Һава гүлдүрлиди, — дейишти. Йәнә бәзиләр болса: — Бир пәриштә униңға гәп қилди, — дейишти.
傍らに立てる群衆これを聞きて『雷霆 鳴れり』と言ひ、ある人々は『御使かれに語れるなり』と言ふ。
30 Әйса болса җававән: — Бу аваз мени дәп әмәс, силәрни дәп чүшти.
イエス答へて言ひ給ふ『この聲の來りしは、我が爲にあらず、汝らの爲なり。
31 Әнди дунияниң үстигә һөкүм чиқирилиш вақти кәлди; һазир бу дунияниң һөкүмдариниң ташқириға қоғлиниш вақти кәлди.
今この世の審判は來れり、今この世の君は逐ひ出さるべし。
32 Вә мән болсам, йәрниң үстидин көтирилгинимдә, пүткүл инсанларни өзүмгә җәлип қилип тартимән, — деди
我もし地より擧げられなば、凡ての人をわが許に引きよせん』
33 (униң буни дегини өзиниң қандақ өлүм билән өлидиғанлиғини көрсәткини еди).
かく言ひて、己が如何なる死にて死ぬるかを示し給へり。
34 Халайиқ буниңға җававән униңдин: — Биз муқәддәс қанундин Мәсиһниң әбәткичә қалидиғинини аңлиған; сән қандақсигә «Инсаноғли көтирилиши керәк» дәйсән?! Бу қандақму «Инсаноғли» болсун? — дәп сориди. (aiōn )
群衆こたふ『われら律法によりて、キリストは永遠に存へ給ふと聞きたるに、汝いかなれば人の子は擧げらるべしと言ふか、その人の子とは誰なるか』 (aiōn )
35 Шуңа Әйса уларға: — Нурниң араңларда болидиған вақти узун болмайду. Шуңа қараңғулуқниң силәрни бесивалмаслиғи үчүн, нур бар вақтида [униңда] меңиңлар; қараңғулуқта маңған киши өзиниң қәйәргә кетиватқанлиғини билмәйду.
イエス言ひ給ふ『なほ暫し光は汝らの中にあり、光のある間に歩みて、暗黒に追及かれぬやうにせよ、暗き中を歩む者は往方を知らず。
36 Нур араңларда бар вақитта, униңға ишиниңлар; буниң билән нурниң пәрзәнтлири болисиләр, — деди. Әйса бу сөзләрни қилғандин кейин, улардин айрилип йошурунувалди.
光の子とならんために、光のある間に光を信ぜよ』イエス此 等のことを語りてのち、彼らを避けて隱れ給へり。
37 Гәрчә у уларниң көз алдида шунчә тола мөҗизилик аламәт көрсәткән болсиму, улар техи униңға етиқат қилмиди.
かく多くの徴を人々の前におこなひ給ひたれど、なほ彼を信ぜざりき。
38 Шуниң билән Йәшая пәйғәмбәрниң язмисида алдин-ала көрситилгән бешарәт дәл әмәлгә ашурди: «И Пәрвәрдигар, бизниң йәткүзгән хәвиримизгә кимму ишәнгән? Һәм «Пәрвәрдигарниң билиги» Болғучи кимгиму аян қилинған?»
これ預言者イザヤの言の成就せん爲なり。曰く『主よ、我らに聞きたる言を誰か信ぜし。主の御腕は誰にあらはれし』
39 Халайиқниң етиқат қилмиғининиң сәвәви дәл шуки (худди Йәшая пәйғәмбәр йәнә алдин-ала ейтқандәк): «[Пәрвәрдигар] уларниң көзлирини кор, Қәлбини таш қилди; Мәхсәт, уларниң көзлириниң көрүп, Қәлбиниң чүшинип, [Гуналиридин] йенишиниң алдини елиш үчүндур; Болмиса, Мән уларни сақайтқан болаттим, — [дәйду Пәрвәрдигар]».
彼らが信じ得ざりしは此の故なり。即ちイザヤまた云へらく、
『彼らの眼を暗くし、心を頑固にし給へり。これ目にて見、心にて悟り、ひるがへりて、我に醫さるる事なからん爲なり』
41 Бу сөзләрни Йәшая [пәйғәмбәр] [Мәсиһниң] шан-шәривини көрүп униңға қарита алдин-ала сөз қилғинида ейтқан еди.
イザヤの斯く云へるは、その榮光を見し故にて、イエスに就きて語りしなり。
42 Вәһаләнки, гәрчә һәтта Йәһудий ақсақаллиридинму нурғунлиған адәмләр униңға етиқат қилған болсиму, улар Пәрисийләр вәҗидин қорқуп, өзлириниң синагогтин қоғлап чиқириветилмәслиги үчүн уни етирап қилмиди.
されど司たちの中にもイエスを信じたるもの多かりしが、パリサイ人の故によりて言ひ顯すことをせざりき、除名せられん事を恐れたるなり。
43 Буниң сәвәви, улар инсанлардин келидиған иззәт-шөһрәтни Худадин келидиған иззәт-шөһрәттин яхши көрәтти.
彼らは神の譽よりも人の譽を愛でしなり。
44 Бирақ Әйса жуқури аваз билән мундақ деди: — Маңа етиқат қилғучи маңила әмәс, бәлки мени Әвәткүчигә етиқат қилғучидур.
イエス呼はりて言ひ給ふ『われを信ずる者は我を信ずるにあらず、我を遣し給ひし者を信じ、
45 Кимки мени көргүчи болса, мени Әвәткүчини көргүчи болиду.
我を見る者は我を遣し給ひし者を見るなり。
46 Мән маңа етиқат қилғучилар қараңғулуқта қалмисун дәп, нур сүпитидә дунияға кәлдим.
我は光として世に來れり、すべて我を信ずる者の暗黒に居らざらん爲なり。
47 Бириси сөзлиримни аңлап, уларни тутмиса, уни сораққа тартмаймән; чүнки мән дуниядикиләрни сораққа тартқили әмәс, бәлки дуниядикиләрни қутқузғили кәлдим.
人たとひ我が言をききて守らずとも、我は之を審かず。夫わが來りしは世を審かん爲にあらず、世を救はん爲なり。
48 Бирақ мени чәткә қаққучини, шундақла сөзлиримни қобул қилмиғанни болса, уни сораққа тартқучи бириси бар. У болсиму, мән ейтқан сөз-каламимдур. У ахирқи күни уни сораққа тартиду.
我を棄て我が言を受けぬ者を審く者あり、わが語れる言こそ終の日に之を審くなれ。
49 Чүнки мән өзлүгүмдин сөзлигиним йоқ, бәлки мени әвәткән Ата мениң немини дейишим вә қандақ сөзлишим керәклигигә әмир бәргән.
我はおのれに由りて語れるにあらず、我を遣し給ひし父みづから、我が言ふべきこと語るべきことを命じ給ひし故なり。
50 Униң әмриниң мәңгүлүк һаятлиқ екәнлигини билимән. Шуңа немини сөзлисәм, Ата маңа буйруғинидәк сөзләймән. (aiōnios )
我その命令の永遠の生命たるを知る。されば我は語るに我が父の我に言ひ給ふままを語るなり』 (aiōnios )