< Юһанна 11 >

1 Лазарус дегән бир адәм кесәл болуп қалған еди. У Мәрйәм вә һәдиси Марта турған, Бәйт-Ания дегән кәнттә туратти
Ἦν δέ τις ἀσθενῶν, Λάζαρος ἀπὸ Βηθανίας, ἐκ τῆς κώμης τῆς Μαρίας καὶ Μάρθας τῆς ἀδελφῆς αὐτῆς.
2 (бу Мәрйәм болса, Рәбгә хушбуй майни сүркигән, путлирини өз чачлири билән ертип қурутқан һелиқи Мәрйәм еди; кесәл болуп ятқан Лазарус униң иниси еди).
ἦν δὲ Μαρία ἡ ἀλείψασα τὸν κύριον μύρῳ καὶ ἐκμάξασα τοὺς πόδας αὐτοῦ ταῖς θριξὶν αὐτῆς, ἧς ὁ ἀδελφὸς Λάζαρος ἠσθένει.
3 Лазарусниң һәдилири Әйсаға хәвәрчи әвәтип: «И Рәб, мана сән сөйгән [достуң] кесәл болуп қалди» дәп йәткүзди.
ἀπέστειλαν οὖν αἱ ἀδελφαὶ πρὸς αὐτὸν λέγουσαι· κύριε, ἴδε ὃν φιλεῖς ἀσθενεῖ.
4 Лекин Әйса буни аңлап: — Бу кесәлдин өлүп кәтмәйду, бәлки бу арқилиқ Худаниң Оғли улуқлинип, Худаниң шан-шәриви аян қилиниду — деди.
ἀκούσας δὲ ὁ Ἰησοῦς εἶπεν· αὕτη ἡ ἀσθένεια οὐκ ἔστιν πρὸς θάνατον ἀλλ’ ὑπὲρ τῆς δόξης τοῦ θεοῦ, ἵνα δοξασθῇ ὁ υἱὸς τοῦ θεοῦ δι’ αὐτῆς.
5 Әйса Марта, сиңлиси вә Лазарусни толиму сөйәтти.
ἠγάπα δὲ ὁ Ἰησοῦς τὴν Μάρθαν καὶ τὴν ἀδελφὴν αὐτῆς καὶ τὸν Λάζαρον.
6 Шуңа у Лазарусниң кесәл екәнлигини аңлиған болсиму, өзи туруватқан җайда йәнә икки күн турди.
ὡς οὖν ἤκουσεν ὅτι ἀσθενεῖ, τότε μὲν ἔμεινεν ἐν ᾧ ἦν τόπῳ δύο ἡμέρας·
7 Андин кейин у мухлислириға: — Йәһудийәгә қайта барайли! — деди.
ἔπειτα μετὰ τοῦτο λέγει τοῖς μαθηταῖς· ἄγωμεν εἰς τὴν Ἰουδαίαν πάλιν.
8 Мухлислири униңға: — Устаз, йеқиндила [у йәрдики] Йәһудийлар сени чалма-кесәк қилмақчи болған турса, йәнә у йәргә қайта барамсән? — дейишти.
λέγουσιν αὐτῷ οἱ μαθηταί· ῥαββεί, νῦν ἐζήτουν σε λιθάσαι οἱ Ἰουδαῖοι, καὶ πάλιν ὑπάγεις ἐκεῖ;
9 Әйса мундақ деди: — Күндүздә он икки саат бар әмәсму? Күндүзи йол маңған киши путлашмас, чүнки у бу дунияниң йоруғини көриду.
ἀπεκρίθη Ἰησοῦς· οὐχὶ δώδεκα ὧραί εἰσίν τῆς ἡμέρας; ἐάν τις περιπατῇ ἐν τῇ ἡμέρᾳ, οὐ προσκόπτει, ὅτι τὸ φῶς τοῦ κόσμου τούτου βλέπει·
10 Лекин кечиси йол маңған киши путлишар, чүнки униңда йоруқлуқ йоқтур.
ἐὰν δέ τις περιπατῇ ἐν τῇ νυκτί, προσκόπτει, ὅτι τὸ φῶς οὐκ ἔστιν ἐν αὐτῷ.
11 Бу сөзләрни ейтқандин кейин, у: — Достимиз Лазарус ухлап қалди; мән уни уйқисидин ойғатқили баримән, — дәп қошуп қойди.
ταῦτα εἶπεν, καὶ μετὰ τοῦτο λέγει αὐτοῖς· Λάζαρος ὁ φίλος ἡμῶν κεκοίμηται· ἀλλὰ πορεύομαι ἵνα ἐξυπνίσω αὐτόν.
12 Шуңа мухлислар униңға: — И Рәб, ухлиған болса, яхши болуп қалиду, — деди.
εἶπον οὖν αὐτῷ οἱ μαθηταὶ κύριε, εἰ κεκοίμηται σωθήσεται.
13 Һалбуки, Әйса Лазарусниң өлүми тоғрилиқ ейтқан еди, лекин улар у дәм елиштики уйқини дәватиду, дәп ойлашти.
εἰρήκει δὲ ὁ Ἰησοῦς περὶ τοῦ θανάτου αὐτοῦ. ἐκεῖνοι δὲ ἔδοξαν ὅτι περὶ τῆς κοιμήσεως τοῦ ὕπνου λέγει.
14 Шуңа Әйса уларға очуғини ейтип: — Лазарус өлди, — деди.
τότε οὖν εἶπεν αὐτοῖς ὁ Ἰησοῦς παρρησίᾳ· Λάζαρος ἀπέθανεν,
15 — Бирақ силәрни дәп, силәрниң етиқат қилишиңлар үчүн, [униң қешида] болмиғанлиғимға хошалмән. Әнди униң йениға барайли, — деди.
καὶ χαίρω δι’ ὑμᾶς, ἵνα πιστεύσητε, ὅτι οὐκ ἤμην ἐκεῖ· ἀλλὰ ἄγωμεν πρὸς αὐτόν.
16 «Қош гезәк» дәп атилидиған Томас башқа мухлисдашлириға: — Бизму униң билән биллә барайли һәм униң билән биллә өләйли, — деди.
εἶπεν οὖν Θωμᾶς ὁ λεγόμενος Δίδυμος τοῖς συνμαθηταῖς· ἄγωμεν καὶ ἡμεῖς ἵνα ἀποθάνωμεν μετ’ αὐτοῦ.
17 Әйса мухлислири билән Бәйт-Анияға барғанда, Лазарусниң йәрликкә қоюлғиниға аллиқачан төрт күн болғанлиғи униңға мәлум болди.
Ἐλθὼν οὖν ὁ Ἰησοῦς εὗρεν αὐτὸν τέσσαρας ἡμέρας ἔχοντα ἐν τῷ μνημείῳ.
18 Бәйт-Ания Йерусалимға йеқин болуп, униңдин алтә чақиримчә жирақлиқта еди,
ἦν δὲ Βηθανία ἐγγὺς τῶν Ἱεροσολύμων ὡς ἀπὸ σταδίων δεκαπέντε.
19 шуниң билән нурғун Йәһудийлар Марта билән Мәрйәмгә иниси тоғрисида тәсәлли бәргили уларниң йениға кәлгән еди.
πολλοὶ δὲ ἐκ τῶν Ἰουδαίων ἐληλύθεισαν πρὸς τὰς περὶ Μάρθαν καὶ Μαριάμ, ἵνα παραμυθήσωνται αὐτὰς περὶ τοῦ ἀδελφοῦ.
20 Марта әнди Әйсаниң келиватқинини аңлапла, униң алдиға чиқти. Лекин Мәрйәм болса өйидә олтирип қалди.
ἡ οὖν Μάρθα ὡς ἤκουσεν ὅτι Ἰησοῦς ἔρχεται, ὑπήντησεν αὐτῷ· Μαρία δὲ ἐν τῷ οἴκῳ ἐκαθέζετο.
21 Марта әнди Әйсаға: — И Рәб, бу йәрдә болған болсаң, иним өлмигән болатти.
εἶπεν οὖν ἡ Μάρθα πρὸς Ἰησοῦν· κύριε, εἰ ἦς ὧδε, οὐκ ἂν ἀπέθανεν ὁ ἀδελφός μου·
22 Һелиһәм Худадин немини тилисәң, Униң саңа шуни беридиғанлиғини билимән, — деди.
καὶ νῦν οἶδα ὅτι ὅσα ἂν αἰτήσῃ τὸν θεόν, δώσει σοι ὁ θεός.
23 — Иниң қайта тирилиду, — деди Әйса.
λέγει αὐτῇ ὁ Ἰησοῦς· ἀναστήσεται ὁ ἀδελφός σου.
24 Марта: — Ахирқи күнидә, йәнә тирилиш күнидә униң җәзмән тирилидиғанлиғини билимән, — деди.
λέγει αὐτῷ ἡ Μάρθα· οἶδα ὅτι ἀναστήσεται ἐν τῇ ἀναστάσει ἐν τῇ ἐσχάτῃ ἡμέρᾳ.
25 Әйса униңға: — Тирилиш вә һаятлиқ мән өзүмдурмән; маңа етиқат қилғучи киши өлсиму, һаят болиду;
εἶπεν αὐτῇ ὁ Ἰησοῦς· ἐγώ εἰμι ἡ ἀνάστασις καὶ ἡ ζωή· ὁ πιστεύων εἰς ἐμὲ κἂν ἀποθάνῃ ζήσεται,
26 вә һаят туруп, маңа етиқат қилғучи әбәдил-әбәт өлмәс; буниңға ишинәмсән? (aiōn g165)
καὶ πᾶς ὁ ζῶν καὶ πιστεύων εἰς ἐμὲ οὐ μὴ ἀποθάνῃ εἰς τὸν αἰῶνα· πιστεύεις τοῦτο; (aiōn g165)
27 У униңға: — Ишинимән, и Рәб; сениң дунияға келиши муқәррәр болған Мәсиһ, Худаниң Оғли екәнлигиңгә ишинимән.
λέγει αὐτῷ· ναί, κύριε· ἐγὼ πεπίστευκα ὅτι σὺ εἶ ὁ Χριστὸς ὁ υἱὸς τοῦ θεοῦ ὁ εἰς τὸν κόσμον ἐρχόμενος.
28 Буни дәп болуп, у берип сиңлиси Мәрйәмни астиғина чақирип: — Устаз кәлди, сени чақириватиду, — деди.
καὶ τοῦτο εἰποῦσα ἀπῆλθεν καὶ ἐφώνησεν Μαριὰμ τὴν ἀδελφὴν αὐτῆς λάθρᾳ εἰποῦσα· ὁ διδάσκαλος πάρεστιν καὶ φωνεῖ σε.
29 Мәрйәм буни аңлап, дәрһал орнидин туруп, униң алдиға барди
ἐκείνη ὡς ἤκουσεν, ἐγείρεται ταχὺ καὶ ἔρχεται πρὸς αὐτόν·
30 (шу пәйттә Әйса техи йезиға кирмигән болуп, Марта униң алдиға меңип, учришип қалған йәрдә еди).
οὔπω δὲ ἐληλύθει ὁ Ἰησοῦς εἰς τὴν κώμην, ἀλλ’ ἦν ἐν τῷ τόπῳ ὅπου ὑπήντησεν αὐτῷ ἡ Μάρθα.
31 Әнди [Мәрйәмгә] тәсәлли бериватқан, өйдә униң билән олтарған Йәһудийлар униң алдирап қопуп сиртқа чиқип кәткинини көрүп, уни қәбиргә берип шу йәрдә жиға-зерә қилғили кәтти, дәп ойлап, униң кәйнидин меңишти.
οἱ οὖν Ἰουδαῖοι οἱ ὄντες μετ’ αὐτῆς ἐν τῇ οἰκίᾳ καὶ παραμυθούμενοι αὐτήν, ἰδόντες τὴν Μαριὰμ ὅτι ταχέως ἀνέστη καὶ ἐξῆλθεν, ἠκολούθησαν αὐτῇ, δόξαντες ὅτι ὑπάγει εἰς τὸ μνημεῖον ἵνα κλαύσῃ ἐκεῖ.
32 Мәрйәм әнди Әйса бар йәргә барғанда уни көрүп, айиғиға өзини етип: — И Рәб, бу йәрдә болған болсаң, иним өлмигән болатти! — деди.
ἡ οὖν Μαριὰμ ὡς ἦλθεν ὅπου ἦν Ἰησοῦς, ἰδοῦσα αὐτὸν ἔπεσεν αὐτοῦ πρὸς τοὺς πόδας, λέγουσα αὐτῷ· κύριε, εἰ ἦς ὧδε, οὐκ ἄν μου ἀπέθανεν ὁ ἀδελφός.
33 Әйса Мәрйәмниң жиға-зерә қилғинини, шундақла униң билән биллә кәлгән Йәһудий хәлиқниң жиға-зерә қилишқинини көргәндә, роһида қаттиқ пиған чекип, көңли толиму беарам болди вә:
Ἰησοῦς οὖν ὡς εἶδεν αὐτὴν κλαίουσαν καὶ τοὺς συνελθόντας αὐτῇ Ἰουδαίους κλαίοντας, ἐνεβριμήσατο τῷ πνεύματι καὶ ἐτάραξεν ἑαυτόν,
34 — Уни қәйәргә қойдуңлар? — дәп сориди. — И Рәб, келип көргин, — дейишти улар.
καὶ εἶπεν· ποῦ τεθείκατε αὐτόν; λέγουσιν αὐτῷ· κύριε, ἔρχου καὶ ἴδε.
35 Әйса көз йеши қилди.
ἐδάκρυσεν ὁ Ἰησοῦς.
36 Йәһудий хәлқи: — Қараңлар, у уни қанчилик сөйгән! — дейишти.
ἔλεγον οὖν οἱ Ἰουδαῖοι· ἴδε πῶς ἐφίλει αὐτόν.
37 Вә улардин бәзилири: — Қариғуниң көзини ачқан бу киши кесәл адәмни өлүмдин сақлап қалалмасмиди? — дейишти.
τινὲς δὲ ἐξ αὐτῶν εἶπον· οὐκ ἐδύνατο οὗτος ὁ ἀνοίξας τοὺς ὀφθαλμοὺς τοῦ τυφλοῦ ποιῆσαι ἵνα καὶ οὗτος μὴ ἀποθάνῃ;
38 Әйса ичидә йәнә қаттиқ пиған чекип, қәбирниң алдиға барди. Қәбир бир ғар еди; униң кириш ағзиға чоң бир таш қоюқлуқ еди.
Ἰησοῦς οὖν πάλιν ἐμβριμώμενος ἐν ἑαυτῷ ἔρχεται εἰς τὸ μνημεῖον· ἦν δὲ σπήλαιον, καὶ λίθος ἐπέκειτο ἐπ’ αὐτῷ.
39 Әйса: — Ташни еливетиңлар! — деди. Өлгүчиниң һәдиси Марта: — И Рәб, йәрликкә қойғили төрт күн болди, һазир у пурап кәткәнду, — деди.
λέγει ὁ Ἰησοῦς· ἄρατε τὸν λίθον. λέγει αὐτῷ ἡ ἀδελφὴ τοῦ τετελευτηκότος Μάρθα· κύριε, ἤδη ὄζει· τεταρταῖος γάρ ἐστιν.
40 Әйса униңға: — Мән саңа: «Етиқат қилсаң, Худаниң шан-шәривини көрисән» дегән едимғу! — деди.
λέγει αὐτῇ ὁ Ἰησοῦς· οὐκ εἶπόν σοι ὅτι ἐὰν πιστεύσῃς ὄψῃ τὴν δόξαν τοῦ θεοῦ;
41 Буниң билән халайиқ ташни еливәтти. Әйса көзлирини асманға тикип мундақ дуа қилди: — И Ата, тилигимни аңлиғиниң үчүн саңа тәшәккүр ейтимән.
ἦραν οὖν τὸν λίθον· ὁ δὲ Ἰησοῦς ἦρεν τοὺς ὀφθαλμοὺς ἄνω καὶ εἶπεν· πάτερ, εὐχαριστῶ σοι ὅτι ἤκουσάς μου.
42 Тиләклиримни һемишә аңлайдиғанлиғиңни билимән; лекин шундақ болсиму, әтрапимдики мошу халайиқ сениң мени әвәткәнлигиңгә ишәнсун дәп, буни ейтиватимән!
ἐγὼ δὲ ᾔδειν ὅτι πάντοτέ μου ἀκούεις· ἀλλὰ διὰ τὸν ὄχλον τὸν περιεστῶτα εἶπον, ἵνα πιστεύσωσιν ὅτι σύ με ἀπέστειλας.
43 Бу сөзләрни қилғандин кейин, у жуқури авазда: — Лазарус, ташқириға чиқ! — дәп товлиди.
καὶ ταῦτα εἰπὼν φωνῇ μεγάλῃ ἐκραύγασεν· Λάζαρε, δεῦρο ἔξω.
44 Өлгүчи қол-путлири кепәнләнгән, еңиги теңилған һалда ташқириға чиқти. Әйса уларға: — Кепәнни йешиветип, уни азат қилиңлар! — деди.
ἐξῆλθεν ὁ τεθνηκὼς δεδεμένος τοὺς πόδας καὶ τὰς χεῖρας κειρίαις, καὶ ἡ ὄψις αὐτοῦ σουδαρίῳ περιεδέδετο. λέγει αὐτοῖς ὁ Ἰησοῦς· λύσατε αὐτὸν καὶ ἄφετε αὐτὸν ὑπάγειν.
45 Мәрйәмниң йениға пәтә қилип келип, униң әмиллирини көргән Йәһудийлар ичидин нурғунлири униңға етиқат қилди.
Πολλοὶ οὖν ἐκ τῶν Ἰουδαίων, οἱ ἐλθόντες πρὸς τὴν Μαριὰμ καὶ θεασάμενοι ἃ ἐποίησεν, ἐπίστευσαν εἰς αὐτόν·
46 Лекин уларниң ичидә бәзилири Пәрисийләрниң йениға берип, Әйсаниң қилған ишлирини мәлум қилишти.
τινὲς δὲ ἐξ αὐτῶν ἀπῆλθον πρὸς τοὺς Φαρισαίους καὶ εἶπαν αὐτοῖς ἃ ἐποίησεν Ἰησοῦς.
47 Шуңа баш каһинлар вә Пәрисийләр Йәһудийларниң кеңәшмисини жиғип: — Қандақ қилишимиз керәк? Бу адәм нурғун мөҗизилик аламәтләрни яритиватиду.
Συνήγαγον οὖν οἱ ἀρχιερεῖς καὶ οἱ Φαρισαῖοι συνέδριον, καὶ ἔλεγον· τί ποιοῦμεν, ὅτι οὗτος ὁ ἄνθρωπος πολλὰ ποιεῖ σημεῖα;
48 Униңға шундақ йол қоюп беривәрсәк, һәммә адәм униңға етиқат қилип кетиду. Шундақ болғанда, Римлиқлар келип бу бизниң җайимиз вә қовмимизни вәйран қиливетиду! — дейишти.
ἐὰν ἀφῶμεν αὐτὸν οὕτως, πάντες πιστεύσουσιν εἰς αὐτόν, καὶ ἐλεύσονται οἱ Ῥωμαῖοι καὶ ἀροῦσιν ἡμῶν καὶ τὸν τόπον καὶ τὸ ἔθνος.
49 Уларниң ичидә бири, йәни шу жили баш каһин болған Қаяфа: — Силәр һеч немини билмәйдикәнсиләр!
εἷς δέ τις ἐξ αὐτῶν Καϊάφας, ἀρχιερεὺς ὢν τοῦ ἐνιαυτοῦ ἐκείνου, εἶπεν αὐτοῖς· ὑμεῖς οὐκ οἴδατε οὐδέν,
50 Пүтүн хәлиқниң һалак болушиниң орниға, бирла адәмниң улар үчүн өлүшиниң әвзәллигини чүшинип йәтмәйдикәнсиләр, — деди
οὐδὲ λογίζεσθε ὅτι συμφέρει ὑμῖν ἵνα εἷς ἄνθρωπος ἀποθάνῃ ὑπὲρ τοῦ λαοῦ καὶ μὴ ὅλον τὸ ἔθνος ἀπόληται.
51 (бу сөзни у өзлүгидин ейтмиған еди; бәлки у шу жили баш каһин болғанлиғи үчүн, Әйсаниң [Йәһудий] хәлқи үчүн, шундақла пәқәт у хәлиқ үчүнла әмәс, бәлки Худаниң һәр янға тарқилип кәткән пәрзәнтлириниң һәммисини бир қилип уюштуруш үчүн өлидиғанлиғидин алдин бешарәт берип шундақ дегән еди).
τοῦτο δὲ ἀφ’ ἑαυτοῦ οὐκ εἶπεν, ἀλλὰ ἀρχιερεὺς ὢν τοῦ ἐνιαυτοῦ ἐκείνου ἐπροφήτευσεν ὅτι ἤμελλεν Ἰησοῦς ἀποθνῄσκειν ὑπὲρ τοῦ ἔθνους,
καὶ οὐχ ὑπὲρ τοῦ ἔθνους μόνον, ἀλλ’ ἵνα καὶ τὰ τέκνα τοῦ θεοῦ τὰ διεσκορπισμένα συναγάγῃ εἰς ἕν.
53 Шуниң билән улар мәслиһәтлишип, шу күндин башлап Әйсани өлтүрүветишни қәстлиди.
ἀπ’ ἐκείνης οὖν τῆς ἡμέρας ἐβουλεύσαντο ἵνα ἀποκτείνωσιν αὐτόν.
54 Шуниң үчүн Әйса әнди Йәһудийлар арисида ашкарә жүрмәйтти, у у йәрдин айрилип чөлгә йеқин райондики Әфраим исимлиқ бир шәһиригә берип, мухлислири билән у йәрдә турди.
Ἰησοῦς οὖν οὐκέτι παρρησίᾳ περιεπάτει ἐν τοῖς Ἰουδαίοις, ἀλλὰ ἀπῆλθεν ἐκεῖθεν εἰς τὴν χώραν ἐγγὺς τῆς ἐρήμου, εἰς Ἐφραὶμ λεγομένην πόλιν, κἀκεῖ διέτριβεν μετὰ τῶν μαθητῶν.
55 Әнди Йәһудийларниң «өтүп кетиш һейти»ға аз қалған еди. Нурғун кишиләр таһарәтни ада қилиш үчүн, һейттин илгири йезилардин Йерусалимға келишти.
ἦν δὲ ἐγγὺς τὸ πάσχα τῶν Ἰουδαίων, καὶ ἀνέβησαν πολλοὶ εἰς Ἱεροσόλυμα ἐκ τῆς χώρας πρὸ τοῦ πάσχα, ἵνα ἁγνίσωσιν ἑαυτούς.
56 Шуниң билән биллә шу кишиләр Әйсани издәшти. Улар ибадәтханида жиғилғанда бир-биригә: — Қандақ ойлаватисиләр? У һейт өткүзгили кәлмәсму? — дейишти.
ἐζήτουν οὖν τὸν Ἰησοῦν καὶ ἔλεγαν μετ’ ἀλλήλων ἐν τῷ ἱερῷ ἑστηκότες· τί δοκεῖ ὑμῖν, ὅτι οὐ μὴ ἔλθῃ εἰς τὴν ἑορτήν;
57 Баш каһинлар билән Пәрисийләр болса уни тутуш үчүн, һәр кимниң униң қәйәрдилигини билсә, мәлум қилиши тоғрилиқ пәрман чиқарған еди.
δεδώκεισαν δὲ οἱ ἀρχιερεῖς καὶ οἱ Φαρισαῖοι ἐντολὰς ἵνα ἐάν τις γνῷ ποῦ ἔστιν μηνύσῃ, ὅπως πιάσωσιν αὐτόν.

< Юһанна 11 >