< Юһанна 10 >
1 Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, қой қотиниға ишиктин кирмәй, башқа йәрдин ямишип киргән киши оғри вә қарақчидур.
2 Ишиктин киридиған киши болса қойларниң падичисидур.
3 Ишик бақар униңға ишикни ечип бериду вә қойлар униң авазини аңлап тонуйду; у өз қойлириниң исимлирини бир-бирләп чақирип уларни сиртқа башлап чиқиду.
4 У қойлириниң һәммисини сиртқа чиқирип болуп, уларниң алдида маңиду, қойларму униң кәйнидин әгишип меңишиду; чүнки улар униң авазини тонуйду.
5 Лекин улар ят адәмниң кәйнидин маңмайду, бәлки униңдин қачиду; чүнки улар ятларниң авазини тонумайду.
6 Әйса бу тәмсилни уларға сөзләп бәргини билән, лекин улар униң өзлиригә немә дәватқанлиғини һеч чүшәнмиди.
7 Шуңа Әйса уларға йәнә мундақ деди: — Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, қойларниң ишиги өзүмдурмән.
8 Мәндин илгири кәлгәнләрниң һәммиси оғри вә қарақчидур, лекин қойлар уларға қулақ салмиди.
9 Ишик өзүмдурмән. Мән арқилиқ киргини қутқузулиду һәм кирип-чиқип, от-чөпләрни тепип йейәләйду.
10 Оғри болса пәқәт оғрилаш, өлтүрүш вә бузуш үчүнла келиду. Мән болсам уларни һаятлиққа еришсун вә шу һаятлиғи мол болсун дәп кәлдим.
11 Яхши падичи өзүмдурмән. Яхши падичи қойлар үчүн өз җенини пида қилиду.
12 Лекин мәдикар ундақ қилмайду. У бәлки нә қойларниң егиси нә падичиси болмиғачқа, бөриниң кәлгинини көрсә, қойларни ташлап қачиду вә бөрә келип қойларни титип тирипирән қиливетиду.
13 Әнди мәдикар болса пәқәт һәққини дәп ишләп, қойларға көңүл бөлмәй бәдәр қачиду.
14 Яхши падичи өзүмдурмән. Ата мени тониғинидәк мән атини тонуғинимдәк, мән өзүмниңкиләрни тонуймән вә өзүмниңкиләрму мени тонуйду; қойлар үчүн җеним пида.
15
16 Бу қотандин болмиған башқа қойлиримму бар. Уларниму елип башлишим керәк вә уларму авазимни аңлайду; шуниң билән бир пада болиду, шундақла уларниң бир падичиси болиду.
17 Ата мени шу сәвәптин сөйидуки, мән җенимни қайтурувелишим үчүн уни пида қилимән.
18 Җенимни һеч ким мәндин алалмайду, мән уни өз ихтиярим билән пида қилимән. Мән уни пида қилишқа һоқуқлуқмән вә шундақла уни қайтурувелишқиму һоқуқлуқмән; бу әмирни Атамдин тапшурувалғанмән.
19 Бу сөзләр түпәйлидин Йәһудийлар арисида йәнә бөлүнүш пәйда болди.
20 Улардин көп адәмләр: — Униңға җин чаплишипту, у җөйлүватиду, немә үчүн униң сөзигә қулақ салғидәксиләр? — дейишти.
21 Йәнә бәзиләр болса: — Җин чаплашқан адәмниң сөзлири бундақ болмайду. Җин қандақму қариғуларниң көзлирини ачалисун?! — дейишти.
22 Қиш пәсли болуп, Йерусалимда «Қайта беғишлаш һейти» өткүзүлүвататти.
23 Әйса ибадәтханидики «Сулайманниң пешайвини»да айлинип жүрәтти.
24 Йәһудийлар униң әтрапиға олишивелип: — Бизни қачанғичә тит-тит қилип тутуқлуқта қалдурмақчисән? Әгәр Мәсиһ болсаң, бизгә очуғини ейт, — дейишти.
25 Әйса мундақ җавап бәрди: — Мән силәргә ейттим, лекин ишәнмәйсиләр. Атамниң нами билән қилған әмәллиримниң өзи маңа гувалиқ бериду.
26 Бирақ мән силәргә ейтқинимдәк, силәр етиқат қилмидиңлар, чүнки мениң қойлиримдин әмәссиләр.
27 Мениң қойлирим мениң авазимни аңлайду, мән уларни тонуймән вә улар маңа әгишиду.
28 Мән уларға мәңгүлүк һаят ата қилимән; улар әсла һалак болмайду. Һеч ким уларни қолумдин тартивалалмайду. (aiōn , aiōnios )
29 Уларни маңа тәқдим қилған атам һәммидин үстүндур вә һеч ким уларни атамниң қолидин тартивалалмайду.
30 Мән вә Ата [әслидинла] бирдурмиз.
31 Буниң билән Йәһудийлар йәнә уни чалма-кесәк қилишмақчи болуп, йәрдин қоллириға таш елишти.
32 Әйса уларға: — Атамдин кәлгән нурғун яхши әмәлләрни силәргә көрсәттим. Бу әмәлләрниң қайсиси үчүн мени чалма-кесәк қилмақчисиләр? — деди.
33 — Сени яхши бир әмәл үчүн әмәс, бәлки күпүрлүк қилғиниң үчүн чалма-кесәк қилимиз. Чүнки сән бир инсан туруқлуқ, өзүңни Худа қилип көрсәттиң! — деди Йәһудийлар җававән.
34 Әйса уларға мундақ җавап бәрди: — Силәргә тәвә муқәддәс қанунда «Мән ейттим, силәр илаһларсиләр» дәп пүтүлгән әмәсму?
35 Худа өз сөз-каламини йәткүзгәнләрни «илаһлар» дәп атиған йәрдә (вә муқәддәс язмиларда ейтилғини һәргиз күчтин қалмайду)
36 немә үчүн Ата Өзигә хас-муқәддәс қилип паний дунияға әвәткән зат «Мән Худаниң Оғлимән» десә, у тоғрилиқ «күпүрлүк қилдиң!» дәйсиләр?
37 Әгәр Атамниң әмәллирини қилмисам, маңа ишәнмәңлар.
38 Бирақ қилсам, маңа ишәнмигән һаләттиму, әмәлләрниң өзлиригә ишиниңлар. Буниң билән Атиниң мәндә екәнлигини, мениңму Атида екәнлигимни һәқ дәп билип етиқат қилидиған болисиләр.
39 Буниң билән улар йәнә уни тутмақчи болди, бирақ у уларниң қоллиридин қутулуп, у йәрдин кәтти.
40 Андин у йәнә Иордан дәриясиниң у қетиға, йәни Йәһя [пәйғәмбәр] дәслипидә адәмләрни чөмүлдүргән җайға берип, у йәрдә турди.
41 Нурғун кишиләр униң йениға кәлди. Улар: — Йәһя һеч мөҗизилик аламәт көрсәтмигән, лекин униң бу адәм тоғрисида барлиқ ейтқанлири раст екән! — дейишти.
42 Шуниң билән нурғунлиған кишиләр бу йәрдә униңға етиқат қилди.