< Йоел 3 >

1 Чүнки мана, шу күнләрдә, шу пәйттә, Мән Йәһуда һәм Йерусалимни асарәттин қутулдуруп, азатлиққа ериштүргинимдә,
Qünki mana, xu künlǝrdǝ, xu pǝyttǝ, Mǝn Yǝⱨuda ⱨǝm Yerusalemni asarǝttin ⱪutuldurup, azadliⱪⱪa erixtürginimdǝ,
2 Мән барлиқ әлләрниму жиғип, Уларни «Йәһошафат җилғиси»ға чүшүримән; Шуниң билән уларниң хәлқимни әлләр арисиға тарқитивәткәнлигидин, Зиминимни бөлүп парчиливәткәнлигидин, Уларни әшу йәрдә Мениң мирасим, йәни хәлқим Исраил түпәйлидин сораққа тартимән.
Mǝn barliⱪ ǝllǝrnimu yiƣip, Ularni «Yǝⱨoxafat jilƣisi»ƣa qüxürimǝn; Xuning bilǝn ularning hǝlⱪimni ǝllǝr arisiƣa tarⱪitiwǝtkǝnlikidin, Zeminimni bɵlüp parqiliwǝtkǝnlikidin, Ularni axu yǝrdǝ Mening mirasim, yǝni hǝlⱪim Israil tüpǝylidin soraⱪⱪa tartimǝn.
3 Униң үстигә улар Мениң хәлқимни доға тикип чәк ташлиған; Бир жигитни бир паһишә аялға алмаштурған, Бир қизни «шарап ичимиз» дәп шарап үчүн алмаштурған.
Uning üstigǝ ular Mening hǝlⱪimni doƣa tikip qǝk taxliƣan; Bir yigitni bir paⱨixǝ ayalƣa almaxturƣan, Bir ⱪizni «xarab iqimiz» dǝp xarab üqün almaxturƣan.
4 Һәй, Тур һәм Зидон, Филистийәниң барлиқ районлири, Мән силәрни немә қилиптимән? Силәр Мәндин өч алмақчимусиләр? (Бирақ Мәндин өч алимиз десәңлар, өчни тезла өз бешиңларға қайтуруп беримән!)
Ⱨǝy, Tur ⱨǝm Zidon, Filistiyǝning barliⱪ rayonliri, Mǝn silǝrni nemǝ ⱪiliptimǝn? Silǝr Mǝndin ɵq almaⱪqimusilǝr? (Biraⱪ Mǝndin ɵq alimiz desǝnglar, ɵqni tezla ɵz bexinglarƣa ⱪayturup berimǝn!)
5 Күмүчлирим, алтунлиримни буливалғиниңлар түпәйлидин, Гөзәл гөһәрлиримни өз бутханилириңларға апарғиниңлар түпәйлидин,
Kümüxlirim, altunlirimni buliwalƣininglar tüpǝylidin, Güzǝl gɵⱨǝrlirimni ɵz buthaniliringlarƣa aparƣininglar tüpǝylidin,
6 Йәһуда балилири һәм Йерусалимниң балилирини өз чегарасидин жирақ қилмақ үчүн уларни Грекларға сетиветкиниңлар түпәйлидин,
Yǝⱨuda baliliri ⱨǝm Yerusalemning balilirini ɵz qegrasidin yiraⱪ ⱪilmaⱪ üqün ularni Greklarƣa setiwetkininglar tüpǝylidin,
7 Мана, Мән уларни силәр сетивәткән җайда орнидин турғузимән, Һәмдә қилғиниңларни өз бешиңларға қайтуримән.
Mana, Mǝn ularni silǝr setiwǝtkǝn jayda ornidin turƣuzimǝn, Ⱨǝmdǝ ⱪilƣininglarni ɵz bexinglarƣa ⱪayturimǝn.
8 Оғул-қизлириңларни Йәһуда балилириниң қолиға сетиветимән, Улар шуларни жирақтики бир әлгә, йәни Шабиялиқларға сетиветиду; Чүнки Пәрвәрдигар сөз қилған.
Oƣul-ⱪizliringlarni Yǝⱨuda balilirining ⱪoliƣa setiwetimǝn, Ular xularni yiraⱪtiki bir ǝlgǝ, yǝni Xabiyaliⱪlarƣa setiwetidu; Qünki Pǝrwǝrdigar sɵz ⱪilƣan.
9 Шуни әлләр арисида җакалаңларки, «Җәңгә тәйярлиниңлар, Палванларни қозғаңлар, Җәңчиләрниң һәммиси йеқинлашсун, Җәңгә һазир болсун;
Xuni ǝllǝr arisida jakarlanglarki, «Jǝnggǝ tǝyyarlininglar, Palwanlarni ⱪozƣanglar, Jǝngqilǝrning ⱨǝmmisi yeⱪinlaxsun, Jǝnggǝ ⱨazir bolsun;
10 Сапан чишлирини қилич қилип, Оғақлириңларни нәйзә қилип соқушуңлар; Аҗиз адәмму: «Мән күчлүк» десун;
Sapan qixlirini ⱪiliq ⱪilip, Orƣaⱪliringlarni nǝyzǝ ⱪilip soⱪuxunglar; Ajiz adǝmmu: «Mǝn küqlük» desun;
11 Әтраптики һәммә әлләр, тездин келиңлар, Һәммиңлар шу йәргә җәм болуңлар!». «Өзүңниң күчлүклириңни әшу йәргә чүшүргәйсән, аһ Пәрвәрдигар!»
Ətraptiki ⱨǝmmǝ ǝllǝr, tezdin kelinglar, Ⱨǝmminglar xu yǝrgǝ jǝm bolunglar!». «Ɵzüngning küqlükliringni axu yǝrgǝ qüxürgǝysǝn, aⱨ Pǝrwǝrdigar!»
12 «Әлләр қозғилип «Йәһошафат җилғиси»ға кәлсун; Чүнки Мән шу йәрдә олтирип әтраптики һәммә әлләрни сораққа тартимән.
«Əllǝr ⱪozƣilip «Yǝⱨoxafat jilƣisi»ƣa kǝlsun; Qünki Mǝn xu yǝrdǝ olturup ǝtraptiki ⱨǝmmǝ ǝllǝrni soraⱪⱪa tartimǝn.
13 Оғақни селиңлар, Чүнки зираәт пишти; Келиңлар, чүшүп чәйләңлар, Чүнки шарап көлчәклири лиқ тушуқтур, Идиш-күпләр толуп ташиду. Чүнки уларниң рәзиллиги зордур»
Orƣaⱪni selinglar, Qünki ziraǝt pixti; Kelinglar, qüxüp qǝylǝnglar, Qünki xarab kɵlqǝkliri liⱪ tuxuⱪtur, Idix-küplǝr tolup taxidu. Qünki ularning rǝzilliki zordur»
14 Аһ, нурғун, нурғун кишиләр «Қарар җилғиси»да! Чүнки Пәрвәрдигарниң күни «Қарар җилғиси»ға йеқинлашти.
Aⱨ, nurƣun, nurƣun kixilǝr «Ⱪarar jilƣisi»da! Qünki Pǝrwǝrdigarning küni «Ⱪarar jilƣisi»ƣa yeⱪinlaxti.
15 Қуяш һәм ай қараңғулишип кетиду, Юлтузлар өз җуласини қайтурувалиду.
Ⱪuyax ⱨǝm ay ⱪarangƣulixip ketidu, Yultuzlar ɵz julasini ⱪayturuwalidu.
16 Пәрвәрдигар Зиондин һөкирәйду, Йерусалимдин авазини қоюветиду; Асманлар, зиминлар силкиниду; Лекин Пәрвәрдигар Өз хәлқигә башпанаһ, Исраил балилириға күч-һимайә болиду.
Pǝrwǝrdigar Ziondin ⱨɵrkirǝydu, Yerusalemdin awazini ⱪoyuwetidu; Asmanlar, zeminlar silkinidu; Lekin Pǝrwǝrdigar Ɵz hǝlⱪigǝ baxpanaⱨ, Israil baliliriƣa küq-ⱨimayǝ bolidu.
17 Шуниң билән силәр Мәнки Пәрвәрдигарниң силәрниң Худайиңлар екәнлигимни, Өз муқәддәс теғим Зионда туридиғанлиғимни билисиләр; Йерусалим пак-муқәддәс болиду, Униңдин һеч ят адәмләр йәнә өтмәйду.
Xuning bilǝn silǝr Mǝnki Pǝrwǝrdigarning silǝrning Hudayinglar ikǝnlikimni, Ɵz muⱪǝddǝs teƣim Zionda turidiƣanliⱪimni bilisilǝr; Yerusalem pak-muⱪǝddǝs bolidu, Uningdin ⱨeq yat adǝmlǝr yǝnǝ ɵtmǝydu.
18 Һәм шу күни әмәлгә ашурулидуки, Тағлар йеңи шарапни темитиду, Дөң-егизликләрдин сүт ақиду, Йәһудадики барлиқ ериқ-өстәңләрдә лиқ су ақиду; Пәрвәрдигарниң өйидин бир булақ чиқиду, Шиттим җилғисини суғириду.
Ⱨǝm xu küni ǝmǝlgǝ axuruliduki, Taƣlar yengi xarabni temitidu, Dɵng-egizliklǝrdin süt aⱪidu, Yǝⱨudadiki barliⱪ eriⱪ-ɵstǝnglǝrdǝ liⱪ su aⱪidu; Pǝrwǝrdigarning ɵyidin bir bulaⱪ qiⱪidu, Xittim jilƣisini suƣiridu.
19 Мисир болса бир чөллүк, Едом адәмзатсиз бир чөл-баяван болиду, Уларниң Йәһуда балилириға қилған зулум-зораванлиғи түпәйлидин, Улар буларниң зиминида бегуна қанларни төккәнлиги түпәйлидин.
Misir bolsa bir qɵllük, Edom adǝmzatsiz bir qɵl-bayawan bolidu, Ularning Yǝⱨuda baliliriƣa ⱪilƣan zulum-zorawanliⱪi tüpǝylidin, Ular bularning zeminida bigunaⱨ ⱪanlarni tɵkkǝnliki tüpǝylidin.
20 Бирақ Йәһуда мәңгүгә туриду, Йерусалим дәвирдин-дәвиргичә қалиду;
Biraⱪ Yǝⱨuda mǝnggügǝ turidu, Yerusalem dǝwrdin-dǝwrgiqǝ ⱪalidu;
21 Һәм Мән уларни төккән қанларниң пакландурулмиған гуналиридин пакландуримән; Чүнки Пәрвәрдигар Зионда маканлашқандур.
Ⱨǝm Mǝn ularni tɵkkǝn ⱪanlarning paklandurulmiƣan gunaⱨliridin paklandurimǝn; Qünki Pǝrwǝrdigar Zionda makanlaxⱪandur.

< Йоел 3 >