< Йоел 2 >
1 Зион теғида канай челиңлар, Муқәддәс теғимда агаһ сигналини аңлитиңлар; Зиминда турғучи һәммәйлән дир-дир титрисун; Чүнки Пәрвәрдигарниң күни келиду, у йеқиндидур.
2 У күн болса қараңғу һәм сүр күн, Булутлар қапланған һәм қапқараңғу зулмәт күн, — таң сәһәр тағлар үстигә йейилғандәк, Зор һәм күчлүк бир хәлиқ келиду; Уларға охшаш болғучилар болуп бақмиған, Улардин кейинму, дәвирдин-дәвиргә йәнә болмайду.
3 Уларниң алдида көйдүргүчи от маңиду, Уларниң кәйнидә болса бир ялқун көйдүрүп өтиду; Келиштин бурун зимин «Ерән бағчиси»дәк, Бирақ уларниң тапини тәккәндин кейин гүл-гиясиз чөл-баяван болиду; Бәрһәқ, улардин һеч немә қечип қутулалмайду.
4 Уларниң қияпити атқа охшайду, Атлиқ ләшкәрдәк чапиду.
5 Җәң һарвулири гүлдүрлигәндәк сада билән улар тағ чоққилиридин сәкрәп өтиду; Пахални параслап көйдүргән от авазидәк тараслап маңиду, Дәбдәбилик сәп түзәп турған күчлүк қошундәк жүриду,
6 Уларниң алдида әлләр қаттиқ азаплиниду, Һәммә чирай татирип кетиду.
7 Улар палванлардәк жүгүриду; Җәңчиләрдәк сепилдин артилип өтиду; Һәммиси өз алдиға қарап жүрүш қилиду; Сәплирини һеч бузмайду.
8 Һеч қайсиси өз қериндишини қистимайду; Һәр қайсиси өз йолида маңиду; Қуралларға етилсиму, яриланмай өтүп маңиду;
9 Шәһәрниң һәммә йеригә чепишиду; Сепил үстидә жүгүрүп жүриду; Өйләргә ямишип чиқиду; Деризиләрдин оғридәк кириду.
10 Улар алдида йәр-зиминни титрәк басиду, Асманлар тәвринип кетиду; Қуяш һәм ай қараңғулишип кетиду, Юлтузлар җуласини қайтурувалиду.
11 Пәрвәрдигар Өз қошуни алдида авазини қоюветиду, Чүнки Униң баргаһи паянсиздур; Униң сөзини орунлиғучи күчлүктур; Чүнки Пәрвәрдигарниң күни улуқ, интайин дәһшәтликтур; Ким уни көтирәлисун?
12 Бирақ һәтта һазирму, — дәйду Пәрвәрдигар, — Чин көңлүңләр билән, розилар билән, жиғилар билән матәм тутуп Мениң йенимға қайтип келиңлар;
13 Кийим-кечигиңларни әмәс, бәлки жүрәк-бағриңларни тилип, Пәрвәрдигар Худайиңларниң йениға қайтип бериңлар; Чүнки У меһри-шәпқәтлик һәм рәһимдил, Асан ғәзәпләнмәйду, зор меһир-муһәббәтликтур, Яманлиқтин янидиған [Худа]дур.
14 Ким билиду, У җазалаштин йенип, рәһим қилип бирәр бәрикәтни, Пәрвәрдигар Худайиңларға сунғидәк бирәр «ашлиқ һәдийә» һәм «шарап һәдийә»ни қалдуруп кетәмду техи?
15 Зион теғида канай челиңлар, «Роза тутайли» дәп [Худаға] мәхсус бир мәзгилни айриңлар, Җамаәткә мәхсус жиғилимиз, дәп җакалаңлар;
16 Әлни жиғиңлар, җамаәтни пакландуруңлар, Ақсақалларни җәм қилиңлар, балиларни, емиватқанларниму жиғиңлар; Той қиливатқан жигит өз өйидин, Ятлиқ болидиған қиз һуҗрисидин чиқсун;
17 Каһинлар, йәни Пәрвәрдигарниң хизмәтчилири айван билән қурбангаһ оттурисида жиға-зерә көтәрсун, Улар ейтсунки, «И Пәрвәрдигар, Өз хәлқиңгә ичиңни ағритқайсән, Өз мирасиңни хорлуқтин сақлап, Уларни әлләргә сөз-чөчәк болушқа қоймиғайсән; Әл-жутлар арисида: «Уларниң Худаси қени?» дейилмисун».
18 Андин Пәрвәрдигар Өз зиминиға отлуқ муһәббитини, Өз хәлқигә рәһим-шәпқәтни көрсәтти;
19 Пәрвәрдигар җававән Өз хәлқигә мундақ деди: — «Мана, Мән силәргә буғдай, йеңи шарап вә зәйтун мейини әвәтимән, Силәр булардин қандурулисиләр; Вә Мән силәрни қайтидин әлләр арисида шәрмәндә қилип қоймаймән;
20 Һәм шималдин кәлгүчини силәрдин жирақ қилип, Униң алди қисмини шәрқий деңизға, Кәйни қисмини ғәрбий деңизға қоғливетимән; Уни чөл бир зиминға һайдиветимән; Униң сесиқлиғи пурап туриду, Пасиқ һиди чиқиду; Чүнки у «чоң ишларни қилғучимән» дәп өзини улуқ қилмақчи болиду.
21 Қорқма, и зимин; Шатлинип хошал бол; Чүнки Пәрвәрдигар улуқ ишларни қилған.
22 И даладики һайванлар, қорқмаңлар; Чүнки чөллүктики от-чөпләр бәрқ урмақта; Дәрәқ мевисини бәрмәктә, Әнҗир дәриғи, үзүм тели толуқ һосул бериду.
23 Һәм силәр, Зионниң балилири, шатлинип Пәрвәрдигар Худайиңлардин хурсән болуңлар; Чүнки У һәққанийлиқ бойичә силәргә «авалқи ямғурлар»ни бериду; У силәргә һөл-йеғин бериду, Йәни башта болғандәк «авалқи ямғурлар» һәм «кейинки ямғурлар»ни яғдуриду.
24 Хаманлар буғдайға толған болиду, Идиш-күпләр йеңи шарап һәм майларға толуп ташиду.
25 Вә Мән силәргә чекәткиләр, чекәткә личинкилири, «вәйранчи қурут»лар, «чишлигүчи қурут»лар, Йәни Мән араңларға әвәткән улуқ қошунум йегән жилларни қайтуруп беримән;
26 Силәр болушичә йәп, қандурулисиләр, Шуниңдәк силәргә карамәт ишларни көрсәткән Пәрвәрдигар Худайиңларниң намини мәдһийиләйсиләр; Шуниң билән Мениң хәлқим һәргиз йәнә хиҗаләткә қалмайду.
27 Силәр Мениң Исраил ичидә турғанлиғимни, Шундақла Мәнки Пәрвәрдигар силәрниң Худайиңлар екәнлигимни, Мәндин башқа һеч ким болмайдиғанлиғини билисиләр; Шуниң билән Мениң хәлқим һәргиз йәнә хиҗаләткә қалмайду.
28 Һәм кейин, Мән Өз Роһумни барлиқ әт егилири үстигә қуйимән; Силәрниң оғул-қизлириңлар бешарәт бериду, Қерилириңлар аламәт чүшләрни көриду, Жигитлириңлар ғайипанә аламәт көрүнүшләрни көриду;
29 Бәрһәқ, шу күнләрдә қуллар үстигиму, дедәкләр үстигиму Роһумни қуйимән.
30 Мән асманларда, зиминдә карамәтләрни, Қан, от, ис-түтәк түврүклирини көрситимән.
31 Пәрвәрдигарниң улуқ һәм дәһшәтлик күни кәлмигичә, Қуяш қараңғулуққа, Ай қанға айландурулиду.
32 Һәм шундақ әмәлгә ашурулидуки, Пәрвәрдигарниң намини чақирип нида қилғанларниң һәммиси қутқузулиду; Чүнки Пәрвәрдигар дегинидәк, Зион теғида һәм Йерусалимда, Һәмдә Пәрвәрдигар чақирмақчи болған «қалдиси»лар үчүн қутқузуш-ниҗат болиду.