< Йоел 1 >
1 Пәрвәрдигарниң Петуелниң оғли Йоелға чүшкән сөзи: —
Pǝrwǝrdigarning Petuelning oƣli Yoelƣa qüxkǝn sɵzi: —
2 «И қерилар, аңлаңлар; Зиминда барлиқ туруватқан һәммәйлән, қулақ селиңлар; Өз күнлириңларда яки ата-бовилириңларниң күнлиридиму шундақ бир иш болуп баққанму?
«I ⱪerilar, anglanglar; Zeminda barliⱪ turuwatⱪan ⱨǝmmǝylǝn, ⱪulaⱪ selinglar; Ɵz künliringlarda yaki ata-bowiliringlarning künliridimu xundaⱪ bir ix bolup baⱪⱪanmu?
3 Балилириңларға шуни ейтип бериңлар, Балилириңлар өз балилириға ейтсун, Уларму келәр дәвиргә ейтсун: —
Baliliringlarƣa xuni eytip beringlar, Baliliringlar ɵz baliliriƣa eytsun, Ularmu kelǝr dǝwrgǝ eytsun: —
4 «Чишлигүчи қурут» қалдурғанни чекәткә йәп болди, Чекәткә қалдурғанни чекәткә личинкилири йәп болди, Чекәткә личинкилири қалдурғанни «вәйранчи қурут»лар йәп болди.
«Qixligüqi ⱪurt» ⱪaldurƣanni qekǝtkǝ yǝp boldi, Qekǝtkǝ ⱪaldurƣanni qekǝtkǝ liqinkiliri yǝp boldi, Qekǝtkǝ liqinkiliri ⱪaldurƣanni «wǝyranqi ⱪurt»lar yǝp boldi.
5 Әй, һарақкәшләр, ойғинип қаттиқ жиғлаңлар, Һувлишиңлар, и шарап ичкүчиләр, Йеңи шарап түпәйлидин — Чүнки у ағзиңдин елип ташланди.
Əy, ⱨaraⱪkǝxlǝr, oyƣinip ⱪattiⱪ yiƣlanglar, Ⱨuwlixinglar, i xarab iqküqilǝr, Yengi xarab tüpǝylidin — Qünki u aƣzingdin elip taxlandi.
6 Чүнки бир хәлиқ, күчлүк, сансизлиған хәлиқ, Зиминим үстигә бесип кәлди; Униң чишлири болса ширниң чишлири, Униңда ширниң һиңгаң чишлири бардур;
Qünki bir hǝlⱪ, küqlük, sansizliƣan hǝlⱪ, Zeminim üstigǝ besip kǝldi; Uning qixliri bolsa xirning qixliri, Uningda xirning ⱨinggang qixliri bardur;
7 У Мениң үзүм таллиримни вәйранә қиливәтти, Әнҗир дәриғимниң қовзақлирини сийривәтти, Уларни ялаңачлап, ташливәтти; Уларниң шахлири ақливетилди.
U Mening üzüm tallirimni wǝyranǝ ⱪiliwǝtti, Ənjür dǝrihimning ⱪowzaⱪlirini siyriwǝtti, Ularni yalingaqlap, taxliwǝtti; Ularning xahliri aⱪliwetildi.
8 Яшлиғидики ери үчүн матәм тутуп бөз кийимләргә оранған нәвҗувандәк қаттиқ пиған чекиңлар;
Yaxliⱪidiki eri üqün matǝm tutup bɵz kiyimlǝrgǝ oranƣan nǝwjuwandǝk ⱪattiⱪ piƣan qekinglar;
9 Пәрвәрдигарниң өйи «ашлиқ һәдийә»дин һәм «шарап һәдийә»ләрдин мәһрум қилинди; Каһинлар, йәни Пәрвәрдигарниң хизмәтчилири матәм тутиду.
Pǝrwǝrdigarning ɵyi «axliⱪ ⱨǝdiyǝ»din ⱨǝm «xarab ⱨǝdiyǝ»lǝrdin mǝⱨrum ⱪilindi; Kaⱨinlar, yǝni Pǝrwǝrdigarning hizmǝtqiliri matǝm tutidu.
10 Етизлар чөлдәрәп кәтти, Зимин матәм тутиду; Чүнки зираәтләр ғазан болди, Йеңи шарап қуруп кәтти, Зәйтун мейи қағҗириди.
Etizlar qɵldǝrǝp kǝtti, Zemin matǝm tutidu; Qünki ziraǝtlǝr ƣazan boldi, Yengi xarab ⱪurup kǝtti, Zǝytun meyi ⱪaƣjiridi.
11 Һәй деханлар, уюлуңлар; Буғдайлар һәм арпилар үчүн ялвуруңлар, и үзүмчиләр, Чүнки етизларниң һосуллири қуруп кәтти.
Ⱨǝy deⱨⱪanlar, uyulunglar; Buƣdaylar ⱨǝm arpilar üqün yalwurunglar, i üzümqilǝr, Qünki etizlarning ⱨosulliri ⱪurup kǝtti.
12 Үзүм тели қағҗирап кәтти, Әнҗир дәриғи солишип қалди, Анар дәриғи, хорма палмиси һәм алма дәриғиму, Даладики барлиқ дәрәқләр солишип кәтти; Бәрһәқ, шатлиқму адәм балилирида солишип кәтти.
Üzüm teli ⱪaƣjirap kǝtti, Ənjür dǝrihi solixip ⱪaldi, Anar dǝrihi, horma palmisi ⱨǝm alma dǝrihimu, Daladiki barliⱪ dǝrǝhlǝr solixip kǝtti; Bǝrⱨǝⱪ, xadliⱪmu adǝm balilirida solixip kǝtti.
13 Белиңларни бағлаңлар, пәряд оқуңлар, и каһинлар; Һувлаңлар, и қурбангаһниң хизмәтчилири; Кечичә бөз кийимләрни кийип дүм йетиңлар, и Худаниң хизмәтчилири; Чүнки Худайиңларниң өйидин «ашлиқ һәдийә» һәм «шарап һәдийә» үзүлүп қалди.
Belinglarni baƣlanglar, pǝryad oⱪunglar, i kaⱨinlar; Ⱨuwlanglar, i ⱪurbangaⱨning hizmǝtqiliri; Keqiqǝ bɵz kiyimlǝrni kiyip düm yetinglar, i Hudaning hizmǝtqiliri; Qünki Hudayinglarning ɵyidin «axliⱪ ⱨǝdiyǝ» ⱨǝm «xarab ⱨǝdiyǝ» üzülüp ⱪaldi.
14 «Роза тутайли» дәп [Худаға] мәхсус бир мәзгилни айриңлар, Җамаәткә мәхсус жиғилимиз, дәп җакалаңлар; Ақсақалларни, зиминда туруватқанларниң һәммисини Пәрвәрдигар Худайиңларниң өйигә жиғип, Пәрвәрдигарға налә көтириңлар!
«Roza tutayli» dǝp [Hudaƣa] mǝhsus bir mǝzgilni ayringlar, Jamaǝtkǝ mǝhsus yiƣilimiz, dǝp jakarlanglar; Aⱪsaⱪallarni, zeminda turuwatⱪanlarning ⱨǝmmisini Pǝrwǝrdigar Hudayinglarning ɵyigǝ yiƣip, Pǝrwǝrdigarƣa nalǝ kɵtürünglar!
15 «Аһ, шу күн! Чүнки Пәрвәрдигарниң күни йеқинлашти, У Һәммигә Қадир тәрипидин һалакәт болуп келиду.
«Aⱨ, xu kün! Qünki Pǝrwǝrdigarning küni yeⱪinlaxti, U Ⱨǝmmigǝ Ⱪadir tǝripidin ⱨalakǝt bolup kelidu.
16 Мана, ғиза көз алдимиздин елип ташланди әмәсму? Шатлиқ, хошаллиқ Худайимизниң өйидин елип ташланди әмәсму?
Mana, ƣiza kɵz aldimizdin elip taxlandi ǝmǝsmu? Xadliⱪ, huxalliⱪ Hudayimizning ɵyidin elip taxlandi ǝmǝsmu?
17 Уруқлар топа-чалмилар астида чирип кәтти, Амбарлар харабиләшти, Боғузханилар ғулап чүшти; Чүнки зираәтләр ғазаң болди.
Uruⱪlar topa-qalmilar astida qirip kǝtti, Ambarlar harabilǝxti, Boƣuzhanilar ƣulap qüxti; Qünki ziraǝtlǝr ƣazang boldi.
18 Чарпайлар шундақ һөкиришип кәтти! Кала падилири патипарақ болди, Отлақни тапалмиғач; Қой падилириму өзи «гунайимиз бар» дегәндәк мәйүсләнди;
Qarpaylar xundaⱪ ⱨɵrkirixip kǝtti! Kala padiliri patiparaⱪ boldi, Otlaⱪni tapalmiƣaq; Ⱪoy padilirimu ɵzi «gunaⱨimiz bar» degǝndǝk mǝyüslǝndi;
19 Аһ, Пәрвәрдигар, нида қилимән Саңа; Чүнки от ялқунлири җаңгалдики от-чөпләрни йәвәтти, Ялқун даладики барлиқ дәрәқләрни көйдүрүвәтти.
Aⱨ, Pǝrwǝrdigar, nida ⱪilimǝn Sanga; Qünki ot yalⱪunliri janggaldiki ot-qɵplǝrni yǝwǝtti, Yalⱪun daladiki barliⱪ dǝrǝhlǝrni kɵydürüwǝtti.
20 Даладики һайванларму Саңа нида қилиду, Чүнки ериқ-өстәңләр қуруп кәтти, От-ялқун җаңгалдики от-чөпләрни йәвәтти.
Daladiki ⱨaywanlarmu Sanga nida ⱪilidu, Qünki eriⱪ-ɵstǝnglǝr ⱪurup kǝtti, Ot-yalⱪun janggaldiki ot-qɵplǝrni yǝwǝtti.