< Аюп 9 >
1 Аюп җававән мундақ деди: —
2 Вай, сениңла тоғра, [дунияни] һәқиқәтән сән дегәндәк дәп билимән! Бирақ инсан балиси қандақ қилип Тәңри алдида һәққаний болалисун?
3 Һәтта әгәр бириси униң билән дәвалишишқа петиналиса, Шу [киши] мәсилиләрниң миңдин биригиму җавап берәлмәйду.
4 Униң қәлбидә чоңқур даналиқ бардур, У зор күч-қудрәткә егидур; Кимму Униңға қарши чиқип, жүригини том қилип, Кейин теч-аман қалған?
5 У тағларни ғәзивидә ғулатқанда, Уларға һеч билдүрмәйла уларни жулуп ташлайду.
6 У йәр-зиминни тәвритип өз орнидин қозғитиду, Шуниң билән униң түврүклири титрәп кетиду.
7 У қуяшқа көтирилмә дәп сөз қилсила, у қопмайду; У [халиса] юлтузларниңму нурини печәтләп қоялайду.
8 Асманларни кәң яйғучи пәқәт удур, У деңиз долқунлири үстигә дәссәп жүриду.
9 У йәттә қарақчи юлтуз, Орион юлтуз түркүми вә қәлб юлтуз топини, Җәнубий юлтуз түркүмлириниму яратқан.
10 У һесаплиғусиз улуқ ишларни, Санап түгитәлмәйдиған карамәт ишларни қилиду.
11 Қара, У йенимдин өтиду, бирақ мән Уни көрмәймән; У өтүп кетиду, бирақ Уни байқалмаймән.
12 Мана, У елип кетиду, ким Уни Өз йолидин яндуралисун? Ким Униңдин: «Немә қиливатисән» дәп сорашқа петиналисун?
13 Тәңри ғәзивини қайтурувалмайду; Раһабниң ярдәмчилири Униң айиғиға баш егиду.
14 Шундақ туруқлуқ, мән қандақму униңға җавап берәләйттим. Мән муназирә қилғидәк қандақ сөзләрни таллалайттим?
15 Мабада мән һәққаний болсамму, Мән йәнила Униңға җавап берәлмәйттим; Мән пәқәт сотчимға илтиҗала қилалайттим.
16 Мән Униңға илтиҗа қилған вә У маңа җавап бәргән болсиму, Мән техи Униң садайимни аңлиғанлиғиға ишәш қилалмиған болаттим;
17 У боран-чапқунлар билән мени езиду, У ярилиримни сәвәпсиз көпәйтмәкта.
18 У маңа һәтта нәпәс елишқиму рухсәт бәрмәйду, Әксичә У маңа дәрд-әләмни жүкливәтти.
19 Күч-қудрәт тоғрисида гәп қилсақ, мана, Униңдин күчлүк [йәнә башқа ким] бар? Адаләткә кәлсәк, ким Уни сотқа чақиралисун?!
20 Мән өзүмни ақлимақчи болсам, өз ағзим өзүмни гунаға патурар, Қосурсиз болған болсам, У йәнила мени әгир дәп бекитәр.
21 Бирақ мән әслидә ейибсиз едим. Мәйли, өзүмниң қандақ болидиғанлиғим билән пәрвайим пәләк! Өз җенимдин тойдум!
22 Һәммә иш охшаш екән; шуңа мән дәймәнки, У дурусларниму, яманларниму охшашла йоқитиду.
23 Туюқсиз бешиға қаза келип өлсә, У бегуналарға қилинған бу синаққа қарап күлиду.
24 Йәр йүзи яманларниң қолиға тапшурулди; Бирақ У сотчиларниң көзлирини бу адаләтсизликни көрәлмәйдиған қилип қойиду; Мошундақ қилғучи У болмай, йәнә ким болсун?
25 Мениң күнлирим йәлтапанниң жүгүрүшидинму тез өтиду; Улар мәндин қечип кетиду, Уларниң һеч қандақ яхшилиғи йоқтур.
26 Улар қомуш кемиләрдәк чапсан өтүп кетиду; Алғур бүркүт овни тутқили шуңғуғандәк тез маңиду.
27 Әгәр: «Налә-пәрядтин тохтап, Чирайимни тутулдурмай хуш чирай болай» десәмму,
28 Мән йәнила азаплиримниң һәммисидин қорқуп жүримән; Чүнки Сени мени бегуна һесаплимайду дәп билимән.
29 Мән һаман әйиплик адәм болсам, Мән беһудә җапа тартип немә қилай?
30 Һәтта қар сүйи билән жуюнуп, Қолумни шунчә пакизлиған болсамму,
31 Сән йәнила мени әврәзгә чөмүлдүрисәнки, Өз кийимимму мәндин нәпрәтлинидиған болиду!
32 Чүнки У мән Униңға җавап берәлигидәк, маңа охшаш адәм әмәс. Мениң Униң билән сотта дәвалашқичилигим йоқтур.
33 Оттуримизда һәр иккимизни өз қоли билән тәң тутидиған келиштүргүчи болсиди!
34 У Өзиниң тайиғини мәндин жирақ қилсун, Униң вәһимиси мени қорқатмисун;
35 Шундила мән Униңдин қорқмай сөзләләйттим; Бирақ әһвалим ундақ әмәстур!