< Аюп 8 >
1 Андин Шухалиқ Билдад җававән мундақ деди: —
2 «Сән қачанғичә мошуларни сөзләйсән? Ағзиңдики сөзләр күчлүк шамалдәк қачанғичә чиқиду?
3 Тәңри адаләтни бурмилиғучиму? Һәммигә Қадир адиллиқни бурмиламду?
4 Сениң балилириң Униң алдида гуна қилған болса, У уларниму итаәтсизлигиниң җазасиға тапшурған, халас.
5 Бирақ әгәр өзүң һазир чин көңлүңдин Тәңрини издисәңла, Һәммигә Қадирға илтиҗа қилсаңла,
6 Әгәр сән сап дил һәм дурус болған болсаң, Шүбһисизки, У сән үчүн ойғиниду, Чоқум сениң һәққанийлиғиңға толған туралғуңни гүлләндүриду.
7 Сән дәсләптә етиварсиз қаралған болсаңму, Бирақ сән ахирида чоқум техиму гүллинисән.
8 Шуңа сәндин өтүнәйки, өткәнки дәвирләрдин сорап баққин, Уларниң ата-бовилириниң издинишлиригиму көңүл қойғин
9 (Чүнки биз болсақ түнүгүнла туғулғанмиз; Күнлиримиз пәқәт бир сайә болғачқа, һеч немини билмәймиз).
10 Саңа көрсәтмә берип үгәтәләйдиған улар әмәсму? Улар өз көңлидикини саңа сөзлимәмду?
11 Латқа болмиса йекәнләр егиз өсәләмду? Қомушлуқтики от-чөпләр сусиз өсәләмду?
12 Улар йешил пети болуп, техичә орулмиған болсиму, Һәр қандақ от-чөптин тез тозуп кетиду.
13 Тәңрини унтуған кишиләрниң һәммисиниң ақивәтлири мана шундақтур; Ипласларниң үмүти мана шундақ йоққа кетәр.
14 Чүнки униң таянғини чүрүк бир нәрсә, халас; Униң ишәнгини болса өмчүкниң торидур, халас.
15 У өз угисиға йөлиниду, бирақ у мәзмут турмайду; У уни чиң тутувалған болсиму, бирақ у бәрдашлиқ берәлмәйду.
16 У қуяш астида көклигән болсиму, Униң пиләклири өз беғини қаплиған болсиму,
17 Униң йилтизлири таш догисиға чирмишип кәткән болсиму, У ташлар арисида орун издигән болсиму,
18 Лекин [Худа] уни орнидин юливәтсә, Әшу йәр униңдин тенип: «Мән сени көрмигән!» — дәйду.
19 Мана униң йолиниң шатлиғи! Униңдин кейин орниға башқилири тупрақтин үниду.
20 Қара, Худа дурус адәмни ташлимайду, Яки яманлиқ қилғучиларниң қолини тутуп уларни йөлимәйду.
21 У йәнә сениң ағзиңни күлкә билән, Ләвлириңни шатлиқ авазлири билән толдуриду,
22 Саңа нәпрәтләнгәнләргә шәрмәндилик чаплиниду, Әскиләрниң чедири йоқитилиду».