< Аюп 7 >
1 Инсанға зиминда җәврә-җапа чекидиған турмуш бекитилгән әмәсму? Униң күнлири бир мәдикарниңкигә охшаш әмәсму?
Insanƣa zeminda jǝwrǝ-japa qekidiƣan turmux bekitilgǝn ǝmǝsmu? Uning künliri bir mǝdikarningkigǝ ohxax ǝmǝsmu?
2 Қул кәчқурунниң сайисигә тәшна болғандәк, Мәдикар өз әмгигиниң һәққини күткәндәк,
Ⱪul kǝqⱪurunning sayisigǝ tǝxna bolƣandǝk, Mǝdikar ɵz ǝmgikining ⱨǝⱪⱪini kütkǝndǝk,
3 Мана беһудә айлар маңа бекитилгән, Ғәшликкә толған кечиләр маңа несип қилинған.
Mana biⱨudǝ aylar manga bekitilgǝn, Ƣǝxlikkǝ tolƣan keqilǝr manga nesip ⱪilinƣan.
4 Мән ятқинимда: «Қачан қопармән?» дәп ойлаймән, Бирақ кәч узундин узун болиду, Таң атқичә пүтүн бир кечә мән толғинип ятимән.
Mǝn yatⱪinimda: «Ⱪaqan ⱪoparmǝn?» dǝp oylaymǝn, Biraⱪ kǝq uzundin uzun bolidu, Tang atⱪuqǝ pütün bir keqǝ mǝn tolƣinip yatimǝn.
5 Әтлирим қурутлар һәм топа-чаңлар билән қапланди, Терилирим йерилип, йириңлап кәтти.
Ətlirim ⱪurtlar ⱨǝm topa-qanglar bilǝn ⱪaplandi, Terilirim yerilip, yiringlap kǝtti.
6 Күнлирим бапкарниң мокисидинму иштик өтиду, Улар үмүтсизлик билән аяқлишай дәп қалди.
Künlirim bapkarning mokisidinmu ittik ɵtidu, Ular ümidsizlik bilǝn ayaƣlixay dǝp ⱪaldi.
7 [Аһ Худа], мениң җеним бир нәпәсла халас. Көзүм яхшилиқни қайтидин көрмәйдиғанлиғи есиңдә болсун;
[Aⱨ Huda], mening jenim bir nǝpǝsla halas. Kɵzüm yahxiliⱪni ⱪaytidin kɵrmǝydiƣanliⱪi esingdǝ bolsun;
8 Мени Көргүчиниң көзи иккинчи қетим маңа қаримайду, Сән нәзириңни үстүмгә чүшүргиниңдә, мән йоқалған болимән.
Meni Kɵrgüqining kɵzi ikkinqi ⱪetim manga ⱪarimaydu, Sǝn nǝziringni üstümgǝ qüxürginingdǝ, mǝn yoⱪalƣan bolimǝn.
9 Булут ғайип болуп, қайта көрүнмигәндәк, Охшашла тәһтисараға чүшкән адәм қайтидин чиқмайду. (Sheol )
Bulut ƣayib bolup, ⱪayta kɵrünmigǝndǝk, Ohxaxla tǝⱨtisaraƣa qüxkǝn adǝm ⱪaytidin qiⱪmaydu. (Sheol )
10 У йәнә өз өйигә қайтмайду, Өз жути уни қайта тонумайду.
U yǝnǝ ɵz ɵyigǝ ⱪaytmaydu, Ɵz yurti uni ⱪayta tonumaydu.
11 Шуңа мән ағзимни жуммай, Роһумниң дәрд-әлими билән сөз қилай, Җенимниң азавидин зарлаймән.
Xunga mǝn aƣzimni yummay, Roⱨimning dǝrd-ǝlimi bilǝn sɵz ⱪilay, Jenimning azabidin zarlaymǝn.
12 Немишкә Сән үстүмдин күзәт қилисән? Мән [хәтәрлик] бир деңизму-я? Яки деңиздики бир әҗдиһамумән?
Nemixⱪa Sǝn üstümdin kɵzǝt ⱪilisǝn? Mǝn [hǝtǝrlik] bir dengizmu-ya? Yaki dengizdiki bir ǝjdiⱨamumǝn?
13 Мән: «Аһ, ятқан орнум маңа раһәт бериду, Көрпәм налә-пәрядимға дәрман болиду» — десәм,
Mǝn: «Aⱨ, yatⱪan ornum manga raⱨǝt beridu, Kɵrpǝm nalǝ-pǝryadimƣa dǝrman bolidu» — desǝm,
14 Әнди Сән чүшләр билән мени қорқутиватисән, Ғайипанә аламәтләр билән маңа вәһимә салисән.
Əmdi Sǝn qüxlǝr bilǝn meni ⱪorⱪutiwatisǝn, Ƣayibanǝ alamǝtlǝr bilǝn manga wǝⱨimǝ salisǝn.
15 Шуниң үчүн боғулушумни, өлүмни, Бу сүйәклиримгә қарап олтириштин артуқ билимән.
Xuning üqün boƣuluxumni, ɵlümni, Bu sɵngǝklirimgǝ ⱪarap olturuxtin artuⱪ bilimǝn.
16 Мән өз җенимдин тойдум; Мениң мәңгүгә яшиғум йоқ, Мени мәйлимгә қойивәткин, Мениң күнлирим беһудидур.
Mǝn ɵz jenimdin toydum; Mening mǝnggügǝ yaxiƣum yoⱪ, Meni mǝylimgǝ ⱪoyiwǝtkin, Mening künlirim biⱨudidur.
17 Инсан балиси немиди? Сән немишкә уни чоң билисән, Немә дәп униңға көңүл берисән?
Insan balisi nemidi? Sǝn nemixⱪa uni qong bilisǝn, Nemǝ dǝp uningƣa kɵngül berisǝn?
18 Һәр әтигәндә уни сүрүштүрүп келисән, Һәр нәпәс уни синайсән!
Ⱨǝr ǝtigǝndǝ uni sürüxtürüp kelisǝn, Ⱨǝr nǝpǝs uni sinaysǝn!
19 Қачанғичә мениңдин нәзириңни алмайсән, Маңа қачанғичә ағзимдики сериқ суни жутувалғидәк арам бәрмәйсән?
Ⱪaqanƣiqǝ meningdin nǝziringni almaysǝn, Manga ⱪaqanƣiqǝ aƣzimdiki seriⱪ suni yutuwalƣudǝk aram bǝrmǝysǝn?
20 Мән гуна қилған болсамму, и инсанийәтни Күзәткүчи, Саңа немә қилиптимән?! Мән Саңа жүк болуп қалдимму? Буниң билән мени Өзүңгә зәрбә нишани қилғансәнму?
Mǝn gunaⱨ ⱪilƣan bolsammu, i insaniyǝtni Kɵzǝtküqi, Sanga nemǝ ⱪiliptimǝn?! Mǝn Sanga yük bolup ⱪaldimmu? Buning bilǝn meni Ɵzünggǝ zǝrbǝ nixani ⱪilƣansǝnmu?
21 Сән немишкә мениң итаәтсизлигимни кәчүрүм қилип, Гунайимни сақит қилмайсән? Чүнки мән пат арида топиниң ичидә ухлаймән; Сән мени издәп келисән, лекин мән мәвҗут болмаймән».
Sǝn nemixⱪa mening itaǝtsizlikimni kǝqürüm ⱪilip, Gunaⱨimni saⱪit ⱪilmaysǝn? Qünki mǝn pat arida topining iqidǝ uhlaymǝn; Sǝn meni izdǝp kelisǝn, lekin mǝn mǝwjut bolmaymǝn».