< Аюп 6 >
1 Аюп җававән мундақ деди: —
2 «Аһ, мениң дәрдлик зарлирим таразида өлчәнсә! Аһ, бешимға чүшкән барлиқ балаю-қаза булар билән биллә таразиланса!
3 Шундақ қилинса у һазир деңиздики қумдин еғир болуп чиқиду; Шуниң үчүн сөзлирим тәлвиләрчә болуватиду.
4 Чүнки Һәммигә Қадирниң оқлири маңа санҗилип ичимдә туруватиду, Уларниң зәһирини роһум ичмәктә, Тәңриниң вәһимилири маңа қарши сәп түзүп һуҗум қиливатиду.
5 Явайи ешәк от-чөп тапқанда һаңрамду? Кала болса йәм-хәшәк үстидә мөрәмду?
6 Туз болмиса тәмсиз нәрсини йегили боламду? Хам тухумниң еқиниң тәми барму?
7 Җеним уларға тәгсиму сәскинип кетиду, Улар маңа жиркиничлик тамақ болуп туюлиду.
8 Аһ, мениң тәшна болғиним кәлсиди! Тәңри интизаримни иҗабәт қилсиди!
9 Аһ, Тәңри мени янчип ташлисун! У қолини қоюветип җенимни үзүп ташлашқа мувапиқ көрсиди!
10 Шундақ болса, маңа тәсәлли болатти, Һәтта рәһимсиз ағриқларда қийналсамму, шатлинаттим; Чүнки Муқәддәс Болғучиниң сөзлиридин танмиған болаттим!
11 Мәндә өлүмни күткидәк йәнә қанчилик мағдур қалди? Мениң сәвир-тақәтлик болуп һаятимни узартишимниң немә нәтиҗиси болар?
12 Мениң күчүм таштәк чиңму? Мениң әтлирим мистин ясалғанмиди?
13 Өзүмгә ярдәм бәргидәк мағдурум қалмиди әмәсму? Һәр қандақ әқил-тәдбир мәндин қоғливетилгән әмәсму?
14 Үмүтсизлинип кетиватқан кишигә дости меһриванлиқ көрсәтмики зөрүрдур; Болмиса у Һәммигә қадирдин қорқуштин ваз кечиши мүмкин.
15 Бирақ бурадәрлирим вақитлиқ «алдамчи ериқ» сүйидәк, Маңа һелигәрлик билән муамилә қилмақта; Улар сулири еқип түгигән ериққа охшайду.
16 Еригән муз сулири ериққа киргәндә улар қаридап кетиду, Қарлар уларниң ичидә йоқилип кетиду,
17 Улар пәсилниң иллиши билән қуруп кетиду; Һава иссип кәткәндә, изидин йоқилип кетиду.
18 Сәпәрдашлар маңған йолидин чиқип, ериққа бурулиду; Улар ериқни бойлап меңип, чөлдә езип өлиду.
19 Темалиқ карванларму ериқ издәп маңди; Шебалиқ содигәрләрму уларға үмүт билән қариди;
20 Бирақ улар ишәнгинидин үмүтсизлинип номуста қалди; Улар әшу йәргә келиши билән паракәндичиликкә учриди.
21 Мана силәр уларға охшаш [маңа тайини] йоқ болуп қалдиңлар; Силәр қорқунучлуқ бир вәһимини көрүпла қорқуп кетиватисиләр.
22 Мән силәргә: «Маңа бериңлар», Яки: «Маңа мал-мүлүклириңлардин һәдийә қилиңлар?» — дегәнни қачан дәп баққан?
23 Яки: «Мени езитқучиниң қолидин қутқузуңлар!» Яки «Зораванларниң қолидин гөрүгә пул бәрсәңлар!» дәп баққанму?
24 Маңа үгитип қоюңлар, сүкүт қилимән; Нәдә йолдин чиққанлиғимни маңа көрситип бериңлар.
25 Тоғра сөзләр немидегән өткүр-һә! Бирақ әйиплириңлар зади немини испатлалайду?!
26 Үмүтсизләнгән кишиниң гәплири өтүп кетидиған шамалдәк турса, Пәқәт сөзләрнила әйиплимәкчимусиләр?
27 Силәр житим-йесирларниң үстидә чәк ташлишисиләр! Дост-бурадириңлар үстидә содилишисиләр!
28 Әнди маңа йүз туранә қарап беқиңлар; Алдиңлардила ялған сөз қилаламдим?
29 Өтүнимән, болди қилиңлар, гуна болмисун; Раст, қайтидин ойлап беқиңлар, Чүнки өзүмниң тоғрилиғим [таразида] туриду.
30 Тилимда хаталиқ барму? Тилим яманлиқни зади теталмасму?