< Аюп 5 >
1 Қени, илтиҗа қилип бақ, саңа җавап қилғучи бармекин? Муқәддәсләрниң қайсисидин панаһ тиләйсән?
2 Чүнки ахмақниң аччиғи өзини өлтүриду, Қәһри наданниң җениға замин болиду.
3 Мән өз көзүм билән ахмақниң йилтиз тартқанлиғини көргәнмән; Лекин шу һаман униң маканини «Ләнәткә учрайду!» дәп билдим,
4 Униң балилири аманлиқтин жирақтур; Улар шәһәр дәрвазисида сот қилинғанда бастурулди; Уларға һеч ким һимайичи болмайду.
5 Униң һосулини ачлар йәп түгитиду; Улар һәтта тикән арисида қалғанлириниму елип түгитиду; Қилтақчиму униң мал-мүлүклирини жутувелишқа тәйяр туриду.
6 Чүнки аваричилик әзәлдин топидин үнүп чиқмайду, Күлпәтму йәрдин өсүп чиққанму әмәс.
7 Бирақ учқун жуқуриға учидиғандәк, Инсан күлпәт тартишқа туғулғандур.
8 Орнуңда мән болсам, Тәңриғила мураҗиәт қилаттим, Мән ишимни Худайимғила тапшуриветәттим.
9 У һесапсиз карамәтләрни, Сан-санақсиз мөҗизиләрни яритиду.
10 У йәргә ямғур тәқдим қилиду; У дала үстигә су әвәтип бериду.
11 У пәс орунда туридиғанларниң мәртивисини үстүн қилиду; Матәм тутқанлар аманлиққа көтирилиду.
12 У һейлигәрләрниң нийәтлирини бекар қиливетиду, Нәтиҗидә улар ишини пүттүрәлмәйду.
13 У мәккарларни өз һейлигәрлигидин қапқанқа алиду; Әгирләрниң нәйрәңлири еқитип кетилиду.
14 Күндүздә улар қараңғулуққа учрайду; Чүштә түн кечидәк силаштуруп маңиду.
15 Бирақ у мискинләрни мәккарларниң қиличи вә ағзидин қутқузиду, Уларни күчлүкләрниң чаңгилидин қудрәтлик қоли билән қутқузиду.
16 Шуңа, аҗизлар үчүн үмүт туғулиду, Қәбиһлик ағзини юмиду.
17 Қара, Тәңри ибрәт бәргән адәм бәхитликтур, Шуңа, Һәммигә Қадирниң тәрбийисигә сәл қарима җуму!
18 Чүнки У адәмни яриландуриду, андин ярини таңиду; У санҗийду, бирақ Униң қоллири йәнә сақайтиду.
19 У сени алтә қийинчилиқтин қутқузиду; Һәтта йәттә күлпәттә һеч қандақ яманлиқ саңа тәгмәйду.
20 Ачарчилиқта У сениң үлүмиңгә, Урушта У саңа урулған қилич зәрбисигә ниҗаткар болиду.
21 Сән зәһәрлик тилларниң зәрбисидиму башпанаһлиқ ичигә йошурунисән, Вәйранчилиқ кәлгәндә униңдин һеч қорқмайдиған болисән.
22 Вәйранчилиқ вә қәһәтчилик алдида күлүпла қойисән; Йәр йүзидики һайванлардинму һеч қорқмайсән.
23 Сән даладики ташлар билән әһдидаш болисән; Явайи һайванларму сән билән енақ өтиду.
24 Сән чедириңниң теч-аманлиқта болидиғанлиғини билип йетисән; Мал-мүлкүңни едитлисәң, һәммә немәңниң тәл екәнлигини байқайсән.
25 Нәслиң көп болидиғанлиғини, Пәрзәнтлириңниң от-чөптәк көп екәнлигини билисән.
26 Сән өз вақтидила йетилип жиғилған бир бағ буғдайдәк, Пәқәт вақит-саитиң пишип йетилгәндила йәрлигиңгә кирисән.
27 Биз өзимиз буни тәкшүрүп көргәнмиз — улар һәқиқәтән шундақтур. Шуңа өзүң аңлап бил, буларни өзүңгә тәтбиқлап ойлап бақ».