< Аюп 42 >
1 Аюп Пәрвәрдигарға җавап берип мундақ деди: —
Ayup Perwerdigargha jawab bérip mundaq dédi: —
2 «Һәммә ишни қилалайдиғиниңни, Һәр қандақ муддиаңни тосивалғили болмайдиғинини билдим!
«Hemme ishni qilalaydighiningni, Herqandaq muddiayingni tosiwalghili bolmaydighinini bildim!
3 «Несиһәтни тутуруқсиз сөзләр билән хирәләштүргән ким?» Бәрһәқ, мән өзүм чүшәнмигән ишларни дедим, Мән әқлим йәтмәйдиған тилсимат ишларни ейттим.
«Nesihetni tuturuqsiz sözler bilen xireleshtürgen kim?» Berheq, men özüm chüshenmigen ishlarni dédim, Men eqlim yetmeydighan tilsimat ishlarni éyttim.
4 Аңлап баққайсән, сөзләп берәй; Мән Сәндин сорай, Сән мени хәвәрдар қилғайсән.
Anglap baqqaysen, sözlep bérey; Men Sendin soray, Sen méni xewerdar qilghaysen.
5 Мән қулиқим арқилиқ хәвириңни аңлиғанмән, Бирақ һазир көзүм Сени көриватиду.
Men quliqim arqiliq xewiringni anglighanmen, Biraq hazir közüm Séni köriwatidu.
6 Шуниң үчүн мән өз-өзүмдин нәпрәтлинимән, Шуниң билән топа-чаңлар вә күлләр арисида товва қилдим».
Shuning üchün men öz-özümdin nepretlinimen, Shuning bilen topa-changlar we küller arisida towa qildim».
7 Пәрвәрдигар Аюпқа бу сөзләрни қилғандин кейин шундақ болдики, Пәрвәрдигар Теманлиқ Елифазға мундақ деди: — «Мениң ғәзивим саңа һәм икки достуңға қарап қозғалди; чүнки силәр Мениң тоғрамда Өз қулум Аюп тоғра сөзлигәндәк сөзлимидиңлар.
Perwerdigar Ayupqa bu sözlerni qilghandin kéyin shundaq boldiki, Perwerdigar Témanliq Élifazgha mundaq dédi: — «Méning ghezipim sanga hem ikki dostunggha qarap qozghaldi; chünki siler Méning toghramda Öz qulum Ayup toghra sözligendek sözlimidinglar.
8 Бирақ һазир өзүңлар үчүн йәттә топақ һәм йәттә қочқарни елип, қулум Аюпниң йениға берип, өз-өзүңлар үчүн көйдүрмә қурбанлиқ сунуңлар; қулум Аюп силәр үчүн дуа қилиду; чүнки Мән уни қобул қилимән; болмиса, Мән өз наданлиқлириңларни өзүңларға қайтуруп берәй; чүнки силәр Мениң тоғрамда қулум Аюп тоғра сөзлигәндәк тоғра сөзлимидиңлар».
Biraq hazir özünglar üchün yette torpaq hem yette qochqarni élip, qulum Ayupning yénigha bérip, öz-özünglar üchün köydürme qurbanliq sununglar; qulum Ayup siler üchün dua qilidu; chünki Men uni qobul qilimen; bolmisa, Men öz nadanliqliringlarni özünglargha qayturup bérey; chünki siler Méning toghramda qulum Ayup toghra sözligendek toghra sözlimidinglar».
9 Шуниң билән Теманлиқ Елифаз, Шухалиқ Билдад вә Нааматлиқ Зофар үчәйлән берип Пәрвәрдигар уларға дегинидәк қилди; һәмдә Пәрвәрдигар Аюпниң дуасини қобул қилди.
Shuning bilen Témanliq Élifaz, Shuxaliq Bildad we Naamatliq Zofar ücheylen bérip Perwerdigar ulargha déginidek qildi; hemde Perwerdigar Ayupning duasini qobul qildi.
10 Шуниң билән Аюп достлири үчүн дуа қиливиди, Пәрвәрдигар уни азап-қийинчилиқлиридин қайтуруп, әслигә кәлтүрди; Пәрвәрдигар Аюпқа бурунқидин икки һәссә көп бәрди.
Shuning bilen Ayup dostliri üchün dua qiliwidi, Perwerdigar uni azab-qiyinchiliqliridin qayturup, eslige keltürdi; Perwerdigar Ayupqa burunqidin ikki hesse köp berdi.
11 Шуниң билән униң барлиқ ака-ука, ача-сиңил вә униңға илгири дост-ағинә болғанларниң һәммиси униң йениға кәлди. Улар униң өйидә олтирип униң билән биллә тамақланди; униңға һесдашлиқ қилишип, Пәрвәрдигар униңға кәлтүргән барлиқ азап-оқубәтләр тоғрисида тәсәлли беришти; һәмдә һәр бир адәм униңға бир тәңгидин көмүш, бирдин алтун һалқа беришти.
Shuning bilen uning barliq aka-uka, acha-singil we uninggha ilgiri dost-aghine bolghanlarning hemmisi uning yénigha keldi. Ular uning öyide olturup uning bilen bille tamaqlandi; uninggha hésdashliq qiliship, Perwerdigar uninggha keltürgen barliq azab-oqubetler toghrisida teselli bérishti; hemde herbir adem uninggha bir tenggidin kümüsh, birdin altun halqa bérishti.
12 Пәрвәрдигар Аюпқа кейинки күнлиридә бурунқидин көпрәк бәхит-бәрикәт ата қилди; униң он төрт миң қойи, алтә миң төгиси, бир миң қошлуқ калиси, бир миң мада ешиги бар болди.
Perwerdigar Ayupqa kéyinki künliride burunqidin köprek bext-beriket ata qildi; uning on töt ming qoyi, alte ming tögisi, bir ming qoshluq kalisi, bir ming mada éshiki bar boldi.
13 Униңдин йәнә йәттә оғул, үч қиз туғулди.
Uningdin yene yette oghul, üch qiz tughuldi.
14 У қизлириниң биринчисиниң исмини «Йемимаһ», иккинчисиниң исмини «Кәзийә», үчинчисиниң исмини «Кәрән-хапуқ» дәп қойди.
U qizlirining birinchisining ismini «Yémimah», ikkinchisining ismini «Keziye», üchinchisining ismini «Keren-xapuq» dep qoydi.
15 Пүткүл зиминда Аюпниң қизлиридәк шунчә гөзәл қизларни тапқили болмайтти; атиси уларни ака-укилири билән охшаш мирасхор қилди.
Pütkül zéminda Ayupning qizliridek shunche güzel qizlarni tapqili bolmaytti; atisi ularni aka-ukiliri bilen oxshash mirasxor qildi.
16 Бу ишлардин кейин Аюп бир йүз қириқ жил яшап, өз оғуллирини, оғуллириниң оғуллирини, һәтта төртинчи әвлатқичә, йәни әврилириниму көргән.
Bu ishlardin kéyin Ayup bir yüz qiriq yil yashap, öz oghullirini, oghullirining oghullirini, hetta tötinchi ewladqiche, yeni ewrilirinimu körgen.
17 Шуниң билән Аюп яшинип, күнлиридин қанаәт тепип аләмдин өтти.
Shuning bilen Ayup yashinip, künliridin qanaet tépip alemdin ötti.